25
Әлләр тоғрилиқ бешарәтләр •••• Биринчи бешарәт — Аммон тоғрилиқ
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
И инсан оғли, йүзүңни Аммонийларға қаритип, уларни әйипләп бешарәт берип мундақ дегин: —Йәр. 49:1
— Аммонийларға мундақ дегин — Рәб Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар! Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мениң муқәддәс җайим булғанғанда, Исраил зимини вәйран қилинғанда, Йәһуда җәмәти сүргүн қилинғанда сән уларға қарап: «Ваһ! Яхши болди!» дегиниң түпәйлидин, әнди мана, Мән сени шәриқтики әлләрниң егидарчилиғиға тапшуримән; улар сениң араңда баргаһ қуруп, араңда чедирлирини тикиду; улар мевилириңни йәп, сүтүңни ичиду. Мән Раббаһ шәһирини төгиләр үчүн отлақ, Аммонийларниң йерини қой падилири үчүн арамгаһ қилимән; шуниң билән силәр Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисиләр.
— Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки сән Исраил зиминиға қарап чавак челип, путуңни тепчәклитип, қәлбиңдики пүтүн өчмәнлик билән хуш болғанлиғиң түпәйлидин, «сән Исраил зиминиға қарап чавак челип, путуңни тепчәклитип, қәлбиңдики пүтүн өчмәнлик билән хуш болғанлиғиң түпәйлидин... — мошу йәрдә «чавак челиш» вә «путни типчәклитиш» интайин хошал болуп кәткәнлигини билдүриду.  әмди мана, Мән үстүңгә қолумни узартип, сени әлләргә олҗа болушқа тапшуримән; Мән сени хәлиқләр ичидин үзимән, мәмликәтләр ичидин йоқитимән; Мән сени һалак қилимән; шуниң билән сән Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетисән.«әнди мана, мән үстүңгә қолумни узартип, сени әлләргә олҗа болушқа тапшуримән...» — Бабилниң падишаси Небоқаднәсар миладийәдин илгәрки 582-жили Раббаһ шәһирини вәйран қиливәтти. Кейин «Набатийлиқ» әрәбләр шәриқ тәрипидин келип Аммон зиминини егиливалди.
 
Иккинчи бешарәт — Моаб тоғрилиқ
Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Чүнки Моаб вә Сеирниң: «Йәһуда пәқәт барлиқ башқа әлләр билән охшаш, халас» дегини түпәйлидин, Йәр. 49:1-47 шуңа мана, Мән Моабниң йенини — чегарасидики шәһәрләрни, зимининиң пәхри болған Бәйт-Йәшимот, Баал-Меон вә Кириатайим шәһәрлиридин башлап йерип ачимән; 10 уларни Аммонийларниң зимини билән биллә шәриқтики әлләргә тапшуримән; Мән Аммонийларниң йәнә әлләр арисида әсләнмәслиги үчүн, уларниң егидарлиғиға тапшуримән; Әз. 21:37 11 вә Моаб үстигә һөкүм чиқирип җазалаймән; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.«Моаб үстигә һөкүм чиқирип җазалаймән; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду» — Бабилниң падишаси Небоқаднәсар миладийәдин илгәрки 582-жили Моабниң зиминини ишғал қилди. Кейин «Набатийлиқ» әрәбләр шәриқ тәрипидин келип Моаб зиминни егиливалди.
 
Үчинчи бешарәт — Едомни әйипләш
12 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — чүнки Едом Йәһуда җәмәтидин өч елип яманлиқ қилип, шуниңдәк еғир гунакар болғини түпәйлидин, интиқам алғнини түпәйлидин, 13 — әнди Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән Едомға қолумни созимән; шуниң билән уни зиминидин адәмләр һәм һайванлардин мәһрум қилимән; Мән уни Теман шәһиридин тартип вәйран қилимән; улар Дедан шәһиригичә қилич билән жиқилиду. 14 Шуниң билән Мән хәлқим Исраилниң қоли арқилиқ Едом үстидин Өз интиқамимни алимән; улар Мениң аччиғим һәм қәһрим бойичә Едомда иш қилиду; Едомийлар Мениң интиқамимниң немә екәнлигини билип йетиду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.«Мән хәлқим Исраилниң қоли арқилиқ Едом үстидин өз интиқамимни алимән; улар Мениң аччиғим һәм қәһрим бойичә Едомда иш қилиду...» — миладийәдин илгәрки 120-жили Йәһудийларниң йетәкчиси Юһанна Хирканус Едомға һуҗум қилип уларға «товва қилип Пәрвәрдигарға ишиниңлар, яки қиличимда өлүңлар» дегән таллаш йолини бәрди.
 
