85
85-күй •••• Ялғузлуқта, қийналған күндә шапаәт тиләш
1 Давутниң дуаси:
Қулиқиңни мән тәрәпкә тутқин, и Пәрвәрдигар, маңа җавап бәргәйсән;
Чүнки мән езилгән вә һаҗәтмәндурмән.
2 Җенимни сақлиғайсән,
Чүнки мән Саңа мөминдурмән;
И Сән Худайим, Саңа таянған қулуңни қутқузғайсән;
3 Маңа меһри-шәпқәт көрсәткәйсән, и Рәб,
Чүнки мән күн бойи Саңа нида қилимән.
4 Қулуңниң җенини шат қилғин,
Чүнки җеним Саңа тәлмүрүп қарайду;
5 Чүнки Сән Рәб, меһриван, кәчүрүмчан Сән!
Өзәңгә илтиҗа қилғанларниң һәммисигә зор меһир-муһәббәт көрсәткүчидурсән!
6 Мениң дуайимға қулақ салғин, и Пәрвәрдигар,
Йелинишлиримниң садасини аңлиғайсән;
7 Бешимға күн чүшкәндә,
Мән Саңа илтиҗа қилимән,
Чүнки Сән маңа җавап берисән.■Зәб. 17:7; 49:15; 54:17-18
8 Илаһлар арисида Сениң тәңдишиң йоқтур, и Рәб;
Қилған ишлириңниңму тәңдиши йоқтур.□«Илаһлар арисида Сениң тәңдишиң йоқтур, и Рәб...» — бу айәт «илаһлар»ниң һәқиқий мәвҗут екәнлигини етирап қилмайду, әлвәттә. ■Қан. 3:24; Зәб. 135:4
9 Сән яратқан барлиқ әлләр келип сениң алдиңда сәҗдә қилиду, и Рәб,
Намиңни улуқлайду.
10 Чүнки Сән наһайити бүйүксән,
Мөҗизиләрни Яратқучидурсән;
Сән Худадурсән, ялғуз Сәнла.
11 Өз йолуңни маңа үгәткәйсән, и Пәрвәрдигар,
Вә Сениң һәқиқитиңдә жүримән;
Намиңға һөрмәт-әймиништә болушум үчүн, қәлбимни пүтүн қилғайсән.■Зәб. 24:4-5; 26:11; 118:33
12 Я Рәббим Худа, пүтүн қәлбим билән Сени мәдһийиләймән,
Әбәдил-әбәт намиңни улуқлаймән.
13 Чүнки маңа болған меһир-муһәббитиң зордур,
Сән тәһтисараниң тәглиридин җенимни қутқузисән;
14 И Худа, тәкәббурлар маңа қарши көтирилди,
Әшәддийләрниң җамаити җенимни издимәктә,
Улар Сени нәзиригә алмәйду!■Зәб. 53:5-7
15 Амма Сән, Рәб, рәһимдил вә шәпқәтлик Илаһсән,
Асанлиқчә аччиқланмайсән,
Меһир-муһәббәт һәм һәқиқәт-садиқлиғиң тешип туриду.■Мис. 34:6; Чөл. 14:18; Нәһ. 9:17; Зәб. 102:8; 144:8; Йо. 2:13
16 Мән тәрәпкә бурулуп, шәпқәт көрсәткәйсән;
Өз қулуңға күчүңни бәргәйсән,
Дедигиңниң оғлини қутқузғайсән!
17 Маңа өчмәнләрниң уни көрүп хиҗил болуши үчүн,
Илтипатиңни көрситидиған бир аламәтни маңа көрсәткин;
Чүнки Сән Пәрвәрдигар, маңа ярдәм қилдиң,
Маңа тәсәлли берип кәлгәнсән.