2
Әзакиялниң вәзиписи
Вә У маңа: И инсан оғли, орнуңдин дәс тур, вә Мән саңа сөз қилимән, — деди.
У маңа сөз қилғанда, Роһ маңа кирип, мени дәс турғузди; вә мән маңа сөз Қилғучиниң авазини аңлап турдум. «У маңа сөз қилғанда, Роһ маңа кирип, мени дәс турғузди» — «Роһ», мошу йәрдә шүбһисизки, Худаниң Роһини көрситиду.  Әз. 3:24; Дан. 10:10 Вә У маңа: — «И инсан оғли, Мән сени Исраил балилириға, йәни Маңа асийлиқ қилған асий «ят әлләр»гә әвәтимән; бүгүнгә қәдәр һәм улар һәм уларниң ата-бовлири Маңа йүз өрүп асийлиқ қилип кәлмәктә», — деди.«Маңа асийлиқ қилған асий «ят әлләр»» — мошу йәрдә «ят әлләр» кинайилик гәп болуп, шүбһисизки «Исраил» (шималий падишалиқ) вә Йәһуда (җәнубий падишалиқ) дегән икки әлни көситиду. Улар Худаға «ят», улар чәтәлликләрдәк бутқа чоқунди. «Исраил» (шималий падишалиқ) 125 жил илгири Асурийә империйәси тәрипидин сүргүн болған еди. Асурийә империйәси ғулиғандин кейин, бәлким сүргүн болған көп Исраиллар Бабилда қелип, сүргүн болған «Йәһуда»дикиләр билән арилишип бир болуп кәткән.  Йәр. 3:25
— «Бу балилар болса номуссиз вә көңли қаттиқтур; Мән сени уларға әвәтимән; сән уларға: «Рәб Пәрвәрдигар шундақ дәйду!» — дегин —
шуниң билән улар мәйли қулақ салсун, салмисун (чүнки улар асийлиқ қилидиған бир җәмәт) — өзлири арисида һәқиқий бир пәйғәмбәрниң турғанлиғини тонуп йетиду.Әз. 33:33
Әнди сән, и инсан оғли, гәрчә саңа тикән-җиғанлар һәмраһ болсиму, вә сән чаянларниң арисида турсаңму, улардин қорқма, вә сөзлиридинму қорқма; шундақ, уларниң сөзлиридин қорқма, вә зәрдилик қарашлиридин дәккә-дүккигә чүшмә; чүнки улар асий бир җәмәттур. «гәрчә саңа тикән-җиғанлар һәмраһ болсиму, вә сән чаянларниң арисида турсаңму,...» — «тикән-җиғанлар» вә «чаянлар» дегәнләр шүбһисизки, Исраилларни көрситиду.  Йәр. 1:8, 17; Әз. 3:9; Луқа 12:4; 1Пет. 3:1 Сән улар тиңшисун, тиңшимисун Мениң сөзлиримни уларға йәткүз; чүнки улар асийлиқ қилғучилардур. Вә сән, и инсан оғли, саңа ейтқан сөзлиримгә қулақ сал; бу асий җәмәттәк тәтүр болмиғин; ағзиңни ечип, Мән саңа бәргинимни йегин».Вәһ. 10:9
— Мән қарисам, мана маңа созулған бир қол турупту; вә мана, униңда бир орам язма турупту. 10 У көз алдимда уни ечип йейип қойди; униң алди-кәйниниң һәммә йеригә хәт йезилған еди; униңға йезилғанлири мәрсийә, матәм сөзлири вә дәрд-әләмләрдин ибарәт еди.«У көз алдимда уни ечип йейип қойди; униң алди-кәйниниң һәммә йеригә хәт йезилған еди» — адәттә, «орам язмилар»да пәқәт ичидила хәт йезиқлиқ болатти. Алимларниң бу орам язминиң «алди-кәйни»гә хәт йезилғанлиғи тоғрилиқ һәр хил пикри бар. Шүбһисизки, униң бир әһмийити шуки, Худаниң сап сөзлиригә һеч кимниң қошумчә сөзләрни йезиш мүмкинчилиги йоқ еди; бизниңчә, бу иш йәнә Худаниң уларни әйипләйдиған сөзлириниң нурғунлиғини тәкитләйду.
 
 

2:2 «У маңа сөз қилғанда, Роһ маңа кирип, мени дәс турғузди» — «Роһ», мошу йәрдә шүбһисизки, Худаниң Роһини көрситиду.

2:2 Әз. 3:24; Дан. 10:10

2:3 «Маңа асийлиқ қилған асий «ят әлләр»» — мошу йәрдә «ят әлләр» кинайилик гәп болуп, шүбһисизки «Исраил» (шималий падишалиқ) вә Йәһуда (җәнубий падишалиқ) дегән икки әлни көситиду. Улар Худаға «ят», улар чәтәлликләрдәк бутқа чоқунди. «Исраил» (шималий падишалиқ) 125 жил илгири Асурийә империйәси тәрипидин сүргүн болған еди. Асурийә империйәси ғулиғандин кейин, бәлким сүргүн болған көп Исраиллар Бабилда қелип, сүргүн болған «Йәһуда»дикиләр билән арилишип бир болуп кәткән.

2:3 Йәр. 3:25

2:5 Әз. 33:33

2:6 «гәрчә саңа тикән-җиғанлар һәмраһ болсиму, вә сән чаянларниң арисида турсаңму,...» — «тикән-җиғанлар» вә «чаянлар» дегәнләр шүбһисизки, Исраилларни көрситиду.

2:6 Йәр. 1:8, 17; Әз. 3:9; Луқа 12:4; 1Пет. 3:1

2:8 Вәһ. 10:9

2:10 «У көз алдимда уни ечип йейип қойди; униң алди-кәйниниң һәммә йеригә хәт йезилған еди» — адәттә, «орам язмилар»да пәқәт ичидила хәт йезиқлиқ болатти. Алимларниң бу орам язминиң «алди-кәйни»гә хәт йезилғанлиғи тоғрилиқ һәр хил пикри бар. Шүбһисизки, униң бир әһмийити шуки, Худаниң сап сөзлиригә һеч кимниң қошумчә сөзләрни йезиш мүмкинчилиги йоқ еди; бизниңчә, бу иш йәнә Худаниң уларни әйипләйдиған сөзлириниң нурғунлиғини тәкитләйду.