41
Худаниң әл-милләтләргә бәргән тәкливи
— «И араллар, сүкүт қилип Мениң алдимға келиңлар;
Хәлиқләрму күчини йеңилисун!
Улар йеқин кәлсун, сөз қилсун;
Тоғра һөкүм қилиш үчүн өз ара йеқинлишайли!»
 
Әлләрниң мәсилиси — бутпәрәсликтур •••• Худа Өзини испатлаш үчүн бәргән бир бешарәт
«Ким шәриқтики бирисини ойғитип,
Уни һәққанийлиқ билән Өз хизмитигә чақирди?
У әлләрни униң қолиға тапшуриду,
Уни падишалар үстидин һөкүмранлиқ қилдуриду;
Уларни униң қиличиға тапшуруп топа-чаңға айландуриду,
Уларни униң оқяси алдида шамал учурған пахал-топандәк қилиду.«...уни һәққанийлиқ билән Өз хизмитигә чақирди?» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда: — «Һәққанийлиқниң Өзи, (йәни Худа) бу кишини өз пути алдиға чақирди?».
У уларни қоғливетип,
Путини йәргә тәккүзмәй дегидәк маңиду, аман-есәнлик ичидә өтивериду;«У уларни қоғливетип, путини йәргә тәккүзмәй дегидәк маңиду, аман-есәнлик ичидә өтивериду» — Йәшая пәйғәмбәр бешарәт қилған мошу намсиз таҗавузчиниң исми кейинрәк чиқиду. Мошу йәрдә көримизки, (1) У қилидиған урушлар бәк оңушлуқ болиду; (2) Униң һәрбий жүрүш сүрити интайин тез болиду; (3) Униң қилидиған урушлири башқа әлләрни һодуқтуруп патипарақ қиливетиду.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «У аман-есәнлик ичидә, меңип бақмиған йол билән келиду».
Әлмисақтин тартип дәвирләрни «Барлиққа кәл» дәп чақирип,
Буларни бекитип ада қилған ким?
Мән Пәрвәрдигар Авал Болғучидурмән,
Ахири болғанлар биләнму биллә Болғучидурмән;
Мән дегән «У»дурмән.«Барлиққа кәл» — яки «Йенимға кәл». «Әлмисақтин тартип дәвирләрни «Барлиққа кәл» дәп чақирип, буларни бекитип ада қилған ким?» — буниң мәнаси бәлким шуки, Худа алдин-ала (пәйғәмбәр арқилиқ) ейтқан ишлар йүз бәргинидә, әлләр бешарәтләрниң тоғра чиқидиғанлиғини көриду. Шундақ қилип, улар Худаниң уларни гуналирини ташлап, Өзигә йеқин келип кәчүрүмигә еришишигә чақиридиғанлиғини көрүп йетиду. «ахири болғанлар» — дунияда әң ахири һатат болған инсанларни көрсәтсә керәк. «Мән дегән «У»дурмән» — мошу йәрдә «У» Худаниң өзини көрситиду, әлвәттә.  Йәш. 43:10; 44:6; 48:12; Вәһ. 1:17; 22:13
Араллар шу ишларни көрүп қорқишиду;
Җаһанниң чәт-четидикиләр титрәп кетиду;
Улар бир-биригә йеқинлишип, алдиға келиду;
Уларниң һәр бири өз хошнисиға ярдәм қилип,
Өз қериндишиға: «Жүрәклик бол!» — дәйду.
Шуниң билән нәққашчи зәргәрни риғбәтләндүриду,
Метални япилақлап болқа ойнатқучи сәндәлни базған билән соққучини риғбәтләндүрүп: «Кәпшәрлигини яхши!» дәйду;
Шуниң билән уни лиңшип қалмисун дәп бутниң путини миқлар билән бекитиду. «Шуниң билән нәққашчи зәргәрни риғбәтләндүриду, метални япилақлап болқа ойнатқучи сәндәлни базған билән соққучини риғбәтләндүрүп...» — әлләр Худа бешарәт қилған таҗавузчиниң келидиғанлиғини билип қорқиду (5-айәт). Бирақ бешарәтниң әмәлгә ашқанлиғини көрүши билән, бутпәрәслигини ташлап Худаниң алдиға келишиниң орнида, улар йәнила өзлирини қоғдаш үчүн (тумар сүпитидә) бутларни ясатмақчи болиду.
 
