22
Андин пәриштә маңа хрусталъдәк пақирақ һаятлиқ сүйи еқиватқан дәрияни көрсәтти. Дәрия Худаниң вә Қозиниң тәхтидин чиққан болуп, «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәб.» 35:39, 45:5, «Әз.» 47:1-9, «Зәк.» 14:8.  Әз. 47:1; Зәк. 14:8. шәһәрниң ғол йолиниң оттурисида еқиватқан еди. Дәрияниң бу тәрипидә вә у тәрипидиму он икки хил мевә беридиған, һәр айда мевиләйдиған һаятлиқ дәриғи бар еди; дәрәқниң йопурмақлири әлләрниң шипаси үчүн еди.«он икки хил мевә беридиған, һәр айда мевиләйдиған һаятлиқ дәриғи» — яки «он икки қетим мевигә киридиған, һәр айда мевиләйдиған һаятлиқ дәриғи».  Вәһ. 2:7. Ләнәт дегән әнди болмайду; Худаниң вә Қозиниң тәхти шәһәрниң ичидә болуп, Униң қул-хизмәткарлири Униң хизмәт-ибадитидә болиду. Улар Униң җамалини көриду; Униң нами уларниң пешанилиригә пүтүклүк болиду.Вәһ. 3:12. У йәрдә әсла кечә болмайду, нә чирақ нуриға, нә қуяш нуриға муһтаҗ болмайду. Чүнки Пәрвәрдигар Худа уларниң үстидә йориду, улар әбәдил-әбәткичә һөкүм сүриду.Йәш. 60:19; Зәк. 14:7; Вәһ. 21:23.
 
Ахирқи агаһ-гува
Пәриштә маңа:
— Бу сөзләр һәқиқий вә ишәшликтур; пәйғәмбәрләрниң роһлириниң Рәб Худаси йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишларни Өз қул-хизмәткарлириға көрситиш үчүн, пәриштисини әвәтти, — деди.«йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишлар» — яки «туюқсиз йүз бериши муқәррәр болған ишлар». «бу сөзләр һәқиқий вә ишәшликтур» — бу сөзләр 19:9 вә 21:5диму тепилиду, шу йәрдә алдинқи ишларни (21:1-5) тәстиқлаш үчүн ейтилған. Амма мошу йәрдә, шүбһисизки, пүткүл китапниң мәзмунини яки һәттә яки пүткүл Инҗилниң мәзмунини яки пүткүл Тәврат-Инҗилниң мәзмунини көрситишиму мүмкин. «пәйғәмбәрләрниң роһлириниң Рәб Худаси» — мошу йәрдә Рәб Әйсани көрсәтсә керәк (1:1ни көрүң).  Вәһ. 1:1; 19:9; 21:5.
 
(«Мана, пат йеқинда келимән! Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини тутқучи киши бәхитликтур!»)«Мана, пат йеқинда келимән! Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини тутқучи киши бәхитликтур!» — бу сөзләр Рәб Әйсаниң, әлвәттә.  Вәһ. 1:3.
Буларни аңлиғучи вә көргүчи мән Юһаннамән. Бу ишларни аңлиғинимда вә көргинимдә, буларни маңа көрсәткән пәриштигә сәҗдә қилғили айиғи алдиға жиқилдим. Лекин у маңа:
— Һәргиз ундақ қилма! Мәнму Худаниң сән вә қериндашлириң болған пәйғәмбәрләр билән охшаш қул-хизмәткаримән. Худағила ибадәт қил! — деди.Рос. 10:26; 14:14; Вәһ. 19:10.
10 У маңа йәнә:
— Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини печәтлимә; чүнки буларниң вақти йеқин кәлди. «Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини печәтлимә» — мәнаси бәлким, оқурмәнләргә очуқ болсун, мәхпий болмисун.  Дан. 8:26; 12:4; Вәһ. 1:3.
11 Қәбиһлик қилғучи киши қәбиһликни қиливәрсун; пәскәш киши болса пәскәшликтә туривәрсун; һәққаний киши болса һәққанийлиғини жүргүзивәрсун; пак-муқәддәс киши болса пак-муқәддәсликтә туривәрсун, — деди.
 
