29
Илгәрки бәхитлик күнләрни әсләш
Аюп баянини давамлаштуруп мундақ деди: —
«Аһ, әһвалим илгәрки айлардикидәк болсиди,
Тәңри мәндин хәвәр алған күнләрдикидәк болсиди!«Аһ, әһвалим илгәрки айлардикидәк болсиди!» — бу баянға қариғанда, Аюпни балаю-апәт басқанлиғиға бир нәччә ай болған еди.
У чағда Униң чириғи бешимға нур чачқан,
Униң йоруқлуғи билән қараңғулуқтин өтүп кәткән болаттим!
Бу ишлар мән қиран вақтимда,
Йәни Тәңри чедиримда маңа сирдаш дост болған вақитта болған еди!«... қиран вақтимда, йәни Тәңри чедиримда маңа сирдаш дост болған вақитта болған еди!» — ениқ туруптуки, Аюп әсли Худа билән йеқин достлуқта өткән еди. Һеч қандақ гуманимиз йоқки, бу достлуқниң сезимидин мәһрум болуш униңға нисбәтән әң азаплиқ иш болди.
Һәммигә Қадир мән билән биллә болған,
Мениң яш балилирим әтрапимда болған;
Мениң басқан қәдәмлирим сериқ майға чөмүлгән;
Йенимдики таш мән үчүн зәйтун май дәрияси болуп аққан;«... Йенимдики таш мән үчүн зәйтун май дәрияси болуп аққан» — бу айәттә көрситилгини Аюпниң илгири интайин бай һалини тәсвирләйду.
Шәһәр дәрвазисиға чиққан вақтимда,
Кәң мәйданда орнум тәйярланғанда,«Кәң мәйданда орнум тәйярланғанда» — шәһәрниң (чоң) дәрвазиси яки униң алдидики мәйдан болса шәһәрниң ақсақаллири һәм қазилири жиғилидиған, дәваларни аңлайдиған җай еди.
Яшлар мени көрүпла әйминип өзлирини чәткә алатти,
Қерилар болса орнидин туратти,
Шаһзадиләрму гәптин тохтап,
Қоли билән ағзини етивалатти.
10  Ақсүйәкләрму тиничлинип,
Тилини таңлийиға чапливалатти.
11  Қулақ сөзүмни аңлисила, маңа бәхит тиләйтти,
Көз мени көрсила маңа яхши гувалиқ берәтти.
12  Чүнки мән маңа һимайә бол дәп йелинған езилгүчиләрни,
Панаһсиз қалған житим-йесирларниму қутқузуп тураттим.Зәб. 71:12-14; Пәнд. 21:13
13  Һалак болай дегән киши маңа бәхит тиләйтти;
Мән тул хотунниң көңлини шатландуруп нахша яңратқузаттим.
14  Мән һәққанийлиқни тон қилип кийивалдим,
У мени өз гәвдиси қилди.
Адаләтлигим маңа йепинча һәм сәллә болған.Йәш. 59:17; Әф. 6:10-17; 1Тес. 5:8
15  Мән корға көз болаттим,
Токурға пут болаттим.
16  Йоқсулларға ата болаттим,
Маңа натонуш кишиниң дәвасиниму тәкшүрүп чиқаттим.«Маңа натонуш кишиниң дәвасиниму тәкшүрүп чиқаттим» — Аюпниң бу адити наһайити аз учрайдиған пәзиләт болуп, Аюпниң интайин алийҗанаб екәнлигини испатлайду. Униң мана мошундақ ишлири түпәйлидинму нурғун дүшмәнлири пәйда болған болуши мүмкин.
17  Мән адаләтсизниң һиңгайған чишлирини чеқип ташлайттим,
Олҗисини чишлиридин елип кетәттим.«Мән адаләтсизниң һиңгайған чишлирини чеқип ташлайттим, олҗисини чишлиридин елип кетәттим» — Аюпниң пәзилити һәргиз хиялпәрәсләрниң чирайлиқ нәзәрийилири әмәс.
18  Һәм: «Мениң күнлирим қумдәк көп болуп,
Өз угамда раһәт ичидә өлимән» дәйттим;
19  Һәм: «Йилтизим суларғичә тартилип бариду,
Шәбнәм пүтүн кечичә шехимға чаплишип ятиду;
20  Шөһритим һәрдайим мәндә йеңилинип туриду,
Қолумдики оқяйим һәрдайим йеңи болуп туриду» дәйттим.«Қолумдики оқяйим һәрдайим йеңи болуп туриду» дәйттим» — «оқя» мошу йәрдә бәлким адиллиқ үчүн күрәш қилидиған өз батурлиғиниң, җүръитиниң символи болуши мүмкин.
21  Адәмләр маңа қулақ салатти, күтүп туратти;
Несиһәтлирини аңлай дәп сүкүт ичидә туратти.
22  Мән гәп қилғандин кейин улар қайта гәп қилмайтти,
Сөзлирим уларниң үстигә шәбнәм болуп чүшәтти.
23  Улар ямғурларни күткәндәк мени күтәтти,
Кишиләр вақтида яққан «кейинки ямғур»ни қарши алғандәк сөзлиримни ағзини ечип ичәтти!«кейинки ямғур» — Пәләстиндә 3-айда яғиду. У әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.
24  Үмүтсизләнгинидә мән уларға қарап күлүмсирәйттим,
Йүзүмдики нурни улар йәргә чүшурмәйтти.«Үмүтсизләнгинидә мән уларға қарап күлүмсирәйттим, йүзүмдики нурни улар йәргә чүшурмәйтти» — әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Бәлким униң мәнаси: «Мениң уларға үмүт йәткүзидиған йүзүмниң нури мәғлуп болған әмәс» — демәк, мән уларға бәргән үмүт йоққа чиққан әмәс, демәкчи. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң йүз нурум уларға чечилиши биләнла улар қайта үмүтсизләнмиди». Икки хил тәрҗиминиң мәнаси бир-биригә йеқин. Башқа хил тәрҗимилириму учриши мүмкин.
25  Мән уларға йолини таллап көрситип берәттим,
Уларниң арисида каттиваш болуп олтираттим,
Қошунлири арисида турған падишадәк яшайттим,
Бирақ буниң билән матәм тутидиғанларға тәсәлли йәткүзгүчиму болаттим». «Мән уларға йолини таллап көрситип берәттим...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән уларға һаким болушқа талланған едим; ...». «...Уларниң арисида ... қошунлири арисида турған падишадәк яшайттим, бирақ буниң билән матәм тутидиғанларға тәсәлли йәткүзгүчиму болаттим» — гәрчә униң мәртивиси бәк жуқури болсиму, у һеч қачан һакавурлуқ қилмиған еди, әксичә пешкәлликкә учриғичиларға тәсәлли һәм ярдәмләрни берип туратти.
 
