17
Һошия Исраил үстигә һөкүм сүриду
Йәһуданиң падишаси Аһазниң сәлтәнитиниң он иккинчи жилида, Елаһниң оғли Һошия Самарийәдә Исраилға падиша болуп, тоққуз жил сәлтәнәт қилди. У Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилатти; лекин униңдин илгири өткән Исраилниң падишалиридәк ундақ рәзиллик қилмайтти.
Асурийәниң падишаси Шалманәзәр униңға һуҗум қилғили чиққанда, Һошия униңға беқинип соға-салам бәрди. Амма Асурийәниң падишаси Һошияниң асийлиқ қилмақчи болғинини байқиди; чүнки Һошия бурунқидәк Асурийәниң падишасиға жиллиқ соға-салам йоллимай, бәлки Мисирниң падишаси соға әлчиләрни маңдурған еди. Униң үчүн Асурийәниң падишаси уни тутуп, бағлап зинданға соливәтти. Андин Асурийәниң падишаси чиқип пүткүл Исраил зиминини талан-тараҗ қилип, Самарийәни үч жилғичә қамал қилди. 2Пад. 18:9 Һошияниң сәлтәнитиниң тоққузинчи жилида, Асурийәниң падишаси Самарийәни ишғал қилип, Исраилларни Асурийәгә сүргүн қилип, уларни Халаһ шәһири, Гозандики Хабор дәриясиниң бойлири вә Медиаларниң шәһәрлиригә орунлаштурди.2Пад. 18:10; Йәш. 8:4
 
