2
Падишаһниң Нәһәмияниң Йерусалимни, җүмлидин сепилини қайта оңшап чиқишиға рухсәт қилиши
1 Вә шундақ болдики, падиша Артахшаштаниң жигирминчи жили Нисан ейи, падишаниң алдиға шарап кәлтүрүлгән еди; мән шарапни елип падишаға сундум. Буниңдин илгири мән падишаниң алдида һеч қачан ғәмкин көрүнгән әмәс едим.
2 Шуниң билән падиша мениңдин: — Бирәр кесилиң болмиса, чирайиң немишкә шунчә ғәмкин көрүниду? Көңлүңдә чоқум бир дәрд бар, девиди, мән интайин қорқуп кәттим. 3 Мән падишаға: — Падишаһим мәңгү яшиғайла! Ата-бовилиримниң қәбирлири җайлашқан шәһәр харабиликкә айланған, дәрваза-қовуқлири көйдүрүветилгән турса, мән қандақму ғәмкин көрүнмәй? — дедим.
4 Падиша мениңдин: — Сениң немә тәливиң бар? — дәп соривиди, мән асмандики Худаға дуа қилип, 5 андин падишаға: — Әгәр падишасимниң көңлигә мувапиқ көрүнсә, қуллири өзлириниң алдида илтипатқа еришкән болса, мени Йәһудийәгә әвәткән болсила, ата-бовилиримниң қәбирлири җайлашқан шәһәргә берип, уни яңливаштин қуруп чиқсам, дедим.
6 Падиша (шу чағда ханиш падишаниң йенида олтиратти) мәндин: — Сәпириңгә қанчилик вақит кетиду? Қачан қайтип келисән? — дәп сориди. Шуниң билән падиша мени әвәтишни мувапиқ көрди; мәнму униңға қайтип келидиған бир вақитни бекиттим. 7 Мән йәнә падишадин: — Алийлириға мувапиқ көрүнсә, маңа Әфрат дәриясиниң у қетидики валийларға мени таки Йәһудийәгә барғичә өткили қоюш тоғрилиқ ярлиқ хәтлирини пүтүп бәргән болсила; □«Әфрат дәриясиниң у қети...» — мәзкур китапта мошу йәдин башлап «дәрия» «Әфрат дәрияси»ни көрситиду. «У қети...» — дәрияниң ғәрбий тәрипи. «...мени таки Йәһудийәгә барғичә өткили қоюш» — яки «...сәпиримдә мени алға сүрүш». 8 Вә йәнә падишалиқ орманлиғиға қарайдиған Асафқа муқәддәс өйгә тәвә болған қәлъәниң дәрвазилири, шуниңдәк шәһәрниң сепили вә өзүм туридиған өйгә кетидиған лимларни ясашқа керәклик яғачларни маңа бериш тоғрилиқму бир ярлиқни пүтүп бәргән болсила, дедим. Худайимниң шәпқәтлик қоли үстүмдә болғачқа, падиша илтипат қилип буларниң һәммисини маңа бәрди. ■Дан. 9:25 9 Шуниң билән мән дәрияниң у қетидики валийларниң йениға берип падишаниң ярлиқлирини тапшурдум. Падиша йәнә бир нәччә қошун сәрдарлири билән атлиқ ләшкәрләрниму маңа һәмраһ болушқа орунлаштурған еди. 10 Һоронлуқ Санбаллат билән Аммоний Тобия дегән әмәлдар Исраилларниң мәнпәәтини издәп адәм кәпту, дегән хәвәрни аңлап интайин нарази болди.□«Тобия дегән әмәлдар» — ибраний тилида «Тобия дегән қул».
Нәһәмияниң кечиси сепилни чарлашқа чиқиши
11 Мән Йерусалимға келип үч күн турдум. 12 Андин кечиси мән вә маңа һәмраһ болған бир нәччә адәм орнимиздин турдуқ (мән Худайимниң көңлүмгә Йерусалим үчүн немә ишларни қилишни салғанлиғи тоғрисида һеч кимгә бирәр немә демигән едим). Өзүм мингән улақдин башқа һеч қандақ улақму алмай, 13 кечиси «Җилға қовуқи»дин чиқип «Әҗдиһа булиқи»ға қарап меңип, «Тезәк қовуқи»ға келип, Йерусалимниң бузуветилгән сепиллирини вә көйдүрүветилгән қовуқ-дәрвазилирини көздин кәчүрдум. 14 Йәнә алдиға меңип «Булақ қовуқи» билән «Шаһанә көл»гә кәлдим; лекин шу йәрдә мән мингән улақниң өтүшикә йол бәк тар кәлгәчкә, 15 кечидә мән җилға билән чиқип сепилни көздин кәчүрүп чиқтим. Андин йенип «Җилға қовуқи»дин шәһәргә кирип, өйгә қайттим.
16 Әмәлдарларниң һеч қайсиси мениң нәгә барғанлиғимни вә немә қилғанлиғимни билмәй қелишти, чүнки мән я Йәһудийларға, каһинларға, я әмир-һакимларға вә яки башқа хизмәт қилидиғанларға һеч немә ейтмиған едим.
Нәһәмияниң хәлиқни сепилни қайта селишқа илһамландуруши
17 Кейин мән уларға: — Силәр бешимизға кәлгән балаю-апәтни, Йерусалимниң харабигә айланғанлиғини, сепил қовуқлириниң көйдүрүветилгәнлигини көрдүңлар; келиңлар, һәммимиз һақарәткә қеливәрмәслигимиз үчүн Йерусалимниң сепилини қайтидин ясап чиқайли, — дедим. 18 Мән йәнә уларға Худайимниң шәпқәтлик қолиниң мениң үстүмдә болғанлиғини вә падишаниң маңа қилған гәплирини ейтивидим, улар: — Орнумиздин туруп уни ясайли! — дейишип, бу яхши ишни қилишқа өз қоллирини қувәтләндүрди.
19 Лекин Һоронлуқ Санбаллат, хизмәткар Аммоний Тобия һәм әрәб болған Гәшәм бу ишни аңлап бизни заңлиқ қилип мәнситмәй: — Силәрниң бу қилғиниңлар немә иш? Силәр падишаға асийлиқ қилмақчимусиләр? — дейишти.
20 Мән уларға җавап берип: — Асманлардики Худа болса бизни ғәлибигә ериштүриду вә Униң қуллири болған бизләр қопуп қуримиз. Лекин силәрниң Йерусалимда һеч қандақ несивәңлар, һоқуқуңлар яки яднамәңлар йоқ, — дедим.