16
Йәрәмияға той қилмаслиқ, матәм тутмаслиқ вә бәзмиләргә қатнашмаслиқ буйрулиду
Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: — Сән аял затини әмриңгә алмайсән, шундақла мошу зиминда оғул-қиз пәрзәнт тапмайсән. Чүнки Пәрвәрдигар бу йәрдә туғулған оғул-қизлар, бу зиминда уларни туққан анилар вә уларни туғдурған атилар тоғрисида мундақ дәйду: — Улар әләмлик кесәлләр билән өлиду; улар үчүн һеч матәм тутулмайду, улар көмүлмәйду; өлүклири тезәктәк тупрақ йүзидә ятиду, улар қилич, қәһәтчилик билән йәп кетилиду; җәсәтлири асмандики учар-қанатлар вә зиминдики һайванатлар үчүн озуқ болиду. Йәр. 7:33; 9:22; 14:16; 15:2, 3; 25:33; 34:20 Чүнки Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Сән Йәрәмия, һаза болуватқан һеч бир өйгә кирмә, яки өлгәнләр үчүн аһ-зар көтириш яки өкүнүшкә барма; чүнки Мән бу хәлиқтин хатирҗәмлигимни, меһир-муһәббитимни вә рәһимдилликлиримни елип ташлидим, — дәйду Пәрвәрдигар.
Улуқлардин тартип пәсләргичә бу зиминда өлиду; улар йәргә көмүлмәйду; һеч ким улар үчүн аһ-зар көтәрмәйду, яки уларни дәп, я әтлирини тилмайду, я чачлирини чүшүрүвәтмәйду; «әтлирини тилиш» вә «чачни чүшүрүш» — булар қаттиқ қайғуни билдүрәтти. «әтлирини кесиш» адити Тәвратта мәнъий қилинған.  Лав. 19:28; Қан. 14:1 улар қарилиқ тутқанларни йоқлап, нан уштумайду, өлгәнләр үчүн көңүл соримайду; ата-аниси өлгәнләр үчүн һеч ким тәсәлли қәдәһини сунмайду. Сән болсаң әл-жут билән биллә йәп-ичишкә той-бәзмә болған өйгиму кирмә; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән өз күнлириңларда вә өз көз алдиңларда, бу йәрдин тамашиниң садасини, шат-хурамлиқ садасини вә тойи болуватқан жигит-қизниң авазлирини тохтитимән.Йәш. 24:7, 8; Йәр. 7:34; 25:10; Әз. 26:13
 
Сүргүн болуш, андин зиминға қайтурулуш
10 Шундақ болидуки, сән бу хәлиққә бу сөзләрниң һәммисини ейтқиниңда, улар сәндин: «Немишкә Пәрвәрдигар мошундақ зор бир күлпәтни бешимизға чүшүрүшкә бекиткән? Бизниң қәбиһлигимиз зади немә? Пәрвәрдигар Худайимиз алдида зади садир қилған немә гунайимиз барду?» — дәп сорайду. «Сән бу хәлиққә бу сөзләрниң һәммисини ейтқиниңда, улар сәндин: «... Пәрвәрдигар Худайимиз алдида зади садир қилған немә гунайимиз барду?» — дәп сорайду» — шүбһисизки, Йәрәмияниң уларниң той-нәзирлиригә кирмәслиги уларниң қизиқишини қозғайтти.  Йәр. 5:19 11 Әнди сән уларға мундақ дәйсән: — Чүнки ата-бовилириңлар Мәндин ваз кәчкән, — дәйду Пәрвәрдигар, — һәмдә башқа илаһларға әгишип уларниң қуллуғида болған, уларға чоқунған; улар Мәндин ваз кәчкән, Тәврат-қанунумни һеч тутмиған; 12 силәр болсаңлар, ата-бовилилириңлардин техиму бәттәр қилғансиләр; мана, һәр бириңлар өз рәзил көңлидики җаһиллиқниң кәйнигә кирип, Маңа һеч қулақ салмиғансиләр; Йәр. 3:17; 7:26; 9:14; 11:10; 13:10; 17:23 13 Шуңа Мән силәрни бу зиминдин елип, силәр яки ата-бовилириңлар һеч билмәйдиған башқа бир зиминға ташлаймән; силәр шу йәрдә кечә-күндүз башқа илаһларниң қуллуғида болисиләр; чүнки Мән силәргә һеч меһирни көрсәтмәймән.Қан. 4:27; 28:64,65
14 Шуңа мана, шу күнләр келидуки, — дәйду Пәрвәрдигар, — «Исраилларни Мисир зиминидин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дегән қәсәм қайтидин ишлитилмәйду, Йәр. 23:7, 8 15 бәлки шу күнләрдә «Исраилларни шималий зиминидин вә Өзи уларни һайдиған барлиқ зиминләрдин қутқузуп чиқарған Пәрвәрдигарниң һаяти билән!» дәп қәсәм ичилиду. Чүнки Мән уларни ата-бовилириға тәқдим қилған зиминиға қайтуримән. 16 Һалбуки, мана һазир болса, Мән нурғун белиқчиларни әвәтип уларни тутқузушқа чақиримән, — дәйду Пәрвәрдигар; — андин нурғун овчиларни әвәтип уларни қоғлап овлашқа чақиримән; улар уларни һәр бир тағдин, һәр бир егизликтин, қия ташларниң ғар-қисилчақлиридин тепивалиду. «Мән... нурғун белиқчиларни ... нурғун овчиларни әвәтип...» — «белиқчилар» вә «овчилар» болса дүшмәнләрни көрситиду, әлвәттә. 17 Чүнки көзлирим уларниң барлиқ йоллири үстидә туриду; улар алдимда һеч суқуналмиди, уларниң қәбиһлиги көзлиримдин һеч йошурулмиди. Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; Йәр. 32:19 18 Лекин Мән авал уларниң қәбиһлигини вә гунайини бешиға һәссиләп қайтуримән; чүнки улар зиминимни жиркиничлик нәрсиләрниң өлүклири билән булғиған, Мениң мирасимни ләнәтлик нәрсилири билән толдурған.«жиркиничлик нәрсилири... ләнәтлик нәрсилири...» — бутлири қатарлиқларни көрситиду. «жиркиничлик нәрсилириниң өлүклири» — бәлким «Дәрвәқә, әрзимәсләр!» дәп ташливәткән бутлирини яки шу бутларға қурбанлиқ қилған нәрсиләрни көрситиши мүмкин.  Йәр. 3:2; Әз. 43:7
 
