21
21-күй •••• Әң еғир азап-оқубәттә қилған дуа •••• Бешарәтлик күй •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
1-2 Нәғмичиләрниң бешиға тапшурулуп, «Айҗәләт-хашшаһар» (таң сәһәрдә кәлгән мәдәт) дегән аһаңда оқулсун дәп, Давут язған күй: —
 
«Аһ Илаһим, Илаһим, немишкә мәндин ваз кәчтиң?
Сән немишкә мени қутқузуштин шунчә жирақсән?
Немишкә қаттиқ пәрядлиримдин шунчә жирақ турисән,«Изаһат» — Давут пәйғәмбәр һаятида нурғун азап-оқубәтләрни тартқан болсиму, лекин у бу күйдә ейтилған шунчивала еғир азап-оқубәтләрни тартқан әмәс. Шуңа шүбһисизки, Давут өзидин кейинки бирисиниң тартидиған азаплирини көрсәткән болса керәк. Оқурмәнләр бу азапларниң кимгә қаритилғанлиғи тоғрилиқ өзлири хуласигә кәлсун. ««айҗәләт-хашшаһар» (таң сәһәрдә кәлгән мәдәт)» — бәзи алимлар: «Таң сәһәрдики чиши җәрән» дәп тәрҗимә қилиду. Бу бәлким күйниң темисиниң һәм униң аһаңиниң нами болса керәк.  Мат. 27:46; Мар. 15:34
Худайим, күндүздә нида қилдим, лекин Сән һеч җавап қилмайсән;
Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән.«Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән» — яки «кечидиму мән пәряд қилсам, бирақ арам тапмаймән»  Мат. 27:45
Бирақ и Исраилниң мәдһийилирини өз маканиң қилғучи,
Сән дегән пак-муқәддәстурсән!
Ата-бовилиримиз сени таянчи қилған,
Улар саңа таянған, сән уларни қутқузған.
Улар Саңа нида қилишлири билән қутулған;
Саңа тайиниш билән уларниң үмүти һеч йәрдә қалған әмәс.Зәб. 24:2-3; 30:1-3; Йәш. 49:23; Рим. 9:33
Бирақ мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән,
Инсан тәрипидин төһмәт билән рәсвайиаләм қилинғанмән,
Халайиқ тәрипидин кәмситилгәнмән.«мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән» — ибраний тилида «қурут» «коккус иликус» (қизил қурут) дегән қурутни көрситиду. Бу хил қурутниң чишиси тухумлиғанда өзини дәрәққә чаплаштуруп, салған тухумлирини өз бәдини билән қоғдайду. Шундақ қилип у өлгичә чаплашқан йәрдин мидирлимай туриду. Өлүши билән униңдин қип-қизил бир суюқлуқ чиқип, һәммә әтрапини қизил қилиду. Адәмләр бу қизил суюқлуқни бояқ үчүн ишлитиду. Бу ишлар Мәсиһ Әйсаниң кресткә миқлинишиға бешарәт болмамду?  Йәш. 41:14
Мени көргәнләрниң һәммиси мазақ қилип күлиду,
Башлирини силкишип ағзилирини пүрүштүрүп: Мат. 27:39
«У Пәрвәрдигарға өзини тапшурған әмәсму?!
Әнди Пәрвәрдигар уни қутқузсун!
Пәрвәрдигар униңдин хурсән болса әгәр,
