«Муқәддәс каһинлиқ қатаридикиләр» «Лавийлар»дин болған каһинлиқ әмәс, йеңи әһдигә бағланған роһий каһинлиқ түзүмидин болиду. ■Рим. 12:1; Ибр. 3:6; 12:28; Вәһ. 1:6; 5:10. 6 Чүнки муқәддәс язмиларда мундақ дейилгән: —
«Әтлириңлардики (яки пәқәт «әтләрдики») нәпс-шәһвәтләр» — оқурмәнләрниң есидә барки, Инҗилда «әт» болса адәттә «гунаниң қурали», йәни гуна әтлиримизни қурал қилип у арқилиқ бизни аздуридиғанлиғи вә башқуридиғанлиғини көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөз»ни көрүң. ■Рим. 13:14; Гал. 5:16. 12 Жүрүш-турушуңлар етиқатсизлар арисида есил-пәзиләтлик болсун. Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәргә яманлиқ қилғучилар дәп төһмәт қилсиму, дәл төһмәт қилған ишларда силәрниң яхши әмәллириңларға қарап, Худаниң уларни ойғитип йоқлайдиған күнидә уни улуқлиши мүмкин.□«Жүрүш-турушуңлар етиқатсизлар арисида есил-пәзиләтлик болсун» — «етиқатсизлар» мошу йәрдә «ят әлликләр» яки «ят әлләр» дегән сөз билән ипадилиниду. Адәттә бу сөз «Йәһудий болмиған әлләр»ни көрситиду, лекин мошу йәрдә көчмә мәнидә ишлитилиду. «Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәргә яманлиқ қилғучилар дәп төһмәт қилсиму, дәл төһмәт қилған ишларда силәрниң яхши әмәллириңларға қарап, Худаниң уларни ойғитип йоқлайдиған күнидә уни улуқлиши мүмкин» — «Худаниң ойғитип йоқлайдиған күни» дегәнлик грек тилида «йоқлаш күни» дегән сөз билән ипадилиниду. Худаниң адәмни «йоқлиғанда» икки хил нәтиҗиниң бири болиду: (1) бәхит-бәрикәт, Худа шапаитини алаһидә көрситип, инсанни товва қилишқа ойғитиду; (2) Худа адәмниң гуналирини җазалайду.
Мошу йәрдики нәтиҗә яхши болғачқа, «ойғитип йоқлаш» дәп тәрҗимә қилдуқ. ■Мат. 5:16; Луқа 1:68; 19:44; Рим. 12:17; 2Кор. 8:21; Фил. 2:15; Тит. 2:8; 1Пет. 3:16. 13-14 Шуңа Рәбниң һөрмитидә инсанлар арисидики һәр бир һакимийәтниң түзүмигә, мәйли әң жуқури мәнсәптики падишаға болсун яки у тайинлиған һоқуқдарларға болсун бойсунуңлар. Чүнки бу һоқуқдарлар падиша тәрипидин яман иш қилғучиларни җазаға тартиш, яхши иш қилғучиларни һөрмәткә сазавәр қилиш үчүн тайинланғандур. ■Рим. 13:1; Тит. 3:1. 15 Чүнки Худаниң ирадиси шундақки, яхши әмәллириңлар билән надан адәмләрниң орунсиз шикайәтлирини тувақлаштур. ■Тит. 2:8. 