«Таң юлтузи қәлбиңларни толуқ йорутқичә» — «таң юлтузи», шүбһисизки, Әйса Мәсиһниң Өзидур («Чөл.» 24:17ни көрүң). Бу сөзләргә қариғанда, таң юлтузи таң етиштин сәл бурун аян болғандәк, Әйса Мәсиһ қайтип келиштин авал етиқатчиларниң қәлбидә бир хил ойғанған сезим, униң келишигә бағланған алаһидә бир хил күчлүк арзу-тәшна пәйда болуши мүмкин («1Тес.» 5:6-10ни көрүң). ■2Кор. 4:6; Вәһ. 22:16.
Бу айәтниң йәнә үч хил тәрҗимә-чүшәнчси бар: — (1) адәмләрниң халиғанчә вәһийләргә шәхсий тәбир беришигә болмайду; (2) бешарәт-вәһийләргә айрим шәрһ беришкә болмайду (йәни, башқа бешарәт-вәһийләр билән бирләштүрүп чүшинишимиз керәк); (3) пәйғәмбәрләр бәргән бешарәт-вәһийләрни чүшәндүрүш пәйғәмбәрләрниң өзигила хас болмайду (чүнки улар бәзидә өзи ейтқан сөзлирини чүшәнмәйтти — «1Пет.» 1:10-12ни көрүң). Бу пикирләрниң һәммисини (болупму 2-пикирни) дурус дәп қарисақму, бизниңчә, бизниң тәрҗимимиз кейинки 21-айәткә әң мас келиду. 21 Чүнки һеч қандақ вәһий-бешарәт инсанларниң ирадисидин кәлгән әмәс, у бәлки Худаниң муқәддәс адәмлири Муқәддәс Роһ тәрипидин йетәклинип, Униң түрткиси билән ейтқан сөз-каламдур.□«Чүнки һеч қандақ вәһий-бешарәт инсанларниң ирадисидин кәлгән әмәс, у бәлки Худаниң муқәддәс адәмлири Муқәддәс Роһ тәрипидин йетәклинип, Униң түрткиси билән ейтқан сөз-каламдур» — «Муқәддәс Роһ тәрипидин йетәклинип, униң түрткиси билән» грек тилида «Муқәддәс Роһ тәрипидин йөткилиши билән» дегән сөз билән ипадилиниду. ■2Тим. 3:16.
□1:1 «Әйса Мәсиһниң қули вә расули болған мәнки Симеон Петрус» — «Симеон» башқа йәрләрдә «Симон» дейилиду. «Худайимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһ» — бу ибаридин ениқки, Әйса (тәбиитидә) һәм Худа һәм Кутқузғучидур. «биз билән охшаш қиммәтлик бир етиқатқа муйәссәр қилинғанларға салам!» — «охшаш қиммәтлик бир етиқатқа муйәссәр қилинған» дегән мошу ибаридин ениқ көрүнидуки, һәқиқий етиқат Худаниң Өзидин келиду.
■1:2 Юһ. 17:3; Рим. 1:7; 1Пет. 1:2; Йәһ. 2.
□1:3 «Өзиниң шан-шәриви вә есил пәзилитиниң тәсири арқилиқ бизни чақирғучи» — мошу зат Рәб Әйса Мәсиһ, әлвәттә.
■1:4 Йәш. 56:5; Юһ. 1:12; Рим. 8:15; Гал. 3:26.
□1:5 «Дәл мошу сәвәптин, силәр пүтүн күчүңлар билән етиқатиңларға есил пәзиләтни, есил пәзилитиңларға билимни,... (қошушқа интилиңлар)» — «билим» мошу йәрдә Худаниң йоли тоғрилиқ билим, әлвәттә.
□1:10 «Шуниң үчүн, и қериндашлар, силәр Худа тәрипидин чақирилғанлиғиңларни, шундақла талланғанлиғиңларни җәзмләштүрүшкә интилиңлар. Шундақ қилсаңлар, һеч қачан тейилип кәтмәйсиләр» — «тейилип кәтмәйсиләр» дегән ибарини бәзиләр бу ибарә ниҗаттин мәһрум болуш дегән мәнини билдүриду, дәп қарайду. Бизниңчә у гуна садир қилишни көрситиду дәп қараймиз (мәсилән, «Яқ.» 3:2ни көрүң, охшаш сөз шу айәттә ишлитилиду).
