43
Пәрвәрдигарниң шан-шәриви Йерусалимға қайтип келиду
1 У мени дәрвазиға, йәни шәриққә қарайдиған дәрвазиға апарди; 2 Мана, Исраилниң Худасиниң шан-шәриви шәриқ тәрәптин кәлди; Униң авази улуқ суларниң шарқириған садасидәк еди; йәр йүзи униң шан-шәриви билән йорутулди.
3 Мән көргән бу аламәт көрүнүш болса, у шәһәрни һалак қилишқа кәлгән қетимда көргән аламәт көрүнүштәк болди; аламәт көрүнүшләр йәнә мән Кевар дәрияси бойида туруп көргән аламәт көрүнүштәк болди; мән дүм жиқилдим. ■Әз. 1:4; 8:4 4 Пәрвәрдигарниң шан-шәриви шәриққә қарайдиған дәрваза арқилиқ ибадәтханиға кирди; 5 Роһ мени көтирип, ички һойлиға апарди; мана, Пәрвәрдигарниң шан-шәриви ибадәтханини толдурди.□«Роһ мени көтирип,...» — Худаниң Муқәддәс Роһи, әлвәттә. ■Әз. 3:14, Әз. 11:24
6 Һелиқи киши йенимда турғанда, ибадәтханиниң ичидин Бирисиниң сөзлигән авазини аңлидим; 7 У маңа: — И инсан оғли, бу Мениң тәхтим селинған җай, Мән аяқ басидиған, Мән Исраиллар арисида мәңгүгә туридиған җайдур; Исраил җәмәтидикиләр — уларниң өзлири яки падишалири бузуқлуғи билән яки «жуқури җайлар»да падишаниң җәсәтлири билән Мениң пак-муқәддәс намимни йәнә һеч булғимайду. □«падишаларниң җәсәтлири билән Мениң пак-муқәддәс намимни йәнә һеч булғимайду» — Исраиллар қедимки заманларда бәлким падишалирини «жуқури җайлар»да дәпнә қилип шу йәрләрни тавапгаһлар қиливалған. Бәзи алимлар «җәсәтлири»ни «абидә ташлири» дәп тәрҗимә қилиду. ■Йәр. 16:18 8 Улар өз босуғисини Мениң босуғимниң йениға, ишик кешикини Мениң ишик кешикимниң йениға салған, улар билән Мени пәқәт бир тамла айрип туратти, улар Мениң пак-муқәддәс намимни жиркиничликлири билән булғиған. Шуңа Мән ғәзивим билән уларни йоқитивәттим.
9 Әнди һазир улар бузуқлуғини, падишаларниң җәсәтлирини Мәндин жирақ қилсун; вә Мән улар арисида мәңгүгә туримән.
10 — Әнди сән, и инсан оғли, Исраил җәмәтиниң өз қәбиһликлиридин хиҗаләт болуши үчүн бу өйни уларға көрситип бәргин; улар каллисида ибадәтханини өлчәп бақсун. 11 Әгәрдә улар өз қилғанлиридин хиҗил болса, әнди сән мошу өйниң шәклини, униң селинишини, чиқиш йоллирини, кириш йоллирини вә барлиқ лайиһисини вә барлиқ бәлгүлимилирини, — шундақ, барлиқ шәклини вә барлиқ қанунлирини аян қилип бәргин; уларниң пүткүл шәклини есидә тутуши һәм униң бәлгүлимилиригә әмәл қилиши үчүн, уни уларниң көз алдиға язғин.
12 Ибадәтханиниң қануни шундақ болиду: У турған тағниң чоққисиниң бекитилгән пасилғичә болған даириси «әң муқәддәс» болиду; мана, бу ибадәтханиниң қанунидур.
Ибадәтханида қилидиған ибадәтниң бәлгүлимилири — қурбангаһ •••• Схемини көрүң
13 Қурбангаһниң «чоң гәз»дә өлчәнгән өлчәмлири шундақ еди: — бу гәз болса бир гәз қошулған бир алиқан болиду. Қурбангаһниң әтрапидики улиниң егизлиги бир гәз, кәңлиги бир гәз, әтрапидики гирвики болса бир алиқан еди. Мана бу қурбангаһниң ули еди. □«Мана бу қурбангаһниң ули еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «қурбангаһниң егизлиги төвәндә: —...»