Уни қутулдурсун!» — дейишиду.Мат. 27:43
10 Бирақ мени апамниң қосиғидин чиқарғучи өзүңдурсән;
Һәтта әмчәктики вақтимдиму мени өзүңгә таяндурғансән;
11 Туғулғинимдин тартипла, мән өзүмни қойнуңға ташлиғанмән;
Анамниң балиятқусидики вақтимдила, Сән мениң Тәңрим болуп кәлгәнсән.
12 Мәндин жирақлашма;
Чүнки риязәт мени қистап кәлди;
Маңа ярдәмдә болғучи йоқтур.
13 Нурғун буқилар мени қоршивалди;
Башанниң күчлүк буқилири мени оривалди;«Башанниң күчлүк буқилири мени оривалди» — Пәләстинниң Башан районидики буқилар йоған, күчлүк еди. Бу йәрдә яман адәмләр һәм уларниң кәйнидә турған яман җин-роһларни көрсәтсә керәк.
14 Улар адәмни титма қилғучи һөкирәватқан ширдәк,
Ағзилирни чоң ечип маңа тикилип туриду.
15 Мән төкүлгән судәк болдум,
Һәммә сүйәклирим изидин чиқип кәтти;
Жүригим момдәк ерип кәтти,
Ич-бағримда зәиплишип ерип кәтти.
16 Қағҗирап кәткән сапал парчисидәк мағдурум қалмиди,
Тилим таңлийимға чаплишип кәтти,
Сән Пәрвәрдигар мени өлүмниң топа-чаңлириға қойғансән.Юһ. 19:28
17 Ғалҗир иштлар маңа олашти,
Бир топ рәзилләр мени қистап келип,
Мениң қолум вә путумни санҗип тәшти.Мат. 27:35; Мар. 15:24; Луқа 23:33; Юһ. 19:23,37; 20:25
18 Сүйәклиримниң һәммисини саналаймән,
Устиханлирим маңа тикилип қарап турғандәк қилиду.
19 Улар кийимлиримни өз арисида үләштүрүватиду,
Көңлигимгә еришиш үчүн чәк ташлишиватиду.«Көңлигимгә еришиш үчүн чәк ташлишиватиду» — яки «Чапинимға еришиш үчүн чәк ташлишиватиду».  Луқа 23:34; Юһ. 19:24
20 Бирақ, и Пәрвәрдигар, мәндин жирақлашма!
И Күч-Қудритим болғучим, ярдәмгә тез кәлгәйсән!
21 Җенимни қиличтин қутқузғин,
Мениң ялғуз җенимни иштниң чаңгилидин қутулдурғин.«Мениң ялғуз җеним» — яки «Мениң кичик җеним» яки «Мениң қиммәтлик җеним». Сөзлигүчи еғир ялғузлуқ һес қиливатқан болса керәк.
22 Мени ширниң ағзидин қутқузғин;
Шундақ, Сән илтиҗалиримни иҗабәт қилип явайи калиларниң мүңгүзлиридин қутқузғансән!«...илтиҗалиримни иҗабәт қилип явайи калиларниң мүңгүзлиридин қутқузғансән!» — «явайи кала» һазир нәсли қуруған. Улар әсли интайин күчлүк, адәттики калидин икки һәссә чоң еди. Мошу йәрдә «явайи калилар» әшәддий рәзил адәмләргә яки җин-шәйтанларға символ болиду.
23 Мән Сениң намиңни қериндашлиримға елан қилимән;
Чоң җамаәт ичидә туруп Саңа болған мәдһийилиримни җакалаймән;Ибр. 2:12
24 Пәрвәрдигардин әймәнгүчиләр, Уни мәдһийиләңлар!
