22
Яхши нам зор байлиққа егә болуштин әвзәл;
Қәдир-қиммәт алтун-күмүчтин үстүндур.Топ. 7:1
Гадай билән бай бир зиминда яшар;
Һәр иккисини яратқан Пәрвәрдигардур.«Гадай билән бай бир зиминда яшар» — ибраний тилида: «Гадай билән бай бир-биригә йолуқар».  Пәнд. 29:13
Зерәк киши балайиқазани алдин көрүп қачар;
Саддилар алдиға берип зиян тартар.Пәнд. 27:12
Өзини төвән тутуп, Пәрвәрдигардин әйминишниң бәрикити — баяшатлиқ, иззәт-һөрмәт вә һаяттур.
Һейлигәрләрниң йолида тикәнләр, қапқанлар ятар;
Өз йолиға һези болған киши улардин жирақ болар.«Өз йолиға һези болған киши» — ибраний тилида «Өз җенини сақлайдиған киши».
Балиға кичигидә мүҗәзигә қарап дурус тәрбийә бәрсәң,
Чоң болғанда у шу йолдин чиқмас.«Балиға кичигидә мүҗәзигә қарап дурус тәрбийә бәрсәң, ... йолдин чиқмас» — бизниңчә бу пәнд һәр бир балиниң алаһидилиги, хаслиғи бар, шуңа балиға өз мүҗәзигә, маһийитигә қарап тәрбийә бериш керәк, дегәнни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Балиға кичигидә һәққаний йолда меңишни үгәтсәң,... йолдин чиқмас».
Бәзи шәрһчиләр айәти «кинайилик сөз» дәп чүшунип: «Балиға кичикидә өзи халиңан (шәхсийәтчи) жол бойичә тәрбийә беривәр! Манда чоң болңанда у шу жолдин чиқмас!» дәр тәрҗимә қилиду (демәк, балини әркиләтмә!).
Байлар мискинләрни башқурур;
Қәриздар қәриз егисиниң қулидур.
Наһәқлиқ уруғини чачқанниң алидиған һосули балаю-апәттур;
Униң ғәзәп-һәйвиси чүшәр.«Униң ғәзәп-һәйвиси» — ибраний тилида «Ғәзивини йәткүзидиған һасиси» дейилиду.  Аюп 4:8; Һош. 10:13
Сехий адәм бәрикәт тапар;
Чүнки у мискинләргә өз ненидин бөлүп бәргүчидур.«Сехий адәм» — ибраний тилида «сехи көзлүк киши».  2Кор. 9:6
10 Һакавурни қоғливәтсәң, җедәл-маҗира бесилар;
Келишмәсликләр вә шәрмәндичиликләр түгәр.
11 Пак нийәтни қәдирләйдиған кишиниң сөзлири гөзәлдур;
Шуңа падиша униң билән дост болар.Зәб. 100:6
12 Пәрвәрдигарниң көзи илим-һәқиқәтни сақлар;
У ипласларниң сөзлирини ечип ташлап бекар қилар.«Пәрвәрдигарниң көзи илим-һәқиқәтни сақлар» — Пәрвәрдигар һәр бир дәвирдә, һәр бир йәрдә өзини көрситидиған испат-һәқиқәтни сақлайду, һәм шундақла шу испат-һәқиқәтни қәдирләйдиған, шуларға гува беридиған кишиләрни сақлайду («Рим.» 1:19-20ни көрүң); У йәнә барлиқ инсанларға калам-шериф (Таврат, Зәбур, Инҗил) бәргүчидур.
13 Һорун адәм: «Ташқирида бир шир туриду,
Кочиға чиқсам өлтүрүлимән!» — дәйду.Пәнд. 26:13
14 Зинахор аялниң ағзи чоңқур бир оридур;
Пәрвәрдигар нарази болған киши униңға чүшүп кетәр.Пәнд. 2:16; 5:3; 7:5; 23:27
15 Наданлиқ сәбий балиларниң қәлбигә бағлағлиқтур;
Бирақ тәрбийә тайиғи буни униңдин жирақ қилар.Пәнд. 13:24; 19:18; 23:14; 29:15,17
16 Мискинләрни езиш билән бай болған,
Вә байларға соғат сунидиған киши,
Ахири пәқәт йоқсуллуқта қалар.Пәнд. 14:31; 17:5
 
Оттуз һекмәтлик сөз
17 Қулақ сал, саңа ақиланиләрниң сөзлирини үгитәй;
Көңүл қоюп билимимни үгәнгин.
18 Уларни қәлбиңдә чиң тутсаң,
Улар саңа шерин болар,
Ләвлириңдә сәп болуп тәйяр туриду.
19 Чин қәлбиң билән Пәрвәрдигарға тайинишиң үчүн,
Бүгүн бу һекмәтлик сөзләрни башқа бирисигә әмәс,
Бәлки саңа йәткүздум.
20 Униңдин мана оттузни яздим,
Буниң ичидә несиһәтләр һәм билим бар. «Униңдин мана оттузни яздим» — бу «оттуз сөз» 22:22-24:22дә тепилиду.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Униңдин мана әла сөзләрни яздим».
21 Булар билән һәқиқәтниң сөзлириниң дәрвәқә һәқиқәт екәнлигини биләләйсән,
Вә шундақ қилип сени әвәткүчиләргә һәқиқәтниң сөзлири билән җавап қайтуралайсән.
 
