50
«9» Бабил тоғрилиқ һөкүм
Пәрвәрдигар Йәрәмия пәйғәмбәр арқилиқ Бабил тоғрилиқ, йәни Калдийләрниң зимини тоғрилиқ ейтқан сөз: —
Әлләр арисида шу хәвәрни елан қилип җакалаңлар, түғ көтириңлар; җакалаңлар, уни йошурмаңлар! — «Бабил ишғал қилинди; Бәл болса хиҗаләткә қалдурулди, Мардук патипарақ болуп кәтти; Бабилниң ойма бутлири хиҗаләткә қалдурулди, жиркиничлик нәрсилири патипарақчилиққа чүшти!» — дәңлар. «Әлләр арисида шу хәвәрни елан қилип җакалаңлар...! — «Бабил ишғал қилинди; Бәл болса хиҗаләткә қалдурулди, Мардук патипарақ болуп кәтти; Бабилниң ойма бутлири хиҗаләткә қалдурулди, жиркиничлик нәрсилири патипарақчилиққа чүшти» — Бабил шәһириниң ишғал қилиниши Исраилниң биринчи сүргүнидин 70 жил кейин (миладийәдин илгәрки 539-жили) Парс империйәси тәрипидин болған. «Бәл» һәм «Мардук» (яки «Меродақ») Бабилдики икки чоң бутниң исми еди.  Йәш. 46:1; Йәр. 51:44 Чүнки шималдин униңға җәң қилмақчи болған бир әл келиду; у униң зиминини вәйран қилиду, һеч ким шу йәрдә турмайду; инсан һәм һайванму қечип кетиду, улар йоқ болиду. Шу күнләрдә, шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — Исраил хәлқи келиду, улар һәм Йәһуда хәлқи билән биллә келиду, улар жиғлиған һалда меңип Пәрвәрдигар Худасини издәшкә келиду. Улар Зионниң йолини сорайду, йүзлирини униңға қаритип: «Һәргиз унтулмас мәңгүлүк бир әһдә билән өзимизни Пәрвәрдигарға бағлайли» — дәйду.
— Мениң хәлқим азған қойлардур; уларниң баққучилири уларни аздурған, уларни тағларда тенитип жүргән; улар тағдин дөңгә кезип жүрүп, өз арамгаһини унтуғандур. Уларни учратқанларниң һәммиси уларни йәп кәткән, күшәндилири улар тоғрилиқ: «Биздә бу ишларда һеч гуна йоқ, чүнки улар ата-бовилириниң үмүти болған Пәрвәрдигар, йәни һәққанийлиқниң яйлақ-туралғуси болған Пәрвәрдигарниң алдида гуна садир қилған!» — дегән.Йәр. 31:23
И хәлқим, Бабил оттурисидин қечиңлар, калдийләрниң зиминини ташлап чиқиңлар, падини йетәклигүчи текиләрдәк болуңлар. «И хәлқим, Бабил оттурисидин қечиңлар, ... падини йетәклигүчи текиләрдәк болуңлар» — бу сөзгә қариғанда оттура шәриқтики бәзи падичилар текиләрни қой падилириға «йетәкчи роль»да ишлитиду. Шуңа «падини йетәклигүчи текиләрдәк болуңлар» дегини, «биринчи болуп Бабилдин чиқип, башқиларға үлгә болуңлар» дегән мәнидә.  Йәш. 48:20; Йәр. 51:6; Вәһ. 18:4 — Чүнки мана, шималий зиминдин Бабилға һуҗум қилмақчи болған зор бир топ улуқ әлләрни қозғаймән; улар өзлирини униңға қарши сәпкә қошиду; шуниң билән Бабил шу йәрдин чиққанлар тәрипидин әсиргә чүшиду. Уларниң оқлириниң һәммиси батур мәргәнләрниңкидәк болиду; уларниң һеч қайсиси җәңдин қуруқ қол кәлмәйду. «Уларниң оқлириниң һәммиси батур мәргәнләрниңкидәк болиду; уларниң һеч қайсиси җәңдин қуруқ қол кәлмәйду» — демәк, бәтләнгән һәр бир оқи зайә кәтмәйду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Оқлириниң һәммиси җәңдин қоли қуруқ (олҗисиз) қайтип кәлмәйдиған батур җәңчиләрдәк болиду...». 10 Калдийә болса олҗа болиду; олҗа алған барлиқ булиғучилар униңдин қанаәтлиниду, — дәйду Пәрвәрдигар; 11 — Чүнки силәр шатланғансиләр, силәр яйрап кәткәнсиләр, и мирасим болған хәлқимни булаң-талаң қилғучилар! Чүнки силәр чемәндә турған мозайлардәк сәкригәнсиләр, айғирлардәк хошаллиқтин кишнигәнсиләр! 12 Әнди ана юртуң зор хиҗаләткә қалдурулиду; рәсвачилиқ сени туғғучини қаплайду; мана, у әлләрниң дашқили, — бир җаңгал, қағҗирақ йәр вә чөл-баяван болуп қалиду. 13 Пәрвәрдигарниң ғәзиви түпәйлидин, униң һеч аһалиси болмайду, бәлки толуқ ташливетилгән болиду; Бабилдин өтидиғанларниң һәммиси униң барлиқ яра-вабалири түпәйлидин вәһимигә чүшүп уш-уш қилиду.Йәр. 49:17
 
