Нәһәмияниң характери бәк сехий болғачқа, бәлким өсүмсиз өтнә-қәризни көп бәргән болуши мүмкин еди. Униң үстигә, қериндашларға өтнә берип өсүм елиш Муса пәйғәмбәргә назил қилинғиниға хилаплиқ («Мис.» 22:25, «Пәнд.» 15:5). Шуңа бу иккинчи хил тәрҗимини тоғра әмәс, дәп қараймиз. «мундақ өсүм елиштин ваз кечәйли!» — яки «мошундақ қәризгә рәни елиштин ваз кечәйли!». 11 Өтүнүп қалай, силәр дәл бүгүн уларниң етизлирини, үзүмзарлиқ, зәйтунзарлиқ вә өйлирини қайтуруп бериңлар, вә шуниңдәк силәр улардин үндүрүвалған пул, ашлиқ, йеңи мәй-шарап вә йеңи зәйтун майлириниң өсүмини уларға қайтуруп бериңлар, дедим.□«...бүгүн уларниң етизлирини, үзүмзарлиқ, зәйтунзарлиқ вә өйлирини қайтуруп бериңлар...» — мошу етиз қатарлиқ мүлүкләр әслидә қәриз-өтниләргә «рәнә» сүпитидә қоюлған болуп, қәриз егилири уларни тартивалған болса керәк. «пул, ашлиқ...вә йеңи зәйтун майлириниң өсүмини» — ибраний тилида «пул, ашлиқ, ...вә йеңи зәйтун майлириниң йүздин бири» яки «өсүми бир пирсәнт» — қандақ тәрҗимә қилиништин қәтъийнәзәр, мошу сөзләр чоқум өсүмниң өзини көрситиши керәк.
□5:4 «Падишаһниң етизлиримиз вә үзүмзарлиқлиримиз үстигә салған баҗ-селиқни тапшурушқа пул қәриз алдуқ» — яки «падишаниң баҗ-селиғини төләшкә етизлиримиз вә үзүмзарлиқлиримизни рәнигә берип пул қәриз алдуқ».
□5:10 «Мәнму, қериндашлирим вә хизмәткарлирим уларға пул вә ашлиқ өтнә берип туруп өсүм алсақ алаттуқ» — башқа бир хил тәрҗимиси: — (1) «мәнму, қериндашлирим, хизмәткарлиримму уларға пул вә ашлиқ өтнә берип туруватимиз» яки: — (2) «мәнму, қериндашлирим, хизмәткарлиримму уларға пул вә ашлиқ өтнә берип турайли». Нәһәмияниң характери бәк сехий болғачқа, бәлким өсүмсиз өтнә-қәризни көп бәргән болуши мүмкин еди. Униң үстигә, қериндашларға өтнә берип өсүм елиш Муса пәйғәмбәргә назил қилинғиниға хилаплиқ («Мис.» 22:25, «Пәнд.» 15:5). Шуңа бу иккинчи хил тәрҗимини тоғра әмәс, дәп қараймиз. «мундақ өсүм елиштин ваз кечәйли!» — яки «мошундақ қәризгә рәни елиштин ваз кечәйли!».
□5:11 «...бүгүн уларниң етизлирини, үзүмзарлиқ, зәйтунзарлиқ вә өйлирини қайтуруп бериңлар...» — мошу етиз қатарлиқ мүлүкләр әслидә қәриз-өтниләргә «рәнә» сүпитидә қоюлған болуп, қәриз егилири уларни тартивалған болса керәк. «пул, ашлиқ...вә йеңи зәйтун майлириниң өсүмини» — ибраний тилида «пул, ашлиқ, ...вә йеңи зәйтун майлириниң йүздин бири» яки «өсүми бир пирсәнт» — қандақ тәрҗимә қилиништин қәтъийнәзәр, мошу сөзләр чоқум өсүмниң өзини көрситиши керәк.
□5:12 «Мән каһинларни чақиртип келип, уларни ... шундақ иҗра қилишқа қәсәм ичкүздүм» — каһинлар әслидә қәриз егилири әмәс; уларниң мәсъулийити башқиларниң шу вәдисини ада қилишиға назарәтчилик қилиштин ибарәт еди. Әслидә каһинлар өсүм бериш тоғрилиқ муқәддәс қанун-бәлгүлимиләрни билиши керәк еди, шундақла бундақ вәзийәткә йол қоймаслиғи керәк еди.
□5:15 «қириқ шәкәл күмүч» — «шәкәл» еғирлиқ миқдари, бир шәкәл күмүч болса бәлким 11.4 грам еди. Мошу йәрдә «қириқ шәкәл» бәлким һәр күни хәлиқтин алған пулни көрситиши мүмкин.