Төртинчи бешарәт — Филистийәни әйипләш
15 Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Филистийләр интиқам нийити билән һәрикәт қилип, кона өчмәнлиги билән Йәһудани йоқитайли дәп ич-ичидин өч алғини түпәйлидин, 16 Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Филистийәниң үстигә қолумни узартимән; Мән Кәрәтийләрни қириветимән, деңиз бойидикиләрниң қалдуқлириниму вәйран қилимән. 17 Мән уларниң үстигә қәһрилик тәнбиһләрни чүшүрүп қаттиқ интиқам алимән; уларниң үстидин интиқам алғинимда улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.«Мән уларниң (Филистийләрниң) үстигә қәһрилик тәнбиһләрни чүшүрүп қаттиқ интиқам алимән» — Филистийләр авал Бабилниң падишаси Небоқаднәсар тәрипидин азап көрди; андин Грек империйәси тәрипидин ишғал қилинди; миладийәдин илгәрки 148-146-жилларда улар Йәһудийлар тәрипидин бир мәзгил ишғал қилинди. Уларниң әвлатлири бүгүнки «Пәләстинликләр»ниң бир қисми.
 
 

25:2 Йәр. 49:1

25:6 «сән Исраил зиминиға қарап чавак челип, путуңни тепчәклитип, қәлбиңдики пүтүн өчмәнлик билән хуш болғанлиғиң түпәйлидин... — мошу йәрдә «чавак челиш» вә «путни типчәклитиш» интайин хошал болуп кәткәнлигини билдүриду.

25:7 «әнди мана, мән үстүңгә қолумни узартип, сени әлләргә олҗа болушқа тапшуримән...» — Бабилниң падишаси Небоқаднәсар миладийәдин илгәрки 582-жили Раббаһ шәһирини вәйран қиливәтти. Кейин «Набатийлиқ» әрәбләр шәриқ тәрипидин келип Аммон зиминини егиливалди.

25:8 Йәр. 49:1-47

25:10 Әз. 21:37

25:11 «Моаб үстигә һөкүм чиқирип җазалаймән; улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду» — Бабилниң падишаси Небоқаднәсар миладийәдин илгәрки 582-жили Моабниң зиминини ишғал қилди. Кейин «Набатийлиқ» әрәбләр шәриқ тәрипидин келип Моаб зиминни егиливалди.

25:14 «Мән хәлқим Исраилниң қоли арқилиқ Едом үстидин өз интиқамимни алимән; улар Мениң аччиғим һәм қәһрим бойичә Едомда иш қилиду...» — миладийәдин илгәрки 120-жили Йәһудийларниң йетәкчиси Юһанна Хирканус Едомға һуҗум қилип уларға «товва қилип Пәрвәрдигарға ишиниңлар, яки қиличимда өлүңлар» дегән таллаш йолини бәрди.

25:17 «Мән уларниң (Филистийләрниң) үстигә қәһрилик тәнбиһләрни чүшүрүп қаттиқ интиқам алимән» — Филистийләр авал Бабилниң падишаси Небоқаднәсар тәрипидин азап көрди; андин Грек империйәси тәрипидин ишғал қилинди; миладийәдин илгәрки 148-146-жилларда улар Йәһудийлар тәрипидин бир мәзгил ишғал қилинди. Уларниң әвлатлири бүгүнки «Пәләстинликләр»ниң бир қисми.