14 Бабилға җәң қилиш үчүн униң әтрапида сәпкә тизилиңлар, барлиқ оқячилар; униңға етиңлар, оқларни һеч айимаңлар; чүнки у Пәрвәрдигар алдида гуна садир қилған. 15 Униң әтрапида җәң чуқанлирини көтириңлар; у тәслим болуп қол көтириду; мунарлири өрүлиду, сепиллири ғулитилиду; чүнки бу Пәрвәрдигарниң алған қисасидур. Униңдин қисас елиңлар; у башқиларға немә қилған болса униңғиму шуни қилиңлар. Вәһ. 18:6 16 Бабилдин уруқ териғучи һәм һосул вақтидики оғақ салғучиларни йоқ қилиңлар; зулумкарниң қиличиниң қорқунучи түпәйлидин буларниң һәр бири өз елигә қайтип, һәр бири өз ана жутиға қачсун!«буларниң һәр бири өз елигә қайтип, һәр бири өз ана жутиға қачсун!» — «һәр бири... һәр бири...» бәлки Бабилда «қара әмгәк» қилған чәтәллик әмгәкчиләрни көрситиду. Булар нурғун Йәһудийларни өз ичигә алиду, әлвәттә.
17 Исраил тарқитиветилгән қой падисидур; ширлар уларни һайдивәткән; дәсләптә Асурийәниң падишаси уларни йәп кәткән, ахирида бу Бабил падишаси Небоқаднәсар униң устиханлирини езип ғаҗилиған. 18 Шуңа самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Мана, Мән Асурийәниң падишасиниң йениға келип, уни җазалиқинимдәк, мән Бабил падишасини һәм зиминини җазалаймән. 2Пад. 19:35, 37; Йәш. 37:36, 38 19 Мән Исраилни қайтидин өз яйлиғиға қайтуримән, у Кармәл теғида, Башан зиминида озуқлиниду, униң җени Әфраим теғи үстидә һәм Гилеад зиминида қанаәтлиниду. 20 Шу күнләрдә, шу чағда, — дәйду Пәрвәрдигар, — Исраилниң қәбиһлиги издәлсә, һеч тепилмайду; Йәһуданиң гуналири издәлсә, һеч тепилмайду; чүнки Мән қалдурған қалдисини кәчүрүм қилимән.
21 — Мератаимниң зиминиға зәрб билән җәң қилишқа, Пекодта туруватқанларғиму җәң қилишқа чиқиңлар; уларни вәйран қилиңлар, қалдуғиниму һалак қилиңлар, — дәйду Пәрвәрдигар, — Мән немини саңа буйруған болсам шуни ада қилиңлар. «Мератаимниң зимини» — «Мератаим» болса Бабил зимининиң җәнубидики бир шәһәр. Исми «икки һәссилик асийлиқ» дегән мәнидә, Бабилниң характерини көрситиш үчүн әтәй мисалға елинған болуши керәк. «Пекод»дикиләр арамийәдики хәлиқ болуп, Бабилға иттипақдаш еди; «Пекод»ниң мәнаси «җаза»дур.
Айәттә берилгән буйруқлар йәнила шималдин чиққан қошунларға ейтилиши керәк.
22 Җәң садалири Бабил зиминида аңлиниду; у зор һалакәтниң садасидур! 23 Әслидә пүткүл йәр йүзини урған базған шу дәриҗидә сундуруп чеқиветилдиғу! Бабил әлләр арисида шунчә бир дәһшәт басқучи болуп чиққантиғу! «базған» — башқа көп әлләрни урувәткән Бабилни көрситиду. 24 Мән саңа қапқан қурдум; сән, и Бабил, һеч билмәйла униңға тутулдуң; Пәрвәрдигар билән қаршилишишиң түпәйлидин сән тепилип тутулдуң. 25 Пәрвәрдигар қурал амбирини ечип, ғәзивидики қураллирини елип чиқарди; чүнки самави қошунларниң Сәрдари болған Рәб Пәрвәрдигар калдийләрниң зиминида қилидиған иши бардур.
