◼71:1 «И Худа, падишаға һөкүмлириңни тапшурғайсән; падишаниң оғлиға Өз һәққанийлиғиңни бәргәйсән» — шүбһисизки, бу улуқ бешарәтниң толуқ мәнаси Сулайманниң өзини әмәс, бәлки униң әвлади болған Мәсиһни көрситиду. «Сулайман үчүн» — башқа бир хил тәрҗимиси «Сулайманниңки» яки «Сулайманға тәвә».
◼71:5 «Сәндин әйминиду» — демәк, Худадин әйминиду. «Шундақ болғанда күн вә ай йоқ болуп кәтмисила, *Әвлаттин-әвлатқа хәлиқ Сәндин әйминиду» — башқа бир хил тәрҗимси (LXX): «Күн вә ай йоқ болуп кәтмисила у (падиша) туриду, күнлири әвлаттин-әвлатқа узартилиду».
◼71:8 «Әфрат дәрияси» — ибраний тилида пәқәт «Дәрия» дейилиду. Шүбһиси йоқки, бу ибарә Әфрат дәриясини көрситиду.
◼71:10 «Таршиш.. араллар... Шеба...Себа...» — «Таршиш»ниң дәл қайси җай екәнлиги һазир ениқ әмәс, Испанийә, шималий Африқа яки Әнглийәни билдүрүши мүмкин. Лекин шүбһә йоқки, мошу айәттики «Таршиш» һәм «араллар» деңиздики әң чәт йәрләрни билдүриду. «Шеба һәм Себа» — һазирқи Әрәбистанда.
◘71:19 Чөл. 14:21; Йәш. 6:3, 11:9; Һаб. 2:14
◼71:20 «Давутниң дуалири шуниң билән тамам болди» — бу күй Давут пәйғәмбәрниң әң ахирқи дуаси болди. Бирақ «Зәбур»ниң кейинки бөлүмлиридә биз униң башқа дуа-күйлирини учритимиз.