14 Униң улидин астинқи тәкчигичә икки гәз, кәңлиги бир гәз еди; бу «кичик тәкчә»дин «чоң тәкчә»гичә төрт гәз, кәңлиги бир гәз еди; 15 қурбангаһниң от суписиниң егизлиги төрт гәз еди; от суписида төрт мүңгүз чоқчийип чиқип туратти. 16 Қурбангаһниң от суписиниң узунлуғи он икки гәз, кәңлиги он икки гәз болуп, у төрт часилиқ еди. 17 Жуқири тәкчигичиму төрт часилиқ еди, узунлуғи он төрт гәз, кәңлиги он төрт гәз; әтрапидики гирвики болса йерим гәз еди; астиниң кәңлиги бир гәз еди; униңға чиқидиған пәләмпийи шәриққә қарайтти.
18 У маңа шундақ деди: — И инсан оғли, Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду: Бу қурбангаһ үстигә көйдүрмә қурбанлиқларни сунуш вә үстигә қан сепиш үчүн уни ясиған күнидә, шулар униң бәлгүлимилири болиду: — 19 сән Лавий қәбилисидин болған, йәни Мениң хизмитимдә болуш үчүн Маңа йеқинлишидиған Задок нәслидикиләрдин болған каһинларға гуна қурбанлиғи сүпитидә яш бир топақни берисән; 20 сән униң қенидин азрақ елип қурбангаһниң мүңгүзлиригә, чоң тәкчиниң төрт бүҗигигә һәм әтрапидики гирвәклири үстигә сүрисән; шуниң билән сән уни пакизлап вә униңға кафарәт қилисән.□«шуниң билән сән уни пакизлап вә униңға кафарәт қилисән» — «кафарәт қилиш» тоғрилиқ «Лав.» 1:3 вә изаһатни, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.
21 Сән гуна қурбанлиғи болған топақни елип униң җәситини «муқәддәс җай»ниң сиртида болған, ибадәтханидики алаһидә бекитилгән җайда көйдүрисән; 22 иккинчи күнидә сән гуна қурбанлиғи сүпитидә беҗирим бир текини сунисән; улар қурбангаһни топақ билән пакландурғандәк текә билән уни паклайду.
23 Сән уни паклиғандин кейин, сән беҗирим яш бир топақ, қой падисидин беҗирим бир қочқарни сунисән; 24 сән уларни Пәрвәрдигарниң алдиға сунисән; каһинлар уларниң үстигә туз сепиду вә уларни Пәрвәрдигарға атап көйдүрмә қурбанлиқ сүпитидә суниду. 25 Йәттә күн сән һәр күни гуна қурбанлиғи сүпитидә бир текини сунисән; улар беҗирим яш бир топақни, қой падисидин беҗирим бир қочқарниму суниду. 26 Улар йәттә күн қурбангаһ үчүн кафарәт қилип уни паклайду; шуниң билән улар уни пак-муқәддәс дәп айрийду.
27 Бу күнләр түгигәндә, сәккизинчи күни вә шу күндин кейин, каһинлар силәрниң көйдүрмә қурбанлиқлириңларни вә енақлиқ қурбанлиқлириңларни қурбангаһ үстигә суниду; шуниң билән Мән силәрни қобул қилимән, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.
□43:5 «Роһ мени көтирип,...» — Худаниң Муқәддәс Роһи, әлвәттә.
□43:7 «падишаларниң җәсәтлири билән Мениң пак-муқәддәс намимни йәнә һеч булғимайду» — Исраиллар қедимки заманларда бәлким падишалирини «жуқури җайлар»да дәпнә қилип шу йәрләрни тавапгаһлар қиливалған. Бәзи алимлар «җәсәтлири»ни «абидә ташлири» дәп тәрҗимә қилиду.
□43:13 «Мана бу қурбангаһниң ули еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «қурбангаһниң егизлиги төвәндә: —...»
□43:20 «шуниң билән сән уни пакизлап вә униңға кафарәт қилисән» — «кафарәт қилиш» тоғрилиқ «Лав.» 1:3 вә изаһатни, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.