Худаниң Исраилға илһам бериши
Бирақ сән, и қулум Исраил,
И Өзүм таллиған Яқуп,
Ибраһим Мениң достумниң әвлади: —Қан. 7:6; 10:15; 14:2; 2Тар. 20:7; Зәб. 134:4; Йәш. 43:1; 44:1; Яқ. 2:23
Мән җаһанниң қәридин елип кәлгән,
Йәрниң әң чәтлиридин чақириғиним сән екәнсән;
Мән саңа «Сән мениң қулумдурсән,
Мән сени таллиған,
Сени һәргиз чәткә қақмаймән» — дегән едим.«Мән җаһанниң қәридин елип кәлгән, йәрниң әң чәтлиридин чақириғиним сән екәнсән» — оқурмәнләр шуни есигә кәлтүрсунки, Худа Ибраһимни жирақ жуттин Қанаанға (Пәләстингә) чақирған еди; кейин Ибраһимниң әвлатлири болған Исраилни Муса пәйғәмбәр арқилиқ Мисирдин қутқузған еди. «Сени һәргиз чәткә қақмаймән» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «Сени чәткә қақмиғанмән».
10 — Қорқма; чүнки Мән сән билән биллидурмән;
Уян-буян қарап һодуқмаңлар;
Чүнки Мән сениң Худайиңдурмән;
Мән сени күчәйтимән,
Бәрһәқ, Мән саңа ярдәмдә болимән!
Бәрһәқ, Мән Өзүмниң һәққанийлиғимни билдүргүчи оң қолум билән сени йөләймән.
11 Мана, саңа қарап ғалҗирлишип кәткәнләрниң һәммиси хиҗил болуп шәрмәндә болиду;
Саңа шикайәт қилғучилар йоқ дейәрлик болиду, һалак болиду.Мис. 23:22; Йәш. 60:12; Зәк. 12:3
12 Сән уларни издисәң, һеч тапалмайсән;
Сән билән дәвалашқучилар —
Саңа қарши уруш қилғучилар йоқ дейәрлик, һеч болуп бақмиғандәк туриду.
13 Чүнки Мән Пәрвәрдигар Худайиң оң қолуңни тутуп туруп, саңа: —
«Қорқма, Мән саңа ярдәмдә болимән!» дәймән.
14 Қорқма, сән қурут болған Яқуп,
Исраилниң балилири!
Мән саңа ярдәмдә болимән!» — дәйду Пәрвәрдигар, йәни сениң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиң, Исраилдики Муқәддәс Болғучи.«Һәмҗәмәт-Қутқузғучи» — ибраний тилида «гоел» дегән мошу сөзниң алаһидә мәнаси бар. Бириси кәмбәғәл болуп, өзини қуллуққа сетивәткән болса яки башқа қийин әһвалға учрап мал-мүлүгини сатқан болса, Муса пәйғәмбәр қобул қилған муқәддәс қанунға асасән, мошу кишиниң йеқин уруқ-туққанлири, һәмҗәмәтлириниң уни һөрлүккә чиқирип қутқузуш һоқуқи бар еди. Демәк, «һәмҗәмәт-қутқузғучи»ниң («гоел») сетивалғучи адәмгә пул берипла, өз қериндишини һөр қилип қутқузуш һоқуқи бар дегәнликтур. Һоқуқни ишлитиш һәмҗәмәтниң өз ихтиярлиғи билән болатти, әлвәттә. У ишләтмәкчи болса, һеч ким уни тосалмайтти.
Йәшая Худаниң қутқузғучи екәнлигини баян қилиш үчүн дәл мошу сөзни ишлитиду. Демәк, Худа Исраилға «һәмҗәмәт»лик қилип, уларниң «гоел»и, йәни «Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси» болиду. У Өз ихтиярийлиғи билән уларни қутқузиду.
15 Мана, Мән сени көп һәм өткүр чишлиқ йеңи бир дан айриғучи тирна қилимән;
Сән тағларни янчип, уларни парә-парә қиливетисән,
Дөңләрниму көкүм-талқанға айландуруветисән.Йәш. 17:13; 29:5
16 Сән уларни соруйсән,
Шамал уларни учуруп кетиду,
Қуюн уларни тарқитиветиду;
Вә сән Пәрвәрдигар билән шатлинисән,
Исраилдики Муқәддәс Болғучини иптихарлинип мәдһийәләйсән.
17 Бозәкләр вә йоқсуллар су издәйду, лекин су йоқ;
Уларниң тили уссузлуқтин қағҗирап кетиду;
Мән Пәрвәрдигар уларни аңлаймән;
Мән Исраилниң Худаси улардин ваз кәчмәймән.Мат. 5:6
18 Мән қақас егизликләрдә дәрияларни,
Җилғилар ичидә булақларни ачимән;
Далани көлчәккә айландуримән,
Татираң йәрдин суларни урғутуп су билән қаплап беримән.Зәб. 106:35; Йәш. 35:7; 44:3
19 Далада кедир, акатсийә, хадас вә зәйтун дәрәқлирини өстүрүп беримән;
Чөл-баяванда арча, қариғай вә боксус дәрәқлирини биргә тикимән;«Далада кедир, акатсийә, хадас вә зәйтун дәрәқлирини өстүрүп беримән; ... арча, қариғай вә боксус дәрәқлирини биргә тикимән» — мошу дәрәқләр (зәйтун дәриғидин сирт) мевә үчүн әмәс, сайә бериш үчүн берилиду; бир қанчә хил дәрәқ бир хил муһит астида тәң өсүши мүмкин әмәс.
Қариғанда бу бешарәт ахирқи заманларни көрситиду; шу чағда Худа Исраилни йеңи бир «Мисирдин чиқиш» (әмәлийәттә, «җаһанниң чәт-чәтлиридин чиқириш») йоли билән қутқузиду.
20 Шундақ қилип улар буларни көрүп, билип, ойлинип: —
«Пәрвәрдигарниң қоли мошуларни қилған,
Исраилдики Муқәддәс Болғучи уни яратқан!» дәп тәң чүшинишиду.
 
