Мәхлуқлар сүрәтләнгән алмашлар бәзидә әрәнчә родта, бәзидә аялчә родта көрүлиду. Бәлким уларниң көрүнүши пәйғәмбәргә бир тәрипи әрәнчә қияпәттә, йәнә бир тәрипи аялчә қияпәттә көрүнгән болуши мүмкин. 6 уларниң һәр бириниң төрттин йүзи бар еди; һәр бириниң төрттин қанити бар еди. ■Әз. 10:14 7 Уларниң түптүз путлири бар еди; тапанлири болса мозайниң туяқлириға охшайтти; улар пақиритилған мистәк парлап туратти.
Бизниң тәрҗимимиз бойичә, бир йөлинишкә учқанда, қанатлиридин иккисини ишлитиду, йәнә бир йөлинишкә учқанда, башқи икки қанитини ишлитиду.
□1:1 «Оттузинчи жили» — Әзакиялниң өзиниңки 30-жили болса керәк. Әзакиял әсли каһин болуп, оттуз яшқа киргәндә муқәддәс ибадәтханидики толуқ каһинлиқ орниға (болупму қурбанлиқ қилишқа) чиқиши керәк еди. Бирақ у сүргүн болуп, ундақ несивигә муйәссәр болалмиди.
□1:5 «уларда инсанниң қияпити бар еди» — бу сөзләр, еһтимал, мошу мәхлуқларниң өрә турған һалитини көрситиду. Мәхлуқлар сүрәтләнгән алмашлар бәзидә әрәнчә родта, бәзидә аялчә родта көрүлиду. Бәлким уларниң көрүнүши пәйғәмбәргә бир тәрипи әрәнчә қияпәттә, йәнә бир тәрипи аялчә қияпәттә көрүнгән болуши мүмкин.
□1:8 «төртисиниң һәр бириниң төрттин йүзи вә төрттин қанити бар еди» — бәзи алимлар: — «төртисиниң һәр бириниң йенида иккидин инсанниңкидәк қоли бар еди» дәп тәрҗимә қилиду — демәк, һәр бир мәхлуқниң төрттин әмәс, бәлки иккидин қоли бар еди.
□1:12 «уларда болған роһ» — бәлким Худаниң Роһидур.
□1:16 «...чақниң ичидә чақ бардәк еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «...бир чақ йәнә бир чақ билән гирәләшкән еди».
□1:20 «Роһ нәгә маң десә, улар шу йәргә маңатти...» — «Роһ» мошу йәрдә бәлким Худаниң Роһини көрситиду.
□1:22 «бир йоған көз йәткүсиз гүмбәз» — бу гүмбәз 26-айәт бойичә Худаниң тәхтиниң улини көрситиду. «у хрусталъдәк дәһшәтлик пақирап» — яки «у музсиман дәһшәтлик пақирап...».
□1:23 «һәр бир мәхлуқниң өз тениниң икки йенини япидиған иккидин қанити бар еди» — башқа бир хил тәрҗимиси: «һәр бир мәхлуқниң япқучи икки қанити бар еди» — демәк, һәр бириниң тенини япидиған икки қанити бар еди. Бизниң тәрҗимимиз бойичә, бир йөлинишкә учқанда, қанатлиридин иккисини ишлитиду, йәнә бир йөлинишкә учқанда, башқи икки қанитини ишлитиду.
□1:28 «Бу әтрапида турған күчлүк йоруқлуқниң көрүнүши болса, ямғурлуқ күнидики булутта пәйда болған һәсән-һөсәнниң көрүнүшидәк еди» — бу сөзләр, бәлким бу күчлүк нурниң Пәрвәрдигарниң көрүнүшиниң әтрапида чәмбәрсиман шәкилдә болғанлиғини көрситиду.