16 Силәр әркин-азат болғиниңлар билән, бу әркинлигиңларни яманлиқ қилишниң баниси қиливалмаңлар, бәлки Худаниң қули сүпитидә болуп, □«Силәр әркин-азат болғиниңлар билән,...» — бизниңчә, шүбһисизки, расул Петрус мошу йәрдә Рәб Әйсаниң «Мат.» 17:24-27дә өзигә ейтқан сөзлирини әслитиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. «бу әркинлигиңларни яманлиқ қилишниң баниси қиливалмаңлар» — грек тилида «бу әркинлигиңларни яманлиқ қилишниң ниқави қиливалмаңлар». «бәлки Худаниң қули сүпитидә болуп...» — «Худаниң қули» тоғрисида: — оқурмәнләргә ениқки, Тәврат-инҗил бойичә Худаниң қуллуғида болуш адәмниң толуқ әркинлиги, өз ихтиярлиғи билән болмиса «Худаниң қуллуғида болуш» һесапланмайду. Худаниң қуллуғида болуш инсанларға нисбәтән улуқ имтияздин ибарәттур. Чүнки Мәсиһ көп йәрләрдә «Пәрвәрдигарниң қули» дәп атилиду (мәсилән, «Йәш.» 42:1дә вә башқа көп йәрләрдә). Тәвратта, Йәшая пәйғәмбәрниң китавидики «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрилиқ бешарәтләрни көрүң). ■Юһ. 8:32; Рим. 6:18; Гал. 5:1. 17 Барлиқ инсанларни һөрмәтләңлар, етиқатчи қериндашлириңларға меһир-муһәббәт көрситиңлар, Худадин қорқуңлар, падишани һөрмәтләңлар.□«Худадин қорқуңлар, падишани һөрмәтләңлар» — Худаниң қорқунучи болмиса һөкүмдарларни һөрмәтләш пәқәт инсанлардин қорқуш болиду, халас. Мәсилән, расул Петрусниң «Рос.» 4:19дә хатириләнгән сөзлирини көрүң. ■Мат. 22:21; Рим. 12:10; Әф. 4:3; Ибр. 13:1; 1Пет. 1:22; 5:5.
«толуқ қорқунуч билән бойсунуңлар» — «толуқ қорқунуч билән» дегән сөзләр грек тилида «барлиқ қорқунуч билән» дегән билән ипдилиниду. Мәнаси шүбһисизки, қулларниң ғоҗайинлирини һөрмәтлишидә Худадин қорқушниң түрткиси болуши керәк. Мәсилән, «Кол.» 3:22 вә «Әф.» 6:5-7ни көрүң. ■Әф. 6:5; Кол. 3:22; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9. 19 Чүнки әгәр бириси Худа алдида пак виҗданлиқ болуш үчүн наһәқ азап-оқубәт чәксә һәмдә буларға сәвир-тақәт қилса, бу Худани хурсән қилиду. □«әгәр бириси Худа алдида пак виҗданлиқ болуш үчүн наһәқ азап-оқубәт чәксә...» — буниң икки мәнаси болуши мүмкин: — (1) бу адәм виҗдани арқилиқ мәлум бир ишниң Худаниң ирадиси екәнлигини билип, бу яхши ишқа әмәл қилиду, лекин ғоҗайини яхши қилғинини чүшәнмәйла уни җазалайду; қул бу наһәқликкә сәвир-тақәт қилиду; (2) қул-хизмәткар хизмитини яхши, пухта қилсиму, ғоҗайин бәрибир униңға қопал муамилә қилиду.