Яқупниң барлиқ нәсиллири, Униңға шан-шәрәп кәлтүрүңлар!
Исраилниң пүтүн әвлатлири, Униңдин әйминиңлар.«Яқупниң барлиқ нәсиллири» — Исраил хәлқи, әлвәттә. «Исраилниң әвлатлири» — Худа Яқупниң исмини «Исраил»ға өзгәрткән, шуниң билән у «Исраил қовминиң әҗдати» болған.
25 Чүнки У езилгүчиниң әшу харлинишлирини нәзиридин сақит қилған әмәс,
Яки Униңдин һеч йиргәнгән әмәс;
Униңдин Өз висалини һеч йошурған әмәс;
Бәлки У илтиҗа қилип авазини көтәргинидә,
Униңға қулақ селип аңлиған.
26 Чоң җамаәт ичидә маңа оқулған мәдһийиләр Өзүңдиндур,
Худадин әймәнгүчиләрниң алдида ичкән қәсәмлиримни ишқа ашуримән;«Чоң җамаәт ичидә маңа оқулған мәдһийиләр Өзүңдиндур» — башқа икки хил тәрҗимиси «Чоң җамаәттә мениң мәдһийилиримниң темиси Сәндин чиққандур...» яки «Чоң җамаәттә мениң Саңа мәдһийиләрни оқушқа муйәссәр болғанлиғим Сәндин чиққандур...».  Зәб. 17:50; 34:18; 51:11; 110:1
27 Аҗиз мөминләр қосиғи тойғичә тамақлиниду;
Пәрвәрдигарни издигәнләр Уни мәдһийәләйду;
Силәрниң қәлбиңлар мәңгү яшнайду!«Аҗиз мөминләр қосиғи тойғичә тамақлиниду» — «тамақлиниду» дегән бу сөз мошу йәрдә һейт қурбанлиқлиридин яки «тәшәккүр қурбанлиқлири» («рәхмәт қурбалиқлири»)дин тамақлинишни көрситиши мүмкин.  Қан. 4:29; Зәб. 68:33; 149:4; Йәш. 25:6; Зәф. 2:2; Юһ. 11:26
28 Зиминниң әң четидикиләрму бу ишни қәлбидә тутуп , товва қилип Пәрвәрдигарниң алдиға келиду;
Әл-милләтләрниң барлиқ җәмәтлири алдиңда ибадәт қилиду;Зәб. 2:8; 71:10-11; 85:9
29 Чүнки падишалиқ Пәрвәрдигарғила тәвәдур;
У әл-милләтләр арисида һөкүм сүргүчидур.
30 Җаһандики байларму Униң алдидин йәп-ичип, ибадәт қилиду;
Тупраққа кирәй дәп қалғанларму, һәтта өз җенини сақлалмайдиғанларму Униңға сәҗдә қилиду;«Җаһандики байларму ...» — ибраний тилида «Җаһандики семизләрму...» — көчмә мәнаси «байлар» болуши мүмкин. «тупраққа кирәй дәп қалғанларму, һәтта өз җенини сақлалмайдиғанларму Униңға сәҗдә қилиду» — демәк, һәм байлар һәм мискинләр (күйдә бешарәт берилгән ишлар түпәйлидин) Худаға ибадәт қилиду.
31 Кәлгүсидики бир әвлат Униң хизмитидә болиду;
Бу әвлат Рәб үчүн Өз пәрзәнтлири һесаплиниду.Йәш. 53:8,10; Йәш. 8:18; Зәб. 88:30; Мат. 1:1; Юһ 12:24; Рим. 5:18, 19; 1Пет. 2:9
32 Кейин улар келип, шу чағда туғулидиған бир қовмға Униң һәққанийлиғини җакалап шуни елан қилидуки,
«У буни әмәлгә ашурди!»Зәб. 51:11; 101:19; Луқа 24:46, 47; Рим. 3:22-25
 
