24
Мискинлик вә җинайәт
— Немишкә Һәммигә Қадир сорақ күнлирини бекитмәйду?
Немишкә Уни тонуғанлар Униң шу күнлирини бекардин-бекар күтиду?
Мана, адәмләр пасил қилинған ташларни йөткиветиду;
Улар зораванлиқ билән башқиларниң падилирини булап-талап өзлири очуқ-ашкарә бақиду;«Мана, адәмләр пасил қилинған ташларни йөткиветиду» — мошу бап 1-12-айәттики «адәмләр» бәлким чөл-баяванда туруватқан мискин җинайәтчиләрни көрситиду (болупму 5-12-айәтләрни көрүң). «...ташларни йөткиветиду» — яки «ташларни йөткәп кетиду».  Қан. 19:14; 27:17; Пәнд. 22:28; 23:10
Улар житим-йесирларниң ешигини булап һайдап кетиду;
Улар тул хотунниң калисини кепиллик үчүн еливалиду.«Улар тул хотунниң калисини кепиллик үчүн еливалиду» — бу калиси бәлким һәм сүт үчүн һәм йәр һайдаш үчүнму ишлитилиду.
Улар мискинләрни йолдин нери иштириветиду;
Шуниң билән зиминдики езилгәнләрниң һәммиси мөкүшүвалиду.Пәнд. 28:28
Мана, улар дәшт-баяванлардики явайи ешәкләрдәк,
Таң сәһәрдә олҗа издәш «хизмити»гә чиқиду;
Җаңгал улар вә уларниң балилири үчүн йемәклик тәминләйду.«...улар дәшт-баяванлардики явайи ешәкләрдәк,...» — бу яман адәмләр шәһәр-йезилардин һайдиветилгән болуп, дәшт-баяванда җан беқиштин башқа амали йоқ еди.
Улар яманниң калилири үчүн далада от-чөп ориду,
Униң үчүн ашқан-ташқан үзүмлирини терийду;«Улар яманниң калилири үчүн далада от-чөп ориду, униң үчүн ашқан-ташқан үзүмлирини терийду» — рошәнки, йәр егиси болған мошу рәзил адәм бу «чүпрәндиләр»гә өз ашлиқ һосулини елишта яки үзүм һосулини үзүштә һеч ишәнмәйду.
Улар кечини кийимсиз ялаң өткүзиду,
Соғта болса йепинғидәк кийими йоқтур.
Улар таққа яққан ямғурлар билән сүзмә болуп кетиду,
Панаһсизлиғидин ташни қучағлишиду.
Адәмләр атисиз балиларни әмчәктин булап кетиду,
Улар мискинләрдин бовақларни кепилликкә алиду.«Улар мискинләрдин бовақларни кепилликкә алиду» — яки «Улар мискинләрдин кепиллик алиду».
10 Мискинләр болса кийимсиз, йелиң өтиду,
Башқилар үчүн буғдай бағлирини көтәрсиму, йәнила ач қалиду;Лав. 19:13
11  Улар башқиларниң өйидә зәйтунларни чәйләп яғ чиқарған болсиму,
Һойлилирида шарап көлчигини чәйлигән болсиму,
Йәнила уссузлуқта қалиду.Қан. 25:4; Яқ. 5:4
12  Шәһәрдин адәмләрниң аһ-зарлири чиқип туриду,
Қилич йегәнләрниң җанлири налә-пәряд көтириду;
Бирақ Тәңри һеч кимниң ипласлиғини әйиплимәйду.«... Бирақ Тәңри һеч кимниң ипласлиғини әйиплимәйду» — кейин Аюп бу сөзидин һәм мошуниңға охшаш башқа сөзлиридин товва қилип: «Несиһәтни тутуруқисиз сөзләр билән хирәләштүргән ким?» дәп сөзидин яниду (42-бап). Бирақ бу бабтики 1-12-айәтләрдин рошән чүшинимизки, у мундақ кишиләрниң, һәтта униңдин жирақ турған езилгүчиләрниң әһвалиға ичини ағритип көңүл бөләтти.
13  — Нурға қарши исян көтиридиғанларму бар;
Улар нурниң йоллирини билмәйду,
Униң тәриқилиридә турмайду.
14  Қатил таң нури келиши билән орнидин туруп,
Кәмбәғәлләр вә мискинләрни өлтүриду;