Қул-хизмәткар қорқунучтин әмәс, бәлки Худани хурсән қилиш үчүн, Һәммигә Қадирниң Өзи бу яман ишларға Өз яхши мәхсәтлири билән йол қойғанлиғиға иман кәлтүрүп, бу яман муамилигә сәвир-тақәт қилип чидап, ғоҗайинини кәчүриветиду. ■Мат. 5:10. 20 Чүнки әгәр силәр гуна өткүзүп, тегишлик урулғиниңларда, униңға бәрдашлиқ бәрсәңлар, буниң махтанғидәк немиси бар! Лекин яхши ишларни қилип азап-оқубәт чәксәңлар һәмдә униңға бәрдашлиқ бәрсәңлар, у Худани хурсән қилиду. ■1Пет. 3:14; 4:14. 21 Чүнки силәр дәл шуниңға чақирилдиңлар. Чүнки Мәсиһму силәр үчүн азап-оқубәт чекип, силәрни Өзиниң изидин маңсун дәп, силәргә үлгә қалдурди; ■Юһ. 13:15; Фил. 2:5; 1Юһа. 2:6. 22 «У гуна садир қилип бақмиған, Униң ағзидин һеч қандақ алдамчилиқ-ялғанчилиқму тепилмас». □«У гуна садир қилип бақмиған, Униң ағзидин һеч қандақ алдамчилиқ-ялғанчилиқму тепилмас» — бу сөзләр «Йәш.» 53:9дин елинған. ■Йәш. 53:9; 2Кор. 5:21; 1Юһа. 3:5. 23 У һақарәтләнгинидә, тил қайтурмайтти. Азап-оқубәт чәккәндә, У һеч тәһдит салмайтти; әксичә, Өзини адил һөкүм чиқарғучиниң қоллириға тапшуратти. □«У һақарәтләнгинидә, тил қайтурмайтти. Азап-оқубәт чәккәндә, У һеч тәһдит салмайтти; әксичә, Өзини адил һөкүм чиқарғучиниң қоллириға тапшуратти» — Петрусниң бу сөзидә «Йәш.» 53:7дики бешарәт көздә тутулиду. ■Мат. 27:39; Юһ. 8:48,49. 24 У Өзи бизниң гунаға нисбәтән өлүп, һәққанийлиққа нисбәтән яшишимиз үчүн яғач түврүктә гуналиримизни зиммисигә алди; силәр Униң ярилири билән шипа таптиңлар. □«У Өзи бизниң гунаға нисбәтән өлүп, һәққанийлиққа нисбәтән яшишимиз үчүн яғач түврүктә гуналиримизни зиммисигә алди; силәр униң ярилири билән шипа таптиңлар» — «яғач түврүктә» (грек тилида «дәрәқтә»), «крест»ни көрситиду, әлвәттә. Мошу йәрдә тилға елинған «дәрәқ» ерән бағчиси оттурисидики икки дәрәқни, шундақла Тәвраттики көп башқа йәрләдә дейилгән «дәрәқ» тоғрисидики темини оқурмәнләрниң есигә кәлтүриду (мәсилән, «Мис.» 15:23-26, «Қан.» 21:22-23, «Пәнд.» 3:18, 11:30 қатарлиқлар). ■Йәш. 53:4; Мат. 8:17; Рим. 6:11. 25 Чүнки бурун силәр қойлардәк йолдин езип кәткәнсиләр, лекин һазир җениңларниң падичиси һәм йетәкчисиниң йениға қайтип кәлдиңлар.□«Чүнки бурун силәр қойлардәк йолдин езип кәткәнсиләр...» — грек тилида «кетиваттатисиләр». «Йәш.» 6:53ни көрүң. «лекин һазир җениңларниң падичиси һәм йетәкчисиниң йениға қайтип кәлдиңлар» — «җениңларниң падичиси һәм (қоғдайдиған) йетәкчиси» Рәб Әйса Мәсиһ, әлвәттә. ■Йәш. 53:6; Әз. 34:6; Луқа 15:4.
■2:1 Мат. 18:3; Рим. 6:4; 1Кор. 14:20; Әф. 4:23; Кол. 3:8; Ибр. 12:1.
□2:2-3 «Рәбниң меһриванлиғини тетип билгән екәнсиләр» — «Зәб.» 33:9. «худди йеңи туғулған бовақлардәк болуп Худаниң сөз-каламидики сап сүткә тәшна болуңлар» — «Худаниң сөз-каламидики сап сүт» яки «роһий сап сүт». «буниң билән, силәр ниҗатниң камалитигә йетип өсисиләр» — «ниҗат» тоғрилиқ «кириш сөз» вә «қошумчә сөз»имизни көрүң.