Исраил, йәни шималий падишалиқниң гуналири вә җазалиниши — хуласә
Мана, шундақ ишлар болди; чүнки Исраиллар өзлирини Мисирниң падишаси Пирәвнниң қолидин қутқузуп, Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигар Худасиға гуна қилип башқа илаһлардин қорқуп Пәрвәрдигар Исраилларниң алдидин һайдивәткән ят әлликләрниң қаидә-бәлгүлимилиридә, шундақла Исраилниң падишалири өзлири чиқарған қаидә-бәлгүлимилиридә маңған еди. Лав. 18:3 Вә Исраиллар өз Пәрвәрдигар Худасиға қарши чиқип, йошурунларчә тоғра болмиған ишларни қилди; улар барлиқ шәһәрлиридә күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә «жуқури җайлар»ни ясиди. «күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә» — мәнаси бәлким сепилдики мунардин шәһәрниң әң ичкирисидики қорғанғичә — башқичә ейтқанда, «сирттин ичкиригичә». 10 Улар һәммә егиз дөңләрдә вә һәммә көк дәрәқләрниң астида «бут түврүк» вә «Ашәраһ» бути турғузди. ««Ашәраһ» бутлар» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқләрдур. Дәрәқләр бәлким «аял мәбуд» шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди. 11 Пәрвәрдигар уларниң алдидин һайдап чиқарған ят әлликләр қилғандәк, улар һәммә «жуқури җайлар»да хушбуй яқатти вә Пәрвәрдигарниң ғәзивини кәлтүридиған һәр хил рәзил ишларни қилатти. 12 Гәрчә Пәрвәрдигар уларға: — «Бу ишни қилмаңлар!» дегән болсиму, улар бутларниң қуллуғиға берилип кәткән еди.Мис. 20:3, 4, 5; Қан. 5:7, 8, 9
13 Пәрвәрдигар һәммә пәйғәмбәрләр билән һәммә алдин көргүчиләрниң вастиси билән һәм Исраилни һәм Йәһудани агаһландуруп: Рәзил йоллириңлардин йенип, ата-бовилириңларға тапиланған вә қуллирим болған пәйғәмбәрләр арқилиқ силәргә тәстиқлиған пүтүн қанунға бойсунуп, Мениң әмирлирим вә Мениң бәлгүлимилиримни тутуңлар, дегән еди. «тәстиқлиған» — яки «әвәткән».  Йәр. 18:11; 25:5; 35:15 14 Лекин улар қулақ салмай, Пәрвәрдигар Худасиға ишәнмигән ата-бовилири қилғандәк, боюнлирини қаттиқ қилди. Қан. 31:27; Мал. 3:7 15 Улар Униң бәлгүлимилирини, шундақла У уларниң ата-бовилири билән түзгән әһдини вә уларға тапшурған агаһ-гуваларни чәткә қаққан; улар әрзимәс нәрсиләргә әгишип, өзлири әрзимәс болуп чиқти; Пәрвәрдигар уларға: — Әтрапиңлардики әлликләрниң қилғинидәк қилмаңлар, дегән дәл шу әлләргә әгишип, рәзиллик қилатти. «әрзимәс нәрсиләр» — мошу йәрдә бутларни көрситиду. 16 Улар Худаси болған Пәрвәрдигарниң барлиқ әмирлирини ташлап, өзлири үчүн қуйма мәбудларни, йәни икки мозайни қуйдурди, бир «Ашәраһ бут» қилдурди, асмандики нурғунлиған ай-юлтузларға баш урди вә Баалниң қуллуғиға кирди. «асмандики нурғунлиған ай-юлтузлар» — ибраний тилида «асмандики қошун» дегән сөз билән ипадилиниду. Тәвраттин билимизки, асмандики юлтузларниң пәриштиләр вә бәзи әһвалда асмандики яман күчләр биләнму мунасивити бар («Зәб.» 146:4, «Аюп» 38:4-7, «Вәһ.» 12:4ни көрүң).  Мис. 32:8; 1Пад. 12:28 17 Улар өз оғуллири билән қизлирини оттин өткүзди, палчилиқ вә җадугәрлик ишләтти, шундақла Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилиш үчүн, өзлирини сетип Униң ғәзивини қозғиди. «оғул-қизлирини оттин өткүзүш» — бәлким уларни «инсан қурбанлиғи» қилиштин ибарәт болуши мүмкин еди.  Лав. 20:3, 4; Қан. 18:10; 2Пад. 16:3 18 Шуниң үчүн Пәрвәрдигар Исраилға интайин аччиқлинип, уларни Өз нәзиридин нери қилди; Йәһуданиң қәбилисидин башқа һеч қайсиси өз зиминида қалдурулмиди.Һош. 1:6
19 Лекин Йәһудаму өз Худаси Пәрвәрдигарниң әмирлирини тутмиди, бәлки Исраил чиқарған қаидә-бәлгүлимиләр ичидә маңди. Лав. 18:3 20 Униң үчүн Пәрвәрдигар Исраилниң барлиқ нәслини чәткә қақти; уларни Өз нәзиридин ташлиған күнигичә зиминида харлиққа қалдуруп, булаңчиларниң қолиға тапшуруп бәрди. «Пәрвәрдигар.... уларни Өз нәзиридин ташлиған күни» — буниңда көздә тутулғини Худаниң Исраилларни Өз зиминидин сүргүн қилдуруш күнидин ибарәттур (23-айәтниму көрүң). Исраил хәлқиниң «Худаниң нәзиридин ташлиниши», йәни сүргүн болуши уларға нисбәтән Худаниң әң дәһшәтлик җазаси, әлвәттә. 21 У Исраилни Давутниң җәмәтидин тартивалған еди. Улар Нибатниң оғли Йәробоамни падиша қилди вә Йәробоам болса Исраилни Пәрвәрдигарниң йолидин яндуруп, уларни еғир бир гунаға патқузуп аздурди. «У Исраилни Давутниң җәмәтидин тартивалған еди» — ибраний тилида «У Исраилни Давутниң җәмәтидин житивалған еди». «1Пад.» 11:11, 11:31, 14:8ни көрүң.  1Пад. 12:16, 17, 26 22 Исраиллар Йәробоамниң қилған һәммә гуналирида жүрүп, улардин чиқмиди. 23 Ахир берип Пәрвәрдигар Өз қуллири болған пәйғәмбәрләрниң вастиси билән ейтқандәк, Исраилни Өз нәзиридин нери қилди; Исраиллар өз жутидин Асурийәгә елип кетилип, у йәрдә бүгүнгә қәдәр туруп кәлди.«У йәрдә , йәни Асурийәдә бүгүнгә қәдәр туруп кәлди» — мошу сөзләр «Тарих-тәзкирә»ниң Йәһудадикиләр Бабил империйәсидин қайтип келиш (миладийәдин илгәрки 539-жили)тин илгири хатириләнгәнлигини аян қилиду.
24 Амма Асурийәниң падишаси Бабил, Куттаһ, Авва, Хамат вә Сәфарваимдин хәлиқни йөткәп Исраилниң орниға Самарийәниң шәһәрлиригә маканлаштурди. Улар шуниң билән Самарийәгә егидарчилиқ қилип шәһәрләрдә олтарди. 25 Вә шундақ болдики, улар у йәрдә дәсләптә олтарғинида Пәрвәрдигардин қорқмиған еди; Пәрвәрдигар уларни қийма-җийма қилидиған бир нәччә ширларни уларниң арисиға әвәтти. 26 Шуниң билән Асурийәниң падишасиға хәвәр йәткүзүлүп: — Сили йөткәп Самарийәниң шәһәрлиридә маканлаштурған хәлиқләр шу жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини билмәйду; шуңа У уларниң арисиға ширларни әвәтти; мана булар уларни өлтүрмәктә, чүнки хәлиқ жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини билмәйду, дейилди.
27 Шуниң билән Асурийәниң падишаси әмир қилип: — Силәр у йәрдин елип кәлгән каһинларниң бирини йәнә у йәргә апириңлар; у у йәрдә туруп, уларға у жутниң илаһиниң қаидә-йосунлирини үгәтсун, — деди.
28 Униң буйруғи билән улар Самарийәдин йөткигән каһинларниң бири келип, Бәйт-Әлдә туруп Пәрвәрдигарниң қорқунучини уларға үгәтти. 29 Лекин шу хәлиқләрниң һәр бири өз илаһлириниң бутлирини ясап, Самарийәликләр салған «жуқури җайлар»дики ибадәтгаһлар ичигә турғузди; һәр бир хәлиқ өзи турған шәһәрдә шундақ қилди. 30 Бабилдин кәлгәнләр Суккот-Бинот дегән мәбудни ясиди, Куттин кәлгәнләр Нәргал бутни, Хаматтин кәлгәнләр Ашима бутни, 31 Аввийлар Нибһаз билән Тартак бутларни ясиди; Сәфарвийлар Сәфарваимдики бутлири болған Адраммәләк билән Анаммәләккә өз балилирини атап отта көйдүрди.
 
