5
Шундақ болдики, Иордан дәриясиниң ғәрип тәрипидики Аморийларниң һәммә падишалири билән деңизниң йенидики Ⱪананийларниң һәммә падишалири Пәрвәрдигарниң Исраиллар өтүп кәткичә уларниң алдидин Иордан сулирини қандақ қурутуп бәргинини аңлиғанда, жүрәклири су болуп, Исраилларниң сәвәвидин уларниң роһи чиқай дәп қалди.
 
Йеңи бир дәвирниң сүннәт қилиниши
У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға сөз қилип: — Сән чақмақ ташлиридин пичақларни ясап, Исраилларни иккинчи қетим хәтнә қилғин, деди.Мис. 4:25
Шуниң билән Йәшуа чақмақ ташлиридин пичақларни ясап, Исраилларни «Хәтнилик дөңлүги»дә хәтнә қилди. «Хәтнилик дөңлүги» — ибраний тилида «Гибеаһ һааралот». Йәшуаниң уларни хәтнә қилишиниң сәвәви шу едики, Мисирдин чиққан җәңгә яриғидәк һәммә әркәкләр Мисирдин чиққандин кейин чөллүкниң йолида өлүп түгигән еди. Чүнки Мисирдин чиққан барлиқ хәлиқ хәтнә қилинған болсиму, лекин Мисирдин чиқип чөллүкниң йолида жүргән вақитта Исраил арисида туғулғанларниң һәммиси хәтнисиз қалған еди; Чүнки әслидә Пәрвәрдигарниң авазиға қулақ салмиған, Мисирдин чиққан хәлиқ ичидики җәңгә яриғидәк барлиқ әркәкләр өлүп түгигичә Исраиллар қириқ жил чөлдә жүргән еди; Пәрвәрдигар уларға: — Силәрни Мән ата-бовилириңларға беришкә қәсәм билән вәдә қилған зиминни, йәни сүт билән һәсәл ақидиған жутни көргүчиләр қилмаймән, дәп қәсәм қилған еди. Чөл. 14:23 Лекин Пәрвәрдигар уларниң орнини бастурған әвлатлири болса, йолда хәтнә қилинмиғачқа, Йәшуа өзи уларни хәтнә қилди. Барлиқ хәлиқ хәтнә қилинип, сақайғичилик чедирлирида, өз орунлиридин чиқмай турди.
У вақитта Пәрвәрдигар Йәшуаға: — Бүгүн Мән Мисирниң ар-номусини үстүңлардин жумилитивәттим, деди. Шуниң билән у җайға «Гилгал» дәп нам қоюлуп, таки бүгүнгичә шундақ аталмақта.«Мисирниң ар-номуси» — бу немини көрситиду? Бизниңчә у мундақ үч җәһәтни өз ичигә алиду: ـ (1) сүннәт қилиниши билән улар бутпәрәс Мисирлиқларға охшимайдиған болди, Худаниң әһдисигә бағланған кишиләрдин болди («Яр.» 17:10-14ни көрүң); (2) Мисирлиқлар әслидә уларни мазақ қилип: «улар чөл-баяванда өлмәй қалмайду» дегән болуши мүмкин («Мис.» 32:12); улар вәдә қилинған зиминға кириши билән бу мазақ сөзи йоқ болатти; (3) Исраиллар һазир қуллуқта қелиш номуслуғидин азат болған. «Гилгал» — «жумилаш» дегән мәнидә.
10 Шуниң билән Исраиллар Гилгалда чедир тикип турди. Биринчи айниң он төртинчи күни ахшими Йерихо дияриниң түзләңликлиридә «өтүп кетиш һейти»ни өткүзди. Мис. 12:6 11 «Өтүп кетиш һейти»ниң әтиси улар шу йәрниң ашлиқ мәһсулатлиридин йеди, җүмлидин шу күни петир нанларни вә қомачларни йеди. Мис. 12:39; Лав. 2:14 12 Улар шу зиминниң ашлиқ мәһсулатлиридин йегәндин кейин, әтиси «манна»ниң чүшүши тохтиди. Шу вақиттин тартип Исраилларға һеч манна болмиди; шу жилда улар Қанаан зимининиң мәһсулатлиридин йеди.
 
