«Кармәл» болса Исраилда һөл-йеғин әң көп болидиған җай; у «ғазаңлашқан» болса, башқа җайлар техиму шундақ болатти. ■Йәр. 25:30; Йо. 3:16
□1:1 «Амосниң Исраил тоғрилиқ ейтқан сөзлири» — адәттә бу китапта «Исраил» Исраилниң «шималий падишалиғи»ни көрситиду. Амос Йәһуданиң Тәкоа йезисидин болғини билән йәткүзидиған бешарәтлириниң көпинчиси «шималий падишалиқ» тоғрилиқтур.
□1:2 «Пәрвәрдигар Зион теғидин һөкирәйду, Йерусалимдин авазини қоюветиду» — бу бешарәт йәр тәврәшни көрсәтсә керәк. «Кармәл» болса Исраилда һөл-йеғин әң көп болидиған җай; у «ғазаңлашқан» болса, башқа җайлар техиму шундақ болатти.
□1:3 «улар (Сурийәликләр) Гилеадтикиләрни төмүр тирнилиқ сөрәмләр билән соққан еди» — «2Пад.» 10:32-33, 13:3-5-айәттә Гилеадтикиләрниң Сурийә тәрипидин тартқан азап-оқубәтлири хатириләнгән; мошу айәттә тилға елинғини шу бозәк қилинишни көрсәтсә керәк.
□1:4 «Һазаәл» — Дәмәшқ падишаси болуп, «Бән-Һадад» униң оғли еди.
□1:5 «Авән җилғисида турғучини» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Рәзиллик җилғисида турғучи» — демәк, йәни Дәмәшқниң падишасини ипадиләйду. «Сурийәниң хәлқи әсиргә чүшүп кирға елип кетилиду» — «Кир» Месопотамийә (һазирқи ирақ)дики бир жут. Сурийәликләр әслидә шу җайдин чиққан еди (9:7-айәтни көрүң).
■1:5 2Пад. 16:9; Йәш. 17:1-11; Йәр. 49:23-27
□1:6 «Чүнки улар Едомға тапшуруп беришкә, барлиқ тутқунларни әсир қилип елип кәтти» — «тутқунлар» Исраилдин яки Йәһудадин тутқун қилинған бир түркүм кишиләр болса керәк. Қариғанда Газаниң (йәни Филистийләрниң) мәхсити Исраиллардин өч елиш еди.
■1:6 2Тар. 21:16, 17; 28:18
□1:9 «Чүнки улар барлиқ тутқунларни Едомға тапшурувәтти, шундақла қериндашлиқ әһдисини есигә алмиди» — бу «тутқунлар» бәлким йәнә Исраилдин кәлгән болуши мүмкин. «Әһдә» — Сулайман падиша әсли Турниң падишаси билән әһдә түзгән еди. Бирақ тутқунларниң нәдин келиши, Турниң ким билән әһдә түзгәнлиги анчә муһим әмәс; муһими, Худа уларни вәдисидә турмаслиқтәк виҗдансизлиғи үчүн җазалайду.
□1:11 «У йирилғидәк ғәзәптә болуп,...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У ғәзәп билән һемишә адәмләрни житиветип,...».
□1:13 «Чүнки у чегаримизни кеңәйтимиз дәп, Гилеадтики һамилдар аялларниң қосақлирини йеривәтти» — улар Гилеадта туруватқан башқиларниму өлтүргән, әлвәттә. Бирақ уларниң бу әҗайип рәһимсизликниң мәхсити, уларға қайтурма зәрбә бәргидәк һеч адәм, һәтта бовақларниңму қалмаслиғи үчүн еди. Бабилниң падишаси Небоқаднәсар миладийәдин илгәрки 582-жили Раббаһ шәһирини вәйран қиливәтти.