31
Йәшуа Мусаға орун басар қилип бекитилиду
Андин Муса берип һәммә Исраилға сөз қилди; у мундақ деди: «Мән бүгүн бир йүз жигирмә яшқа кирдим; әнди силәргә сәрдар яки башлиғучи болалмаймән. Пәрвәрдигар маңа: Сән бу Иордан дәриясидин өтмәйсән, дегән еди.«силәргә сәрдар яки башлиғучи болалмаймән» — мошу йәрдә ибраний тилида «силәрниң алдиңларда чиқип-кирип жүрәлмәймән» дегән сөзләр билән ипадилиниду.  Чөл. 27:12; Қан. 3:26
Лекин Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзи силәрни йетәкләп дәриядин өтүп, бу әлләрни алдиңларда вәйран қилиду; шуниң билән уларниң мал-мүлкини егиләйсиләр; Пәрвәрдигарниң ейтқинидәк, Йәшуа силәрниң алдиңларда башлап дәриядин өтиду. Чөл. 27:18 Пәрвәрдигар Сиһон билән Ог дегән икки Аморий падишаси вә уларниң зиминини һалак қилғандәк, у бу әлләргиму шундақ қилиду. Чөл. 21:24,33 Амма Пәрвәрдигар уларни қолуңларға тапшурғинида, мән силәргә тапилиған пүткүл әмир бойичә уларға муамилә қилисиләр. Қан. 7:1, 2 Җүръәтлик вә қәйсәр болуңлар, уларниң алдида титримәңлар, улардин һеч қорқмаңлар; чүнки силәр билән биргә барғучи Пәрвәрдигар Худайиңлар Өзидур; У силәрдин ваз кәчмәйду, силәрни һәргиз ташливәтмәйду!».Йә. 1:5; Ибр. 13:5
Андин Муса Йәшуани чақирип пүткүл Исраилниң көз алдида униңға сөз қилип: «Сән җүръәтлик вә қәйсәр болғин; чүнки бу хәлиқ Пәрвәрдигар уларниң ата-бовилириға қәсәм қилип беришкә вәдә қилған зиминға киргәндә сән улар билән биллә беришиң керәк; сән уларға уни егилитип мирас қилдурисән. Мана, сениң алдиңда маңғучи Пәрвәрдигар Өзидур; У сән билән биллә болуп сәндин ваз кәчмәйду, сени һәргиз ташливәтмәйду! Сән қорқмиғин, паракәндә болма!» — деди.Йә. 1:9
 
Мусаниң әһдинамә йезип тапшуруши
Муса бу қанунни йезип болуп, уни Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтиридиған Лавийниң әвлади болған каһинлар билән Исраилниң барлиқ ақсақаллириға тапшуруп бәрди. 10 Муса уларға мундақ буйруди: —
«Һәр йәттә жилниң ахирқи жилида, йәни азатлиқ жили дәп бекитилгән вақитта, «кәпиләр һейти» башланғанда, 11 Исраилниң һәммиси келип Пәрвәрдигар Худайиңниң һозурида җәм болуш үчүн у таллайдиған җайға жиғилғанда, уни аңлисун дәп пүткүл Исраилниң алдида бу қанунни оқуп берисән. Әзра 10:8; Нәһ. 8:1,2,3,8 12 Шуниң үчүн шу чағда барлиқ хәлиқни, әр болсун, аял болсун, бала болсун, қовуқлириңниң ичидә туруватқан мусапир болсун, уларниң һәммиси аңлап, үгинип, Пәрвәрдигар Худайиңлардин қорқуп, бу қанунниң барлиқ сөзлирини тутуп униңға әмәл қилсун, дәп уларни жиққин. «... қовуқлириңниң ичидә туруватқан мусапир» — демәк, «силәр билән биллә туруватқан мусапир». «Силәр билән биллә туруватқан» ибраний тилида адәттә «қовуқлириңлар ичидә туруватқан» дегән сөзләр билән ипадилиниду. 13 Шундақ болса, уларниң бу қанунни тонумиған балилириму уни аңлап үгинип, силәр егиләшкә Иордан дәриясидин өтүп баридиған зиминда яшиған барлиқ күнлиридә Пәрвәрдигар Худайиңлардин қорқидиған болиду».
 
