13
Деңиздин чиққан дивә
Андин, деңиздин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир дивиниң чиқиватқанлиғини көрдүм. Униң һәр бир мүңгүзидә бирдин таҗ бар еди, һәр бир бешида күпүрлүк намлири йезиқлиқ еди.«деңиздин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир дивиниң чиқиватқанлиғини көрдүм» — Адәм атимиз Худаниң образида болғандәк (кейин гуна қилғачқа бу образ бузулған, әлвәттә), андин Мәсиһ Өзи Худаниң мукәммәл образи, шундақла йәр йүзидики вәкили болғандәк, бу «дивә» 12-бапта көрүнгән Шәйтанниң топтоғра (йәттә башлиқ он мүңгүзлүк) образидур. Йәнә бир қизиқ иш шуки, у көрүнүштә Мәсиһгә охшаш «өлүмдин тирилгән» болиду (3-айәт). Шуниң билән биздә қилчә гуман йоқки, бу дивә Шәйтанниң йәр йүзидики вәкили, йәни Мәсиһниң рәқиби болған адәм — дәҗҗалниң өзини көрситиду.  Дан. 7:20; Вәһ. 17:3. Мән көргән бу дивә илпизға охшайтти, путлири ейиқниң путлириға, ағзи болса ширниң ағзиға охшайтти. Әҗдиһа униңға өз қудрити, тәхти вә зор һоқуқини бәрди.«мунасивәтлик айәтләр» — «Дан.» 7:1-8. Дивиниң башлиридин бири әҗәллик яриланғандәк туратти. Лекин, бу әҗәллик яра сақайған еди. Пүткүл дуния дивигә һәйрануһәс болуп униңға әгәшти. Әҗдиһа дивигә сәлтәнәтлик һоқуқ бәргәчкә улар әҗдиһаға чоқунушти. Улар йәнә дивигиму чоқунуп: — Дивиниң тәңдиши барму? Униң билән кимму елишалисун? — деди.Вәһ. 18:18.
Дивигә тәкәббурлуқ вә күпүрлүк қилидиған еғиз берилди; униңға қириқ икки ай иш көрүшкә һоқуқ берилди.Вәһ. 11:2. У Худаға күпүрлүк қилғили — Униң намиға вә Униң дәргаһиға, шундақла әршни макан қилғанларға күпүрлүк қилғили ағзини ачти.«...Униң намиға вә Униң дәргаһиға... күпүрлүк қилғили...» — яки «... Униң намиға вә Униң туралғу чедириға... күпүрлүк қилғили...». «Униң дәргаһи» яки әрштики туралғуси яки йәр йүзидики ибадәтханисини көрсәткән болса керәк. Униң муқәддәс бәндиләргә қарши җәң қилип, уларниң үстидин ғалип келишигә йол қоюлди; һәр қәбилә, һәр милләт, һәр хил тилда сөзлишидиған әлләргә һөкүмранлиқ қилиш һоқуқи униңға берилди.Дан. 7:21; Вәһ. 11:7. Йәр йүзидикиләрниң һәммиси — аләм апиридә болғандин буян боғузлинип болған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилмиғанлар болса, униңға сәҗдә қилиду.«аләм апиридә болғандин буян боғузлинип болған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилмиғанлар болса» — башқа бир хил тәрҗимиси: «аләм апиридә болғандин буян, боғузланған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилмиғанлар болса,...»  Мис. 32:33; Фил. 4:3; Вәһ. 3:5; 17:8; 20:12; 21:27.
Қулиқи барлар, буни аңлисун!
 
10 ««Тутқун болиду» дәп бекитилгәнләр чоқум тутқун болиду, «қиличлиниду» дәп бекитилгәнләр чоқум қиличлинип өлиду».
 
Муқәддәс бәндилириниң сәври-тақити вә етиқати мана шу ишларда мәлум болиду.««қиличлиниду» дәп бекитилгәнләр чоқум қиличлинип өлиду» — башқа бир көчүрмидә: «Ким қиличлап өлтүрсә, қиличлинип өлтүрүлүши муқәррәр» дегән сөзләр тепилиду. Бу сөз Рәббимизниң «Мат.» 26:52дә дегән сөзлиригә мас келиду.  Яр. 9:6; Мат. 26:52; Вәһ. 14:12.
 
