70
70-күй •••• Қериғанда ейтқан дуа
Сәндин, Пәрвәрдигардин панаһ тапимән;
Мени һәргиз йәргә қаратмиғайсән. Зәб. 21:6; 24:2, 3; 30:1-4; Йәш. 49:23
Өз һәққанийлиғиңда мени қутулдурғайсән;
Маңа қулақ салғайсән,
Мени қутқузғайсән!
Маңа өзүм дайим панаһлинидиған туралғу қорам таш болғайсән;
Сән мени қутқузушқа буйруқ чүшүргәйсән;
Чүнки Сән егиз тешим, қорғинимдурсән.
Худайим, мени рәзилләрниң қолидин,
Һәққанийәтсиз, рәһимсиз адәмдин азат қилғайсән;
Чүнки Сән мениң үмүтүмдурсән, и Рәб Пәрвәрдигар,
Яшлиғимдин тартипла мениң таянчимдурсән;
Балиятқудики вақиттин башлап мән Саңа тайинип кәлдим,
Өзүң мени анамниң қарнидин чиқарғучисән;
Мәдһийәмниң темиси болса һәрдайим Сән тоғрилиқтур.«Өзүң мени анамниң қарнидин чиқарғучисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Анамниң қарнидила мени асридиң».
Мән нурғунларға ғәйрий яки карамәт саналдим;
Чүнки Сән мениң мустәһкәм панаһгаһимдурсән. «Мән нурғунларға ғәйрий яки карамәт саналдим; чүнки Сән мениң мустәһкәм панаһгаһимдурсән» — демәк, Давутниң тарихи нурғун адәмләргә Худаниң вәдисидә туридиғанлиғини испатлиған вә Худаға тайинишқа риғбәт болған.
Ағзим күн бойи мәдһийилириң һәм шан-шәрипиңгә толиду;
Әнди қериғинимда мени ташлимиғайсән;
Мағдурум кәткинидә, мәндин ваз кәчмигәйсән.
10 Чүнки дүшмәнлирим маңа қарши сөзлишиду;
Җенимни елишқа көзләватқанлар қәстлишип: —
11 «Худа униңдин ваз кәчти;
Уни қоғлап тутувелиңлар,
Чүнки қутулдурудиғанлар йоқтур» — дейишиду.
12 И Худа, мәндин жирақлашмиғайсән;
И Худайим, маңа ярдәмгә тез кәлгәйсән!
13 Җенимға күшәндә болғанлар шәрмәндә болуп йоқитилисун;
Зийинимға интилгәнләр рәсвалиқ һәм шәрмәндичилик билән қаплансун;Зәб. 34:4, 26; 39:15-16; 69:3-4
14 Бирақ мән болсам, изчил үмүттә болимән,
Сени техиму мәдһийиләймән.
15 Һәққанийлиғиң, ниҗатлиғиң ағзимда күн бойи баян қилиниду;
Булар сан-санақсиздур, билгинимдин көп артуқтур.
16 Мән Рәб Пәрвәрдигарниң бүйүк ишлирини җакалиған һалда келимән;
Сениң һәққанийлиғиңни яд етип җакалаймән —
Пәқәт Сениңкинила!«Мән Рәб Пәрвәрдигарниң бүйүк ишлирини җакалиған һалда келимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән Рәб Пәрвәрдигарниң зор қудрити билән алға маңимән».
17 И Худа, Сән яшлиғимдин тартип маңа үгитип кәлгәнсән;
Бүгүнгә қәдәр Сениң қилған карамәт ишлириңни җакалап келиватимән.
18 Әнди һазир мән қерип, ақ чачлиқ болғинимда, и Худа,
Мән бу дәвиргә күчлүк билигиңни җакалиғичә,
Келәр әвлатниң һәммисигә қудритиңни аян қилғичә,
Мени ташливәтмигәйсән!
19 И улуқ карамәт ишларни қилған Худа,
Һәққанийлиғиң пәләккә тақашти;
Саңа кимму охшаш болалисун!
20 Сән маңа көп һәм еғир күлпәтләрни көрсәткән екәнсән,
Мени қайтидин йеңилайсән, йәр тәглиридин қайтуруп елип чиқисән;
21 Сән мениң иззәт-һөрмитимни техиму жуқури қилип,
Һәр тәрәптин маңа тәсәлли берисән.
22 Мән Сени раваб челип мәдһийиләймән,
Сениң һәқиқитиңни мәдһийиләймән, и Худайим;
Чилтар челип Сени күйләймән, и Сән, Исраилниң Муқәддиси!«Мән Сени раваб челип мәдһийиләймән» — «раваб» мошу йәрдә равабқа интайин охшап кетидиған бир хил саз.
23 Саңа күйләр ейтқинимда, ләвлирим тәнтәнә қилиду,
Өзүң һөрлүккә чиқарған җенимму шундақ роһлинип ейтиду;
24 Тилим күн бойи һәққанийлиғиң тоғрисида сөзләйду;
Чүнки маңа яманлиқ қилмақчи болғанлар йәргә қаритилип рәсва қилиниду.
 
 

70:1 Зәб. 21:6; 24:2, 3; 30:1-4; Йәш. 49:23

70:6 «Өзүң мени анамниң қарнидин чиқарғучисән» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Анамниң қарнидила мени асридиң».

70:7 «Мән нурғунларға ғәйрий яки карамәт саналдим; чүнки Сән мениң мустәһкәм панаһгаһимдурсән» — демәк, Давутниң тарихи нурғун адәмләргә Худаниң вәдисидә туридиғанлиғини испатлиған вә Худаға тайинишқа риғбәт болған.

70:13 Зәб. 34:4, 26; 39:15-16; 69:3-4

70:16 «Мән Рәб Пәрвәрдигарниң бүйүк ишлирини җакалиған һалда келимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән Рәб Пәрвәрдигарниң зор қудрити билән алға маңимән».

70:22 «Мән Сени раваб челип мәдһийиләймән» — «раваб» мошу йәрдә равабқа интайин охшап кетидиған бир хил саз.