136
136-күй •••• Бабилда сүргүн болушниң дәрд-әлими
Бабилдики дәрия-ериқлар бойида биз олтардуқ;
Зионни әслигинимиздә, бәрһәқ жиға көтәрдуқ;
Чилтаримизни арисидики сөгәтләргә есип қойдуқ.
Чүнки бизни сүргүн қилғанлар биздин нахша тәләп қилди;
Бизни зарлатқучилар биздин тамашә тәләп қилип: —
«Һәй, Зион нахшилиридин бирни бизгә ейтқина» — дейишти.Зәб. 78:1
Яқа жутта туруп Пәрвәрдигарниң нахшисини қандақму ейтайли?
Әй Йерусалим, мән сени унтусам,
Оң қолум маһаритини унтусун!«Оң қолум маһаритини унтусун!» — яки «Оң қолумни унтуған болсам!».
Сени әслимисәм,
— Йерусалимни әң чоң хурсәнлигимдин әвзәл көрмисәм —
Тилим таңлайимға чаплишип қалсун!
И Пәрвәрдигар, Едом балилиридин һесап алғанда, Йерусалимниң бешиға чүшкән күнини ядиңға кәлтүргәйсән;
Чүнки улар: «Уни йәр билән йәксан қилиңлар,
Улиғичә йәр билән йәксан қилиңлар!» дейишти.Йәр. 49:7; Әз. 25:12
И булиниш алдида турған Бабил қизи,
Бизгә қилған қилмишлириңни өзүңгә қайтурғучи бәхитликтур!Йәр. 50:15,29; Вәһ. 18:6
Бовақлириңни елип ташқа атқучи киши бәхитликтур!
 
 

136:3 Зәб. 78:1

136:5 «Оң қолум маһаритини унтусун!» — яки «Оң қолумни унтуған болсам!».

136:7 Йәр. 49:7; Әз. 25:12

136:8 Йәр. 50:15,29; Вәһ. 18:6