Кечидә у оғридәк жүриду.«Қатил таң нури келиши билән орнидин туруп, кәмбәғәлләр вә мискинләрни өлтүриду» — бәлким таң сәһәрдики ғувалиқтин һәм кишиниң бехәстилигидин пайдилинип йошурун зәрбә қилип булап-талайду.  Зәб. 9:29, 30
15  Зинахорму «Мени һеч көз көрмәйду» дәп завал вақтини күтиду,
Башқилар мени тонумисун дәп аялниң чүмбилини йүзигә тартивалиду.Зәб. 9:31-32; Пәнд. 7:8, 9
16  Қараңғулуқта оғрилар өйниң тамлирини колап тешиду;
Күндүздә улар өзлирини өз өйигә қамап қойиду;
Улар нурни тонумайду.Аюп 38:15; Юһ. 3:20
17  Улар үчүн таң сәһәр өлүм сайисидәк туюлиду;
Улар қап-қараңғулуқниң вәһимилирини дост тутиду.«Улар үчүн таң сәһәр өлүм сайисидәк туюлиду» — яки «Таң сәһәр улар үчүн қап-қараңғулуқ болиду».
18  Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кәтсун!
Уларниң йәр-зиминдики несивиси ләнәт қилинғанки,
Шуңа улардин һеч ким үзүмзарлиққа йәнә маңмисун!«Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кәтсун!» — 18-20-айәтләрдики пеилларни буйруқ шәклидә яки кәлгүси заман шәклидә тәрҗимә қилишқа болиду. Шуңа -18-20-айәтләрниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кетиду; уларниң йәр-зиминдики несивиси ләнәт қилинған, шуниң билән улардин һеч ким үзүмзарлиққа йәнә маңмайду... қатарлиқ» болиду. Бирақ биз тәрҗимимизни алди-кәйнидики айәтләргә маслаштуруп алдуқ.
19  Қурғақчилиқ һәм томуз иссиқ қар сулириниму йәп түгитиду;
Тәһтисараму охшашла гуна қилғанларни йәп түгәтсун!
20  Уни, туққан анисиму унтусун!
Қурут шөлгәйлирини еқитип уни йесун!
Әскә һеч елинмисун!
Шуниң билән һәққанийсизлиқ дәрәқтәк кесилсун!«Қурут шөлгәйлирини еқитип уни йесун!» — яки: «Қурут униң җориси болсун!».
21  У балиси йоқ туғмаслардин олҗа алиду,
У тул хотунларғиму һеч шәпқәт көрсәтмәйду.
22  Бирақ Худа Өз қудрити билән мундақ күч-һоқуқи барларниң күнини узартиду;
Улар һәтта һаятидин үмүтсизләнсиму қайтидин орнидин туриду.«...Улар һәтта һаятидин үмүтсизләнсиму қайтидин орнидин туриду» — бу айәттики әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Башқа хил тәрҗимилири учриши мүмкин.
23 Худа йәнила уларни аманлиқта муқимлаштуриду,
Шуңа улар хатирҗәм болиду;
У уларниң йоллирини көздә тутқан әмәсму?«У уларниң йоллирини көздә тутқан әмәсму?» — Аюп мошу йәрдә Худаниң яманларниң йоллирини көздә тутқини билән уларни алаһидә җазалимайдиғанлиғини, бәлки уларни адәттикидәк өлүм күнигә сақлайдиғанлиғини көрсәтмәкчи болуши мүмкин.
24  Уларниң мәртивиси бирдәмлик өстүрүлиду,
Андин улар йоқ болиду;
Улар оңда қалдурулиду, андин башқа адәмләргә охшашла жиғип елип кетилиду;
Улар пәқәтла пишқан сәрхил буғдай башақлиридәк кесилип кетиду.«Улар , йәни яманлар пәқәтла пишқан сәрхил буғдай башақлиридәк кесилип кетиду» — Аюп йәнила, яманларниң һеч җазаланмай һаятниң пәйзини сүрүп андин пишқан сәрхил буғдайдәк һеч азапланмай бу дуниядин кетидиғанлиғини көрсәтсә керәк.
25  Бу ишлар мундақ болмиса, қени ким мени ялғанчи дәп испатлалайду.
Мениң гәплиримни ким қуруқ гәп дейәләйду?».
 