Әйса Мәсиһ беваситә Юһаннаға сөзләйду
12  «Мана, пат йеқинда келимән! Һәр кимниң әмәлийитигә қарап беридиғинимни Өзүм билән биллә елип келимән.«мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 40:10, 62:11.  Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23. 13 Мән «Алфа» вә «Омега», Биринчи вә Ахирқи, Муқәддимә вә Хатимә Өзүмдурмән».«Мән «Алфа» вә «Омега»...» — грек тилида «алфа» биринчи һәрип, «омега» ахирқи һәриптур. Демәк, Әйса Мәсиһ баш вә ахирдур.  Йәш. 41:4; 44:6; 48:12; Вәһ. 1:8; 21:6.
 
14 Һаятлиқ дәриғиниң мевисидин несип болуш вә дәрвазилиридин шәһәргә киришкә муйәссәр болуш үчүн тонлирини жуйғанлар бәхитликтур! 15 Шәһәрниң сиртидикиләр — иштлар, сеһиргәрләр, бузуқлуқ қилғучилар, қатиллар, бутпәрәсләр, ялғанчилиққа хуштар болғанлар вә әмәл қилғучилардур.1Кор. 6:10; Әф. 5:5; Кол. 3:5, 6.
 
16 «Мәнки Әйса җамаәтләрни дәп силәргә бу ишларниң гувалиқини йәткүзүш үчүн пәриштәмни әвәттим. Давутниң Йилтизи һәм Нәсли, Парлақ Таң Юлтузидурмән!»Йәш. 11:10; Рим. 15:12; 2Пет. 1:19; Вәһ. 1:1; 5:5.
 
17 Роһ вә тойи болидиған қиз: «Кәл!» дәйду.
Аңлиғучи: «Кәл!» десун.
Уссиғучи һәр ким кәлсун, халиған һәр ким һаятлиқ сүйидин һәқсиз ичсун.«Роһ вә тойи болидиған қиз: «Кәл!» дәйду» — «Роһ» — Муқәддәс Роһтур. «Той болидиған қиз» дәгәнлик җамаәтни көрситиду. 19-бап 7-, 8-айәтләргә қаралсун.  Йәш. 55:1; Юһ. 7:37.
 
Хатимә
18 Мәнки бу китаптики бешарәтниң сөзлирини аңлиғанларға гувалиқ берип агаһландуримәнки: кимдиким бу сөзләргә бир немини қошса, Худа униңға бу китапта йезилған балаю-апәтләрни қошиду. «Мәнки бу китаптики бешарәтниң сөзлирини аңлиғанларға гувалиқ берип агаһландуримәнки» — «Мәнки» дегән сөз бәзи алимлар, 18-19-айәттики сөзләрни расул Юһаннаниңки дәп қарайду. Бирақ Юһанна өзини беваситә көрсәтмигәчкә (1:9ни көрүң), шундақла 20-айәттә Рәб Өзи ениқ көрситилгәчкә биз сөзләрни Рәбниңки, дегән пикиргә майилмиз. 19 Кимдиким бу бешарәтлик китапниң сөзлиридин бирәр сөзни елип ташлиса, Худаму униңдин бу китапта йезилған һаятлиқ дәриғидин вә муқәддәс шәһәрдин болидиған несивисини елип ташлайду.Қан. 4:2; 12:32; Пәнд. 30:6; Вәһ. 13:8; 17:8.
20 — Мана, буларға агаһ-гува Бәргүчи болса мундақ дәйду:
 
— «Шундақ, пат йеқинда келимән!»
 
— «Амин! Кәл, я Рәб Әйса!»
 
21 Рәб Әйса Мәсиһниң меһри-шәпқити барлиқ муқәддәс бәндиләр билән биллә болғай, амин!

