2
Жиғилиңлар, өзүңларни жиғиңлар, и номуссиз «ят әл»,«Жиғилиңлар, өзүңларни жиғиңлар, и номуссиз «ят әл»» — «ят әл» мошу йәрдә Исраил хәлқи Худаға нисбәтән бутпәрәс бир ят әлгә охшайду, дегәнлик. Уларниң «жиғилиши» бәлким җамаәттә болуп дуа-тилавәт билән Худани издәш үчүн болса керәк. Ибраний тилидики «жиғилиңлар» дегән бу пеил адәттә пәқәт «пахал жиғивелиш»ни көрситиду, бу мошу йәрдә интайин кинайилик гәп болуп, Исраил пахалдәк бир хәлиқ, Худаниң отида тезла көйдүрүлүш хәтиридә туриду, дегәнлик (2-айәтни көрүң).
Ярлиқ чиққичә,
Күн топандәк тез өтүп кәткичә,
Пәрвәрдигарниң аччиқ ғәзиви үстүңләргә чүшкичә,
Пәрвәрдигарниң ғәзивини елип келидиған күн үстүңләргә чүшкичә,
Пәрвәрдигарни издәңлар, и Униң һөкүмлирини ада қилған зиминдики кәмтәрләр;
Һәққанийлиқни издәңлар, кәмтәрликни издәңлар;
Еһтимал силәр Пәрвәрдигарниң ғәзиви болған күнидә панаһ тапқан болисиләр.Зәб. 26:4; 31:5-7
 
