9
Хәлиқниң роза тутуп гунайини тонуши
Шу айниң жигирмә төртинчи күни Исраиллар роза тутуп, боз кийип, үсти-бешиға топа чачқан һалда жиғилди; Исраил нәсли өзлирини барлиқ ят таипиләрдин айрип чиқти, андин өрә туруп өзлириниң гуналирини вә ата-бовилириниң өткүзгән қәбиһликлирини етирап қилди. Улар шу күнниң төрттин биридә өз йеридә туруп өзлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарниң Тәврат-қанун китавини оқуди; күнниң йәнә төрттин биридә өзлириниң гуналирини тонуди вә Худаси болған Пәрвәрдигарға сәҗдә қилди. Лавийлардин Йәшуа, Бани, Кадмийәл, Шәбания, Бунни, Шәрәбия, Бани вә Кенанилар пәләмпәйләрдә туруп өзлириниң Худаси болған Пәрвәрдигарға үнлүк аваз билән нида қилди.«Лавийлардин Йәшуа, Бани, Кадмийәл, Шәбания, Бунни, Шәрәбия, Бани вә Кенанилар пәләмпәйләрдә туруп,...» — яки «Йәшуа, Бани, ... вә Кенанилар Лавийларниң пәләмпийидә туруп,...».
 
