47
«2» Филистийә тоғрилиқ бешарәт
Пирәвн Газа шәһиригә зәрбә бериштин илгири, Йәрәмия пәйғәмбәргә кәлгән, Пәрвәрдигарниң Филистийләр тоғрисидики сөзи: —«Газа» — Филистийәниң бәш чоң шәһәрлиридин бири.
Бешарәт (1-7) берилгән вақит бәлким миладийәдин илгәрки 609-жили еди. Шу чағда Пирәвн-Нәко Мисирдин чиқип Асурийә империйәсигә иттипақдаш болуп Бабилға қарши чиққан. Бу бешарәттики «зәрбә» бәлким Пирәвн шималға қарап жүрүш қилған, Филистийәниң территорийәсидин өтүп болған вақтида қилинған.
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мана, шималдин долқунлуқ сулар өрләйду; улар тешип бир кәлкүн болиду; у зимин вә униңда турған һәмминиң үстидин, шәһәр вә униңда туруватқанларниң үстидин ташқин болуп басиду; шуниң билән униң адәмлири налә-пәряд көтириду, зиминда барлиқ туруватқанлар азабтин налә-зар қилиду; «шималдин долқунлуқ сулар өрләйду; улар тешип бир кәлкүн болиду» — демисәкму, Муқәддәс Китапта «кәлкүн» зиминни бесип киргән зор қошунға охшитилиду. Мошу «сулар» авал Пирәвнниң қошуни болған болуши мүмкин, кәйнидики «кәлкүн» Пирәвнниң қошунини тар мар қилған Бабиллиқлардин ибарәт.
«Шәһәр» болса бәлким Йерусалимни көрситиду. Йерусалим Бабил тәрпидин ишғал қилинғанда Филистийәму қаттиқ искәнҗигә елинип таҗавуз қилинған.
толпарлириниң туяқлириниң тарақшишлирини, җәң һарвулириниң тарақлашлирини, чақлириниң гүлдүрләшлирини аңлап, атилар өз балилиридин хәвәр елишқиму қоллири бошап, арқиғиму қаримайду. Йәш. 5:28; Йәр. 4:13; 6:23 Чүнки барлиқ Филистийләрни набут қилидиған күн, һәм Тур вә Зидонни уларға ярдәмдә болғидәк барлиқ қалған адәмләрдин мәһрум қилидиған күн йетип кәлди; чүнки Пәрвәрдигар Филистийләрни, йәни Крет арилидин чиқип кәлгәнләрниң қалдуғини набут қилиду. «Пәрвәрдигар Филистийләрни, йәни Крет арилидин чиқип кәлгәнләрниң қалдуғини набут қилиду» — Филистийләр әслидә Крет (ибраний тилида «Кафтор») арилидин чиққан еди. Улар турдикиләр һәм Зидондикиләргә «туққан қәбилиләр» (Фөникийиликләр) болғачқа, Тур вә Зидон аваригә учриған болса, Филистийләр уларға ярдәмгә чиққан болатти. Лекин Филистийләр набут болған болса, «уларға ярдәмдә болғидәк ... адәмлар» болмайтти.  Йәр. 25:22 Газаниң үсти тақирлиқ болиду; Ашкелон шәһиридикиләр даң қетип қалиду; қачанғичә әтлириңларни тилисиләр, и Филистийә күчлиридин аман қалғанлар? «Газаниң үсти тақирлиқ болиду» — бәзи алимлар буни «Газадикиләр қайғуруп чачлирини чүшүриду» дегән мәнидә дәп қарайду. Бизниңчә биринчи мәнаси шәһәр харабилик болуп «тақир йәр» болиду. Бу сөз икки бислиқ болуп иккинчи мәнидиму болуши мүмкин.
«Даң қетип қалиду»ниң башқа бир хил тәрҗимиси: «түгишиду». «Филистийәниң күчлиридин аман қалғанлар» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Филистийә җилғисида қалғанлар». «қачанғичә әтлириңларни тилисиләр» — «әтлирини тилиш» қаттиқ қайғуни билдүрәтти. Бу адәт Тәвратта мәнъий қилинған.
  Қан. 14:1; Йәр. 16:6; 25:20 Апла, и Пәрвәрдигарниң қиличи, сән қачанғичә тинмайсән? Өз қиниңға қайтқин, арам елип тиничланғин!
Лекин у қандақму тохтиялисун? Чүнки Пәрвәрдигар униңға пәрман чүшүргән; Ашкелон шәһиригә һәм деңиз бойидикиләргә зәрб қилишқа уни бекиткәндур!
 
 

47:1 «Газа» — Филистийәниң бәш чоң шәһәрлиридин бири. Бешарәт (1-7) берилгән вақит бәлким миладийәдин илгәрки 609-жили еди. Шу чағда Пирәвн-Нәко Мисирдин чиқип Асурийә империйәсигә иттипақдаш болуп Бабилға қарши чиққан. Бу бешарәттики «зәрбә» бәлким Пирәвн шималға қарап жүрүш қилған, Филистийәниң территорийәсидин өтүп болған вақтида қилинған.

47:2 «шималдин долқунлуқ сулар өрләйду; улар тешип бир кәлкүн болиду» — демисәкму, Муқәддәс Китапта «кәлкүн» зиминни бесип киргән зор қошунға охшитилиду. Мошу «сулар» авал Пирәвнниң қошуни болған болуши мүмкин, кәйнидики «кәлкүн» Пирәвнниң қошунини тар мар қилған Бабиллиқлардин ибарәт. «Шәһәр» болса бәлким Йерусалимни көрситиду. Йерусалим Бабил тәрпидин ишғал қилинғанда Филистийәму қаттиқ искәнҗигә елинип таҗавуз қилинған.

47:3 Йәш. 5:28; Йәр. 4:13; 6:23

47:4 «Пәрвәрдигар Филистийләрни, йәни Крет арилидин чиқип кәлгәнләрниң қалдуғини набут қилиду» — Филистийләр әслидә Крет (ибраний тилида «Кафтор») арилидин чиққан еди. Улар турдикиләр һәм Зидондикиләргә «туққан қәбилиләр» (Фөникийиликләр) болғачқа, Тур вә Зидон аваригә учриған болса, Филистийләр уларға ярдәмгә чиққан болатти. Лекин Филистийләр набут болған болса, «уларға ярдәмдә болғидәк ... адәмлар» болмайтти.

47:4 Йәр. 25:22

47:5 «Газаниң үсти тақирлиқ болиду» — бәзи алимлар буни «Газадикиләр қайғуруп чачлирини чүшүриду» дегән мәнидә дәп қарайду. Бизниңчә биринчи мәнаси шәһәр харабилик болуп «тақир йәр» болиду. Бу сөз икки бислиқ болуп иккинчи мәнидиму болуши мүмкин. «Даң қетип қалиду»ниң башқа бир хил тәрҗимиси: «түгишиду». «Филистийәниң күчлиридин аман қалғанлар» — буниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Филистийә җилғисида қалғанлар». «қачанғичә әтлириңларни тилисиләр» — «әтлирини тилиш» қаттиқ қайғуни билдүрәтти. Бу адәт Тәвратта мәнъий қилинған.

47:5 Қан. 14:1; Йәр. 16:6; 25:20