22:1 «мунасивәтлик айәтләр» — «Зәб.» 35:39, 45:5, «Әз.» 47:1-9, «Зәк.» 14:8.

22:1 Әз. 47:1; Зәк. 14:8.

22:2 «он икки хил мевә беридиған, һәр айда мевиләйдиған һаятлиқ дәриғи» — яки «он икки қетим мевигә киридиған, һәр айда мевиләйдиған һаятлиқ дәриғи».

22:2 Вәһ. 2:7.

22:4 Вәһ. 3:12.

22:5 Йәш. 60:19; Зәк. 14:7; Вәһ. 21:23.

22:6 «йеқин кәлгүсидә йүз бериши муқәррәр болған ишлар» — яки «туюқсиз йүз бериши муқәррәр болған ишлар». «бу сөзләр һәқиқий вә ишәшликтур» — бу сөзләр 19:9 вә 21:5диму тепилиду, шу йәрдә алдинқи ишларни (21:1-5) тәстиқлаш үчүн ейтилған. Амма мошу йәрдә, шүбһисизки, пүткүл китапниң мәзмунини яки һәттә яки пүткүл Инҗилниң мәзмунини яки пүткүл Тәврат-Инҗилниң мәзмунини көрситишиму мүмкин. «пәйғәмбәрләрниң роһлириниң Рәб Худаси» — мошу йәрдә Рәб Әйсани көрсәтсә керәк (1:1ни көрүң).

22:6 Вәһ. 1:1; 19:9; 21:5.

22:7 «Мана, пат йеқинда келимән! Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини тутқучи киши бәхитликтур!» — бу сөзләр Рәб Әйсаниң, әлвәттә.

22:7 Вәһ. 1:3.

22:9 Рос. 10:26; 14:14; Вәһ. 19:10.

22:10 «Бу китаптики бешарәтниң сөзлирини печәтлимә» — мәнаси бәлким, оқурмәнләргә очуқ болсун, мәхпий болмисун.

22:10 Дан. 8:26; 12:4; Вәһ. 1:3.

22:12 «мунасивәтлик айәтләр» — «Йәш.» 40:10, 62:11.

22:12 Зәб. 61:13; Йәр. 17:10; 32:19; Мат. 16:27; Рим. 2:6; 14:12; 1Кор. 3:8; 2Кор. 5:10; Гал. 6:5; Вәһ. 2:23.

22:13 «Мән «Алфа» вә «Омега»...» — грек тилида «алфа» биринчи һәрип, «омега» ахирқи һәриптур. Демәк, Әйса Мәсиһ баш вә ахирдур.

22:13 Йәш. 41:4; 44:6; 48:12; Вәһ. 1:8; 21:6.

22:15 1Кор. 6:10; Әф. 5:5; Кол. 3:5, 6.

22:16 Йәш. 11:10; Рим. 15:12; 2Пет. 1:19; Вәһ. 1:1; 5:5.

22:17 «Роһ вә тойи болидиған қиз: «Кәл!» дәйду» — «Роһ» — Муқәддәс Роһтур. «Той болидиған қиз» дәгәнлик җамаәтни көрситиду. 19-бап 7-, 8-айәтләргә қаралсун.

22:17 Йәш. 55:1; Юһ. 7:37.

22:18 «Мәнки бу китаптики бешарәтниң сөзлирини аңлиғанларға гувалиқ берип агаһландуримәнки» — «Мәнки» дегән сөз бәзи алимлар, 18-19-айәттики сөзләрни расул Юһаннаниңки дәп қарайду. Бирақ Юһанна өзини беваситә көрсәтмигәчкә (1:9ни көрүң), шундақла 20-айәттә Рәб Өзи ениқ көрситилгәчкә биз сөзләрни Рәбниңки, дегән пикиргә майилмиз.

22:19 Қан. 4:2; 12:32; Пәнд. 30:6; Вәһ. 13:8; 17:8.