26
Тур вә Зидонни әйипләш
Он биринчи жили, айниң биринчи күнидә шундақ болдики, Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: — «он биринчи жил» — сүргүн болғанлиғиниң 11-жили еди. Бәлким он биринчи ай болуши мүмкин.
И инсан оғли, Турниң Йерусалим тоғрилиқ: «Ваһ! Яхши болди! Әлләрниң дәрвазиси болғучи вәйран болди! У маңа қарап қайрилип ечилди; униң вәйран қилиниши билән өзүмни тойғузимән!» дегини түпәйлидин, — Шуңа Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, и Тур, Мән саңа қаршимән, деңиз долқунларни қозғиғандәк, көп әлләрни сән билән қаршилишқа қозғаймән; улар Турниң сепиллирини бәрбат қилип, униң мунарлирини чеқип йоқитиду. Униң үстидики топилирини қирип ташлап, уни тақир таш қилип қойимән. У пәқәт деңиз оттурисидики торлар йейилидиған җай болиду; чүнки Мән шундақ сөз қилдим, дәйду Рәб Пәрвәрдигар; у әлләр үчүн олҗа болуп қалиду. Униң қуруқлуқта қалған қизлири қилич билән қирилиду; шуниң билән улар Мениң Пәрвәрдигар екәнлигимни тонуп йетиду.«қуруқлуқта қалған қизлири» — бәлким турға беқинди болған йезиларни көрситиду. 8-айәтниму көрүң.
Бу бешарәт тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.
— Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, Мән Тур билән қаршилишишқа Бабил падишаси Небоқаднәсар, йәни «падишаларниң падишаси»ни, атлар, җәң һарвулири билән, атлиқ чәвәндазлар, қошун вә зор бир топ адәмләр билән шимал тәрипидин чиқирип епкелимән. У қуруқлуқта қалған қизлирини қилич билән сойиду, саңа муһасирә потәйлирини қуриду, сепилға чиқидиған дөңлүкни ясайду, саңа қарап қалқанлирини көтириду. У сепиллириңға бөскүчи базғанларни қаритип тикләйду, қурал-палтилири билән мунарлириңни чеқип ғулитиду. 10 Униң атлириниң көплүгидин уларниң көтәргән чаң-тописи сени қаплайду; сепиллири бөсүлгән бир шәһәргә бөсүп киргәндәк у сениң қовуқлириңдин киргәндә, сепиллириң атлиқ әскәрләрниң, чақларниң һәм җәң һарвулириниң садаси билән тәвринип кетиду. 11 Атлириниң туяқлири билән у барлиқ рәстә-кочилириңни чәйләйду; у пухралириңни қилич билән қириду, күчлүк түврүклириң йәргә жиқилиду.Йәш. 5:28; Йәр. 47:3
12 Улар байлиқлириңни олҗа, мал-таварлириңни ғәнимәт қилиду; улар сепиллириңни бузуп ғулитип, һәшәмәтлик өйлириңни харабә қилиду; улар сениң ташлириң, яғач-лимлириң вә топа-чаңлириңни деңиз сулири ичигә ташлайду. 13 Мән нахшлириңниң садасини түгитимән; чилтарлириңниң авази қайтидин аңланмайду. Йәш. 24:7, 8; Йәр. 7:34; 16:9 14 Мән сени тақир таш қилимән; сән торлар йейилидиған бир җай болисән, халас; сән қайтидин қурулмайсән; чүнки Мәнки Пәрвәрдигар шундақ дегәнмән, дәйду Рәб Пәрвәрдигар.«Мән сени тақир таш қилимән; сән торлар йейилидиған бир җай болисән, халас; сән қайтидин қурулмайсән» — бу бешарәт авал Бабилниң императори Небоқаднәсар, андин Грек императори «Бүйүк Искәндәр» тәрәплиридин әмәлгә ашурулди. Турниң һазирқи әһвали дәл мошу айәттә ейтилғандәктур. Бу ишлар тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.
15 Рәб Пәрвәрдигар Турға мундақ дәйду: — Сән ғулап кәткиниңдә, яриланғанлар аһ-зарлиғинида, оттуруңда қирғин-чапқун қилинғанда, деңизниң чәт яқилири тәвринип кәтмәмду? 16 Деңиздики шаһзадиләр тәхтлиридин чүшүп, тонлирини биряққа ташлап, кәштилик кийим-кечәклирини селиветиду; улар өзлирини қорқунуч-титрәк билән пүркәйду; улар йәргә олтирип, һеч тохтавсиз титрәп, саңа қарап сарасимигә чүшиду. 17 Улар сән үчүн бир мәрсийәни оқуп саңа мундақ дәйду: —
«И аһаләң деңиздикиләрдин болған, даңқи чиққан,
Деңиз үстидин күчлүк һөкүм сүргән,
Өз вәһшәтлириңни барлиқ деңизда туруватқанларға салған шәһәр!
Сән вә сәнда туруватқанлар нәқәдәр һалак болған!Вәһ. 18:9-19
18 Һазир сениң ғулап кәткән күнүңдә,
Деңиз бойидикиләр титрәп кетиду;
Деңиздики араллар вә қирғақтикиләр сениң йоқ болуп кәткиниңдин дәккә-дүккигә чүшүп қалди».«Һазир сениң ғулап кәткән күнүңдә, деңиз бойидикиләр титрәп кетиду...» — бу бешарәтниң көп җәһәтләрдә әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
19 — Чүнки Рәб Пәрвәрдигар мундақ дәйду: —
«Мән сени адәмзатсиз шәһәрләрдәк, харабә шәһәр қилғинимда,
Мән үстүңгә деңиз чоңқурлуқлирини чиқирип сени чөкүргинимдә,
Улуқ сулар сени бесип япқанда,
20 Шу тапта Мән сени һаңға чүшкәнләр билән биллә чүшүримән,
Қедимки замандикиләрниң қатариға чүшүримән;
Сени йәрниң тегилиридә турғузимән;
Сениңдә қайтидин адәмзат болмаслиғи үчүн,
Сени қедимки харабиләр арисиға,
Һаңға чүшкәнләр билән биллә болушқа чүшүримән;
Бирақ тирикләрниң зиминида болса гөзәллик тикләп қойимән;«Бирақ тирикләрниң зиминида болса гөзәллик тикләп қойимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән қайтидин тирикләрниң зиминида һөрмәткә сазавәр орунда болмайсән».
21 Мән сени башқиларға бир агаһи-вәһшәт қилимән;
Сән қайтидин һеч болмайсән;
Улар сени издәйду, бирақ сән мәңгүгә тепилмайсән»
— дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
 