32 Улар әнди мошундақ һаләттә Пәрвәрдигардин қорқуп, өз арисидики һәр түрлүк адәмләрни өзлири үчүн «жуқури җайлар»дики бутханиларда қурбанлиқларни сунидиған каһин қилип бекиткән. 1Пад. 12:31 33 Улар Пәрвәрдигардин қорқатти вә шуниң билән тәң қайси әлдин кәлгән болса, шу әлниң қаидә-йосунлирида өз илаһлириниң қуллуғидиму болатти.Зәф. 1:5
34 Бүгүнгә қәдәр улар илгәрки адәтләр бойичә меңип кәлмәктә; улар Пәрвәрдигардин қорқмай, Пәрвәрдигар Исраил дәп атиған Яқупниң әвлатлириға тапилиған бәлгүлимиләр вә һөкүмләр, қанун вә әмирләргә мувапиқ иш көрмәйду. «Улар Пәрвәрдигардин қорқмай, Пәрвәрдигар Исраил дәп атиған Яқупниң әвлатлириға тапилиған бәлгүлимиләр вә һөкүмләр, қанун вә әмирләргә мувапиқ иш көрмәйду» — яки «Улар Пәрвәрдигардин қорқмай, өзлириниң бәлгүлимилири вә һөкүмлиригә мувапиқ иш көрмәйду вә Пәрвәрдигар Исраил дәп атиған Яқупниң әвлатлириға тапилиған қанун вә әмирләргә мувапиқ иш көрмәйду». Бу тәрҗимә тоғра болса, «өзлириниң бәлгүлимилири вә һөкүмлири» дегән бу сөз уларниң өз илаһлириниң бәлгүлимилири вә һөкүмлирини көрситиду.  Яр. 32:27; 35:10; 1Пад. 18:31 35 Пәрвәрдигар улар билән бир әһдә қилишип уларға буйруп: — «Башқа илаһлардин қорқмай, уларға сәҗдә қилмай яки уларға баш урмай вә уларға қурбанлиқ қилмаңлар — Һак. 6:10 36 пәқәт зор қудрәт вә узатқан билиги билән силәрни Мисир зиминидин чиқарған Пәрвәрдигардинла қорқуңлар, униңға сәҗдә қилиңлар вә униңға қурбанлиқ сунуңлар. 37 У силәр үчүн пүткүзгән бәлгүлимиләр, һөкүмләр, қанун вә әмирни болса, уларни әбәткичә көңүл бөлүп тутуңлар; башқа илаһлардин қорқмаңлар. 38 Мән силәр билән қилған әһдини унтумаңлар я башқа илаһлардин қорқмаңлар, 39 бәлки Худайиңлар Пәрвәрдигардин қорқуңлар; вә У силәрни һәммә дүшмәнлириңларниң қолидин қутқузиду» — дегән еди.
40 Лекин улар қулақ салмай, илгәрки қаидә-йосунларни жүргүзәтти.
41 Мошу әлләр шу тәриқидә Пәрвәрдигардин қорқатти һәм ойма мәбудларниң қуллуғида болатти; уларниң балилири билән балилириниң балилириму шундақ қилатти; өз ата-бовилири қандақ қилған болса, уларму бүгүнки күнгичә шундақ қилип кәлди.
 