Йерихо шәһириниң үстидин ғәлибә қилиш
13 Амма Йәшуа Йерихоға йеқин кәлгәндә, бешини көтирип қаривиди, мана униң алдида суғурулған қилични тутуп турған бир адәм туратти. Йәшуа униң қешиға берип униңдин: — Сән биз тәрәптиму, яки дүшмәнлиримиз тәрәптиму? — дәп сориди. Мис. 23:23
14 У җавап берип: — Яқ, ундақ әмәс, бәлки Мән Пәрвәрдигарниң қошунлириниң Сәрдари болуп кәлдим» — деди.
Йәшуа йәргә дүм жиқилип сәҗдә қилип униңға: — Рәббимниң қулиға немә тапшуруқлири баркин? дәп сориди.«Йәшуа йәргә дүм жиқилип сәҗдә қилип...» — хелә рошәнки, Йәшуа бу затни Худаниң сүпитидә дәп билип сәҗдә қилғанда, у зат уни тосумиди. Кейин (6:2) «Пәрвәрдигарниң қошуниниң Сәрдари» болған шу зат Пәрвәрдигардәк сөзләйду. Бу «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Худаниң өзини ашкарилиши болуп, йәни Мәсиһниң Өзидин башқа һеч ким әмәстур. «Яр.» 16:7ни вә изаһатни көрүң.  Яр.17:1-3; Мис.23:20-22
15 Пәрвәрдигарниң қошуниниң Сәрдари Йәшуаға: — Путуңдики кәшиңни салғин, чүнки сән турған йәр муқәддәс җайдур, девиди, Йәшуа шундақ қилди.Мис.3:5
 
 
16 Йерихо сепилиниң қовуқ-дәрвазилири Исраилларниң сәвәвидин мәһкәм етилип, һеч ким чиқалмайтти, һеч ким кирәлмәйтти.

5:2 Мис. 4:25

5:3 «Хәтнилик дөңлүги» — ибраний тилида «Гибеаһ һааралот».

5:6 Чөл. 14:23

5:9 «Мисирниң ар-номуси» — бу немини көрситиду? Бизниңчә у мундақ үч җәһәтни өз ичигә алиду: ـ (1) сүннәт қилиниши билән улар бутпәрәс Мисирлиқларға охшимайдиған болди, Худаниң әһдисигә бағланған кишиләрдин болди («Яр.» 17:10-14ни көрүң); (2) Мисирлиқлар әслидә уларни мазақ қилип: «улар чөл-баяванда өлмәй қалмайду» дегән болуши мүмкин («Мис.» 32:12); улар вәдә қилинған зиминға кириши билән бу мазақ сөзи йоқ болатти; (3) Исраиллар һазир қуллуқта қелиш номуслуғидин азат болған. «Гилгал» — «жумилаш» дегән мәнидә.

5:10 Мис. 12:6

5:11 Мис. 12:39; Лав. 2:14

5:13 Мис. 23:23

5:14 «Йәшуа йәргә дүм жиқилип сәҗдә қилип...» — хелә рошәнки, Йәшуа бу затни Худаниң сүпитидә дәп билип сәҗдә қилғанда, у зат уни тосумиди. Кейин (6:2) «Пәрвәрдигарниң қошуниниң Сәрдари» болған шу зат Пәрвәрдигардәк сөзләйду. Бу «Пәрвәрдигарниң Пәриштиси» — Худаниң өзини ашкарилиши болуп, йәни Мәсиһниң Өзидин башқа һеч ким әмәстур. «Яр.» 16:7ни вә изаһатни көрүң.

5:14 Яр.17:1-3; Мис.23:20-22

5:15 Мис.3:5