Һәзрити Йүсүпниң Тәврат, «Яритилиш» 37-бапта хатириләнгән чүшини көрүң. «Аял» җамаәт болуши мүмкин әмәс, чүнки «аял» Мәсиһни туғиду (5-айәт). 12:17ниму көрүң. 3 Андин әрштә йәнә бир аламәт көрүнди — мана, йәттә башлиқ, он мүңгүзлүк, йәттә бешида йәттә таҗ бар болған чоң бир қизил әҗдиһа туратти. 4 У қуйруғи билән асмандики юлтузларниң үчтин бирини сүпүрүп, уларни йәр йүзигә чөрүвәтти. Әҗидиһа туғай дәп қалған аял йәңгигән һаман униң балисини ялмап жутувәтмәкчи болуп униң алдида турди.□«У (әҗдиһа) қуйруғи билән асмандики юлтузларниң үчтин бирини сүпүрүп, уларни йәр йүзигә чөрүвәтти...» — бу вәһий бизниңчә Шәйтанниң әслидә әрштә Худаға қарши көтәргән исянини көрситиду. Бундақ шәрһ тоғра болса, пәриштиләрниң үчтин бири исянға қошулуп һазирқи җинлар болуп чиққан. 5 Аял бир бала, йәни пүтүн әлләрни төмүр һасиси билән падичидәк бақидиған бир оғул туғди. Бала болса Худаниң вә Униң тәхтиниң алдиға ғаччидә елип чиқилди.■Зәб. 2:9; Вәһ. 2:27. 6 Аял чөлгә қачти; у йәрдә униң 1260 күн беқилиши үчүн униңға Худа тәрипидин һазирлап қоюлған бир җай бар еди.■Вәһ. 11:3.
□12:2 «У (аял) һамилдар болуп, толғақ йәп туғуш азавида дад-пәряд көтәрди...» — аял тоғрилиқ үч пикир бар; у яки (1) җамаәтни; яки (2) бүви Мәрйәм; яки (3) Исраилни билдүриду. Бизниң униң Исраилни билдүридиғанлиғиға қилчә гуманимиз йоқ. Һәзрити Йүсүпниң Тәврат, «Яритилиш» 37-бапта хатириләнгән чүшини көрүң. «Аял» җамаәт болуши мүмкин әмәс, чүнки «аял» Мәсиһни туғиду (5-айәт). 12:17ниму көрүң.
□12:4 «У (әҗдиһа) қуйруғи билән асмандики юлтузларниң үчтин бирини сүпүрүп, уларни йәр йүзигә чөрүвәтти...» — бу вәһий бизниңчә Шәйтанниң әслидә әрштә Худаға қарши көтәргән исянини көрситиду. Бундақ шәрһ тоғра болса, пәриштиләрниң үчтин бири исянға қошулуп һазирқи җинлар болуп чиққан.
□12:7 «Баш пәриштә Микаил» — баш пәриштә Микаилниң Исраил хәлқини қоғдаш үчүн алаһидә мәсъулийити бар («Дан.» 10:13, 21, 12:1 вә «Йәһ.» 9ни көрүң).
■12:12 Зәб. 95:11; Йәш. 49:13; Вәһ. 8:13.
□12:14 «бир мәзгил, икки мәзгил, вә йерим мәзгил» — 1260 күн, тәхминән үч йерим жил. «Дан.» 7:25, 12:7ни, изаһатлири вә «Даниял»дики «қошумчә сөз»ниму көрүң.
□12:17 «Әйсаниң гувалиқини тутқан пәрзәнтлири» — яки Әйса тоғрилиқ гувалиқ беридиғанлар, яки У Өзи бәргән гувалиқни чиң тутқанларни көрситиду. Бизниңчә авалқиси тоғра.