Нәһәмия
1
Йерусалимниң ечинишлиқ, хараплиқ һалити
1 Һақалияниң оғли Нәһәмия шундақ баян қилдики: — Жигирминчи жили Кисләв ейида, мән Шушан қәлъәсидә тураттим, □«жигирминчи жили» — Парс падишаси Артахшаштаниң жигирминчи жилини көрситиду (2:1ни көрүң). 2 Өз қериндашлиримдин бири болған Һанани билән бир нәччә киши Йәһудийәдин чиқип кәлди; мән улардин сүргүнлүктин қутулуп қалған Йәһудалар вә Йерусалим тоғрисида соридим. 3 Улар маңа: — Сүргүнлүктин қутулған хәлиқниң қалдиси Йәһудийә өлкисидә қаттиқ җапа-мушәққәт астида вә аһанәт ичидә қалди. Йерусалимниң сепили болса өрүветилди, қовуқлириму көйдүрүветилди, дәп ейтип бәрди.
Нәһәмияниң Йерусалим үчүн роза тутуп дуа қилиши
4 Мән бу гәпләрни аңлап олтирип жиғлап кәттим, бир нәччә күнгичә налә-пәряд көтирип, асманлардики Худа алдида роза тутуп, дуа қилип 5 мундақ дедим: — «И асмандики Худа Пәрвәрдигар, Өзини сөйүп, әмирлирини тутқанларға өзгәрмәс меһир көрситип әһдисидә турғучи улуқ вә дәһшәтлик Тәңри, ■ Мис. 20:6; 34:7; Чөл. 14:18; Қан. 5:10; Зәб. 85:15; 102:8; 144:8-9; Дан. 9:4 6 әнди Сениң алдиңда мошу пәйттә қуллириң Исраиллар үчүн пеқир қулуңниң кечә-күндүз қиливатқан бу дуасиға қулиқиң селинғай, көзүң очуқ болғай! Мән биз Исраилларниң Сениң алдиңда садир қилған гуналиримизни етирап қилимән; мәнму, атамниң җәмәтиму гуна қилдуқ! 7 Биз Сениң йолуңға тәтүр иш қилип, Сән қулуң Мусаға тапилиған әмирлириң, бәлгүлимилириң вә һөкүмлириңни һеч тутмидуқ. 8-9 Сениң Өз қулуң Мусаға тапилап: «Әгәр силәр вапасизлиқ қилсаңлар, силәрни пүтүн таипиләрниң арисиға тарқитиветимән; лекин Маңа йенип келип, Мениң әмирлиримни тутуп әмәл қилсаңлар, гәрчә араңлардин һәтта асманларниң әң четигә қоғливетилгәнләр болсиму, Мән уларни шу йәрдин жиғип, Мениң намимни тикләшкә таллиған җайға елип келимән» дегән сөзүңни яд қилғайсән, дәп өтүнимән. ■Қан. 4:25, 26, 27; 30:2, 3, 4 10 Буларниң һәммиси Сениң қуллириң вә Сениң хәлқиң, Өзүңниң зор қудритиң вә күчлүк қолуң билән һөрлүккә қутқуздуң. 11 И Рәббим, қулуңниң дуасиға һәм Сениң намиңдин әймиништин сөйүнгән қуллириңниңму дуасини қулиқиң тиңшиғай; бүгүн қулуңниң ишлирини оңушлуқ қилғайсән, уни шу кишиниң алдида илтипатқа ериштүргәйсән».
Шу вақитта мән падишаниң сақийси едим.
□1:1 «жигирминчи жили» — Парс падишаси Артахшаштаниң жигирминчи жилини көрситиду (2:1ни көрүң).
■1:5 Мис. 20:6; 34:7; Чөл. 14:18; Қан. 5:10; Зәб. 85:15; 102:8; 144:8-9; Дан. 9:4
■1:8-9 Қан. 4:25, 26, 27; 30:2, 3, 4