39
Һайванатларниң һаятлиқ сирлири — давами
Сән тағдики явайи өшкиләрниң қачан туғидиғанлиғини биләмсән?
Җәрәнләрниң балилиғанлиғини күзитип баққанмусән?Зәб. 28:9
Уларниң боғаз болғили нәччә ай болғанлиғини саналамсән?
Уларниң балилайдиған вақтидин хәвириң барму?
Улар қәддини пүкүп, йетип балилирини туғиду,
Улар өзидики толғақни чиқирип ташлайду;
Уларниң балилири күчлинип йетилиду,
Улар далада өсүп, анисиниң йенидин чиқип қайтип кәлмәйду.«Улар (ява өшкиләр) далада өсүп, анисиниң йенидин чиқип қайтип кәлмәйду» — кейинки «қошумчә сөз»имиздики сөһбитимизни көрүң.
Явайи ешәкни далаға қоюветип әркинликкә чиқарған ким?
Шаш ешәкниң нохтилирини йешивәткән ким?«Шаш ешәк» — бу бәлким «явайи ешәк»ниң йәнә бир хил атилиши болуши мүмкин. Әрәбләр уни явайи һайванлар арисида қоғлап тутуш әң қийин дәп қарайду. «нохтилири» — яки «асарәтлири».
Чөл-баяванни униң өйи қилғанмән,
Шорлуқниму униң туралғуси қилғанмән.Аюп 24:5; Йәр. 2:24
У шәһәрниң қийқас-сүрәнлиридин жирақ туруп уни мазақ қилиду;
У ешәкчиниң вақиришиниму аңлимайду.
У тағларни өз яйлиғим дәп кезиду,
Шу йәрдики һәммә гүл-гияни издәп жүриду.
Явайи кала болса хизмитиңгә киришкә рази боламду?
Сениң оқуруңниң йенида турушқа унамду?«Явайи кала» яки «аврақ» — әпсус, биз һазир бу һәйвәтлик һайванларни көрәлмәймиз. 1627-жили уларниң нәсли қуриған. Бу һайван наһайити йоған болуп, интайин күчлүк еди. Униңдин болған һайванлардин пәқәт пил вә су етила бар еди. Уни боюнтуруққа четип ишқа селиш һәргиз мүмкин әмәс, әлвәттә!
10  Явайи калини тана билән бағлап, тапқа чүшүрәләмсән?!
У саңа әгишип җилғиларда меңип тирна тартамду?
11  Униң күчи зор болғанлиғи үчүн униңға тайинамсән?
Әмгигиңни униңға аманәт қиламсән?
12  Данлириңни өйгә көтирип әкилишни униңға тапшурамсән?
«Данлиримни хаминимға жиғиштуриду» дәп униңға ишәнәмсән?
 
Төгиқуш
13  Төгиқуш қанатлирини шатлиқ билән қақиду,
Бирақ булар ләйләкниң қанат учлири һәм пәйлиригә йетәмду? «Төгиқуш қанатлирини шатлиқ билән қақиду, бирақ булар ләйләкниң қанат учлири һәм пәйлиригә йетәмду?» — бизниң тәрҗимимиз тоғра болса у «Төгиқушниң чирайлиқ қанатлири болғини билән, у һеч учалмайду, ләйләк чирайлиқ учиду» дегән мәнидә (ләйләк болса чоң, аличипар, күчлүк бир қуш).
Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Қанат учлири һәм пәйлири меһриванлиқни билдүрәмду?», йәни «Төгиқушниң қанатлири меһриванлиқни көрсәтмәйду, чүнки у өз тухумлирини йәргә салғандин кейин улар билән бәзидә кари болмайду» дегән мәнидә болиду.
Төгиқуш тоғрилиқ кейинки сөһбитимизни көрүң.
14  У тухумлирини йәргә ташлап қойиду,
Тухумлирим топида исситилсун, дәйду.
15  Уларниң тәсадипий дәссилип янҗилидиғанлиғини,
Далидики бирәр һайванниң асанла уларни дәссәп-чәйләйдиғанлиғини унтуйду.
16  Балилирини өзиниң әмәстәк бағрини қаттиқ қилиду;
Униң туғутиниң әҗри бекарға кетиду,
Бирақ у писәнт қилмиғандәк туриду.«Балилирини өзиниң әмәстәк бағрини қаттиқ қилиду; униң туғутиниң әҗри бекарға кетиду, бирақ у писәнт қилмиғандәк туриду» — әгәр башқа һайванлар төгиқушниң угисини байқап қалған болса, төгиқуш улар тухумлиримни йемисун дәп, бәзидә өзи тухумлирини дәссәп чеқиветиду.
Кейинки сөһбитимизниму көрүң.
17  Чүнки Тәңри уни кам әқил қилған,
Униңға даналиқни бәрмигән.
18  Һалбуки, у жүгүрүш алдида мәйдисини жуқуриға көтәргинидә,
Ат һәм атлиқларни кәмситип мазақ қилиду. «У жүгүрүш алдида мәйдисини жуқуриға көтәргинидә, ат һәм атлиқларни кәмситип мазақ қилиду» — төгиқуш интайин тез жүгүрәләйду, чөлдә яки қумлуқта болса аттин иштик маңалайду. Уни овлаш интайин тәс.
 
