9
Совни тәйярлаш — сехий болушқа үндәш
Чүнки муқәддәс бәндиләрниң бу ярдәм хизмити тоғрилиқ силәргә йәнә йезишимниң һаҗити йоқ.Рос. 11:29; Рим. 15:26; 1Кор. 16:2; 2Кор. 8:4. Чүнки мән силәрниң бу ишқа қаттиқ бәл бағлиғиниңларни билимән; мән бу тоғрилиқ: Ахаядикиләр өткән жилдин бери хәйр-сәдиқә беришкә тәйяр туруватиду, дәп Македонийәдики қериндашларға пәхирлинип махтап кәлмәктимән, шуниң билән силәрниң қизғинлиғиңлар уларниң көпинчисиниң хәйр-сәдиқә беришигә түрткә болди.«мән бу тоғрилиқ: Ахаядикиләр өткән жилдин бери хәйр-сәдиқә беришкә тәйяр туруватиду, дәп ... пәхирлинип махтап кәлмәктимән» — Коринт шәһири Ахая өлкисидә еди. Лекин қериндашларни әвәтиштики мәхситим силәрниң тоғраңларда пәхирлинип махтишимниң бу ишларда беһудә иш болуп қалмаслиғи, силәрниң дегинимдәк тәйяр болуп турушуңлар үчүндур.«қериндашларни әвәтиштики мәхситим...» — «қериндашлар» йәни Титус һәм жуқурида тилға елинған икки қериндаш. Мабада Македонийәдикиләр мән билән биллә барғинида, силәр тәйярлиқсиз болсаңлар, бу ишәшимиз вәҗидин биз хиҗаләткә қалдурулимиз, силәр сөзсиз шундақ болисиләр. Шу сәвәптин мән қериндашлардин йениңларға берип силәрдин бу вәдә қилған хәйрлик ишни алдин-ала тәйярлап пүттүрүшини өтүнүшни зөрүр дәп һесаплидим; шундақла бу силәрдин бирәр нәрсә үндүривелиш болмисун, бәлки меһриванлиғиңлардин болсун. Амма буни әсләңлар: Бехиллиқ билән аз териған аз алиду, очуқ қоллуқ билән териғини мол алиду.«очуқ қоллуқ билән териғини мол алиду» — яки «бәрикәтләп териғини бәрикәтлинип алиду».  Пәнд. 11:24; Гал. 6:7. Һәр адәм һеч қийнилип қалмай яки мәҗбурән әмәс, бәлки өз көңлидә пүккиничә бәрсун; чүнки Худа хошаллиқ билән бәргүчини яхши көриду.Мис. 25:2; 35:5; Қан. 15:7; Рим. 12:8. Амма Худа һәр бир илтипат-шапаәтни силәргә ешип таштурушқа қадирдур; шуниң билән силәр һәрдайим һәртәрәптә һәр еһтияҗқа тәйяр қувәтлинисиләр, кәңричиликтә туруп қоллириңлар һәр хил гөзәл ишқа йетиду.«кәңричиликтә туруп қоллириңлар һәр хил гөзәл ишқа йетиду» — «кәңричиликтә туруп» грек тилида «ешип ташқинлинип» дәп ипадилиниду. Муқәддәс язмиларда пүтүлгинидәк: —
«У өзиниңкини тарқатқан,
У йоқсулларға сәдиқә бәргән;
Униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду».«У өзиниңкини тарқатқан, у йоқсулларға сәдиқә бәргән; униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду» — «Зәб.» 111:9.  Зәб. 111:9.
10 Әнди териғучиға териғили уруқ, йегили нан ата қилғучи силәрниң терийдиған уруқлириңларни тәминләп мол қилиду, һәққанийлиғиңларниң һосул-мевилирини көпәйтиду. «Әнди териғучиға териғили уруқ, йегили нан ата қилғучи силәрниң терийдиған уруқлириңларни тәминләп мол қилиду,...» — «терийдиған уруқлириңлар» һәр хил көчмә мәнидә болуп, «һаҗәтмәнләргә техиму мәртликБилән хәйрлик қилиш пурсәтлири», «башқиларға яхшилиқ қилиш пурсәтлири» дегәндәк мәниләрни өз ичигә алиду. Буларниң «мевилири» болса, башқиларни етиқатқа кәлтүрүш, етиқатчиларни риғбәтләндүрүш қатарлиқ һәр хил есил нәтиҗиләрни көрситиду — 11-12-айәтни көрүң. 11 Шуниң билән силәр һәр қандақ әһвалда қоли очуқ болушқа һәр тәрәптә бейитилисиләр, шуниңдәк бу иш биз арқилиқ Худаға көп тәшәккүрләрни елип бариду; «Шуниң билән силәр һәр қандақ әһвалда қоли очуқ болушқа һәр тәрәптә бейитилисиләр, шуниңдәк бу иш биз арқилиқ Худаға көп тәшәккүрләрни елип бариду» — сәдиқә Йерусалимдики етиқатчиларға тапшурулғанда, улар Худаға көп тәшәккүр билдүриду, әлвәттә, шундақла башқа җамаәтләрму у ишни аңлап шундақ қилиду. 12 чүнки бу хәйрлик хизмәтни ада қилиш пәқәт муқәддәс бәндиләрниң һаҗәтлирини қандурупла қалмай, көп кишиләрниң Худаға йәткүзгән тәшәккүрлирини ешип таштуриду. «бу хәйрлик хизмәтни ада қилиш» — «ада қилиш» мошу йәрдә грек тилида: «(каһинлар) қурбанлиқ қилғандәк ада қилиш». 13 Бу ярдәм хизмити өзлириңларниң Мәсиһниң хуш хәвирини етирап қилишиңлардики мевә болған итаәтмәнлигиңларға дәлил-испат болиду, шундақла силәрниң мошу һаҗәтмән бәндиләргә, шундақла барлиқ адәмләргә көрсәткән очуқ қоллуқ сехийлиғиңлардин улар Худани улуқлайду. 14 Вә Худаниң силәрдә ташқинлатқан әҗайип меһри-шәпқити түпәйлидин, улар силәр үчүн дуа-тилавәт қилғинида, улар силәргә тәлпүнүп қаттиқ сеғинип әсләйду. «вә Худаниң силәрдә ташқинлатқан әҗайип меһри-шәпқити түпәйлидин, улар силәр үчүн дуа-тилавәт қилғинида, улар силәргә тәлпүнүп қаттиқ сеғинип әсләйду» — «Рим.» 15:26-27дин көрүнидуки, Коринттики (Ахаядики) җамаәтләр Павлусниң өтүнүшлирини ахир қобул қилип чоң сәдиқә топлап, Йерусалимға әвәткән еди. 15 Униң тил билән ипадилигүсиз әҗайип соғиси үчүн Худаға тәшәккүр болғай!
 
