4
Санбаллатниң хапа болуши вә мәсқирә қилиши
Шундақ болдики, Санбаллат бизниң сепилни яңливаштин оңшаватқанлиғимизни аңлап ғәзәплинип, қәһри билән Йәһудаларни мәсқирә қилди. У өз қериндашлири вә Самарийә қошуни алдида: — Бу зәип Йәһудалар немә қиливатиду? Улар өзлирини шундақ мустәһкәмлимәкчиму? Улар қурбанлиқларни сунмақчиму? Улар бир күн ичидә пүттүрүшмәкчиму? Топа догилири ичидин көйүп кәткән ташларни колап чиқирип уларға җан киргүзәмдикән? — деди. «Улар өзлирини шундақ мустәһкәмлимәкчиму?» — яки «улар өз мәйличә шундақ кетивәрсә боламду?» яки «өзлиригә тайинип бу ишни қилаламду?». Текстниң ибраний тилини чүшиниш сәл тәс. «Топа догилири ичидин көйүп кәткән ташларни колап чиқирип уларға җан киргүзәмдикән?» — бу мәсқирә сөзлири ичидә бир-биригә зит келидиған ишлар бар. Қариғанда, гәрчә Санбаллат мазақ қилғини билән, униң қурулушқа болған ғәзиви униңда бу иш пүттүрүлүши мүмкин, дегәндәк бир хил қорқунучниң барлиғиға испат болиду. Униң йенида туруватқан Аммоний Тобия: — Улар һәр қанчә ясисиму, бир түлкә сепилниң үстигә ямишип чиқса, уларниң таш темини өрүветиду! — деди.
 
Нәһәмияниң дуаси
— И Худайимиз, қулақ селип аңлиғайсән, кәмситилмәктимиз, уларниң қилған һақарәтлирини өз бешиға яндурғайсун; уларни тутқун қилип елип берилған яқа жутта хәқниң олҗисиға айландурғайсун! Уларниң қәбиһлигини япмиғайсән, гуналири алдиңдинму өчүрүветилмисун; чүнки улар сепилни оңшаватқанларниң көңлигә азар бәрди!
Шундақтиму сепилни яңливаштин оңшавәрдуқ; уни улап, егизлигини йеримиға йәткүздуқ; чүнки көпчилик көңүл қоюп ишлиди.


Йерусалимниң қовуқлири (Нәһәмия қайта қурған)
 
Дүшмәнләрниң тосқунлуқ вә бузғунчилиқ қилишқа қәстлиши
Шундақ болдики, Санбаллат, Тобия, Әрәбләр, Аммонийлар, Ашдодлуқлар Йерусалим сепиллирини яңливаштин оңшаш қурулушиниң йәнила елип бериливатқанлиғини, сепил бөсүклириниң етиветилгәнлигини аңлап қаттиқ ғәзәпкә келишти-дә, бирликтә Йерусалимға һуҗум қилип униңда қалаймиқанчилиқ туғдурушни қәстләшти. Шуңа биз Худайимизға илтиҗа қилдуқ һәм уларниң сәвәвидин кечә-күндүз күзәтчи қоюп, өзлиримиз улардин мудапиәләндуқ.
10 Бу чағда Йәһудийәдикиләр: — Ишчи-һаммаллар һалидин кәтти, шуниңдәк чалма-кесәк әхләтләр йәнила наһайити көп, биз сепилни оңшашқа һәтта сепилғиму йеқинлишалмидуқ! — дейишти. 11 Шуниң билән бир вақитта дүшмәнлиримиз: — Улар сәзмәстә, улар көрмәстә, уларниң арисиға киривелип уларни өлтүрүп, қурулушни тохтитиветимиз! — дейишти.
12 Вә шундақ болдики, уларниң әтрапида туруватқан Йәһудаларму йенимизға он қетим келип: — Қайси тәрәпкә қарисаңлар, улар шу тәрәптин келип силәргә һуҗум қилмақчи! — дәп хәвәр йәткүзүшти. «қайси тәрәпкә қарисаңлар, улар шу тәрәптин келип силәргә һуҗум қилмақчи!» — әсли айәтниң көчүрүлмиси кәмтүк болғачқа, мәнасини җайида чиқириш тәс болуп қалди; шуңа мошу Йәһудийларниң ейтқан сөзлириниң бир нәччә хил тәрҗимилири бар. Лекин асасий мәнилириниң һәммиси дүшмәнләрниң һәртәрәплимә қәстләшлирини көрситиду. 13 Шуңа мән хәлиқни җәмәт-җәмәт бойичә, қолиға қилич, нәйзә вә оқялирини елип, сепили пәс болған яки һуҗумға очуқ турған йәрләрдә сепилниң арқисида қаравуллуқта турушқа қойдум. 14 Көздин кәчүрүп чиққандин кейин орнумдин қопуп мөтивәрләр билән әмәлдарлар вә башқа хәлиққә: — Улардин қорқмаңлар; улуқ вә дәһшәтлик Рәбни есиңларда тутуңлар, өз қериндашлириңлар, оғул-қизлириңлар, аяллириңлар вә өй-маканиңлар үчүн җәң қилиңлар, дедим.
 
