◼16:2 «һәр һәптиниң биринчи күнидә» — йәни йәкшәнбә күнидә.
◘16:2 Рос. 11:29; 2Кор. 8:4; 9:1.
◼16:3 «мән шуларға тонуштуруш хәтлирини йезип берип мошу сәдиқә-шәпқитиңларни Йерусалимға апирип беришкә әвәтимән» — Йерусалимдики җамаәт наһайити кәмбәғәл болуп қалған еди. «Қошумчә сөз»имизни көрүң.
◼16:8 «орма һейти» — яки «һосул жиғиш һейти». Грек тилида «пентекост һейти» (әллигинчи күни һейти) дәп атилиду — чүнки бу һейт пасха һейти (өтүп кетиш һейти)дин 50 күн кейин болиду.
◼16:9 «маңа әҗайип чоң, утуқ-мевә бериватқан бир ишик кәң ечилди» — хуш хәвәр тарқитидиған пурсәтни көрситиду.
◼16:15-16 «Ахия өлкиси» — һазирқи Гретсийә, «Юнан». ««улар билән бирликтә хизмәттә һәр бир җапа тартиватқанлар...» — «хизмәттә» — Рәбниң хизмитидә, әлвәттә. Павлусқа нисбәтән пәқәт бирла хизмәт мәвҗут еди.
◼16:17 «... Йениңлардин Истифанас, Фортунатус вә Ақайикусниң бу йәргә мени йоқлап кәлгәнлигидин шатландим» — мошу үч бурадәрниң Коринтлиқларниң җамаитиниң йенидин келиши Павлусқа мошу риғбәт бәргүчи хәтни йезип йоллаш пурситини яритип бәрди.
◼16:19 «Асия» — һазирқи замандики Түркийә зиминини көрситиду. «Прискилла» — бәзидә у қисқартилип «Приска» дейилиду.
◘16:20 Рим. 16:16; 2Кор. 13:12; 1Тес. 5:26; 1Пет. 5:14.
◼16:22 «...ләнәт болсун. Рәббимиз, кәлгәйсән!» — Павлус бу сөзни арамий тилидики: «Анатема, Мараната!» дегән сөзләр билән ипадиләйду.
◼16:24 «Мениң Мәсиһ Әйсада болған муһәббитим һәммиңлар билән биллә болғай» — яки «Мениң муһәббитим Мәсиһ Әйсада болған һәммиңлар билән биллә болғай».