Әлләрниң сораққа тартилиши
Чүнки Газа ташланған болиду,
Ашкелон вәйранә болиду;
Улар Ашдодтикиләрни чүш болмайла һайдиветиду;
Әкрон жулуп ташлиниду.«Чүнки Газа ташланған болиду, Ашкелон вәйранә болиду; улар Ашдодтикиләрни чүш болмайла һайдиветиду; Әкрон жулуп ташлиниду» — бу шәһәрләр Филистийәдики бәш чоң шәһәрниң төрти. Уларниң тәртиви шималдин җәнупқа болуп, һуҗум шималий тәрипидин келидиған охшайду. «Ашдодни чүш болмайла һайдиветиду» дегән җүмлә бәлким һуҗум әтигәндә башлинип чүш болғичә ғәлибилик тамамлинидиғанлиғини көрситиду. Башқа бир хил чүшәнчиси, һуҗум чүш вақтида, йәни адәм ухлиған вақитта қилиниду, «Улар Ашдодни чүштә һайдиветиду» дегәнлик.
Деңиз бойидикиләр, йәни Қерәт елидикиләргә вай!
Пәрвәрдигарниң сөзи саңа қаршидур, и Қанаан, Филистийләрниң зимини!
Аһаләң қалмиғичә Мән сени һалак қилимән.«деңиз бойидикиләр, йәни Қерәт елидикиләргә вай!» — бу сөзму Филистийләргә қаритилған. «Қерәтләр» бәлким «Крет»дикиләр дегән мәнидә. Уларниң әсли жути (Оттура Деңиздики) Крет арили еди.
Деңиз бойи падичилар үчүн чимәнзар,
Қой падилири үчүн қотанлар болиду;
Деңиз бойи Йәһуда җәмәтиниң қалдиси егидарчилиғида болиду;
Әшу йәрдә улар озуқлиниду;
Ашкелонниң өйлиридә улар кәч киргәндә ятиду,
Чүнки Пәрвәрдигар Худаси уларниң йениға берип улардин хәвәр елип,
Уларни асарәттин азатлиққа ериштүриду.«уларниң йениға берип улардин хәвәр елип,...» — ибраний тилида: «уларни йоқлап...» дегән сөзләр биләнла ипадилиниду.
Мән Моабниң дәшнимини, Аммонийларниң һақарәтлирини аңлидим;
Улар шундақ қилип Мениң хәлқимни мазақ қилип,
Уларниң чегаралирини паймал қилип махтинип кәтти.
Шуңа Мән Өз һаятим билән қәсәм қилимәнки, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси,
Моаб җәзмән худди Содомдәк,
Аммонийлар худди Гоморрадәк болиду —
Йәни чаққақлар вә шорлуқлар қапланған җай, дайим бир чөл-җәзирә болиду;
Һәм хәлқимниң қалдиси улардин олҗа алиду,
Қовмимниң қалғанлири буларға егә болиду.«Моаб җәзмән худди Содомдәк, Аммонийлар худди Гоморрадәк болиду...» — оқурмәнләрниң есида болуши мүмкинки, Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини рәзилликлири түпәйлидин асмандин от чүшүрүп вәйран қиливәткән.
10 Уларниң тәкәббурлуғидин бу иш бешиға келиду,
Чүнки улар самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигарниң хәлқини мазақ қилип махтинип кәтти.
11 Пәрвәрдигар уларға дәһшәтлик болиду;
Чүнки У йәр йүзидики бутларниң һәммисини қурутиветиду;
Шуниң билән әлләр, барлиқ чәт аралдикиләр һәр бири өз җайида Униңға ибадәт қилиду.
12 И Ефиопийләр, силәрму Мениң қиличим билән өлтүрүлисиләр.«И Ефиопийләр, силәрму мениң қиличим билән өлтүрүлисиләр» — бу бешарәттин тәхминән 80 жилдин кейин «Камбусис ИИ» Ефиопийәгә таҗавуз қилди (миладийәдин илгәрки 525-жили). Бешарәт бу вақиәни яки болмиса ахирқи замандики бир вақиәни көрситиши керәк.
13 У қолини созуп шималға тәккүзүп, Асурийәни һалак қилиду,
Нинәвә шәһирини вәйранә, чөл-баявандәк қәһәтчилик җай қилиду.«У қолини созуп шималға тәккүзүп, Асурийәни һалак қилиду, Нинәвә шәһирини вәйранә, чөл-баявандәк қәһәтчилик җай қилиду» — бу бешарәтләр (12-15-айәтләр) Зәфанияниң сөзлиридин пәқәт бир нәччә жилдин кийим әмәлгә ашурулған. Миладийәдин илгәрки 612-жили, бүйүк Асурийә империйәси пайтәхти Нинәвә билән биллә пүтүнләй бәрбат қилинди. Ефиопийә башқа жутлардин жирақ болсиму, қаттиқ һуҗумға учриди (12-айәт). Зәфанияниң бу сөзиниң әмәлгә ашурулғанлиғини көргән кишиләр униң «Пәрвәрдигарниң күни» тоғрилиқ болған бешарәтлири һәм башқа бешарәтлириниму бәрибир ахирида әмәлгә ашурулиду, дәп билгән болди.
14 Униң оттурисида чарва падилири,
Шундақла һайванларниң һәр хиллири ятиду;
Чөл һувқуши, чирқириғучи һувқушлар униң түврүк башлирида қониду;
Деризилиридин сайрашлар аңлиниду;
Босуғилирида вәйранилиқ туриду;
Чүнки У буниң кедир яғач нәқишлирини очуқчилиқта қалдуриду;
15 Мана бу әндишисиз яшап кәлгүчи шат-хурам шәһәр,
Көңлидә: «Мәнла бардурмән, мәндин башқа бири йоқтур» дегән шәһәр —
У шунчилик бир вәйранә, һайванларниң бир қоналғуси болуп қалдиғу!
Униңдин өтүватқанларниң һәммиси үшқиртиду,
Қолини силкийду.«Униңдин өтүватқанларниң һәммиси үшқиртиду, қолини силкийду» — бу һәрикәтләр бәлким һәйран болғанлиқ яки мазақ қилғанлиқни билдүриду.
 