 

29:2 «Аһ, әһвалим илгәрки айлардикидәк болсиди!» — бу баянға қариғанда, Аюпни балаю-апәт басқанлиғиға бир нәччә ай болған еди.

29:4 «... қиран вақтимда, йәни Тәңри чедиримда маңа сирдаш дост болған вақитта болған еди!» — ениқ туруптуки, Аюп әсли Худа билән йеқин достлуқта өткән еди. Һеч қандақ гуманимиз йоқки, бу достлуқниң сезимидин мәһрум болуш униңға нисбәтән әң азаплиқ иш болди.

29:6 «... Йенимдики таш мән үчүн зәйтун май дәрияси болуп аққан» — бу айәттә көрситилгини Аюпниң илгири интайин бай һалини тәсвирләйду.

29:7 «Кәң мәйданда орнум тәйярланғанда» — шәһәрниң (чоң) дәрвазиси яки униң алдидики мәйдан болса шәһәрниң ақсақаллири һәм қазилири жиғилидиған, дәваларни аңлайдиған җай еди.

29:12 Зәб. 71:12-14; Пәнд. 21:13

29:14 Йәш. 59:17; Әф. 6:10-17; 1Тес. 5:8

29:16 «Маңа натонуш кишиниң дәвасиниму тәкшүрүп чиқаттим» — Аюпниң бу адити наһайити аз учрайдиған пәзиләт болуп, Аюпниң интайин алийҗанаб екәнлигини испатлайду. Униң мана мошундақ ишлири түпәйлидинму нурғун дүшмәнлири пәйда болған болуши мүмкин.

29:17 «Мән адаләтсизниң һиңгайған чишлирини чеқип ташлайттим, олҗисини чишлиридин елип кетәттим» — Аюпниң пәзилити һәргиз хиялпәрәсләрниң чирайлиқ нәзәрийилири әмәс.

29:20 «Қолумдики оқяйим һәрдайим йеңи болуп туриду» дәйттим» — «оқя» мошу йәрдә бәлким адиллиқ үчүн күрәш қилидиған өз батурлиғиниң, җүръитиниң символи болуши мүмкин.

29:23 «кейинки ямғур» — Пәләстиндә 3-айда яғиду. У әтиязлиқ зираәтләрни пишириш рольини ойнайду. Шуңа һәр бир дехан «кейинки ямғур»ға тәшнадур, улар уни бәк қәдирләйду.

29:24 «Үмүтсизләнгинидә мән уларға қарап күлүмсирәйттим, йүзүмдики нурни улар йәргә чүшурмәйтти» — әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Бәлким униң мәнаси: «Мениң уларға үмүт йәткүзидиған йүзүмниң нури мәғлуп болған әмәс» — демәк, мән уларға бәргән үмүт йоққа чиққан әмәс, демәкчи. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң йүз нурум уларға чечилиши биләнла улар қайта үмүтсизләнмиди». Икки хил тәрҗиминиң мәнаси бир-биригә йеқин. Башқа хил тәрҗимилириму учриши мүмкин.

29:25 «Мән уларға йолини таллап көрситип берәттим...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Мән уларға һаким болушқа талланған едим; ...». «...Уларниң арисида ... қошунлири арисида турған падишадәк яшайттим, бирақ буниң билән матәм тутидиғанларға тәсәлли йәткүзгүчиму болаттим» — гәрчә униң мәртивиси бәк жуқури болсиму, у һеч қачан һакавурлуқ қилмиған еди, әксичә пешкәлликкә учриғичиларға тәсәлли һәм ярдәмләрни берип туратти.