Муса Йәшуаға өз вәзиписи тоғрилиқ буйруйду
14 Андин Пәрвәрдигар Мусаға сөз қилип: «Мана сениң өлидиған вақтиң йеқинлишип қалди. Әнди Йәшуани чақирғин, иккиңлар җамаәт чедириға берип шу йәрдә һазир болуңлар. Мән униңға вәзипә тапшуримән» деди.
Шуниң билән Муса билән Йәшуа иккиси берип, җамаәт чедирида һазир болди. 15 Пәрвәрдигар булут түврүгиниң ичидә көрүнди; булут түврүги чедирниң дәрвазисиниң үстидә тохтиди.
16 Пәрвәрдигар Мусаға мундақ деди: «Мана, сән ата-бовилириңниң қешида ухлаш алдида турисән; андин бу хәлиқ қозғилип, баридиған зиминдики ят илаһларға әгишип бузуқчилиқ қилип, Мени ташлап, Мән улар билән бағлиған әһдини бузиду. «бузуқчилиқ қилиш» — мошу йәрдә Худаға вапасизлиқ яки асийлиқ қилишни билдүриду. Қанаандики әлләр арисида «бузуқчилиқ» роһий җәһәттә болупла қалмай, җисманий җәһәттиму бутпәрәсликкә мунасивәтлик җинсий бузуқчилиқ мәвҗут еди. 17 Шу вақитта Мениң ғәзивим уларға тутишип, Мән уларниму ташлап, улардин йүзүмни йошуримән. Улар жутуветилиду, көп балаю-апәт вә күлпәтләр бешиға чүшиду вә улар шу вақитта: «Шүбһисизки, Худайимиз аримизда болмиғини үчүн, бу балалар бешимизға чүшти» — дәйду. «шу вақитта» — ибраний тилида «шу күни». 18 Лекин Мән уларниң башқа илаһларға майил болуп әгишип, қилған һәммә рәзилликлири үчүн шу күни йүзүмни пүтүнләй йошуримән.
19 Әнди силәр өзүңлар үчүн бу ғәзәлни пүтүп, уни Исраилларға үгитиңлар; бу ғәзәлниң кейин Исраилларниң әйивигә Мән үчүн гувачи болуши үчүн уни уларниң ағзиға салғин. 20 Чүнки Мән уларни Мән ата-бовилириға қәсәм билән вәдә қилған, сүт билән һәсәл еқип туридиған жутқа киргүзимән; андин улар йәп тоюп, сәмригәндә башқа илаһларға әгишип, уларниң қуллуғиға кириду вә Мени көзгә илмай әһдәмни бузиду. 21 Амма шундақ болидуки, көп балаю-апәтләр билән күлпәтләр уларниң бешиға чүшкинидә, бу ғәзәл уларни әйипләп гува бериду; чүнки бу ғәзәл уларниң әвлатлириниң ағзида унтулмайду. Чүнки Мән уларни уларға қәсәм билән вәдә қилған зиминға техи киргүзмәйла уларниң немә хиял қиливатқинини убдан билимән».
22 Шуларни дәп, Муса шу күни бу ғәзәлни йезип, Исраилларға үгәтти. 23 Андин Пәрвәрдигар Нунниң оғли Йәшуаға: «Җүръәтлик вә қәйсәр болғин, чүнки сән Мән Исраилларға қәсәм билән вәдә қилған зиминға уларни башлап кирисән вә Мән сән билән биллә болимән» дәп әмир қилди.Йә. 1:6
24 Муса бу қанунниң сөзлирини бир китапқа пүтүнләй йезип болғандин кейин 25 у Пәрвәрдигарниң әһдә сандуғини көтирип маңған Лавийларға буйруп мундақ деди: 26 — Бу қанун китавини силәрниң әйивиңләргә гувачи болуп туруши үчүн Пәрвәрдигар Худайиңларниң әһдә сандуғиниң йениға қоюңлар. 2Пад. 22:8 27 Чүнки мән силәрниң асий вә бойнуңлар қаттиқ екәнлигиңларни билимән. Мана, мән техи араңларда тирик турсам Пәрвәрдигарға асийлиқ қилип кәлдиңлар; өлүмүмдин кейин силәр техиму шундақ қилисиләр!
28 Мән уларниң қулақлириға бу сөзләрниң һәммисини аңлитишим үчүн, шундақла йәр билән асманни уларниң әйивигә гувачи болушқа чақиришим үчүн әнди мениң алдимға қәбилилириңларниң һәммә ақсақаллири вә әмәлдарлирини жиғиңлар. 29 Чүнки өлүмүмдин кейин силәрниң түптин бузулуп, мән силәргә әмир қилған йолдин чәтнәп кетидиғиниңларни билимән. Шуниң билән күнләрниң ахирида күлпәтләр бешиңларға чүшиду; чүнки силәр Пәрвәрдигарниң нәзиридә рәзил болғанни қилип, қоллириңларниң ишлири билән униң ғәзивини қозғайсиләр».«күнләрниң ахирида» — ахирқи заманни көрсәтсә керәк.
30 Андин Муса Исраилларниң пүткүл җамаити алдида бу ғәзәлниң текстини баштин-ахирғичә оқуп бәрди: —«пүткүл җамаити алдида» — ибраний тилида «...пүткүл җамаитиниң қулақлири ичигә....».
 
 

31:2 «силәргә сәрдар яки башлиғучи болалмаймән» — мошу йәрдә ибраний тилида «силәрниң алдиңларда чиқип-кирип жүрәлмәймән» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

31:2 Чөл. 27:12; Қан. 3:26

31:3 Чөл. 27:18

31:4 Чөл. 21:24,33

31:5 Қан. 7:1, 2

31:6 Йә. 1:5; Ибр. 13:5

31:8 Йә. 1:9

31:11 Әзра 10:8; Нәһ. 8:1,2,3,8

31:12 «... қовуқлириңниң ичидә туруватқан мусапир» — демәк, «силәр билән биллә туруватқан мусапир». «Силәр билән биллә туруватқан» ибраний тилида адәттә «қовуқлириңлар ичидә туруватқан» дегән сөзләр билән ипадилиниду.

31:16 «бузуқчилиқ қилиш» — мошу йәрдә Худаға вапасизлиқ яки асийлиқ қилишни билдүриду. Қанаандики әлләр арисида «бузуқчилиқ» роһий җәһәттә болупла қалмай, җисманий җәһәттиму бутпәрәсликкә мунасивәтлик җинсий бузуқчилиқ мәвҗут еди.

31:17 «шу вақитта» — ибраний тилида «шу күни».

31:23 Йә. 1:6

31:26 2Пад. 22:8

31:29 «күнләрниң ахирида» — ахирқи заманни көрсәтсә керәк.

31:30 «пүткүл җамаити алдида» — ибраний тилида «...пүткүл җамаитиниң қулақлири ичигә....».