10
Гунайини тонуп, қилған дуаниң нәтиҗиси
Әзра дуа қилип, гунайини тонуп жиғлап Худаниң өйи алдида жиқилип дүм ятқан чағда, Исраиллардин наһайити чоң бир җамаәт, әр-аяллар вә балилар униң йениға келип жиғилди; көпчиликму қаттиқ жиғлап кетишти. Еламниң әвлатлиридин, Йәһийәлниң оғли Шекания әзраға: — Биз Худайимизға садақәтсизлик қилип бу зиминдики ят таипиләрдин хотун аптуқ. Һалбуки, Исраил үчүн йәнила үмүт бар; биз әнди Худайимиз билән әһдилишәйли, ғоҗамниң вә Худайимизниң әмирлиридин қорқуп титригәнләрниң нәсиһитигә асасән бу хотунларни вә улардин төрәлгән пәрзәнтләрни йолға селип қояйли. Һәммә иш Тәврат қануни бойичә қилинсун. Тур! Бу иш саңа бағлиқтур, биз сени қоллаймиз; җүръәтлик болуп ишни ада қилғин, — деди.
Шуниң билән Әзра орнидин қопуп, каһинларниң Лавийларниң вә пүткүл Исраил җамаитиниң башлиқлирини шу сөз бойичә иш қилимиз, дәп қәсәм ичишкә үндиди, улар қәсәм ичти.
Андин Әзра Худаниң өйи алдидин қопуп Әлияшибниң оғли Йәһоһананниң өйигә кирди; у у йәргә кәлгәндә ғизаму йемиди, суму ичмиди, чүнки у сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң садақәтсизлиги үчүн ечинатти. Шуниң билән Йәһудийә вә Йерусалимда сүргүнлүктин қайтип кәлгәнләрниң һәммисигә җакалинип, Йерусалимға жиғилиңлар, әмирләр вә ақсақалларниң нәсиһити бойичә, кимки үч күн ичидә йетип кәлмисә, униң пүтүн мал-мүлки мусадирә қилиниду, сүргүндин қайтип кәлгәнләрниң җамаитидинму айрилиду, дәп, җакарнамә чиқирилди. Шуниң билән Йәһуда вә Биняминдики барлиқ әрләр үч күнгичә Йерусалимға жиғилип болди. У тоққузинчи айниң жигирминчи күни еди; барлиқ хәлиқ Худаниң өйиниң һойлисидики мәйданға келип олтарди, көпчилик бу иштин қорқачқа, шуниңдәк қаттиқ яққан ямғур түпәйлидин, титрәп кетишти. 10 Каһин Әзра орнидин қопуп уларға: — Силәр Худаға садақәтсизлик қилип ят таипиләрниң қизлирини хотунлуққа елип Исраилларниң итаәтсизлигини ашурдуңлар. 11 Әнди силәр ата-боваңларниң Худаси болған Пәрвәрдигар алдида гунайиңларни тонуп, униң нәзиридә дурус болғанни қилип, өзүңларни бу зиминдики таипиләрдин вә бу ят әллик хотунлириңлардин арини очуқ қилиңлар, деди.
12 Пүтүн җамаәт жуқури авазда җавап берип: — Мақул, биз өзлириниң шу гәплири бойичә иш көримиз. 13 Бирақ адәмләр бәк көп, йәнә келип ямғур пәсли болғачқа талада туралмаймиз; униң үстигә бу дегән бир-икки күндә пүтидиған иш әмәс, чүнки биздә бу ишта итаәтсизлик қилғанлар наһайити көптур! «чүнки биздә бу ишта итаәтсизлик қилғанлар наһайити көптур!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки биз бу ишта бәк еғир итаәтсизлик қилғанмиз». 14 Худаниң мошу иш түпәйли кәлгән қаттиқ ғәзивиниң биздин кәткичә, башлиқлиримиз пүткүл җамаәткә вәкил болуп Пәрвәрдигарниң алдида турсун; бизниң һәр қайси шәһәрлиримиздә ят әлләрдин хотун алғанларму бәлгүләнгән вақитта шу шәһәрниң ақсақал вә һакимлири билән бирликтә келип бу ишни бир тәрәп қилсун, — деди.
15 Бу ишқа пәқәт Асаһәлниң оғли Йонатан билән Тиқваһниң оғли Яһзия қарши чиқти, Мәшуллам билән Лавий Шаббитай уларни қоллиди. 16 Шуниң билән сүргүндин қайтип кәлгәнләр әнә шундақ қилди. Каһин Әзра вә ата җәмәтлириниң башлиқлири болғанлар җәмәти бойичә бу ишқа айрилди; уларниң һәммиси исмилири бойичә тизимланди. Улар онинчи айниң биринчи күни бу ишни тәкшүрүп бир тәрәп қилишқа киришти. 17 Улар ят әллик хотунларни алған әрләрниң сориғини биринчи айниң биринчи күни түгәтти.
 