Һәмдусана вә дуа
Лавий Йәшуа, Кадмийәл, Бани, Һашабиния, Шәрәбия, Ходия, Шәбания вә Питаһиялар: «Орнуңлардин қопуп Худайиңлар болған Пәрвәрдигарға әбәдил-әбәткичә тәшәккүр-мәдһийә қайтуруңлар» — деди вә мундақ дуа-һәмдусана уқуди: —
«И Худа, инсанлар Сениң шану-шәвкәтлик намиңни улуқлисун! Бәрһәқ, барлиқ тәшәккүр-мәдһийиләр намиңға йетишмәйду! Сән, пәқәт Сәнла Пәрвәрдигардурсән; асманларни, асманларниң асминини вә уларниң барлиқ қошунлирини, йәр вә йәр үстидики һәммини, деңизлар вә улар ичидики һәммини яратқучидурсән; Сән буларниң һәммисигә һаятлиқ бәргүчисән, асманларниң барлиқ қошунлири Саңа сәҗдә қилғучидур. «Сән, пәқәт сәнла Пәрвәрдигардурсән» — ибраний тилида: «Сән, пәқәт Сәнла и Пәрвәрдигар, «У»дурсән» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Мошу етиқатчиларға нисбәтән пәқәт бир «У» бардур.  Яр. 1; Зәб. 145:6; Рос. 14:15; 17:24; Вәһ. 14:7 Сән бәрһәқ Пәрвәрдигар Худадурсән, Сән Абрамни таллидиң, уни Калдийәниң Ур шәһиридин елип чиқтиң, униңға Ибраһим дегән намни ата қилдиң. «Сән бәрһәқ Пәрвәрдигар Худадурсән» — ибраний тилида: «Бәрһәқ, и Пәрвәрдигархуда, Сән «У»дурсән» дегән сөзләр билән ипадилиниду. 6-айәтниму көрүң. «униңға Ибраһим дегән намни ата қилдиң» — «Яр.» 17:1ни көрүң.  Яр. 11:31, 32; 12:1 Сән униң қәлбиниң Өзүңгә садиқ-ишәшилик екәнлигини көрүп, униң билән әһдә түзүп Ⱪананийларниң, Һиттийларниң, Аморийларниң, Пәриззийләрниң, Йәбусийларниң вә Гиргашийларниң зиминини униң әвлатлириға тәқдим қилип беришни вәдә қилдиң; Сән һәққаний болғанлиғиңдин, сөзлириңни ишқа ашурдуң.Яр. 12:7; 13:15; 15:6,18; 17:8; 26:4
Сән ата-бовилиримизниң Мисирда җәбир-зулум чекиватқанлиғини көрүп, уларниң Қизил деңиз бойидики налисиға қулақ салдиң. Мис. 3:7; 14:10 10 Сән Мисирлиқларниң уларға қандақ йоғанчилиқ билән муамилә қилғанлиғини билгиниңдин кейин Пирәвн, униң барлиқ хизмәтчилири вә униң зиминидики барлиқ хәлиққә мөҗизилик аламәт вә карамәтләрни көрситип, Өзүң үчүн бүгүнгә қәдәр сақлинип келиватқан улуқ бир нам-шөһрәтни тиклидиң. Мис. 7; 8; 9; 10; 11; 12; 14 11 Сән йәнә ата-бовилиримиз алдида деңизни бөлүп, улар деңизниң оттурисидин қуруқ йәр үстидин меңип өтти; уларни қоғлап кәлгәнләрни чоңқур деңиз тегигә ташлап ғәриқ қиливәттиң, худди җушқунлуқ деңизға ташланған таштәк ғәриқ қилдиң. Мис. 14:22-31 12 Сән уларни күндүзи булут түврүги билән, кечиси от түврүги билән йетәклидиң, булар арқилиқ уларниң маңидиған йолини йорутуп бәрдиң. Мис. 13:21; 14:19; 40:38; Зәб. 104:39 13 Сән Синай теғиға чүшүп, асманда туруп улар билән сөзлишип, уларға тоғра һөкүм, һәқиқий ишәшлик қанунлар, яхши бәлгүлимиләр вә әмирләрни ата қилдиң. Мис. 19:20; 20:1-21 14 Сән уларға Өзүңниң муқәддәс шабат күнүңни тонуттуң, қулуң Мусаниң вастиси билән уларға әмирләр, бәлгүлимиләр вә Тәврат қанунини тапилидиң. 15 Сән уларға ач қалғанда йесун дәп асмандин нан, уссиғанда ичсун дәп қорам таштин су чиқирип бәрдиң; Сән уларға беришкә қолуңни көтирип қәсәм қилған әшу зиминни кирип егиләңлар, дедиң. Мис. 16:14; 17:6; Чөл. 20:9 16 Лекин улар, йәни ата-бовилиримиз мәғрулинип, бойни қаттиқлиқ қилип әмирлириңгә қулақ салмиди. 17 Улар итаәт қилишни рәт қилди, Сениң уларниң оттурисида яратқан карамәт мөҗизилириңни яд әтмиди, бәлки бойни қаттиқлиқ қилди, асийлиқ қилип, қул қилинған җайға кәтмәкчи болуп, өз алдиға йолбашчи тиклиди. Лекин Сән әпучан, меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил, асан ғәзәпләнмәйдиған, зор меһир-муһәббәтлик Тәңридурсән; шуңа Сән уларни ташливәтмидиң. Мис. 34:7; Чөл. 14:4,18; Зәб. 85:5 18 Улар һәтта техи өзлиригә бир қуйма мозайни ясап: «Мана бу силәрни Мисирдин елип чиққан илаһ!» дегән вақтида һәм қаттиқ күпүрлүк қилғинида, Мис. 32 19 Сән толиму рәһимдил болғанлиғиң үчүн уларни йәнила баяванда ташлап қоймидиң; күндүзи булут түврүги уларниң үстидин нери кәтмәй, уларға йол башлиди; кечиси от түврүгиму улардин нери кәтмәй, уларға нур берип, маңидиған йолини көрсәтти. Мис. 13:22; 40:38 20 Сән Өзүңниң меһриванә Роһуңни чүшүрүп уларға тәлим бәрдиң; Сән уларниң йейиши үчүн «манна»ни айимидиң, уссузлуғини қандуруш үчүн суни бәрдиң. Чөл. 11:17; Йә. 5:12 21 Сән уларни баяванда қириқ жил қамдап кәлдиң; һеч немиси кам болмиди, кийимлири кониримиди, путлириму ишшимиди. Қан. 2:7; 8:4; 29:5 22 Сән падишалиқлар вә таипиләрни уларниң қолиға бәрдиң, буларни уларниң зиминиға чегаралар қилип бәрдиң. Шуниң билән улар Сиһон падишаниң зиминини, Һәшбонниң падишасиниң зиминини вә Башан падишаси Огниң зиминини егилиди. «Сиһон падишаниң зиминини, Һәшбонниң падишасиниң зиминини...» — яки «Сиһон падишаниң зиминини, йәни Һәшбонниң падишасиниң зиминини...»  