 

24:2 «Мана, адәмләр пасил қилинған ташларни йөткиветиду» — мошу бап 1-12-айәттики «адәмләр» бәлким чөл-баяванда туруватқан мискин җинайәтчиләрни көрситиду (болупму 5-12-айәтләрни көрүң). «...ташларни йөткиветиду» — яки «ташларни йөткәп кетиду».

24:2 Қан. 19:14; 27:17; Пәнд. 22:28; 23:10

24:3 «Улар тул хотунниң калисини кепиллик үчүн еливалиду» — бу калиси бәлким һәм сүт үчүн һәм йәр һайдаш үчүнму ишлитилиду.

24:4 Пәнд. 28:28

24:5 «...улар дәшт-баяванлардики явайи ешәкләрдәк,...» — бу яман адәмләр шәһәр-йезилардин һайдиветилгән болуп, дәшт-баяванда җан беқиштин башқа амали йоқ еди.

24:6 «Улар яманниң калилири үчүн далада от-чөп ориду, униң үчүн ашқан-ташқан үзүмлирини терийду» — рошәнки, йәр егиси болған мошу рәзил адәм бу «чүпрәндиләр»гә өз ашлиқ һосулини елишта яки үзүм һосулини үзүштә һеч ишәнмәйду.

24:9 «Улар мискинләрдин бовақларни кепилликкә алиду» — яки «Улар мискинләрдин кепиллик алиду».

24:10 Лав. 19:13

24:11 Қан. 25:4; Яқ. 5:4

24:12 «... Бирақ Тәңри һеч кимниң ипласлиғини әйиплимәйду» — кейин Аюп бу сөзидин һәм мошуниңға охшаш башқа сөзлиридин товва қилип: «Несиһәтни тутуруқисиз сөзләр билән хирәләштүргән ким?» дәп сөзидин яниду (42-бап). Бирақ бу бабтики 1-12-айәтләрдин рошән чүшинимизки, у мундақ кишиләрниң, һәтта униңдин жирақ турған езилгүчиләрниң әһвалиға ичини ағритип көңүл бөләтти.

24:14 «Қатил таң нури келиши билән орнидин туруп, кәмбәғәлләр вә мискинләрни өлтүриду» — бәлким таң сәһәрдики ғувалиқтин һәм кишиниң бехәстилигидин пайдилинип йошурун зәрбә қилип булап-талайду.

24:14 Зәб. 9:29, 30

24:15 Зәб. 9:31-32; Пәнд. 7:8, 9

24:16 Аюп 38:15; Юһ. 3:20

24:17 «Улар үчүн таң сәһәр өлүм сайисидәк туюлиду» — яки «Таң сәһәр улар үчүн қап-қараңғулуқ болиду».

24:18 «Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кәтсун!» — 18-20-айәтләрдики пеилларни буйруқ шәклидә яки кәлгүси заман шәклидә тәрҗимә қилишқа болиду. Шуңа -18-20-айәтләрниң башқа бир хил тәрҗимиси: «Улар суларниң йүзидики көпүкләрдәк йоқап кетиду; уларниң йәр-зиминдики несивиси ләнәт қилинған, шуниң билән улардин һеч ким үзүмзарлиққа йәнә маңмайду... қатарлиқ» болиду. Бирақ биз тәрҗимимизни алди-кәйнидики айәтләргә маслаштуруп алдуқ.

24:20 «Қурут шөлгәйлирини еқитип уни йесун!» — яки: «Қурут униң җориси болсун!».

24:22 «...Улар һәтта һаятидин үмүтсизләнсиму қайтидин орнидин туриду» — бу айәттики әсли текстни чүшиниш сәл тәс. Башқа хил тәрҗимилири учриши мүмкин.

24:23 «У уларниң йоллирини көздә тутқан әмәсму?» — Аюп мошу йәрдә Худаниң яманларниң йоллирини көздә тутқини билән уларни алаһидә җазалимайдиғанлиғини, бәлки уларни адәттикидәк өлүм күнигә сақлайдиғанлиғини көрсәтмәкчи болуши мүмкин.

24:24 «Улар , йәни яманлар пәқәтла пишқан сәрхил буғдай башақлиридәк кесилип кетиду» — Аюп йәнила, яманларниң һеч җазаланмай һаятниң пәйзини сүрүп андин пишқан сәрхил буғдайдәк һеч азапланмай бу дуниядин кетидиғанлиғини көрсәтсә керәк.