3
Сепилни бөләкләргә бөлүп оңшашқа буйрулуши •••• Кона шәһәрниң хәритисини көрүң
Шу чағда баш каһин Әлияшиб вә униң каһин қериндашлири қопуп «Қой қовуқи»ни яңливаштин ясап чиқти; улар қовуқниң қанатлирини орнитип, уни Худаға атап муқәддәс дәп бекитти; улар «Йүзниң мунари» билән «Һананийәлниң мунари»ғичә болған арилиқтики сепилни оңшап, уни муқәддәс дәп бекитти; «Йүзниң мунари» — башқа хил тәрҗимиләр: — «Һаммеаһниң мунари» яки «Меаһниң мунари». «муқәддәс дәп бекитти» — немишкә шундақ бекитиду? Униң «Қой қовуқи» дәп атилишниң сәвәви бәлким ибадәтханида сунулидиған қурбанлиқлар (көпинчиси қойлар, әлвәттә) шу дәрвазидин шәһәргә елип кириләтти. Шуңа қурбанлиқларниң кириш йолини «муқәддәс» дәп бекитиш толиму мувапиқ еди — демәк, шу дәрвазидин қурбанлиқлардин башқа һеч қандақ нәрсиләрни елип киришкә болмайтти. Униңға туташ қисмини Йерихолуқлар ясиди; йәнә униңға туташ қисмини Имриниң оғли Заккур ясиди. «Белиқ қовуқи»ни Сәнааһниң оғуллири ясиди; улар униң лим-кешәклирини селип, қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти. Униңға туташ қисмини Һакозниң нәвриси, Урияниң оғли Мәрәмот ясиди; униңға туташ қисмини Мәшәзабәлниң нәвриси, Бәрәкияниң оғли Мәшуллам ясиди. Униңға туташ қисмини Баанаһниң оғли Задок ясиди. «Һакозниң...» — яки «Козниң...». Униңға туташ қисмини Тәкоалиқлар ясиди; лекин уларниң чоңлири өз ғоҗисиниң ишини зиммисигә илишқа унимиди.
«Кона қовуқ»ни Пасияниң оғли Йәһода билән Бесодияниң оғли Мәшуллам ясиди; улар униң лим-кешәклирини селип, қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти. «Пасияниң оғли Йәһода» — яки «Пасияниң оғли Йояда». Уларниң йенидики туташ қисмини Гибеонлуқ Мәлатия, Меронотлуқ Ядон һәмдә Дәрияниң бу ғәрбий тәрипидики валийларниң башқуруши астидики Гибеонлуқлар билән Мизпаһлиқлар ясиди. «Дәрия» — Әфрат дәрияси. «Мәлатия, Меронотлуқ Ядон һәмдә Дәрияниң бу ғәрбий тәрипидики валийларниң башқуруши астидики Гибеонлуқлар билән Мизпаһлиқлар ясиди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәлатия... вә Ядон ясиди; булар Дәрияниң ғәрбий тәрипидики валийлар идарә қилидиған Гибеонлуқлар вә Мизпаһлиқлар еди». Уларниң йенидики туташ қисмини зәргәрләрдин болған Харһаяниң оғли Уззийәл ясиди. Униңға туташ қисмини хушбуй буюм ясайдиған әтирчиләрдин Һанания ясиди. Улар Йерусалим сепилини таки «Қелин там»ғичә оңшап ясиди. «... оңшап ясиди» — яки «...сувап чиқти». Уларниң йенидики туташ қисмини Йерусалимниң йериминиң һакими болған Хурниң оғли Рефая ясиди. 10 Уларниң йенида, Харумафниң оғли Йәдая өзиниң өйиниң удулидики қисмини ясиди. Уларниң йенидики қисмини Хашабнияниң оғли Һаттуш ясиди. 11 Һаримниң оғли Малкия билән Паһат-Моабниң оғли Һашшуб сепилниң башқа бир бөлиги билән «Хумданлар мунари»ни ясиди. 12 Уларниң йенидики туташ қисмини Йерусалимниң йериминиң һакими Халлоһәшниң оғли Шаллом өзи вә униң қизлири ясиди.
13 «Җилға қовуқи»ни Һанун билән Заноаһ шәһириниң аһалиси ясиди. Улар уни ясап, униң қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти вә йәнә «Тезәк қовуқи»ғичә миң гәз сепилниму ясиди. 14 «Тезәк қовуқи»ни Бәйт-Һаккәрәм жутиниң башлиғи Рәкабниң оғли Малкия ясиди; улар уни ясап, униң қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти.
15 «Булақ қовуқи»ни Мизпаһ жутиниң башлиғи Кол-Һозәһниң оғли Шаллум ясиди. У уни ясап, өгүзини йепип, униң қанатлири, тақақлири вә балдақлирини орнатти вә йәнә шаһанә бағниң йенидики Силоам көлиниң сепилини «Давутниң шәһири»дин чүшидиған пәләмпәйгичә яңливаштин ясиди.«шаһанә бағниң йенидики Силоам көли» — мошу йәрдә ибраний тилида «шаһанә бағниң йенидики Шелаһ көли» дейилиду.
16 Униңдин кейинки туташ қисмини Давутниң қәбирлириниң удулидики вә униңдин кейинки сүний көлгә һәм униң кәйнидики «Палванларниң өйи»гә қәдәр Бәйт-Зур жутиниң йериминиң һакими, Азбукниң оғли Нәһәмия ясиди. 17 Униңдин кейинки туташ қисмини Лавийлар — Йәни Баниниң оғли Рәһум ясиди, униң йенидики туташ қисмини Кеилаһниң йерим жутиниң һакими Һашабия өз жутиға вакалитән ясап чиқти. 18 Униң йенидики туташ қисмини уларниң қериндашлири — Кеилаһниң иккинчи йериминиң һакими, Һенададниң оғли Бавай ясиди. «Бавай» — яки «Биннуий». 19 Униң йенида, Мизпаһниң һакими Йәшуяниң оғли Езәр қурал-ярақ амбириға чиқиш йолиниң удулида, сепилниң доқмушидики йәнә бир бөлигини ясиди. 20 Заббайниң оғли Баруқ униңдин кейинки йәнә бир бөлигини, йәни сепилниң доқмушидин таки баш каһин Әлияшибниң өйиниң дәрвазисиғичә болған бөлигини көңүл қоюп ясиди. 21 Униң йенида Һакозниң нәвриси, Урияниң оғли Мәрәмот сепилниң Әлияшибниң өйиниң дәрвазисидин таки Әлияшибниң һойлисиниң ахириғичә болған йәнә бир бөлигини ясиди. «Һакозниң нәвриси» — яки «Козниң нәвриси». 22 Булардин кейинки бир қисмини Иордан түзләңлигидикиләр, каһинлар ясиди. 23 Буларниң йенида, Бинямин билән Һашшуб өз өйиниң удулидики бөлигини ясиди. Улардин кейин Ананияниң нәвриси, Маасеяһниң оғли Азария өз өйиниң йенидики қисимни ясиди. 24 Униң йенида, Азарияниң өйидин таки сепилниң доқмушиғичә болған йәнә бир бөлигини Һенададниң оғли Биннуий ясиди. 25 Униң йенида, Узайниң оғли Палал падиша ордисиниң доқмуши, шуниңдәк ордидики чоқчийип турған, зиндан һойлисиниң йенидики егиз мунарниң удулидики бөлигини ясиди. Униңдин кейинки бир бөлигини Парошниң оғли Пидая ясиди. 26 Әнди Офәлдә туридиған ибадәтхана хизмәткарлири күнчиқиш тәрәптики «Су қовуқи»ниң удулидики вә чоқчийип турған мунарниң удулидики сепилни ясиди. «ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтанийлар». 27 Чоқчийип турған чоң мунарниң удулида Тәкоалиқлар таки Офәл сепилиғичә болған иккинчи бир бөлигини ясиди. 28 «Ат қовуқи»ниң жуқури бир бөлигини каһинлар һәр бири өз өйиниң удулидики қисмини ясиди. 29 Иммәрниң оғли Задок уларниң йенида, кейинки қисмини, өз өйиниң удулидики бир бөлигини ясиди. Униң йенидики туташ қисмини «шәрқий дәрваза»ниң дәрвазивәни Шеканияниң оғли Шемая ясиди. 30 Униң йенида, Шәләмияниң оғли Һанания билән Залафниң алтинчи оғли Һанун иккинчи бир бөлигини ясиди; уларниң йенида, Бәрәкияниң оғли Мәшуллам өз қорусиниң удулидики бир бөләкни ясиди. 31 Униң йенида, шу йәрдин тартип ибадәтхана хизмәткарлири билән содигәрләрниң қорулиридин өтүп, «Тәкшүрүш қовуқи»ниң удулидики сепил доқмушиниң балиханисиғичә болған бөлигини зәргәрләрдин болған Малкия ясиди. «удулидики сепил доқмушиниң балиханисиғичә» — яки «удулидики сепил доқмушиға чиқиш йолиғичә» яки «удулидики сепил доқмушидики пәләмпәйгичә». 32 Доқмушниң балиханиси билән «Қой қовуқи»ниң арилиғидики бөләкни зәргәрләр билән содигәрләр ясиди.
 