Бир тәрәптин ишләш, бир тәрәптин мудапиәлиниш
15 Шундақ болдики, өзлириниң сүйқәстини билип қалғанлиғимиз дүшмәнләрниң қулиқиға йетип барғач, шуниңдәк Худа уларниң сүйқәстини битчит қилғач, биз һәммимиз сепилға қайтип, һәр биримиз әсли иш орнимизда ишни давамлаштуривәрдуқ.
16-17 Әнә шу чағдин башлап хизмәткарлиримниң йерими иш билән болди, йерими қолиға нәйзә, қалқан, оқя тутқан, добулға-савут кийгән һалда жүрүшти. Сәрдар-әмәлдарлар сепилни оңшаватқан барлиқ Йәһуда җәмәтидикиләрниң арқисида турди. Һәм жүкләрни тошуватқанлар һәм уларға жүк артиватқанларму бир қолида ишләп, бир қолида ярақлирини чиң тутушқан еди. 18 Тамчиларниң һәр бири бәллиригә қилич-хәнҗәрлирини асқан һалда сепилни ясавататти; канайчи болса йенимда туратти. 19 Мән мөтивәрләр, әмәлдарлар вә башқа хәлиққә: — Бу қурулуш наһайити чоң, даириси кәң; биз һәммимиз сепилда бөләк-бөләкләр бойичә тарқилип ишләп, бир-биримиздин жирақ туруватимиз. 20 Шуңа мәйли қәйәрдә болуңлар, канай авазини аңлисаңларла, биз бар шу йәргә келип жиғилиңлар; Худайимиз биз үчүн җәң қилиду, — дедим.Мис. 14:25; Қан. 1:30; 28:7
21 Биз әнә шу тәриқидә ишлидуқ; хәлиқниң йерими таң атқандин тартип юлтуз чиққичә нәйзилирини чиң тутуп турушти. 22 У чағда мән йәнә хәлиққә: — Һәммәйлән өз хизмәткари билән кечини Йерусалимға кирип өткүзсун, шундақ болса улар кечиси бизниң муһапизәтчилигимизни қилиду, күндүзи ишләйду, дедим. 23 Шундақ қилип я мән, нә қериндашлирим, я хизмәткарлирим яки маңа әгәшкән муһапизәтчиләрниң һеч қайсиси кийимлирини селишмиди; һәр бири һәтта суға барғандиму өзиниң ярақлирини еливалатти.«һәр бири һәтта суға барғандиму өзиниң ярақлирини еливалатти» — яки «һәр бири оң қолидин ярақлирини чүшүрүшмиди» яки «һәр бирәйлән пәқәт жуюнғандила кийимлирини салатти». Әйни текст кәмтүктәк көрүниду.
 
 

4:2 «Улар өзлирини шундақ мустәһкәмлимәкчиму?» — яки «улар өз мәйличә шундақ кетивәрсә боламду?» яки «өзлиригә тайинип бу ишни қилаламду?». Текстниң ибраний тилини чүшиниш сәл тәс. «Топа догилири ичидин көйүп кәткән ташларни колап чиқирип уларға җан киргүзәмдикән?» — бу мәсқирә сөзлири ичидә бир-биригә зит келидиған ишлар бар. Қариғанда, гәрчә Санбаллат мазақ қилғини билән, униң қурулушқа болған ғәзиви униңда бу иш пүттүрүлүши мүмкин, дегәндәк бир хил қорқунучниң барлиғиға испат болиду.

4:12 «қайси тәрәпкә қарисаңлар, улар шу тәрәптин келип силәргә һуҗум қилмақчи!» — әсли айәтниң көчүрүлмиси кәмтүк болғачқа, мәнасини җайида чиқириш тәс болуп қалди; шуңа мошу Йәһудийларниң ейтқан сөзлириниң бир нәччә хил тәрҗимилири бар. Лекин асасий мәнилириниң һәммиси дүшмәнләрниң һәртәрәплимә қәстләшлирини көрситиду.

4:20 Мис. 14:25; Қан. 1:30; 28:7

4:23 «һәр бири һәтта суға барғандиму өзиниң ярақлирини еливалатти» — яки «һәр бири оң қолидин ярақлирини чүшүрүшмиди» яки «һәр бирәйлән пәқәт жуюнғандила кийимлирини салатти». Әйни текст кәмтүктәк көрүниду.