 

9:1 Рос. 11:29; Рим. 15:26; 1Кор. 16:2; 2Кор. 8:4.

9:2 «мән бу тоғрилиқ: Ахаядикиләр өткән жилдин бери хәйр-сәдиқә беришкә тәйяр туруватиду, дәп ... пәхирлинип махтап кәлмәктимән» — Коринт шәһири Ахая өлкисидә еди.

9:3 «қериндашларни әвәтиштики мәхситим...» — «қериндашлар» йәни Титус һәм жуқурида тилға елинған икки қериндаш.

9:6 «очуқ қоллуқ билән териғини мол алиду» — яки «бәрикәтләп териғини бәрикәтлинип алиду».

9:6 Пәнд. 11:24; Гал. 6:7.

9:7 Мис. 25:2; 35:5; Қан. 15:7; Рим. 12:8.

9:8 «кәңричиликтә туруп қоллириңлар һәр хил гөзәл ишқа йетиду» — «кәңричиликтә туруп» грек тилида «ешип ташқинлинип» дәп ипадилиниду.

9:9 «У өзиниңкини тарқатқан, у йоқсулларға сәдиқә бәргән; униң һәққанийлиғи мәңгүгә туриду» — «Зәб.» 111:9.

9:9 Зәб. 111:9.

9:10 «Әнди териғучиға териғили уруқ, йегили нан ата қилғучи силәрниң терийдиған уруқлириңларни тәминләп мол қилиду,...» — «терийдиған уруқлириңлар» һәр хил көчмә мәнидә болуп, «һаҗәтмәнләргә техиму мәртликБилән хәйрлик қилиш пурсәтлири», «башқиларға яхшилиқ қилиш пурсәтлири» дегәндәк мәниләрни өз ичигә алиду. Буларниң «мевилири» болса, башқиларни етиқатқа кәлтүрүш, етиқатчиларни риғбәтләндүрүш қатарлиқ һәр хил есил нәтиҗиләрни көрситиду — 11-12-айәтни көрүң.

9:11 «Шуниң билән силәр һәр қандақ әһвалда қоли очуқ болушқа һәр тәрәптә бейитилисиләр, шуниңдәк бу иш биз арқилиқ Худаға көп тәшәккүрләрни елип бариду» — сәдиқә Йерусалимдики етиқатчиларға тапшурулғанда, улар Худаға көп тәшәккүр билдүриду, әлвәттә, шундақла башқа җамаәтләрму у ишни аңлап шундақ қилиду.

9:12 «бу хәйрлик хизмәтни ада қилиш» — «ада қилиш» мошу йәрдә грек тилида: «(каһинлар) қурбанлиқ қилғандәк ада қилиш».

9:14 «вә Худаниң силәрдә ташқинлатқан әҗайип меһри-шәпқити түпәйлидин, улар силәр үчүн дуа-тилавәт қилғинида, улар силәргә тәлпүнүп қаттиқ сеғинип әсләйду» — «Рим.» 15:26-27дин көрүнидуки, Коринттики (Ахаядики) җамаәтләр Павлусниң өтүнүшлирини ахир қобул қилип чоң сәдиқә топлап, Йерусалимға әвәткән еди.