□2:4 «Әнди силәр Униңға, йәни адәмләр тәрипидин әрзимәс дәп ташлинип, лекин Худа тәрипидин талланған вә қәдирләнгән тирик таш Болғучиниң йениға келип...» — «тирик таш Болғучи» Әйса Мәсиһни көрситиду, әлвәттә. У Худаниң салмақчи болған ибадәтханисиниң тирик һул тешидур. Барлиқ етиқатчилар Униң үстигә селинип һәмдә Униң билән бағлинип «Худаниң тирик, күнму-күн өсүватқан (роһий) ибадәтханиси» болушқа қурулмақта.
□2:5 «силәр өзүңларму тирик ташлар сүпитидә бир роһий ибадәтхана қилинишқа, Әйса Мәсиһ арқилиқ Худани хурсән қилидиған роһий қурбанлиқларни сунидиған муқәддәс каһин қатаридикиләр болушқа қурулуватисиләр» — «роһий қурбанлиқлар» қой-калилардин әмәс, бәлки Худаға сунған рәхмәт-мәдһийиләр вә хизмитидики ишлар, шундақла башқиларға көрсәткән меһир-муһәббәт, хәйр-сахавәтлик ишлардин болиду. «Муқәддәс каһинлиқ қатаридикиләр» «Лавийлар»дин болған каһинлиқ әмәс, йеңи әһдигә бағланған роһий каһинлиқ түзүмидин болиду.
■2:5 Рим. 12:1; Ибр. 3:6; 12:28; Вәһ. 1:6; 5:10.
□2:6 «Мана, талланған, қәдирләнгән бүрҗәк һул тешини Зионға қойдум. Униңға етиқат қилғучи һәр ким һәргиз йәргә қарап қалмайду» — «Йәш.» 28:16ни көрүң. «Зион» — Қедимки Исраилниң пайтәхти, Йерусалимниң йәнә бир атилишидур.
□2:7-8 «Әнди етиқат қилғучи болған силәргә нисбәтән ташниң қәдири болиду» — яки, «Бу һул теши етиқат қилған силәргә нисбәтән қиммәтликтур». «Тамчилар әрзимәс дәп ташливәткән бу таш, бүҗәк һул теши болуп тикләнди!», вә: — «Бу таш кишиләргә путликашаң таш, адәмни жиқитидиған қорам таш болиду» — «Зәб.» 117:22, «Йәш.» 8:14.
■2:7-8 Зәб. 117:22; Мат. 21:42; Рос. 4:11; Рим. 9:33; Йәш. 8:14.
□2:9 «лекин силәр болсаңлар Худа таллиған бир җәмәт, шаһанә бир каһинлиқ, пак-муқәддәс бир әл, шундақла Өзигә алаһидә хас болған бир хәлиқсиләр; буниң мәхсити, силәрни қараңғулуқтин Өзиниң тилсимат йоруқлуғиға чақирғучиниң пәзиләтлирини намайән қилишиңлардин ибарәт» — «Мис.» 19:5-6, 23:22 (LXX), «Йәш.» 43:20-21, «Мал.» 3:17ни көрүң.
■2:9 Мис. 19:5; Қан. 7:6; 14:2; 26:18; Әф. 1:14; Вәһ. 1:6; 5:10.
□2:10 «Бурун силәр бир хәлиқ һесапланмайттиңлар, лекин һазир Худаниң хәлқисиләр; бурун Худаниң рәһим-шәпқитигә еришмигән едиңлар, лекин һазир ериштиңлар» — «Һош.» 1:6-9, 2:23ни көрүң.
■2:10 Һош. 2:1; 2:25; Рим. 9:26.
□2:11 «силәрдин өтүнүмәнки, роһ-қәлбиңлар билән қаршилишидиған әтлириңлардики нәпс-шәһвәтләрдин өзүңларни жирақ тутуңлар» — грек тилида «роһ-қәлб» мошу йәрдә «җан» билән ипадилиниду. «Әтлириңлардики (яки пәқәт «әтләрдики») нәпс-шәһвәтләр» — оқурмәнләрниң есидә барки, Инҗилда «әт» болса адәттә «гунаниң қурали», йәни гуна әтлиримизни қурал қилип у арқилиқ бизни аздуридиғанлиғи вә башқуридиғанлиғини көрситиду. «Римлиқларға»дики «кириш сөз»ни көрүң.