Йәрдин чиққан дивә
11 Мән йәрдин чиқиватқан йәнә бир дивини көрдүм. Униң қозиниңкидәк кичик икки мүңгүзи бар еди, лекин авази әҗдиһаниңкидәк чиқатти. Вәһ. 11:7. 12 У авалқи дивигә вакалитән униң пүтүн һоқуқини жүргүзүп, йәр йүзини вә униңда туруватқанларни әҗәллик яриси сақайған авалқи дивигә чоқундуриду. Вәһ. 19:20. 13 У зор мөҗизилик аламәтләрни көрситәтти, һәтта кишиләрниң көз алдида асмандин йәр йүзигә от яғдуратти. 2Тес. 2:9; Вәһ. 16:14. 14 У авалқи дивигә вакалитән көрситишкә һоқуқландурулған аламәтләр билән йәр йүзидә туруватқанларни аздуруп, уларға «қилич билән яриланған, лекин тирик қалған» дегән авалқи дивигә атап бир бут-һәйкәл ясап тикләшни тапилиди. Қан. 13:2; Мат. 24:24; Вәһ. 16:14; 19:20. 15 Дивиниң бут-һәйкилигә нәпәс киргүзүп, униңға уни сөзләләйдиған қилиш вә униңға чоқунмиғанларниң һәммисини өлтүргүзүш қудрити берилди. Вәһ. 19:20. 16 У төвән вә катта, бай вә кәмбәғәл, һөр вә қулларниң һәммисини оң қоли яки пешанисигә тамға бастурушқа мәҗбурлиди. 17 У йәнә бу тамға, йәни дивиниң нами яки униң намидики рәқәм бесилғанлардин башқа һеч ким бир нәрсә сетивалалмайду яки саталмайду, дәп бекитти.Вәһ. 14:11.
18 Мана бу йәрдә һекмәт бар. Әқил-парасити барлиги кишиләр дивиниң рәқимини һесаплап бақсун; чүнки бу рәқәм бир адәмниң рәқими болиду. Униң рәқими 666дур.«бу рәқәм бир адәмниң рәқими болиду» — яки «бу рәқәм инсанниң рәқими болиду». «Әқил-парасити барлиги кишиләр дивиниң рәқимини һесаплап бақсун... униң рәқими 666дур» — «дивиниң рәқимини һесаплаш» мурәккәп иш әмәс. Биз «қошумчә сөз»имиздә шу кона заманлардики һесаплаш түзүмини җәдвәлдә көрситимиз. Бу бабдики башқа бәзи муһим ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.  Вәһ. 17:9.
 
 

13:1 «деңиздин он мүңгүзлүк, йәттә башлиқ бир дивиниң чиқиватқанлиғини көрдүм» — Адәм атимиз Худаниң образида болғандәк (кейин гуна қилғачқа бу образ бузулған, әлвәттә), андин Мәсиһ Өзи Худаниң мукәммәл образи, шундақла йәр йүзидики вәкили болғандәк, бу «дивә» 12-бапта көрүнгән Шәйтанниң топтоғра (йәттә башлиқ он мүңгүзлүк) образидур. Йәнә бир қизиқ иш шуки, у көрүнүштә Мәсиһгә охшаш «өлүмдин тирилгән» болиду (3-айәт). Шуниң билән биздә қилчә гуман йоқки, бу дивә Шәйтанниң йәр йүзидики вәкили, йәни Мәсиһниң рәқиби болған адәм — дәҗҗалниң өзини көрситиду.

13:1 Дан. 7:20; Вәһ. 17:3.

13:2 «мунасивәтлик айәтләр» — «Дан.» 7:1-8.

13:4 Вәһ. 18:18.

13:5 Вәһ. 11:2.

13:6 «...Униң намиға вә Униң дәргаһиға... күпүрлүк қилғили...» — яки «... Униң намиға вә Униң туралғу чедириға... күпүрлүк қилғили...». «Униң дәргаһи» яки әрштики туралғуси яки йәр йүзидики ибадәтханисини көрсәткән болса керәк.

13:7 Дан. 7:21; Вәһ. 11:7.

13:8 «аләм апиридә болғандин буян боғузлинип болған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилмиғанлар болса» — башқа бир хил тәрҗимиси: «аләм апиридә болғандин буян, боғузланған Қозиниң һаятлиқ дәптиригә нами йезилмиғанлар болса,...»

13:8 Мис. 32:33; Фил. 4:3; Вәһ. 3:5; 17:8; 20:12; 21:27.

13:10 ««қиличлиниду» дәп бекитилгәнләр чоқум қиличлинип өлиду» — башқа бир көчүрмидә: «Ким қиличлап өлтүрсә, қиличлинип өлтүрүлүши муқәррәр» дегән сөзләр тепилиду. Бу сөз Рәббимизниң «Мат.» 26:52дә дегән сөзлиригә мас келиду.

13:10 Яр. 9:6; Мат. 26:52; Вәһ. 14:12.

13:11 Вәһ. 11:7.

13:12 Вәһ. 19:20.

13:13 2Тес. 2:9; Вәһ. 16:14.

13:14 Қан. 13:2; Мат. 24:24; Вәһ. 16:14; 19:20.

13:15 Вәһ. 19:20.

13:17 Вәһ. 14:11.

13:18 «бу рәқәм бир адәмниң рәқими болиду» — яки «бу рәқәм инсанниң рәқими болиду». «Әқил-парасити барлиги кишиләр дивиниң рәқимини һесаплап бақсун... униң рәқими 666дур» — «дивиниң рәқимини һесаплаш» мурәккәп иш әмәс. Биз «қошумчә сөз»имиздә шу кона заманлардики һесаплаш түзүмини җәдвәлдә көрситимиз. Бу бабдики башқа бәзи муһим ишлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.

13:18 Вәһ. 17:9.