26 Униң һәр чәт-чәтлиридин келип униңға һуҗум қилиңлар, амбарлирини ечиветиңлар; өнчиләрни догилиғәндәк уни харабә-харабә қилип догилап вәйран қилиңлар; униң һеч немисини қалдурмаңлар! «... амбарлирини ечиветиңлар; өнчиләрни догилиғәндәк уни харабә-харабә қилип догилап вәйран қилиңлар; униң һеч немисини қалдурмаңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... аш-буғдайни сақлиған амбарлирини ечиңлар; уни харабә-харабә қилип догилап ташлап, униң һеч немисини қалдурмаңлар!». 27 Униң барлиқ топақлирини өлтүрүветиңлар! Улар союлушқа чүшсун! Уларниң һалиға вай! Чүнки уларниң күни, йәни җазалиниш вақти йетип кәлди. «Униң барлиқ топақлирини өлтүрүветиңлар!» — «топақлири» бәлким һәм Бабилниң сәрхил мал-варанлирини көрсәткән һәм шуниң билән бир вақитта униң сәрхил ләшкәрлиригә символ қилинған болуши мүмкин. 28 Аңлаңлар! Зионға келип, Пәрвәрдигар Худайимизниң қисасини, йәни ибадәтханиси үчүн алған қисасини җакалайдиған, Бабил зиминидин қачқан панаһ издигүчиләрниң авазини аңлаңлар!
29 Бабилға һуҗум қилиш үчүн оқячиларни, йәни барлиқ каманни әккүчиләрни чақириңлар; Бабилниң әтрапида баргаһ қуруп қоршивелиңлар; һеч кимни қачқузмаңлар; өз қилмишини өз бешиға чүшүрүңлар; у немиләрни қилған болса, униңғиму шуни қилиңлар; чүнки у Пәрвәрдигарға — Исраилдики Муқәддәс Болғучиға қарши көрәңләп кәткән еди. Вәһ. 18:6, 7 30 Шуңа униң жигитлири кочилирида жиқилиду; шу күнидә униң барлиқ җәңчи палванлири йоқитилиду, — дәйду Пәрвәрдигар.Йәр. 49:26
31 Мана, Мән саңа қаршидурмән, и көрәңләп кәткучи, — дәйду самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар, — чүнки сениң күнүң, йәни Мән йениңға йеқин келип җазалайдиған күн йетип кәлди; 32 көрәңләп кәткучи путлишип жиқилиду, һеч ким уни қайтидин йөләп турғузмайду; бәрһәқ, Мән униң шәһәрлиригә от яқимән, у униң әтрапидикиләрниң һәммисини көйдүрүп жутуп кетиду.
33 Самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар — Исраилниң Худаси мундақ дәйду: — Исраиллар Йәһудалар билән биллә езилип хорлуқни көргән; уларни әсир қилғанлар уларни қаттиқ қамап тутқан еди; уларни қоюветишни рәт қилған. 34 Лекин уларниң Һәмҗәмәт-Қутқузғучиси күчлүктур; самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар уларниң дәвасини әстайидиллиқ билән сорайду, шуниң билән У уларниң зиминиға арамлиқ бериду, Бабилдикиләргә арамсизлиқ йәткүзиду. 