 

2:1 «Жиғилиңлар, өзүңларни жиғиңлар, и номуссиз «ят әл»» — «ят әл» мошу йәрдә Исраил хәлқи Худаға нисбәтән бутпәрәс бир ят әлгә охшайду, дегәнлик. Уларниң «жиғилиши» бәлким җамаәттә болуп дуа-тилавәт билән Худани издәш үчүн болса керәк. Ибраний тилидики «жиғилиңлар» дегән бу пеил адәттә пәқәт «пахал жиғивелиш»ни көрситиду, бу мошу йәрдә интайин кинайилик гәп болуп, Исраил пахалдәк бир хәлиқ, Худаниң отида тезла көйдүрүлүш хәтиридә туриду, дегәнлик (2-айәтни көрүң).

2:3 Зәб. 26:4; 31:5-7

2:4 «Чүнки Газа ташланған болиду, Ашкелон вәйранә болиду; улар Ашдодтикиләрни чүш болмайла һайдиветиду; Әкрон жулуп ташлиниду» — бу шәһәрләр Филистийәдики бәш чоң шәһәрниң төрти. Уларниң тәртиви шималдин җәнупқа болуп, һуҗум шималий тәрипидин келидиған охшайду. «Ашдодни чүш болмайла һайдиветиду» дегән җүмлә бәлким һуҗум әтигәндә башлинип чүш болғичә ғәлибилик тамамлинидиғанлиғини көрситиду. Башқа бир хил чүшәнчиси, һуҗум чүш вақтида, йәни адәм ухлиған вақитта қилиниду, «Улар Ашдодни чүштә һайдиветиду» дегәнлик.

2:5 «деңиз бойидикиләр, йәни Қерәт елидикиләргә вай!» — бу сөзму Филистийләргә қаритилған. «Қерәтләр» бәлким «Крет»дикиләр дегән мәнидә. Уларниң әсли жути (Оттура Деңиздики) Крет арили еди.

2:7 «уларниң йениға берип улардин хәвәр елип,...» — ибраний тилида: «уларни йоқлап...» дегән сөзләр биләнла ипадилиниду.

2:9 «Моаб җәзмән худди Содомдәк, Аммонийлар худди Гоморрадәк болиду...» — оқурмәнләрниң есида болуши мүмкинки, Худа Содом вә Гоморра шәһәрлирини рәзилликлири түпәйлидин асмандин от чүшүрүп вәйран қиливәткән.

2:12 «И Ефиопийләр, силәрму мениң қиличим билән өлтүрүлисиләр» — бу бешарәттин тәхминән 80 жилдин кейин «Камбусис ИИ» Ефиопийәгә таҗавуз қилди (миладийәдин илгәрки 525-жили). Бешарәт бу вақиәни яки болмиса ахирқи замандики бир вақиәни көрситиши керәк.

2:13 «У қолини созуп шималға тәккүзүп, Асурийәни һалак қилиду, Нинәвә шәһирини вәйранә, чөл-баявандәк қәһәтчилик җай қилиду» — бу бешарәтләр (12-15-айәтләр) Зәфанияниң сөзлиридин пәқәт бир нәччә жилдин кийим әмәлгә ашурулған. Миладийәдин илгәрки 612-жили, бүйүк Асурийә империйәси пайтәхти Нинәвә билән биллә пүтүнләй бәрбат қилинди. Ефиопийә башқа жутлардин жирақ болсиму, қаттиқ һуҗумға учриди (12-айәт). Зәфанияниң бу сөзиниң әмәлгә ашурулғанлиғини көргән кишиләр униң «Пәрвәрдигарниң күни» тоғрилиқ болған бешарәтлири һәм башқа бешарәтлириниму бәрибир ахирида әмәлгә ашурулиду, дәп билгән болди.

2:15 «Униңдин өтүватқанларниң һәммиси үшқиртиду, қолини силкийду» — бу һәрикәтләр бәлким һәйран болғанлиқ яки мазақ қилғанлиқни билдүриду.