 

17:5 2Пад. 18:9

17:6 2Пад. 18:10; Йәш. 8:4

17:8 Лав. 18:3

17:9 «күзәт мунаридин мустәһкәм қорғанғичә» — мәнаси бәлким сепилдики мунардин шәһәрниң әң ичкирисидики қорғанғичә — башқичә ейтқанда, «сирттин ичкиригичә».

17:10 ««Ашәраһ» бутлар» — бәлким бутпәрәсликкә беғишланған дәрәқләрдур. Дәрәқләр бәлким «аял мәбуд» шәклидә оюлған яки нәқишләнгән болуши мүмкин еди.

17:12 Мис. 20:3, 4, 5; Қан. 5:7, 8, 9

17:13 «тәстиқлиған» — яки «әвәткән».

17:13 Йәр. 18:11; 25:5; 35:15

17:14 Қан. 31:27; Мал. 3:7

17:15 «әрзимәс нәрсиләр» — мошу йәрдә бутларни көрситиду.

17:16 «асмандики нурғунлиған ай-юлтузлар» — ибраний тилида «асмандики қошун» дегән сөз билән ипадилиниду. Тәвраттин билимизки, асмандики юлтузларниң пәриштиләр вә бәзи әһвалда асмандики яман күчләр биләнму мунасивити бар («Зәб.» 146:4, «Аюп» 38:4-7, «Вәһ.» 12:4ни көрүң).

17:16 Мис. 32:8; 1Пад. 12:28

17:17 «оғул-қизлирини оттин өткүзүш» — бәлким уларни «инсан қурбанлиғи» қилиштин ибарәт болуши мүмкин еди.

17:17 Лав. 20:3, 4; Қан. 18:10; 2Пад. 16:3

17:18 Һош. 1:6

17:19 Лав. 18:3

17:20 «Пәрвәрдигар.... уларни Өз нәзиридин ташлиған күни» — буниңда көздә тутулғини Худаниң Исраилларни Өз зиминидин сүргүн қилдуруш күнидин ибарәттур (23-айәтниму көрүң). Исраил хәлқиниң «Худаниң нәзиридин ташлиниши», йәни сүргүн болуши уларға нисбәтән Худаниң әң дәһшәтлик җазаси, әлвәттә.

17:21 «У Исраилни Давутниң җәмәтидин тартивалған еди» — ибраний тилида «У Исраилни Давутниң җәмәтидин житивалған еди». «1Пад.» 11:11, 11:31, 14:8ни көрүң.

17:21 1Пад. 12:16, 17, 26

17:23 «У йәрдә , йәни Асурийәдә бүгүнгә қәдәр туруп кәлди» — мошу сөзләр «Тарих-тәзкирә»ниң Йәһудадикиләр Бабил империйәсидин қайтип келиш (миладийәдин илгәрки 539-жили)тин илгири хатириләнгәнлигини аян қилиду.

17:32 1Пад. 12:31

17:33 Зәф. 1:5

17:34 «Улар Пәрвәрдигардин қорқмай, Пәрвәрдигар Исраил дәп атиған Яқупниң әвлатлириға тапилиған бәлгүлимиләр вә һөкүмләр, қанун вә әмирләргә мувапиқ иш көрмәйду» — яки «Улар Пәрвәрдигардин қорқмай, өзлириниң бәлгүлимилири вә һөкүмлиригә мувапиқ иш көрмәйду вә Пәрвәрдигар Исраил дәп атиған Яқупниң әвлатлириға тапилиған қанун вә әмирләргә мувапиқ иш көрмәйду». Бу тәрҗимә тоғра болса, «өзлириниң бәлгүлимилири вә һөкүмлири» дегән бу сөз уларниң өз илаһлириниң бәлгүлимилири вә һөкүмлирини көрситиду.

17:34 Яр. 32:27; 35:10; 1Пад. 18:31

17:35 Һак. 6:10