Ят әлләрдин хотун алғанларниң тизимлиги
18 Каһинларниң әвлатлири ичидә ят әллик хотунларни алғанлардин мошулар чиқти: — Йозадакниң оғли Йәшуаниң вә униң қериндашлириниң әвлатлиридин: — Маасеяһ, Әлиезәр, Яриб, Гәдалия. 19 Улар хотунлиримизни йолға селип қойимиз дәп қәсәм қилип қол беришти вә гунайи үчүн итаәтсизлик қурбанлиғи сүпитидә қой падисидин бир қочқарни сунди. 20 Иммәрниң әвлатлиридин Һанани билән Зәбадия; 21 Һаримниң әвлатлири ичидә Маасеяһ, Елияһ, Шемая, Йәһийәл вә Уззия; «Елияһ» — бу исим әрәб тилида, шундақла уйғур тилида «Илияс» дейилиду. 22 Пашхурниң әвлатлиридин Әлйойинай, Маасеяһ, Исмаил, Нәтанәл, Йозабад вә Әласаһ.
23 Лавийлар ичидә Йозабад, Шимәй, Келая («Келита»му дейилиду), Питаһия, Йәһуда билән Әлиезәр; 24 ғәзәлкәшләр ичидә Әлияшиб; дәрвазивәнләр ичидә Шаллум, Тәләм, Ури.
25 Исраиллардин: — Парошниң әвлатлиридин Рамия, Йиззия, Малкия, Миямин, Әлиазар, Малкия, Беная; 26 Еламниң әвлатлиридин Маттания, Зәкәрия, Йәһийәл, Абди, Йәримот билән Елияһ; 27 Заттуниң әвлатлиридин Әлйойинай, Әлияшиб, Маттания, Йәримот, Забад билән Азиза; 28 Бибайниң әвлатлиридин Йоһоһанан, Һанания, Заббай билән Атлай; 29 Баниниң әвлатлиридин Мәшуллам, Маллуқ, Адая, Яшуб, Шеал билән Рамот; «Рамот» — яки «Йәрәмот». 30 Паһат-Моабниң әвлатлиридин Адна, Җилал, Беная, Маасеяһ, Маттания, Бәзаләл, Биннуий билән Манассәһ; 31 Һаримниң әвлатлиридин Әлиезәр, Йишия, Малкия, Шемая, Шимеон, 32 Бинямин, Маллуқ вә Шәмария; 33 Хашумниң әвлатлиридин Маттинай, Маттатаһ, Забад, Әлифәләт, Йәрәмай, Манассәһ вә Шимәй; 34 Баниниң әвлатлиридин Мадай, Амрам, Уәл, 35 Беная, Бәдия, Келуһай, 36 Вания, Мәрәмот, Әлияшиб, 37 Маттанияһ, Маттинай, Яасу, 38 Бани, Биннуий, Шимәй, 39 Шәләмия, Натан, Адая, 40 Макнадибай, Шашай, Шарай, 41 Азарәл, Шәләмия, Шәмария, 42 Шаллум, Амария, Йүсүп; 43 Небониң әвлатлиридин Җәийәл, Маттитияһ, Забад, Зебина, Яддай, Йоел вә Беная. 44 Буларниң һәммиси ят әллик хотунларни алғанлар еди, вә шуниңдәк улардин бәзиләрниң хотунлири пәрзәнтму көргән еди.«вә шуниңдәк улардин бәзиләрниң хотунлири пәрзәнтму көргән еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «... вә шуниң билән улар хотунлирини вә пәрзәнтлирини йолға селивәтти». Бу айәтниң тексттә кәмтүклүк болуши мүмкин. Шуңа мәнаси ениқ әмәс.  


Тәврат дәвриниң тарихини көрситидиған карта

10:13 «чүнки биздә бу ишта итаәтсизлик қилғанлар наһайити көптур!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чүнки биз бу ишта бәк еғир итаәтсизлик қилғанмиз».

10:21 «Елияһ» — бу исим әрәб тилида, шундақла уйғур тилида «Илияс» дейилиду.

10:29 «Рамот» — яки «Йәрәмот».

10:44 «вә шуниңдәк улардин бәзиләрниң хотунлири пәрзәнтму көргән еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «... вә шуниң билән улар хотунлирини вә пәрзәнтлирини йолға селивәтти». Бу айәтниң тексттә кәмтүклүк болуши мүмкин. Шуңа мәнаси ениқ әмәс.