Чөл. 21:21, 33 23 Сән уларниң пәрзәнт-әвлатлирини асмандики юлтузлардәк авуттуң; Сән уларни ата-бовилириға: «Силәр бу зиминни егиләшкә униңға кириңлар» дәп тәқдим қилған зиминға башлап кирдиң. Яр. 22:17 24 Уларниң әвлатлири кирип у зиминни егилиди; Сән у зиминда туруватқан Қанаан аһалисини уларға беқиндурдуң һәм зиминдики падишаларни вә уларниң қәбилә-қовмлирини: «Силәр уларға халиғанчә муамилә қилиңлар» дәп уларниң қолиға тапшурдуң. Йә. 1-13 25 Улар мустәһкәм шәһәрләрни, мунбәт йәрләрни ишғал қилип, һәр хил есил буюмларға толған өйләргә, колап қоюлған қудуқларға, үзүмзарлиқлар, зәйтунлуқлар вә интайин көп мевилик дәрәқләргә егә болди; йәп-ичип сәмрип, Сениң зор меһриванлиғиңдин сөйүнүшти!
26 Лекин улар гәдәнкәшлик қилип Сениңдин йүз өрүп, Тәврат қанунуңни арқисиға ташлиди, уларни йениңға яндурмақ үчүн агаһ-гувалиқ йәткүзгән пәйғәмбәрлириңни өлтүрүп әшәддий күпүрлүк қилди. 1Пад. 18:4; 19:10; 2Тар. 24:20, 21 27 Шуңа Сән уларни җәбир-зулум салғучиларниң қолиға тапшурдуң, дәрвәқә улар уларни қийниди; улар қийналған вақитлирида Саңа ялвурушқан еди, Сән асманларда туруп уларға қулақ салдиң, зор рәһимдиллиғиң бойичә уларға қутқузғучиларни әвәтәттиң, улар буларни әзгүчиләрниң қолидин қутқузатти. Һак. 2:14-23 28 Лекин улар арамлиққа еришкәндин кейин йәнә Сениң алдиңда рәзиллик қилишқа башливиди, Сән уларни йәнә дүшмәнлириниң қолиға тапшурдуң, улар уларниң үстидин һөкүмранлиқ қилди; улар йәнә Сениң алдиңда налә-пәрят қилишивиди, Сән асманларда туруп қулақ селип, рәһимдиллиқлириң бойичә уларни йениш-йенишлап қутқуздуң. 29 Сән уларни Өзүңниң Тәврат-қанунуңға қайтишқа агаһландурдуң; лекин улар мәғрурлинип, әмирлириңгә қулақ салмиди, һөкүмлириң алдида гуна қилди (инсан һөкүмлириңгә әмәл қилса, улар шу сәвәптин һаятта болиду). Улар җаһиллиқ билән бойнини толғап, гәдәнкәшлик қилип саңа қулақ селишни рәт қилди. «инсан һөкүмлириңгә әмәл қилса, улар шу сәвәптин һаятта болиду» — бу айәттә көрситилгән «һаят» пәқәт җисманий һаятни әмәс, бәлки һәқиқий, роһий һаятни көрситиду, әлвәттә. «Улар җаһиллиқ билән бойнини толғап...» — ибраний тилида «улар мүрисини җаһил қилип...».  Лав. 18:5; Әз. 20:11; Рим. 10:5; Гал. 3:12 30 Уларға узун жил сәвир-тақәт қилдиң, Роһуң пәйғәмбәрлириңниң вастиси билән агаһ-гувалиқ бәргән болсиму, улар йәнила қулақ салмиди; шуңа Сән уларни һәр қайси әл-жутлардики таипиләрниң қолиға тапшурдуң. 2Пад. 17:13; 2Тар. 36:15 31 Һалбуки, Сән зор рәһимдиллиқлириң түпәйлидин уларниң нәслини пүтүнләй қурутувәтмидиң һәм уларни ташливәтмидиң; чүнки Сән меһри-шәпқәтлик һәм рәһимдил Тәңридурсән.
32 Әнди аһ Худайимиз, әһдәңдә туруп өзгәрмәс муһәббитиңни көрситидиған улуқ, қудрәтлик вә дәһшәтлик Тәңри, әнди Сениңдин бизниң, падишалиримизниң вә әмирлиримизниң, каһинлиримизниң, пәйғәмбәрлиримизниң, ата-бовилиримизниң шундақла Өзүңниң барлиқ хәлқиңниң Асурийә падишасиниң заманидин буян бүгүнгичә бешимизға чүшкән барлиқ азап-оқубәтләрни кичик иш дәп қаримаслиғиңни өтүнимиз. 33 Бешимизға кәлгән барлиқ ишта Сән адилсән; чүнки Сениң қилғиниң һәқиқәт бойичә болди, бизниң қилғинимиз рәзилликтур. Қан. 32:4; Дан. 9:14 34 Падишаһлиримиз, әмирлиримиз, каһинлиримиз билән ата-бовилиримизниң һәммиси Сениң Тәврат қанунуңға әмәл қилмай, әмирлириңгә вә Сениң уларға испатлап бәргән агаһ-гувалиқлириңға һеч қулақ салмиди. 35 Улар Сән уларға муйәссәр қилған падишалиқта туруштин, уларға ата қилған зор мәмурчилиқтин вә шуниңдәк уларниң алдиға яйған бу кәң мунбәт зиминдики турмуштин бәһримән болуватқан болсиму, лекин улар Сениң ибадәт-хизмитиңдә болмиди яки өзлириниң рәзил қилмишлиридин янмиди. 36 Мана, биз бүгүн қуллармиз! Сән мевиси билән назу-немәтлиридин йейишкә ата-бовилиримизға тәқдим қилип бәргән зиминда турсақму, биз мана униңда қул болуп қалдуқ! 37 Зимин Сән бизниң гуналиримиз үчүн бизни идарә қилишқа бекиткән падишаларға мол мәһсулатлирини берип туриду; улар бәдәнлиримизни һәм чарва маллиримизни өз мәйличә башқуруп келиватиду; биз зор дәрд-әләмдә болдуқ».