35 Калдийләр үстигә, Бабилда туруватқанлар үстигә һәмдә Бабилниң әмирлири вә данишмәнлири үстигә қилич чүшиду, — дәйду Пәрвәрдигар; 36 қилич палчилар үстигә чүшкәндә, улар һамақәт-ахмақлардәк көрүниду; қилич уларниң палванлири үстигә чүшүп, улар патипарақ болуп кетиду; 37 қилич уларниң атлири үстигә, җәң һарвулири үстигә, уларниң сәплиридә турған барлиқ ят ләшкәрләр үстигә чүшиду, улар аяллардәк болиду; қилич ғәзнилири үстигә чүшиду, улар булаң-талаң қилиниду. 38 Қурғақчилиқ уларниң сулири үстигә чүшүп, улар қуруп кетиду; буларниң сәвәви зимини ойма бутларға толуп, улар қорқунучлуқ мәбудлар түпәйлидин тәлвишип кәткән. «буларниң сәвәви зимини ойма бутларға толуп, улар қорқунучлуқ мәбудлар түпәйлидин тәлвишип кәткән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «буларниң сәвәви зимини ойма бутларға толған, чүнки улар қорқунучлуқ мәбудлирини даңлап кәткән еди». 39 Шуңа чөлдики җаниварлар вә чилбөриләр бирликтә шу йәрдә туриду; шу йәрдә һувқушлар маканлишиду; у мәңгүгә адәмзатсиз болиду, дәвирдин-дәвиргә һеч аһалилик болмайду. 40 Худа Содом вә Гоморрани әтрапидики шәһәрлири билән биллә өрүвәткинидәк, һеч ким шу йәрдә турмайду, инсан балилири шу йәрдә олтирақлашмайду, — дәйду Пәрвәрдигар.Яр. 19:25; Йәр. 49:18
41 — Мана, шималдин бир хәлиқ, улуқ бир әл чиқип келиду; йәр йүзиниң чәт-чәтлиридин нурғун падишалар қозғилиду. Йәр. 6:22,30 42 Улар оқя һәм нәйзини тутуп қураллиниду; улар вәһший, һеч рәһим көрсәтмәйдиған болиду; атлириға мингәндә уларниң авазлири деңиздәк шавқунлайду; улар җәңгә атлатқан адәмләрдәк сәп-сәп болуп, саңа һуҗум қилмақчи, и Бабил қизи! 43 Бабил падишаси уларниң хәвирини аңлапла қоллири титрәп бошап кетиду; ғәм-қайғу уни тутиду, толғаққа чүшкән аялдәк азаплар уни бесивалиду. Йәр. 49:24 44 Мана, Иордан дәрияси бойидики чавар-чатқаллиқтин чиқип, дайим еқип туридиған шу сулар бойидики яйлақтики қойларни тарқатқан бир ширдәк Мән Бабилдикиләрни бәдәр қачқузимән. Әнди кимни халисам Мән уни униң үстигә тикләймән; чүнки Маңа ким тәң келәләйду? Ким Мениңдин һесап елишқа Мени чақиралайду? Мениң алдимда туралайдиған пада баққучи барму? «дайим еқип туридиған шу сулар» — Иордан дәриясиниң сулири өзи.  Аюп 41:2; Йәр. 49:19,22
45 Шуңа Пәрвәрдигарниң Бабилни җазалаштики мәхситини, шуниңдәк калдийләрниң зиминини җазалаш нийитини аңлаңлар: Уларниң кичиклириму тартип епкетилиду; бәрһәқ, қилмишлири түпәйлидин Пәрвәрдигар униң яйлиғини вәйранә қилиду. Йәр. 49:20 46 Бабилниң ишғал қилинғанлиғини аңлап йәр йүзи тәвринип кетиду; униң налә-пәряди барлиқ әлләргичә аңлиниду.Йәр. 49:21
 