Ат
19  Сән атқа күч беғишлиғанмидиң?
Сән униң бойниға йәлпүнүп туридиған яйлини кийгүзгәнмидиң?
20 Сән уни һәйвәтлик пурқушлири билән адәмни қорқутидиған,
Чекәткидәк сәкрәйдиған қилаламсән?
21  У әшәддийлик билән йәр татилап-зохчуп,
Өз күчидин шатлинип кетиду,
Қураллиқ қошун билән җәң қилишқа атлиниду.
22  У қорқунучқа нисбәтән күлүпла қойиду,
Һеч немидин қорқмайду;
Қиличниң бисидин у янмайду.
23  Оқдан, җулалиқ нәйзә,
Гөрзиму униң йенида шарақшийду,
24  У йәрни аччиқ һәм ғәзәп билән жутуветиду,
Җәң канайини бир аңлапла һаяҗанлинип қин-қиниға патмай кетиду.
25  Канайларниң авази биләнла у: «Айһай!» дәйду,
У җәңни жирақтин пурап болиду.
У сәркәрдиләрниң товлашлирини, җәңчиләрниң вақирашлирини хошаллиқ билән аңлайду.
 
Сар вә бүркүт
26  Сар сениң әқлиң билән учамду,
Қанатлирини җәнупқа қарап керәмду?«Сар сениң әқлиң билән учамду, қанатлирини җәнупқа қарап керәмду?» — бу айәт, бәлким, сарниң пәсиллик көчүшини көрситиду.
27  Бүркүт буйруғуң билән жуқуриға пәрваз қилип көтириләмду,
Угисини жуқуриға саламду?Йәр. 49:16; Об. 4
28  У қорам ташниң үстидә маканлишиду,
У тағниң чоққисиға қониду,
Тик қияниму туралғуси қилиду.
29  Шу йәрдин у овни пайлап байқивалиду,
Көзлири жирақ-жирақларни күзитиду.
30  Униң балилири қан шорайду;
Өлтүрүлгәнләр нәдә болса, у шу йәрдә болиду». «Өлтүрүлгәнләр нәдә болса, у шу йәрдә болиду» — бүркүт һәм сар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Мат.» 24:28ниму көрүң.  Мат. 24:28; Луқа 17:37
 
 
Пәрвәрдигар Аюпқа йәнә сөз қилиду
31 Пәрвәрдигар Аюпқа йәнә җававән: —
32 «Һәммигә Қадир билән дәвалашидиған киши униңға тәрбийә қилмақчиму?
Тәңрини әйиплигүчи киши җавап бәрсун!» — деди.«Тәңрини әйиплигүчи киши җавап бәрсун!» — Аюп Худани һәқиқәтән (Униң муһәббитидин гуманлинип) әйиплигән. Бирақ Худа униң сәмимийлигини үч достниң чирайлиқ гепидин яхши көридиғандәк қилатти.
33 Аюп болса Пәрвәрдигарға җававән: —
34 «Мана, мән һеч немигә яримаймән;
Саңа қандақ җавап берәләймән?
Қолум билән ағзимни етип гәптин қалай;Зәб. 38:10-11
35 Бир қетим дедим, мән йәнә җавап бәрмәймән;
Шундақ, икки қетим десәм мән қайта сөзлимәймән» — деди. «Бир қетим дедим.... икки қетим десәм...» — Аюпниң бу кәмтәрлик сөзи бәлким «Мениң сөзлирим көплигидин аллибурун чәктин ешип кәтти» дегәнлик болуши мүмкин.
 