 

3:1 «Йүзниң мунари» — башқа хил тәрҗимиләр: — «Һаммеаһниң мунари» яки «Меаһниң мунари». «муқәддәс дәп бекитти» — немишкә шундақ бекитиду? Униң «Қой қовуқи» дәп атилишниң сәвәви бәлким ибадәтханида сунулидиған қурбанлиқлар (көпинчиси қойлар, әлвәттә) шу дәрвазидин шәһәргә елип кириләтти. Шуңа қурбанлиқларниң кириш йолини «муқәддәс» дәп бекитиш толиму мувапиқ еди — демәк, шу дәрвазидин қурбанлиқлардин башқа һеч қандақ нәрсиләрни елип киришкә болмайтти.

3:4 «Һакозниң...» — яки «Козниң...».

3:6 «Пасияниң оғли Йәһода» — яки «Пасияниң оғли Йояда».

3:7 «Дәрия» — Әфрат дәрияси. «Мәлатия, Меронотлуқ Ядон һәмдә Дәрияниң бу ғәрбий тәрипидики валийларниң башқуруши астидики Гибеонлуқлар билән Мизпаһлиқлар ясиди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мәлатия... вә Ядон ясиди; булар Дәрияниң ғәрбий тәрипидики валийлар идарә қилидиған Гибеонлуқлар вә Мизпаһлиқлар еди».

3:8 «... оңшап ясиди» — яки «...сувап чиқти».

3:15 «шаһанә бағниң йенидики Силоам көли» — мошу йәрдә ибраний тилида «шаһанә бағниң йенидики Шелаһ көли» дейилиду.

3:18 «Бавай» — яки «Биннуий».

3:21 «Һакозниң нәвриси» — яки «Козниң нәвриси».

3:26 «ибадәтхана хизмәткарлири» — ибраний тилида «Нәтанийлар».

3:31 «удулидики сепил доқмушиниң балиханисиғичә» — яки «удулидики сепил доқмушиға чиқиш йолиғичә» яки «удулидики сепил доқмушидики пәләмпәйгичә».