□2:12 «Жүрүш-турушуңлар етиқатсизлар арисида есил-пәзиләтлик болсун» — «етиқатсизлар» мошу йәрдә «ят әлликләр» яки «ят әлләр» дегән сөз билән ипадилиниду. Адәттә бу сөз «Йәһудий болмиған әлләр»ни көрситиду, лекин мошу йәрдә көчмә мәнидә ишлитилиду. «Мошундақ қилғанда, гәрчә улар силәргә яманлиқ қилғучилар дәп төһмәт қилсиму, дәл төһмәт қилған ишларда силәрниң яхши әмәллириңларға қарап, Худаниң уларни ойғитип йоқлайдиған күнидә уни улуқлиши мүмкин» — «Худаниң ойғитип йоқлайдиған күни» дегәнлик грек тилида «йоқлаш күни» дегән сөз билән ипадилиниду. Худаниң адәмни «йоқлиғанда» икки хил нәтиҗиниң бири болиду: (1) бәхит-бәрикәт, Худа шапаитини алаһидә көрситип, инсанни товва қилишқа ойғитиду; (2) Худа адәмниң гуналирини җазалайду. Мошу йәрдики нәтиҗә яхши болғачқа, «ойғитип йоқлаш» дәп тәрҗимә қилдуқ.
■2:12 Мат. 5:16; Луқа 1:68; 19:44; Рим. 12:17; 2Кор. 8:21; Фил. 2:15; Тит. 2:8; 1Пет. 3:16.
□2:16 «Силәр әркин-азат болғиниңлар билән,...» — бизниңчә, шүбһисизки, расул Петрус мошу йәрдә Рәб Әйсаниң «Мат.» 17:24-27дә өзигә ейтқан сөзлирини әслитиду. «Қошумчә сөз»имизни көрүң. «бу әркинлигиңларни яманлиқ қилишниң баниси қиливалмаңлар» — грек тилида «бу әркинлигиңларни яманлиқ қилишниң ниқави қиливалмаңлар». «бәлки Худаниң қули сүпитидә болуп...» — «Худаниң қули» тоғрисида: — оқурмәнләргә ениқки, Тәврат-инҗил бойичә Худаниң қуллуғида болуш адәмниң толуқ әркинлиги, өз ихтиярлиғи билән болмиса «Худаниң қуллуғида болуш» һесапланмайду. Худаниң қуллуғида болуш инсанларға нисбәтән улуқ имтияздин ибарәттур. Чүнки Мәсиһ көп йәрләрдә «Пәрвәрдигарниң қули» дәп атилиду (мәсилән, «Йәш.» 42:1дә вә башқа көп йәрләрдә). Тәвратта, Йәшая пәйғәмбәрниң китавидики «Пәрвәрдигарниң қули» тоғрилиқ бешарәтләрни көрүң).
■2:16 Юһ. 8:32; Рим. 6:18; Гал. 5:1.
□2:17 «Худадин қорқуңлар, падишани һөрмәтләңлар» — Худаниң қорқунучи болмиса һөкүмдарларни һөрмәтләш пәқәт инсанлардин қорқуш болиду, халас. Мәсилән, расул Петрусниң «Рос.» 4:19дә хатириләнгән сөзлирини көрүң.
■2:17 Мат. 22:21; Рим. 12:10; Әф. 4:3; Ибр. 13:1; 1Пет. 1:22; 5:5.
