40
Пәрвәрдигар кинайилик сөз қилиду
Андин Пәрвәрдигар қара қуюн ичидин Аюпқа җавап берип мундақ деди: —
«Әркәктәк белиңни чиң бағла,
Андин Мән сәндин сорай;
Сән Мени хәвәрдар қилғин.
Сән дәрвәқә Мениң һөкүмимни пүтүнләй бекарға кәткүзмәкчимусән?
Сән өзүңни һәққаний қилимән дәп, Мени натоғра дәп әйиплимәкчимусән?Зәб. 50:6, 8; Рим. 3:4
Сениң Тәңриниң билигидәк күчлүк бир билигиң барму?
Сән Униңдәк аваз билән гүлдүрләләмсән?
Қени, һазир өзүңни шан-шәрәп һәм салапәт билән безивал!
Һәйвәт һәм көркәмлик билән өзүңни кийиндүрүп,
Ғәзивиңниң қәһрини чечип ташлиғин,
Шуниң билән һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап,
Андин уни пәсләштүргин.«Ғәзивиңниң қәһрини чечип ташлиғин, шуниң билән һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, андин уни пәсләштүргин» — Худаниң күч-қудрити һәм ғәзиви пәқәтла һәққаний мәхсәттә болиду, һәргиз халиғанчә пәқәт инсанларниң мәҗбурий «ибадәт»иға еришиш үчүн әмәс. Мәсилән, мошу йәрдә тәкәббурларни дәрһал һалак қилиш әмәс, уларға сәвир-тақитини көрситип, рәһим-шәпқәткә еришиш пурситини яритип авал: «Тәкәббурларни пәсләштүрүш»тә ишлитилиду.
Раст, һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап,
Андин уни бойсундурғин,
Рәзилләрни өз орнида дәссәп йәр билән йәксан қил!«Раст, һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, андин уни бойсундурғин, рәзилләрни өз орнида дәссәп йәр билән йәксан қил!» — Худа Аюпни Өз алиминиң тәхтигә олтиришқа тәклип қилиду. Аюп бу орунда олтарғинида тоғра һөкүм чиқираламду, чиқиралмамду? Бу иш пәқәтла күч-қудрәт мәсилиси әмәс. Адәмдә «тәкәббурлар»ни пәсләштүрүп, «рәзилләрни өз орнида дәссәп йәр билән йәксан қилип» җазалиғидәк даналиқму болмиса, һәммә ишни билгән болмиса вә пүтүнләй адил болмиса болмайду. Худаниң рәзилләрниң йәр йүзигә һөкүм сүрүшидә Өз мәхсити һәм плани бар. Әнди униң бу планини чүшәнмисә, һәр бир адәмниң әһвалини әтраплиқ билмисә, хата һөкүм чиқармай қалмайду. Худа тоғрилиқ Инҗилда дейилгәндәк: «Рәббимиз Өз вәдисини (йәни рәзилликни җазалаш, Өзиниң һәққаний қилған кишилирини Өз йениға елишқа болған вәдисини) орундашни (бәзиләрниң «кечиктүрди» дәп ойлиғинидәк) кечиктүргини йоқ, бәлки һеч кимниң һалак болушини халимай, һәммә инсанниң товва қилишиға киришини арзулап, силәргә кәңчилик қилип вақитни созмақта» («2Пет.» 3:9). Яманларниң кейинрәк товва қилишини ким биләләйду? Буни билидиған пәқәт Худадур. Аюпниң қиямәт күнидин асасән хәвири йоқ, һәм Худа мошу йәрдә униңға у тоғрисида һеч нәрсә демигән.
Уларни биргә топиға көмүп қой,
Йошурун җайда уларниң йүзлирини кепән билән етип қойғин;
Шундақ қилалисаң, Мән сени етирап қилип махтаймәнки,
«Оң қолуң өзүңни қутқузиду!».
 