22 Йоқсулдин булап алма, у кәмбәғәл турса,
Аҗиз мөминләрни сорақ орнида бозәк қилма. «сорақ орни» — ибраний тилида «шәһәр дәрвазиси» — йәни сот қилидиған йәрни көрситиду.  Мис. 23:6; Аюп 31:13; Зәб. 81:3, 4; Зәк. 7:10
23 Чүнки Пәрвәрдигар уларниң дәвасини көтирәр,
Улардин булап алғанлардин булап алар.Мис. 22:22, 23; Зәб. 9:38-39
 
24 Мүҗәзи иштик адәм билән дост болма,
Қәһрлик адәм билән арилашма,
25 Болмиса, униң яман йолини үгинип қелип, қилтаққа чүшисән.
 
26 Башқиларға кепил болуп қол бәргүчиләрдин болма,
Қәризләрни төләшкә капаләт бәргүчиләрдин болма;Пәнд. 6:1; 11:15
27 Сениң қайтуралиғидәк нәрсәң болған болса,
Улар орун-көрпилириңни бекардин-бекар астиңдин елип кәтмигән болатти!Пәнд. 20:16
 
28 Ата-бовилириң пасилни бәлгүләп бәргән кона чегара ташлирини йөткимә.Қан. 19:14; 27:17; Пәнд. 23:10
 
29 Ишни әстайидил вә чаққан беҗиридиған кишини көргәнмидиң?
У пәс адәмләрниң хизмитидә болмас;
Падишаһларниң алдида турар.«Әстайидил вә чаққан» — ибраний тилида бирла сөз («маһир») билән ипадилиниду.
 
 

22:1 Топ. 7:1

22:2 «Гадай билән бай бир зиминда яшар» — ибраний тилида: «Гадай билән бай бир-биригә йолуқар».

22:2 Пәнд. 29:13

22:3 Пәнд. 27:12

22:5 «Өз йолиға һези болған киши» — ибраний тилида «Өз җенини сақлайдиған киши».

22:6 «Балиға кичигидә мүҗәзигә қарап дурус тәрбийә бәрсәң, ... йолдин чиқмас» — бизниңчә бу пәнд һәр бир балиниң алаһидилиги, хаслиғи бар, шуңа балиға өз мүҗәзигә, маһийитигә қарап тәрбийә бериш керәк, дегәнни көрситиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Балиға кичигидә һәққаний йолда меңишни үгәтсәң,... йолдин чиқмас». Бәзи шәрһчиләр айәти «кинайилик сөз» дәп чүшунип: «Балиға кичикидә өзи халиңан (шәхсийәтчи) жол бойичә тәрбийә беривәр! Манда чоң болңанда у шу жолдин чиқмас!» дәр тәрҗимә қилиду (демәк, балини әркиләтмә!).

22:8 «Униң ғәзәп-һәйвиси» — ибраний тилида «Ғәзивини йәткүзидиған һасиси» дейилиду.

22:8 Аюп 4:8; Һош. 10:13

22:9 «Сехий адәм» — ибраний тилида «сехи көзлүк киши».

22:9 2Кор. 9:6

22:11 Зәб. 100:6

22:12 «Пәрвәрдигарниң көзи илим-һәқиқәтни сақлар» — Пәрвәрдигар һәр бир дәвирдә, һәр бир йәрдә өзини көрситидиған испат-һәқиқәтни сақлайду, һәм шундақла шу испат-һәқиқәтни қәдирләйдиған, шуларға гува беридиған кишиләрни сақлайду («Рим.» 1:19-20ни көрүң); У йәнә барлиқ инсанларға калам-шериф (Таврат, Зәбур, Инҗил) бәргүчидур.

22:13 Пәнд. 26:13

22:14 Пәнд. 2:16; 5:3; 7:5; 23:27

22:15 Пәнд. 13:24; 19:18; 23:14; 29:15,17

22:16 Пәнд. 14:31; 17:5

22:20 «Униңдин мана оттузни яздим» — бу «оттуз сөз» 22:22-24:22дә тепилиду. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Униңдин мана әла сөзләрни яздим».

22:22 «сорақ орни» — ибраний тилида «шәһәр дәрвазиси» — йәни сот қилидиған йәрни көрситиду.

22:22 Мис. 23:6; Аюп 31:13; Зәб. 81:3, 4; Зәк. 7:10

22:23 Мис. 22:22, 23; Зәб. 9:38-39

22:26 Пәнд. 6:1; 11:15

22:27 Пәнд. 20:16

22:28 Қан. 19:14; 27:17; Пәнд. 23:10

22:29 «Әстайидил вә чаққан» — ибраний тилида бирла сөз («маһир») билән ипадилиниду.