Худаниң бутпәрәсләрни қутқузуш тоғрисидики йәнә бир сөзи
21 — Муһакимилириңларни оттуриға қоюңлар, дәйду Пәрвәрдигар;
— Күчлүк сәвәплириңларни чиқириңлар, дәйду Яқупниң Падишаси.
22 Бутлириңлар елип кирилсун,
Бизгә немиләрниң йүз беридиғанлиғини ейтсун;
Илгәрки ишларни, уларниң үҗүр-бүҗүрлиригичә көз алдимизда көрсәтсун,
Шундақла булардин чиқидиған нәтиҗиләрни бизгә билдүрүш үчүн ейтип бәрсун;
— Яки болмиса, кәлгүсидики ишларни аңлап биләйли;
23 Силәрниң илаһлиқ екәнлигиңларни билишимиз үчүн,
Кейинки йүз беридиған ишларни бизгә баян қилиңлар;
Қандақла болмисун, Бизни һаң-таң қилип уни тәң көридиған қилиш үчүн,
Бирәр яхши иш яки яман бир ишни қилиңлар!«Бирәр яхши иш яки яман бир иш қилиңлар!» — мошу ибарә «Һәр қандақ бирәр ишни қилиңлар!» дегәнни билдүриду. Бутлар яхши болсун, яман болсун һеч қандақ иш қилалмайду, әлвәттә.
24 Мана, силәр йоқниң арилиғида,
Ишлигиниңларму йоқ иштур;
Силәрни таллиғучи бир ләнитидур.
 