Бегемоттин алған савақ
10  Мән сениң билән тәң яратқан бегемотни көрүп қой;
У калидәк от-чөп йәйду.«Бегемот» — ибраний тилидики бир сөз. Уйғур тилиға бу сөз әрәбчидин қобул қилинған болуп, «су ети» дегән һайванни көрситиду. Бирақ мошу айәтләр тәсвир қилған һайван «су ети» әмәс. Мәсилән, 16-айәттә униң қуйруғиниң кедир дәриғидәк чоң һәм узун болидиғанлиғи көрситилиду. 19-айәттә униң һайванлар ичидә әң чоңи екәнлиги көрситилиду — демәк, у бир хил интайин чоң отхор һайван. Униң тоғрисидики айәтләрни жиғип, йәкүн чиқарсақ, һазир нәсли қуриған «бронтосавр»ни (динозаврниң бир түри) көрситиши мүмкин. Бу зор чоң һайванниң узунлуғи 20 метр, еғирлиғи 100 тонна чиқатти. Һазирқи замандики алимларниң болса бәлким бу хуласигә қарши чиқиш мүмкинчилиги болғини билән, бу тәсвир өзи Аюпниң дәвридә бу аталмиш «тарихниң илгири»дики һайванниң униң билән замандаш болғанлиғиға қалтис испат көрситиду.
11  Мана, униң белидики күчини,
Қосақ мускуллиридики қудритини һазир көрүп қой!
12  У қуйруғини кедир дәриғидәк егиду,
Униң йотилиридики сиңирлири бир-биригә чиң тоқуп қоюлған.
13  Униң сүйәклири мис турубидәктур,
Пут-қоллири төмүр чоқмақларға охшайду.
14  У Тәңри яратқан җаниварларниң бешидур,
Пәқәт униң Яратқучисила униңға Өз қиличини йеқинлаштуралайду.«Пәқәт униң Яратқучисила униңға Өз қиличини йеқинлаштуралайду» — бу айәтниң иккинчи қисмини чүнишиш тәс. Башқа хил тәрҗимисиму учриши мүмкин.
15  Тағлар униңға йемәклик тәминләйду;
У йәрдә униң йенида даладики һәр бир һайванлар ойнайду.
16  У сәдәпгүл дәрәқлигиниң астида ятиду,
Қомушлуқ һәм сазлиқниң салқинида ятиду.
17  Сәдәпгүллүкләр өз сайиси билән уни япиду;
Өстәңдики таллар уни орап туриду.
18  Қара, дәрия тешип кетиду, бирақ у һеч һодуқмайду;
Һәтта Иордандәк бир дәрияму униң ағзиға өркәшләп урулсиму, йәнила хатирҗәм туривериду.
19  Униң алдиға берип уни тутқили боламду?
Уни тутуп, андин бурнини тешип чүлүк өткүзгили боламду? «...Уни тутуп, андин бурнини тешип чүлүк өткүзгили боламду?» — бегемотниң әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.
 
 
Левиатандин алған савақ
20 Левиатанни қармақ билән тарталамсән?
Униң тилини арғамча билән бағлап басаламсән?«Левиатан» — жуқуриқи 3-бап, 8-айәттики изаһатни көрүң.
21 Униң бурниға қомуш чүлүкни киргөзәләмсән?
Униң еңигини төмүр нәйзә билән тешәләмсән?
22 У саңа арқа-арқидин илтиҗа қиламду?
Яки саңа мулайимлиқ билән сөз қиламду?
23 У сән билән әһдә түзүп,
Шуниң билән сән уни мәңгү малай сүпитидә қобул қилаламсән?
24 Сән уни қушқачни ойнатқандәк ойнитамсән?
Дедәклириңниң һозури үчүн уни бағлап қоямсән?
25 Тиҗарәтчиләр униң үстидә содилишамду?
Уни содигәрләргә бөлүштүрүп берәмду?
26 Сән униң пүткүл терисигә атарнәйзини санҗаламсән?
Униң бешиға чаңгак билән санҗаламсән?!
27 Қолуңни униңға бирла тәккүзгәндин кейин,
Бу җәңни әсләп иккинчи ундақ қилғучи болмайсән!