 

21:1-2 «Изаһат» — Давут пәйғәмбәр һаятида нурғун азап-оқубәтләрни тартқан болсиму, лекин у бу күйдә ейтилған шунчивала еғир азап-оқубәтләрни тартқан әмәс. Шуңа шүбһисизки, Давут өзидин кейинки бирисиниң тартидиған азаплирини көрсәткән болса керәк. Оқурмәнләр бу азапларниң кимгә қаритилғанлиғи тоғрилиқ өзлири хуласигә кәлсун. ««айҗәләт-хашшаһар» (таң сәһәрдә кәлгән мәдәт)» — бәзи алимлар: «Таң сәһәрдики чиши җәрән» дәп тәрҗимә қилиду. Бу бәлким күйниң темисиниң һәм униң аһаңиниң нами болса керәк.

21:1-2 Мат. 27:46; Мар. 15:34

21:3 «Кечидиму мән шундақ пәряд қилиштин арам алалмаймән» — яки «кечидиму мән пәряд қилсам, бирақ арам тапмаймән»

21:3 Мат. 27:45

21:6 Зәб. 24:2-3; 30:1-3; Йәш. 49:23; Рим. 9:33

21:7 «мән болсам адәм әмәс, бир қурутмән» — ибраний тилида «қурут» «коккус иликус» (қизил қурут) дегән қурутни көрситиду. Бу хил қурутниң чишиси тухумлиғанда өзини дәрәққә чаплаштуруп, салған тухумлирини өз бәдини билән қоғдайду. Шундақ қилип у өлгичә чаплашқан йәрдин мидирлимай туриду. Өлүши билән униңдин қип-қизил бир суюқлуқ чиқип, һәммә әтрапини қизил қилиду. Адәмләр бу қизил суюқлуқни бояқ үчүн ишлитиду. Бу ишлар Мәсиһ Әйсаниң кресткә миқлинишиға бешарәт болмамду?

21:7 Йәш. 41:14

21:8 Мат. 27:39

21:9 Мат. 27:43

21:13 «Башанниң күчлүк буқилири мени оривалди» — Пәләстинниң Башан районидики буқилар йоған, күчлүк еди. Бу йәрдә яман адәмләр һәм уларниң кәйнидә турған яман җин-роһларни көрсәтсә керәк.

21:16 Юһ. 19:28

21:17 Мат. 27:35; Мар. 15:24; Луқа 23:33; Юһ. 19:23,37; 20:25

21:19 «Көңлигимгә еришиш үчүн чәк ташлишиватиду» — яки «Чапинимға еришиш үчүн чәк ташлишиватиду».

21:19 Луқа 23:34; Юһ. 19:24

21:21 «Мениң ялғуз җеним» — яки «Мениң кичик җеним» яки «Мениң қиммәтлик җеним». Сөзлигүчи еғир ялғузлуқ һес қиливатқан болса керәк.

21:22 «...илтиҗалиримни иҗабәт қилип явайи калиларниң мүңгүзлиридин қутқузғансән!» — «явайи кала» һазир нәсли қуруған. Улар әсли интайин күчлүк, адәттики калидин икки һәссә чоң еди. Мошу йәрдә «явайи калилар» әшәддий рәзил адәмләргә яки җин-шәйтанларға символ болиду.

21:23 Ибр. 2:12

21:24 «Яқупниң барлиқ нәсиллири» — Исраил хәлқи, әлвәттә. «Исраилниң әвлатлири» — Худа Яқупниң исмини «Исраил»ға өзгәрткән, шуниң билән у «Исраил қовминиң әҗдати» болған.

21:26 «Чоң җамаәт ичидә маңа оқулған мәдһийиләр Өзүңдиндур» — башқа икки хил тәрҗимиси «Чоң җамаәттә мениң мәдһийилиримниң темиси Сәндин чиққандур...» яки «Чоң җамаәттә мениң Саңа мәдһийиләрни оқушқа муйәссәр болғанлиғим Сәндин чиққандур...».

21:26 Зәб. 17:50; 34:18; 51:11; 110:1

21:27 «Аҗиз мөминләр қосиғи тойғичә тамақлиниду» — «тамақлиниду» дегән бу сөз мошу йәрдә һейт қурбанлиқлиридин яки «тәшәккүр қурбанлиқлири» («рәхмәт қурбалиқлири»)дин тамақлинишни көрситиши мүмкин.

21:27 Қан. 4:29; Зәб. 68:33; 149:4; Йәш. 25:6; Зәф. 2:2; Юһ. 11:26

21:28 Зәб. 2:8; 71:10-11; 85:9

21:30 «Җаһандики байларму ...» — ибраний тилида «Җаһандики семизләрму...» — көчмә мәнаси «байлар» болуши мүмкин. «тупраққа кирәй дәп қалғанларму, һәтта өз җенини сақлалмайдиғанларму Униңға сәҗдә қилиду» — демәк, һәм байлар һәм мискинләр (күйдә бешарәт берилгән ишлар түпәйлидин) Худаға ибадәт қилиду.

21:31 Йәш. 53:8,10; Йәш. 8:18; Зәб. 88:30; Мат. 1:1; Юһ 12:24; Рим. 5:18, 19; 1Пет. 2:9

21:32 Зәб. 51:11; 101:19; Луқа 24:46, 47; Рим. 3:22-25