Бешарәт тәкрарлиниду; Худа барлиқ әл-жутларға «Мениң қулумни тонуңлар» дәп тонуштуриду
25 Бирисини шимал тәрәптин қозғидим, у келиду;
У күнчиқиштин Мениң намимни җакалап келиду;
У бириси һак лайни дәссигәндәк, сапалчи лай чәйлигәндәк әмәлдарларниң үстигә һуҗум қилиду;«Бирисини шимал тәрәптин қозғидим, у келиду; у күнчиқиштин Мениң намимни җакалап келиду» — таҗавузчи техи намсиз, бирақ һазир у тоғрилиқ йәнә бир пакит бар; у шәриқтин һәмдә шимал тәрәптинму келиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң намимни чақирип нида қилип келиду».
26 Бизгә уқтуруш үчүн, ким муқәддәмдин буян буни ейтқан?
Яки Бизни «У һәқиқәттур» дегүзүп бу иштин бурун уни алдин-ала ейтқан?
Яқ, һеч ким ейтмайду;
Бәрһәқ, һеч ким баян қилмайду;
Сөзүңларни аңлалиғучи бәрһәқ йоқтур!
27 Мән дәсләптә Зионға: — «Мошу ишларға көз тикип туруңлар! Көз тикип туруңлар!» дедим,
Йерусалимға хуш хәвәрни йәткүзгүчини әвәтип бәрдим.
28 Мән қарисам, шулар арисида һеч ким йоқ —
Мәслиһәт бәргидәк һеч ким йоқ,
Шулардин сорисам, җавап бәргидәк һеч кимму йоқ.«шулар арисида һеч ким йоқ» — «шулар» шүбһисизки, бутпәрәс әлләрни көрситиду.
 
Давами
29 Қараңлар, улар һәммиси қуруқ;
Уларниң ясиғанлири йоқ иштур,
Қуйма мәбудлири қуруқ шамалдәк мәнасиздур.
 
 

41:2 «...уни һәққанийлиқ билән Өз хизмитигә чақирди?» — сөзмусөз тәрҗимә қилғанда: — «Һәққанийлиқниң Өзи, (йәни Худа) бу кишини өз пути алдиға чақирди?».

41:3 «У уларни қоғливетип, путини йәргә тәккүзмәй дегидәк маңиду, аман-есәнлик ичидә өтивериду» — Йәшая пәйғәмбәр бешарәт қилған мошу намсиз таҗавузчиниң исми кейинрәк чиқиду. Мошу йәрдә көримизки, (1) У қилидиған урушлар бәк оңушлуқ болиду; (2) Униң һәрбий жүрүш сүрити интайин тез болиду; (3) Униң қилидиған урушлири башқа әлләрни һодуқтуруп патипарақ қиливетиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «У аман-есәнлик ичидә, меңип бақмиған йол билән келиду».

41:4 «Барлиққа кәл» — яки «Йенимға кәл». «Әлмисақтин тартип дәвирләрни «Барлиққа кәл» дәп чақирип, буларни бекитип ада қилған ким?» — буниң мәнаси бәлким шуки, Худа алдин-ала (пәйғәмбәр арқилиқ) ейтқан ишлар йүз бәргинидә, әлләр бешарәтләрниң тоғра чиқидиғанлиғини көриду. Шундақ қилип, улар Худаниң уларни гуналирини ташлап, Өзигә йеқин келип кәчүрүмигә еришишигә чақиридиғанлиғини көрүп йетиду. «ахири болғанлар» — дунияда әң ахири һатат болған инсанларни көрсәтсә керәк. «Мән дегән «У»дурмән» — мошу йәрдә «У» Худаниң өзини көрситиду, әлвәттә.

41:4 Йәш. 43:10; 44:6; 48:12; Вәһ. 1:17; 22:13

41:7 «Шуниң билән нәққашчи зәргәрни риғбәтләндүриду, метални япилақлап болқа ойнатқучи сәндәлни базған билән соққучини риғбәтләндүрүп...» — әлләр Худа бешарәт қилған таҗавузчиниң келидиғанлиғини билип қорқиду (5-айәт). Бирақ бешарәтниң әмәлгә ашқанлиғини көрүши билән, бутпәрәслигини ташлап Худаниң алдиға келишиниң орнида, улар йәнила өзлирини қоғдаш үчүн (тумар сүпитидә) бутларни ясатмақчи болиду.