40:3 Зәб. 50:6, 8; Рим. 3:4

40:6 «Ғәзивиңниң қәһрини чечип ташлиғин, шуниң билән һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, андин уни пәсләштүргин» — Худаниң күч-қудрити һәм ғәзиви пәқәтла һәққаний мәхсәттә болиду, һәргиз халиғанчә пәқәт инсанларниң мәҗбурий «ибадәт»иға еришиш үчүн әмәс. Мәсилән, мошу йәрдә тәкәббурларни дәрһал һалак қилиш әмәс, уларға сәвир-тақитини көрситип, рәһим-шәпқәткә еришиш пурситини яритип авал: «Тәкәббурларни пәсләштүрүш»тә ишлитилиду.

40:7 «Раст, һәр бир тәкәббурниң көзигә тикилип қарап, андин уни бойсундурғин, рәзилләрни өз орнида дәссәп йәр билән йәксан қил!» — Худа Аюпни Өз алиминиң тәхтигә олтиришқа тәклип қилиду. Аюп бу орунда олтарғинида тоғра һөкүм чиқираламду, чиқиралмамду? Бу иш пәқәтла күч-қудрәт мәсилиси әмәс. Адәмдә «тәкәббурлар»ни пәсләштүрүп, «рәзилләрни өз орнида дәссәп йәр билән йәксан қилип» җазалиғидәк даналиқму болмиса, һәммә ишни билгән болмиса вә пүтүнләй адил болмиса болмайду. Худаниң рәзилләрниң йәр йүзигә һөкүм сүрүшидә Өз мәхсити һәм плани бар. Әнди униң бу планини чүшәнмисә, һәр бир адәмниң әһвалини әтраплиқ билмисә, хата һөкүм чиқармай қалмайду. Худа тоғрилиқ Инҗилда дейилгәндәк: «Рәббимиз Өз вәдисини (йәни рәзилликни җазалаш, Өзиниң һәққаний қилған кишилирини Өз йениға елишқа болған вәдисини) орундашни (бәзиләрниң «кечиктүрди» дәп ойлиғинидәк) кечиктүргини йоқ, бәлки һеч кимниң һалак болушини халимай, һәммә инсанниң товва қилишиға киришини арзулап, силәргә кәңчилик қилип вақитни созмақта» («2Пет.» 3:9). Яманларниң кейинрәк товва қилишини ким биләләйду? Буни билидиған пәқәт Худадур. Аюпниң қиямәт күнидин асасән хәвири йоқ, һәм Худа мошу йәрдә униңға у тоғрисида һеч нәрсә демигән.

40:10 «Бегемот» — ибраний тилидики бир сөз. Уйғур тилиға бу сөз әрәбчидин қобул қилинған болуп, «су ети» дегән һайванни көрситиду. Бирақ мошу айәтләр тәсвир қилған һайван «су ети» әмәс. Мәсилән, 16-айәттә униң қуйруғиниң кедир дәриғидәк чоң һәм узун болидиғанлиғи көрситилиду. 19-айәттә униң һайванлар ичидә әң чоңи екәнлиги көрситилиду — демәк, у бир хил интайин чоң отхор һайван. Униң тоғрисидики айәтләрни жиғип, йәкүн чиқарсақ, һазир нәсли қуриған «бронтосавр»ни (динозаврниң бир түри) көрситиши мүмкин. Бу зор чоң һайванниң узунлуғи 20 метр, еғирлиғи 100 тонна чиқатти. Һазирқи замандики алимларниң болса бәлким бу хуласигә қарши чиқиш мүмкинчилиги болғини билән, бу тәсвир өзи Аюпниң дәвридә бу аталмиш «тарихниң илгири»дики һайванниң униң билән замандаш болғанлиғиға қалтис испат көрситиду.

40:14 «Пәқәт униң Яратқучисила униңға Өз қиличини йеқинлаштуралайду» — бу айәтниң иккинчи қисмини чүнишиш тәс. Башқа хил тәрҗимисиму учриши мүмкин.

40:19 «...Уни тутуп, андин бурнини тешип чүлүк өткүзгили боламду?» — бегемотниң әһмийити тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң.

40:20 «Левиатан» — жуқуриқи 3-бап, 8-айәттики изаһатни көрүң.