□2:18 «Қуллар, ғоҗайинлириңларға толуқ қорқунуч билән бойсунуңлар» — «қуллар» дегән сөз мошу йәрдә һәм қулларни һәм өй хизмәткарлирини өз ичигә алиду. «толуқ қорқунуч билән бойсунуңлар» — «толуқ қорқунуч билән» дегән сөзләр грек тилида «барлиқ қорқунуч билән» дегән билән ипдилиниду. Мәнаси шүбһисизки, қулларниң ғоҗайинлирини һөрмәтлишидә Худадин қорқушниң түрткиси болуши керәк. Мәсилән, «Кол.» 3:22 вә «Әф.» 6:5-7ни көрүң.
■2:18 Әф. 6:5; Кол. 3:22; 1Тим. 6:1; Тит. 2:9.
□2:19 «әгәр бириси Худа алдида пак виҗданлиқ болуш үчүн наһәқ азап-оқубәт чәксә...» — буниң икки мәнаси болуши мүмкин: — (1) бу адәм виҗдани арқилиқ мәлум бир ишниң Худаниң ирадиси екәнлигини билип, бу яхши ишқа әмәл қилиду, лекин ғоҗайини яхши қилғинини чүшәнмәйла уни җазалайду; қул бу наһәқликкә сәвир-тақәт қилиду; (2) қул-хизмәткар хизмитини яхши, пухта қилсиму, ғоҗайин бәрибир униңға қопал муамилә қилиду. Қул-хизмәткар қорқунучтин әмәс, бәлки Худани хурсән қилиш үчүн, Һәммигә Қадирниң Өзи бу яман ишларға Өз яхши мәхсәтлири билән йол қойғанлиғиға иман кәлтүрүп, бу яман муамилигә сәвир-тақәт қилип чидап, ғоҗайинини кәчүриветиду.
■2:20 1Пет. 3:14; 4:14.
■2:21 Юһ. 13:15; Фил. 2:5; 1Юһа. 2:6.
□2:22 «У гуна садир қилип бақмиған, Униң ағзидин һеч қандақ алдамчилиқ-ялғанчилиқму тепилмас» — бу сөзләр «Йәш.» 53:9дин елинған.
■2:22 Йәш. 53:9; 2Кор. 5:21; 1Юһа. 3:5.
□2:23 «У һақарәтләнгинидә, тил қайтурмайтти. Азап-оқубәт чәккәндә, У һеч тәһдит салмайтти; әксичә, Өзини адил һөкүм чиқарғучиниң қоллириға тапшуратти» — Петрусниң бу сөзидә «Йәш.» 53:7дики бешарәт көздә тутулиду.
■2:23 Мат. 27:39; Юһ. 8:48,49.
□2:24 «У Өзи бизниң гунаға нисбәтән өлүп, һәққанийлиққа нисбәтән яшишимиз үчүн яғач түврүктә гуналиримизни зиммисигә алди; силәр униң ярилири билән шипа таптиңлар» — «яғач түврүктә» (грек тилида «дәрәқтә»), «крест»ни көрситиду, әлвәттә. Мошу йәрдә тилға елинған «дәрәқ» ерән бағчиси оттурисидики икки дәрәқни, шундақла Тәвраттики көп башқа йәрләдә дейилгән «дәрәқ» тоғрисидики темини оқурмәнләрниң есигә кәлтүриду (мәсилән, «Мис.» 15:23-26, «Қан.» 21:22-23, «Пәнд.» 3:18, 11:30 қатарлиқлар).
■2:24 Йәш. 53:4; Мат. 8:17; Рим. 6:11.
□2:25 «Чүнки бурун силәр қойлардәк йолдин езип кәткәнсиләр...» — грек тилида «кетиваттатисиләр». «Йәш.» 6:53ни көрүң. «лекин һазир җениңларниң падичиси һәм йетәкчисиниң йениға қайтип кәлдиңлар» — «җениңларниң падичиси һәм (қоғдайдиған) йетәкчиси» Рәб Әйса Мәсиһ, әлвәттә.
■2:25 Йәш. 53:6; Әз. 34:6; Луқа 15:4.