15
Моаб тоғрилиқ бир бешарәт
Моаб тоғрисида жүкләнгән вәһий;
Һалакәтлик бир кәчтила, Моабтики Ар шәһири вәйран қилиниду;
Һалакәтлик бир кәчтила, Моабтики Кир шәһири йоқ қилиниду;Йәр. 48:1; Әз. 25:9; Ам. 2:1
Жиға-зерәлар көтириш үчүн,
Мана у бутханисиға, Дибонға, шундақла барлиқ егизликлиригә чиқти;
Моаб Небо вә Мәдәба шәһәрлири үчүн пәряд көтириду;
Һәммә башлар тақир көрүниду,
Җимики сақаллар кесилип чүшүрүлди.«Мана у бутханисиға, Дибонға... чиқти» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Мана у Баҗит, Дибон дегән җайларға, ... чиқти».
Мошу айәттә Йәшая Моабийларниң бутханилирида вә бутқа чоқунидиған «егизлик»лиридә дуа қилишлириниң бекар болидиғанлиғини көрситиду. «һәммә башлар тақир көрүниду, җимики сақаллар кесилип чүшүрүлди» — чач чүшүрүш вә сақал жулуш қаттиқ һәсрәт, пушайман қилишни яки матәм тутушниму билдүрәтти.
  Йәр. 48:37; Әз. 7:18
Кочиларда улар бөз кийиду;
Өгүзлиридә, мәйданлирида, һәр бир адәм көз яшлирини яғдуруп пәряд көтириду.
Һәшбонға, Елеалаһ шәһәрлиригә жиға олишиду,
Авазлири Яһаз шәһиригиму йетип бариду.
Шуңа Моабниң әскәрлириму нида қилиду;
Униң вуҗуд-бағрини титрәк басиду.
Мениң қәлбимму Моаб үчүн жиға-зерә көтириду;
Уларниң қачқунлири Зоарға һәм Әглат-Шели-Шиҗаға бәдәр қачиду;
Мана улар топлишип, жиғлиған пети Луһитқа чиқидиған даван йоли билән жуқуриға маңиду,
Һоронаимға чүшидиған йолда туруп һалакәттин налә-зар көтириду.
Чүнки Нимримдики сулар қуруп кетиду,
От-чөпләр солишип,
Гүл-гия түгәп кетиду;
Һеч яп-йешиллиқ қалмайду.«Уларниң қачқунлири Зоарға һәм әглат-шели-шиҗаға бәдәр қачиду (5-айәт) ...чүнки Нимримдики сулар қуруп кетиду...» — билишимизчә 5- вә 6-айәттики шәһәрләр (Зоар, Нимрим қатарлиқлар) Моабниң җәнубий тәрипидә. Ар, кир, Небо, Мәдәба болса шималий тәрипидә. Қариғанда болидиған һуҗум шимал тәрәптин кәлгәчкә, улар җәнубий тәрәпкә қачиду. Асурийә Моабға икки қетим һуҗум қилди, миладийәдин илгәрки 715- вә -711-жилида.
Шуңа улар байлиқлири, тапқан-тәргинини жиғип «Тәрәк вадиси»дин өтмәкчи болиду;
Уларниң көтәргән жиғиси Моабниң чегарасиға,
Аһу-зарлири әглаимға,
Пиғанлири Бәәр-елимға йетиду.
Димонниң сулири қанға толуп кетиду,
Чүнки Димонниң үстигә техиму көп балаю-апәтни топлаймән;
Чүнки Моабниң қачқунлири һәм зиминида қалғанлириниңму үстигә бир ширни әвәтимән.«Димон» — бәлким «Дибон» (1-айәт) билән охшаш болуши мүмкин, йәрликләр Дибонни бәлким «Димон» дәп атиши мүмкин. «шир» — кәлгүсидә Моабқа таҗавуз қилидиған (1) Асурийә падишасини яки (2) Бабил падишасини көрситиду.
 
 

15:1 Йәр. 48:1; Әз. 25:9; Ам. 2:1

15:2 «Мана у бутханисиға, Дибонға... чиқти» — башқа бир хил тәрҗимиси: — «Мана у Баҗит, Дибон дегән җайларға, ... чиқти». Мошу айәттә Йәшая Моабийларниң бутханилирида вә бутқа чоқунидиған «егизлик»лиридә дуа қилишлириниң бекар болидиғанлиғини көрситиду. «һәммә башлар тақир көрүниду, җимики сақаллар кесилип чүшүрүлди» — чач чүшүрүш вә сақал жулуш қаттиқ һәсрәт, пушайман қилишни яки матәм тутушниму билдүрәтти.

15:2 Йәр. 48:37; Әз. 7:18

15:6 «Уларниң қачқунлири Зоарға һәм әглат-шели-шиҗаға бәдәр қачиду (5-айәт) ...чүнки Нимримдики сулар қуруп кетиду...» — билишимизчә 5- вә 6-айәттики шәһәрләр (Зоар, Нимрим қатарлиқлар) Моабниң җәнубий тәрипидә. Ар, кир, Небо, Мәдәба болса шималий тәрипидә. Қариғанда болидиған һуҗум шимал тәрәптин кәлгәчкә, улар җәнубий тәрәпкә қачиду. Асурийә Моабға икки қетим һуҗум қилди, миладийәдин илгәрки 715- вә -711-жилида.

15:9 «Димон» — бәлким «Дибон» (1-айәт) билән охшаш болуши мүмкин, йәрликләр Дибонни бәлким «Димон» дәп атиши мүмкин. «шир» — кәлгүсидә Моабқа таҗавуз қилидиған (1) Асурийә падишасини яки (2) Бабил падишасини көрситиду.