41:8 Қан. 7:6; 10:15; 14:2; 2Тар. 20:7; Зәб. 134:4; Йәш. 43:1; 44:1; Яқ. 2:23

41:9 «Мән җаһанниң қәридин елип кәлгән, йәрниң әң чәтлиридин чақириғиним сән екәнсән» — оқурмәнләр шуни есигә кәлтүрсунки, Худа Ибраһимни жирақ жуттин Қанаанға (Пәләстингә) чақирған еди; кейин Ибраһимниң әвлатлири болған Исраилни Муса пәйғәмбәр арқилиқ Мисирдин қутқузған еди. «Сени һәргиз чәткә қақмаймән» — йәнә бир хил тәрҗимиси: — «Сени чәткә қақмиғанмән».

41:11 Мис. 23:22; Йәш. 60:12; Зәк. 12:3

41:14 «Һәмҗәмәт-Қутқузғучи» — ибраний тилида «гоел» дегән мошу сөзниң алаһидә мәнаси бар. Бириси кәмбәғәл болуп, өзини қуллуққа сетивәткән болса яки башқа қийин әһвалға учрап мал-мүлүгини сатқан болса, Муса пәйғәмбәр қобул қилған муқәддәс қанунға асасән, мошу кишиниң йеқин уруқ-туққанлири, һәмҗәмәтлириниң уни һөрлүккә чиқирип қутқузуш һоқуқи бар еди. Демәк, «һәмҗәмәт-қутқузғучи»ниң («гоел») сетивалғучи адәмгә пул берипла, өз қериндишини һөр қилип қутқузуш һоқуқи бар дегәнликтур. Һоқуқни ишлитиш һәмҗәмәтниң өз ихтиярлиғи билән болатти, әлвәттә. У ишләтмәкчи болса, һеч ким уни тосалмайтти. Йәшая Худаниң қутқузғучи екәнлигини баян қилиш үчүн дәл мошу сөзни ишлитиду. Демәк, Худа Исраилға «һәмҗәмәт»лик қилип, уларниң «гоел»и, йәни «Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси» болиду. У Өз ихтиярийлиғи билән уларни қутқузиду.

41:15 Йәш. 17:13; 29:5

41:17 Мат. 5:6

41:18 Зәб. 106:35; Йәш. 35:7; 44:3

41:19 «Далада кедир, акатсийә, хадас вә зәйтун дәрәқлирини өстүрүп беримән; ... арча, қариғай вә боксус дәрәқлирини биргә тикимән» — мошу дәрәқләр (зәйтун дәриғидин сирт) мевә үчүн әмәс, сайә бериш үчүн берилиду; бир қанчә хил дәрәқ бир хил муһит астида тәң өсүши мүмкин әмәс. Қариғанда бу бешарәт ахирқи заманларни көрситиду; шу чағда Худа Исраилни йеңи бир «Мисирдин чиқиш» (әмәлийәттә, «җаһанниң чәт-чәтлиридин чиқириш») йоли билән қутқузиду.

41:23 «Бирәр яхши иш яки яман бир иш қилиңлар!» — мошу ибарә «Һәр қандақ бирәр ишни қилиңлар!» дегәнни билдүриду. Бутлар яхши болсун, яман болсун һеч қандақ иш қилалмайду, әлвәттә.

41:25 «Бирисини шимал тәрәптин қозғидим, у келиду; у күнчиқиштин Мениң намимни җакалап келиду» — таҗавузчи техи намсиз, бирақ һазир у тоғрилиқ йәнә бир пакит бар; у шәриқтин һәмдә шимал тәрәптинму келиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Мениң намимни чақирип нида қилип келиду».

41:28 «шулар арисида һеч ким йоқ» — «шулар» шүбһисизки, бутпәрәс әлләрни көрситиду.