 

50:2 «Әлләр арисида шу хәвәрни елан қилип җакалаңлар...! — «Бабил ишғал қилинди; Бәл болса хиҗаләткә қалдурулди, Мардук патипарақ болуп кәтти; Бабилниң ойма бутлири хиҗаләткә қалдурулди, жиркиничлик нәрсилири патипарақчилиққа чүшти» — Бабил шәһириниң ишғал қилиниши Исраилниң биринчи сүргүнидин 70 жил кейин (миладийәдин илгәрки 539-жили) Парс империйәси тәрипидин болған. «Бәл» һәм «Мардук» (яки «Меродақ») Бабилдики икки чоң бутниң исми еди.

50:2 Йәш. 46:1; Йәр. 51:44

50:7 Йәр. 31:23

50:8 «И хәлқим, Бабил оттурисидин қечиңлар, ... падини йетәклигүчи текиләрдәк болуңлар» — бу сөзгә қариғанда оттура шәриқтики бәзи падичилар текиләрни қой падилириға «йетәкчи роль»да ишлитиду. Шуңа «падини йетәклигүчи текиләрдәк болуңлар» дегини, «биринчи болуп Бабилдин чиқип, башқиларға үлгә болуңлар» дегән мәнидә.

50:8 Йәш. 48:20; Йәр. 51:6; Вәһ. 18:4

50:9 «Уларниң оқлириниң һәммиси батур мәргәнләрниңкидәк болиду; уларниң һеч қайсиси җәңдин қуруқ қол кәлмәйду» — демәк, бәтләнгән һәр бир оқи зайә кәтмәйду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Оқлириниң һәммиси җәңдин қоли қуруқ (олҗисиз) қайтип кәлмәйдиған батур җәңчиләрдәк болиду...».

50:13 Йәр. 49:17

50:15 Вәһ. 18:6

50:16 «буларниң һәр бири өз елигә қайтип, һәр бири өз ана жутиға қачсун!» — «һәр бири... һәр бири...» бәлки Бабилда «қара әмгәк» қилған чәтәллик әмгәкчиләрни көрситиду. Булар нурғун Йәһудийларни өз ичигә алиду, әлвәттә.

50:18 2Пад. 19:35, 37; Йәш. 37:36, 38

50:21 «Мератаимниң зимини» — «Мератаим» болса Бабил зимининиң җәнубидики бир шәһәр. Исми «икки һәссилик асийлиқ» дегән мәнидә, Бабилниң характерини көрситиш үчүн әтәй мисалға елинған болуши керәк. «Пекод»дикиләр арамийәдики хәлиқ болуп, Бабилға иттипақдаш еди; «Пекод»ниң мәнаси «җаза»дур. Айәттә берилгән буйруқлар йәнила шималдин чиққан қошунларға ейтилиши керәк.

50:23 «базған» — башқа көп әлләрни урувәткән Бабилни көрситиду.

50:26 «... амбарлирини ечиветиңлар; өнчиләрни догилиғәндәк уни харабә-харабә қилип догилап вәйран қилиңлар; униң һеч немисини қалдурмаңлар!» — башқа бир хил тәрҗимиси: «... аш-буғдайни сақлиған амбарлирини ечиңлар; уни харабә-харабә қилип догилап ташлап, униң һеч немисини қалдурмаңлар!».

50:27 «Униң барлиқ топақлирини өлтүрүветиңлар!» — «топақлири» бәлким һәм Бабилниң сәрхил мал-варанлирини көрсәткән һәм шуниң билән бир вақитта униң сәрхил ләшкәрлиригә символ қилинған болуши мүмкин.

50:29 Вәһ. 18:6, 7

50:30 Йәр. 49:26

50:38 «буларниң сәвәви зимини ойма бутларға толуп, улар қорқунучлуқ мәбудлар түпәйлидин тәлвишип кәткән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «буларниң сәвәви зимини ойма бутларға толған, чүнки улар қорқунучлуқ мәбудлирини даңлап кәткән еди».

50:40 Яр. 19:25; Йәр. 49:18

50:41 Йәр. 6:22,30

50:43 Йәр. 49:24

50:44 «дайим еқип туридиған шу сулар» — Иордан дәриясиниң сулири өзи.

50:44 Аюп 41:2; Йәр. 49:19,22

50:45 Йәр. 49:20

50:46 Йәр. 49:21