41
Мана, «уни бойсундуримән» дегән һәр қандақ үмүт беһудиликтур;
Һәтта уни бир көрүпла, үмүтсизлинип йәргә қарап қалиду әмәсму?
Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур;
Ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?«Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур; ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?» — левиатан инсанға үгитидиған әң улуқ иш Худаниң Өз һәйвисини гәвдиләндүрүштур; инсанлар левиатанниң улуқлуғини һәм тилсим көркәмлигигә қарап Худадин әйминиши керәктур. Оқурмәнләрниң «қошумчә сөз»имизни көрүшини үмүт қилимиз.
Асман астидики һәммә нәрсә Мениң турса,
Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән,
Мән униңға қайтурушқа тегишликму?«Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «маңа ким авал бир нәрсә бәргән екән, андин «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән?».  Мис. 19:5; Қан. 10:14; Зәб. 23:1; 49:12; Рим. 11:35; 1Кор. 10:26, 28
Левиатанниң әзалири,
Униң зор күчи,
Униң түзүлүшиниң гөзәллиги тоғрилиқ,
Мән сүкүт қилип туралмаймән.
Ким униң савутлуқ тонини салдуруветәлисун?
Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?«...Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?» — башқа нәччә хил тәрҗимилири бар, мәсилән: — «...Ким униң икки қур чишлири ичигә киривалалисун?» яки «...Ким униңға жүгәнни йеқинлаштуралисун?».
Ким униң йүз дәрвазилирини ачалалисун?
Униң чишлири әтрапида вәһимә ятиду.
Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур,
Улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки,«Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң пүтүн дүмбиси қасирақлардур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...»
Бир-биригә шамал кирмәс йеқин туриду.
Уларниң һәр бири өз һәмраһлириға чаплашқандур;
Бир-биригә зич йепиштурулған, һеч айрилмастур.
10  Униң чүшкүрүшлиридин нур чақнайду,
Униң көзлири сәһәрдики қапақтәктур.
11  Униң ағзидин отлар чиқип туриду;
От учқунлири сәкрәп чиқиду.
12  Қомуш гүлханға қойған қайнаватқан қазандин чиққан һордәк,
Униң бурун төшүгидин түтүн чиқип туриду;
13  Униң нәпәси көмүрләрни туташтуриду,
Униң ағзидин бир ялқун чиқиду.
14  Бойнида зор күч ятиду,
Вәһимә униң алдида сәкришип ойнайду.
15  Униң әтлири қат-қат бирләштүрүлүп чиң туриду;
Үстидики қасирақлири йепиштурулуп, мидирлимай туриду.
16  Униң жүриги бәәйни таштәк мустәһкәм туриду,
Һәтта түгмәнниң асти тешидәк мәзмут туриду.
17  У орнидин қозғалса, палванларму қорқуп қалиду;
Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду.«Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду» — башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
18  Бириси қилични униңға тәккүзсиму, һеч үнүми йоқ;
Нәйзә, атарнәйзә вә яки чаңгақ болсиму бәрибир үнүмсиздур.
19  У төмүрни самандәк,
Мисни пор яғачтәк чағлайду.
20  Оқя болса уни қорқитип қачқузалмайду;
Салға ташлири униң алдида пахалға айлиниду.
21  Тоқмақларму пахалдәк һеч немә һесапланмайду;
У нәйзә-шәшбәрниң тәңлинишигә қарап күлүп қойиду.«шәшбәр» — беши тикәндәк болған узун бир хил нәйзә.
22  Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур;
У лай үстигә чоң тирна билән татилиғандәк из қалдуриду.«Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур» — яки «Униң асти қисми болса, бәәйни қийиқ ташлардур».
23  У деңиз-океанларни қазандәк қайнитиветиду;
У деңизни қазандики мәлһәмдәк варақшитиду;
24  У маңса маңған йоли пақирайду;
Адәм бужғунларни көрүп чоңқур деңизни аппақ чачлиқ бовай дәп ойлап қалиду.
25  Йәр йүзидә униң тәңдиши йоқтур,
У һеч қорқмас яритилған.
26  У бүйүкләрниң һәр қандиқиға җүръәт билән нәзәр селип, қорқмайду;
У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур». «У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У барлиқ мәғрур болғучиларниң падишасидур».
Оқурмәнләрниң левиатандин алған савақлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»дики сөһбитимизни көрүшини үмүт қилимиз.
 
 

41:2 «Униң җениға тегишкә петиналайдиған һеч ким йоқтур; ундақта Мениң алдимда турмақчи болған кимдур?» — левиатан инсанға үгитидиған әң улуқ иш Худаниң Өз һәйвисини гәвдиләндүрүштур; инсанлар левиатанниң улуқлуғини һәм тилсим көркәмлигигә қарап Худадин әйминиши керәктур. Оқурмәнләрниң «қошумчә сөз»имизни көрүшини үмүт қилимиз.

41:3 «Мениң алдимға ким келип «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «маңа ким авал бир нәрсә бәргән екән, андин «маңа тегишлигини бәргинә» дәп баққан екән?».

41:3 Мис. 19:5; Қан. 10:14; Зәб. 23:1; 49:12; Рим. 11:35; 1Кор. 10:26, 28

41:5 «...Ким униң қош еңиги ичигә киривалалисун?» — башқа нәччә хил тәрҗимилири бар, мәсилән: — «...Ким униң икки қур чишлири ичигә киривалалисун?» яки «...Ким униңға жүгәнни йеқинлаштуралисун?».

41:7 «Қасирақлириниң сәплири униң пәхридур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Униң пүтүн дүмбиси қасирақлардур, улар бир-биригә чиң чаплаштурулғанки...»

41:17 «Униң толғинип шавқунлишидин алақзадә болуп кетиду» — башқа бир нәччә хил тәрҗимилири учриши мүмкин.

41:21 «шәшбәр» — беши тикәндәк болған узун бир хил нәйзә.

41:22 «Униң асти қисми болса өткүр сапал парчилиридур» — яки «Униң асти қисми болса, бәәйни қийиқ ташлардур».

41:26 «У барлиқ мәғрур һайванларниң падишасидур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «У барлиқ мәғрур болғучиларниң падишасидур». Оқурмәнләрниң левиатандин алған савақлар тоғрилиқ «қошумчә сөз»дики сөһбитимизни көрүшини үмүт қилимиз.