□1:11 «Рәббимиз вә Қутқузғучимиз Әйса Мәсиһниң мәңгүлүк падишалиғидиму қизғин қарши елинисиләр» — «қизғин қарши елинисиләр» дегәнлик грек тилида «кириш йолуңлар кәңричилик билән сизләргә тәминлиниду» дегән ибарә билән ипадилиниду.
□1:13 «мән мошу чедиримда болсамла...» — «чедирим» — Петрусниң өз тенини көрситиду, әлвәттә. Лекин у мошу сөз билән һәр бир етиқатчиниң тенини Исраиллар чөл-баяванда Худаниң әмри билән ясиған «ибадәт чедири»ға охшитиду. Худаниң Өз шан-шәриви бу «аддий чедир»да маканлаштурулған вә шуниңдәк һазир һәр бир етиқатчиниң тенидә мәвҗуттур («Юһ.» 1:14, 2:12, «1Кор.» 3:9 вә 16, 6:19ни көрүң).
□1:14 «Чүнки Рәббимиз Әйса Мәсиһниң бурун маңа аян қилғинидәк, мениң бу чедирим пат арида учамдин селиветилидиғанлиғини билип туруптимән» — «Юһ.» 21:18-19ни көрүң.
■1:14 Юһ. 21:18,19; 2Тим. 4:6.
□1:15 «мән бу дуниядин кәткинимдин кейинму» — «бу дуниядин кетиш»: — бу ибарә грек тилида «әксодос» дегән сөз («Мисирдин чиқиш» билән мунасивәтлик) билән ипадилиниду («Луқа» 9:31ни көрүң). «Бәрһәқ, мән силәрниң бу ишларни мән бу дуниядин кәткинимдин кейинму һәрвақит есиңларға кәлтүрүшүңлар үчүн күчүмниң баричә интилимән» — «бу ишлар» болса: (1) мошу иккинчи хәтниң мәзмунини; (2) «Юһ.» 21-бапта хатириләнгән ишларни (Мәсиһниң Петрусниң дуниядин кетиш йоли тоғрилиқ бешарәтлири)ни көрсәтсә керәк. Биз биринчи чүшәнчигә майилмиз.
□1:16 «биз силәргә ... уқтурғинимизда ... биз Униң һәйвәтлик шан-шөһритигә өз көзимиз билән гувачимиз» — бу айәттики «биз» дегән сөз Петрусниң өзини вә Юһанна, Яқуп қатарлиқ расулларни көрситиду. «Әйса Мәсиһниң күч-қудрити вә һазир болуши (яки «қайтип келиши»)» — («һазир болуши» грек тилида «парусия») дегән сөзләр биринчидин мошу йәрдә, шүбһисизки, Мәсиһниң уларниң көз алдида өзгирип, шан-шәриви ичидә көрүнгәнлигини көрситиду («Матта» 17-бап, «Маркус» 9-бап, «Луқа» 9-бапни көрүң). Иккинчидин, бу сөзләр йәнә Инҗилда адәттә Мәсиһниң қайтип келишини көрситиду; чүнки У қайтип кәлгәндә Униң шан-шәриви һәқиқәтән аян болиду. Шуниң билән мошу йәрдә Униң дунияға қайтип келишиниму көрситиду. «...бәлки биз Униң һәйвәтлик шан-шөһритигә өз көзимиз билән гувачимиз» — «Униң» грек тилида «Ашуниң» билән ипадилиниду. Мошу йәрдә «Ашуниң» дегән сөз Петрусниң Мәсиһкә болған чоңқур һөрмитини вә йеқин мунасивитини билдүриду.
■1:16 Мат. 17:1; Юһ. 1:14; 1Кор. 1:17; 2:1, 4; 4:20; 1Юһа. 1:1.