Йәрәмия сөз қистуриду
19 — И Пәрвәрдигар, Сән мениң күчүм вә қорғинимсән, азап-оқубәт күнидә башпанаһимсән. Әлләр болса йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин йениңға келиду вә: «Бәрһәқ, ата-бовилиримиз ялғанчилиқ һәм бимәниликкә мирасхорлуқ қилған; бу нәрсиләрдә һеч пайда йоқтур. «Бәрһәқ, ата-бовилиримиз ялғанчилиқ һәм бимәниликкә мирасхорлуқ қилған» — «ялғанчилиқ һәм бимәнилик» йәнә «сахта илаһлар», бутларни көрситиду. 20 Инсанлар өз-өзигә худаларни ясаламду?! Лекин ясиғини Худа әмәстур!» — дәйду.
 
Пәрвәрдигарниң сөзиниң давами
21 — Шуңа, мана, Мән бу қетим бу рәзил хәлиққә шуни убдан билдүримән, — уларға Мениң қолум вә күч-қудритимни убдан билдүримән; шуниң билән улар Мениң намимниң Пәрвәрдигар екәнлигини билиду!«Шуңа, мана, Мән бу қетим бу рәзил хәлиққә шуни убдан билдүримән, — уларға Мениң қолум вә күч-қудритимни убдан билдүримән...» — бу җүмлидики әң муһим сөз «шуңа»дур. Әгәр кәлгүсидә «ят әлләр» Худани убдан тонуйдиған болса, ундақта Худаниң Өз хәлқи болған Исраил Худани тонуши керәк әмәсму?  Йәр. 33:2
 
 

16:4 Йәр. 7:33; 9:22; 14:16; 15:2, 3; 25:33; 34:20

16:6 «әтлирини тилиш» вә «чачни чүшүрүш» — булар қаттиқ қайғуни билдүрәтти. «әтлирини кесиш» адити Тәвратта мәнъий қилинған.

16:6 Лав. 19:28; Қан. 14:1

16:9 Йәш. 24:7, 8; Йәр. 7:34; 25:10; Әз. 26:13

16:10 «Сән бу хәлиққә бу сөзләрниң һәммисини ейтқиниңда, улар сәндин: «... Пәрвәрдигар Худайимиз алдида зади садир қилған немә гунайимиз барду?» — дәп сорайду» — шүбһисизки, Йәрәмияниң уларниң той-нәзирлиригә кирмәслиги уларниң қизиқишини қозғайтти.

16:10 Йәр. 5:19

16:12 Йәр. 3:17; 7:26; 9:14; 11:10; 13:10; 17:23

16:13 Қан. 4:27; 28:64,65

16:14 Йәр. 23:7, 8

16:16 «Мән... нурғун белиқчиларни ... нурғун овчиларни әвәтип...» — «белиқчилар» вә «овчилар» болса дүшмәнләрни көрситиду, әлвәттә.

16:17 Аюп 34:21; Пәнд. 5:21; Йәр. 32:19

16:18 «жиркиничлик нәрсилири... ләнәтлик нәрсилири...» — бутлири қатарлиқларни көрситиду. «жиркиничлик нәрсилириниң өлүклири» — бәлким «Дәрвәқә, әрзимәсләр!» дәп ташливәткән бутлирини яки шу бутларға қурбанлиқ қилған нәрсиләрни көрситиши мүмкин.

16:18 Йәр. 3:2; Әз. 43:7

16:19 «Бәрһәқ, ата-бовилиримиз ялғанчилиқ һәм бимәниликкә мирасхорлуқ қилған» — «ялғанчилиқ һәм бимәнилик» йәнә «сахта илаһлар», бутларни көрситиду.

16:21 «Шуңа, мана, Мән бу қетим бу рәзил хәлиққә шуни убдан билдүримән, — уларға Мениң қолум вә күч-қудритимни убдан билдүримән...» — бу җүмлидики әң муһим сөз «шуңа»дур. Әгәр кәлгүсидә «ят әлләр» Худани убдан тонуйдиған болса, ундақта Худаниң Өз хәлқи болған Исраил Худани тонуши керәк әмәсму?

16:21 Йәр. 33:2