 

26:1 «он биринчи жил» — сүргүн болғанлиғиниң 11-жили еди. Бәлким он биринчи ай болуши мүмкин.

26:6 «қуруқлуқта қалған қизлири» — бәлким турға беқинди болған йезиларни көрситиду. 8-айәтниму көрүң. Бу бешарәт тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.

26:11 Йәш. 5:28; Йәр. 47:3

26:13 Йәш. 24:7, 8; Йәр. 7:34; 16:9

26:14 «Мән сени тақир таш қилимән; сән торлар йейилидиған бир җай болисән, халас; сән қайтидин қурулмайсән» — бу бешарәт авал Бабилниң императори Небоқаднәсар, андин Грек императори «Бүйүк Искәндәр» тәрәплиридин әмәлгә ашурулди. Турниң һазирқи әһвали дәл мошу айәттә ейтилғандәктур. Бу ишлар тоғрилиқ йәнә «қошумчә сөз»имизни көрүң.

26:17 Вәһ. 18:9-19

26:18 «Һазир сениң ғулап кәткән күнүңдә, деңиз бойидикиләр титрәп кетиду...» — бу бешарәтниң көп җәһәтләрдә әмәлгә ашурулуши тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

26:20 «Бирақ тирикләрниң зиминида болса гөзәллик тикләп қойимән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Сән қайтидин тирикләрниң зиминида һөрмәткә сазавәр орунда болмайсән».