9:4 «Лавийлардин Йәшуа, Бани, Кадмийәл, Шәбания, Бунни, Шәрәбия, Бани вә Кенанилар пәләмпәйләрдә туруп,...» — яки «Йәшуа, Бани, ... вә Кенанилар Лавийларниң пәләмпийидә туруп,...».

9:6 «Сән, пәқәт сәнла Пәрвәрдигардурсән» — ибраний тилида: «Сән, пәқәт Сәнла и Пәрвәрдигар, «У»дурсән» дегән сөзләр билән ипадилиниду. Мошу етиқатчиларға нисбәтән пәқәт бир «У» бардур.

9:6 Яр. 1; Зәб. 145:6; Рос. 14:15; 17:24; Вәһ. 14:7

9:7 «Сән бәрһәқ Пәрвәрдигар Худадурсән» — ибраний тилида: «Бәрһәқ, и Пәрвәрдигархуда, Сән «У»дурсән» дегән сөзләр билән ипадилиниду. 6-айәтниму көрүң. «униңға Ибраһим дегән намни ата қилдиң» — «Яр.» 17:1ни көрүң.

9:7 Яр. 11:31, 32; 12:1

9:8 Яр. 12:7; 13:15; 15:6,18; 17:8; 26:4

9:9 Мис. 3:7; 14:10

9:10 Мис. 7; 8; 9; 10; 11; 12; 14

9:11 Мис. 14:22-31

9:12 Мис. 13:21; 14:19; 40:38; Зәб. 104:39

9:13 Мис. 19:20; 20:1-21

9:15 Мис. 16:14; 17:6; Чөл. 20:9

9:17 Мис. 34:7; Чөл. 14:4,18; Зәб. 85:5

9:18 Мис. 32

9:19 Мис. 13:22; 40:38

9:20 Чөл. 11:17; Йә. 5:12

9:21 Қан. 2:7; 8:4; 29:5

9:22 «Сиһон падишаниң зиминини, Һәшбонниң падишасиниң зиминини...» — яки «Сиһон падишаниң зиминини, йәни Һәшбонниң падишасиниң зиминини...»

9:22 Чөл. 21:21, 33

9:23 Яр. 22:17

9:24 Йә. 1-13

9:26 1Пад. 18:4; 19:10; 2Тар. 24:20, 21

9:27 Һак. 2:14-23

9:29 «инсан һөкүмлириңгә әмәл қилса, улар шу сәвәптин һаятта болиду» — бу айәттә көрситилгән «һаят» пәқәт җисманий һаятни әмәс, бәлки һәқиқий, роһий һаятни көрситиду, әлвәттә. «Улар җаһиллиқ билән бойнини толғап...» — ибраний тилида «улар мүрисини җаһил қилип...».

9:29 Лав. 18:5; Әз. 20:11; Рим. 10:5; Гал. 3:12

9:30 2Пад. 17:13; 2Тар. 36:15

9:33 Қан. 32:4; Дан. 9:14