39:1 Зәб. 28:9

39:4 «Улар (ява өшкиләр) далада өсүп, анисиниң йенидин чиқип қайтип кәлмәйду» — кейинки «қошумчә сөз»имиздики сөһбитимизни көрүң.

39:5 «Шаш ешәк» — бу бәлким «явайи ешәк»ниң йәнә бир хил атилиши болуши мүмкин. Әрәбләр уни явайи һайванлар арисида қоғлап тутуш әң қийин дәп қарайду. «нохтилири» — яки «асарәтлири».

39:6 Аюп 24:5; Йәр. 2:24

39:9 «Явайи кала» яки «аврақ» — әпсус, биз һазир бу һәйвәтлик һайванларни көрәлмәймиз. 1627-жили уларниң нәсли қуриған. Бу һайван наһайити йоған болуп, интайин күчлүк еди. Униңдин болған һайванлардин пәқәт пил вә су етила бар еди. Уни боюнтуруққа четип ишқа селиш һәргиз мүмкин әмәс, әлвәттә!

39:13 «Төгиқуш қанатлирини шатлиқ билән қақиду, бирақ булар ләйләкниң қанат учлири һәм пәйлиригә йетәмду?» — бизниң тәрҗимимиз тоғра болса у «Төгиқушниң чирайлиқ қанатлири болғини билән, у һеч учалмайду, ләйләк чирайлиқ учиду» дегән мәнидә (ләйләк болса чоң, аличипар, күчлүк бир қуш). Йәнә бир хил тәрҗимиси: «Қанат учлири һәм пәйлири меһриванлиқни билдүрәмду?», йәни «Төгиқушниң қанатлири меһриванлиқни көрсәтмәйду, чүнки у өз тухумлирини йәргә салғандин кейин улар билән бәзидә кари болмайду» дегән мәнидә болиду. Төгиқуш тоғрилиқ кейинки сөһбитимизни көрүң.

39:16 «Балилирини өзиниң әмәстәк бағрини қаттиқ қилиду; униң туғутиниң әҗри бекарға кетиду, бирақ у писәнт қилмиғандәк туриду» — әгәр башқа һайванлар төгиқушниң угисини байқап қалған болса, төгиқуш улар тухумлиримни йемисун дәп, бәзидә өзи тухумлирини дәссәп чеқиветиду. Кейинки сөһбитимизниму көрүң.

39:18 «У жүгүрүш алдида мәйдисини жуқуриға көтәргинидә, ат һәм атлиқларни кәмситип мазақ қилиду» — төгиқуш интайин тез жүгүрәләйду, чөлдә яки қумлуқта болса аттин иштик маңалайду. Уни овлаш интайин тәс.

39:26 «Сар сениң әқлиң билән учамду, қанатлирини җәнупқа қарап керәмду?» — бу айәт, бәлким, сарниң пәсиллик көчүшини көрситиду.

39:27 Йәр. 49:16; Об. 4

39:30 «Өлтүрүлгәнләр нәдә болса, у шу йәрдә болиду» — бүркүт һәм сар тоғрилиқ «қошумчә сөз»имизни көрүң. «Мат.» 24:28ниму көрүң.

39:30 Мат. 24:28; Луқа 17:37

39:32 «Тәңрини әйиплигүчи киши җавап бәрсун!» — Аюп Худани һәқиқәтән (Униң муһәббитидин гуманлинип) әйиплигән. Бирақ Худа униң сәмимийлигини үч достниң чирайлиқ гепидин яхши көридиғандәк қилатти.

39:34 Зәб. 38:10-11

39:35 «Бир қетим дедим.... икки қетим десәм...» — Аюпниң бу кәмтәрлик сөзи бәлким «Мениң сөзлирим көплигидин аллибурун чәктин ешип кәтти» дегәнлик болуши мүмкин.