□1:17 «Чүнки У муқәддәс тағда ХудаАтидин шан-шөһрәт вә улуқлуққа еришкәндә, әшу улуқ шан-шәрәплик йәрдин: «Бу Мениң сөйүмлүк Оғлум, Мән Униңдин хурсәнмән» дегән шундақ зор бир аваз Униңға йәткүзүлүп аңланди» — «әшу улуқ шан-шәрәплик йәр» болса асман, әрштур.
■1:17 Мат. 3:17; 17:5; Мар. 1:11; 9:7; Луқа 3:22; 9:35; Кол. 1:13.
□1:18 «Муқәддәс тағда биз униңға һәмраһ болуп биллә турған болғачқа, әрштин бу аваз аңланғинида бизму өз қулиқимиз билән уни аңлидуқ» — «Матта» 17-бап, «Маркус» 9-бап, «Луқа» 9-бапни көрүң.
□1:19 «Униң үстигә һәммимиздә пәйғәмбәрләр йәткүзгән толиму ишәшлик бешарәтлик сөз-калам бардур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «униң үстигә һәммимиздә буниңдин техиму ишәшлик бешарәтлик сөз-калам (пәйғәмбәрләр йәткүзгән сөз-калам) бардур». Петрус бу йәрдә: «Пәйғәмбәрләрниң сөзлири һәтта мениң гувалиғимдинму ишәшликтур (чүнки Мәсиһ тоғрилиқ бешарәт бәргүчиләр, шундақла уларниң бәргән бешарәтлири наһайити көп; бешарәтләрниң көп қисми аллиқачан көз алдимиздә әмәлгә ашурулған, дегәндәк); бу улуқ сөзләр һәммимиздә бар» демәкчи болса керәк. «силәр таң сүзүлгичә, таң юлтузи қәлбиңларни толуқ йорутқичә бу сөз-каламға қулақ салсаңлар, яхши қилған болисиләр (бу сөз-калам худди қараңғуда чақнап туридиған чираққа охшаштур)» — «таң сүзүлгичә» — Әйса Мәсиһниң қайтип келишигичә. «Таң юлтузи қәлбиңларни толуқ йорутқичә» — «таң юлтузи», шүбһисизки, Әйса Мәсиһниң Өзидур («Чөл.» 24:17ни көрүң). Бу сөзләргә қариғанда, таң юлтузи таң етиштин сәл бурун аян болғандәк, Әйса Мәсиһ қайтип келиштин авал етиқатчиларниң қәлбидә бир хил ойғанған сезим, униң келишигә бағланған алаһидә бир хил күчлүк арзу-тәшна пәйда болуши мүмкин («1Тес.» 5:6-10ни көрүң).
□1:20 «... муқәддәс язмилардики һеч қайси вәһий пәйғәмбәрләрниң өз чүшәнчиси бойичә йәткүзүлгән әмәс» — яки «муқәддәс язмилардики һеч қайси вәһий пәйғәмбәрләрниң өзлири ойлап чиққан әмәс». Бу айәтниң йәнә үч хил тәрҗимә-чүшәнчси бар: — (1) адәмләрниң халиғанчә вәһийләргә шәхсий тәбир беришигә болмайду; (2) бешарәт-вәһийләргә айрим шәрһ беришкә болмайду (йәни, башқа бешарәт-вәһийләр билән бирләштүрүп чүшинишимиз керәк); (3) пәйғәмбәрләр бәргән бешарәт-вәһийләрни чүшәндүрүш пәйғәмбәрләрниң өзигила хас болмайду (чүнки улар бәзидә өзи ейтқан сөзлирини чүшәнмәйтти — «1Пет.» 1:10-12ни көрүң). Бу пикирләрниң һәммисини (болупму 2-пикирни) дурус дәп қарисақму, бизниңчә, бизниң тәрҗимимиз кейинки 21-айәткә әң мас келиду.
□1:21 «Чүнки һеч қандақ вәһий-бешарәт инсанларниң ирадисидин кәлгән әмәс, у бәлки Худаниң муқәддәс адәмлири Муқәддәс Роһ тәрипидин йетәклинип, Униң түрткиси билән ейтқан сөз-каламдур» — «Муқәддәс Роһ тәрипидин йетәклинип, униң түрткиси билән» грек тилида «Муқәддәс Роһ тәрипидин йөткилиши билән» дегән сөз билән ипадилиниду.