11
Петрусниң «ят әлликләр»ниң чөмүлдүрүлүшини ақлиши
Расуллар вә пүткүл Йәһудийәдики башқа қериндашлар ят әлликләрниңму Худаниң сөз-каламини қобул қилғанлиғини аңлиди. Шуңа, Петрус Йерусалимға қайтқанда, хәтнилик болған ишәнгүчиләр уни әйипкә буйруп: «Йерусалимға қайтқанда» — грек тилида «Йерусалимға чиққанда».
— Сән хәтнә қилинмиған адәмләрниң өйидә меһман болуп, улар билән һәмдәстихан болдуң?! — деди.Мис. 23:32; 34:15; Қан. 7:2; Юһ. 18:28.
Бирақ Петрус пүтүн ишни баштин-ахириғичә уларға бир-бирләп чүшәндүрүп мундақ деди:
— Йоппа шәһиридә дуа қиливатқинимда, ғайипанә көрүнүш мени оривелип, бир аламәтни көрдүм. Кәң дәстихандәк бир нәрсә төрт бүҗигидин бағланған һалда асмандин чүшүп, мениң йенимда тохтиди.Рос. 10:9. Униңға көз тикип қарисам, ичидә һәр хил төрт путлуқ һайванлар, явайи һайванатлар, йәр беғирлиғучилар, асмандики учар-қанатларму бар екән. Андин: «Орнуңдин тур Петрус, улардин союп йә!» дегән бир авазни аңлидим. Мән: «Яқ Рәб, һәргиз болмайду! Мән һеч қачан һәр қандақ напак яки һарам нәрсини ағзимға алған әмәсмән!» дедим.Лав. 11:4; Қан. 14:7. Бирақ маңа йәнә: «Худа һалал дәп паклиған нәрсини сән һарам демә!» дегән аваз аңланди. 10 Бу иш үч қетим шундақ тәкрарлинип, ахир буларниң һәммиси асманға қайтидин тартип кетилди. 11 Мана дәл шу чағда, Қәйсәрийәдин мени чақиришқа әвәтилгән үч киши мән турған өйниң алдиға кәлди. 12 Муқәддәс Роһ мени һеч иккиләнмәй улар билән биллә беришқа буйруди. Мошу алтә қериндашму мән билән биллә барди. Қәйсәрийәгә йетип келип, һелиқи адәмниң өйигә кирдуқ. «һеч иккиләнмәй улар билән биллә бериш...» — яки «(Йәһудий яки Йәһудий әмәсләрни) һеч айримай улар билән биллә бериш...». «мошу алтә қериндаш» — шүбһисизки Йоппа шәһиридин кәлгән алтә қериндашниң шу чағда Петрусниң һәмраһлиғида болғанлиғини көрситиду.  Рос. 10:19; 15:7. 13 Бу киши бизгә өзиниң өйидә пайда болуп турған бир пәриштини қандақ көргәнлигини ейтти. Пәриштә униңға: «сән Йоппаға адәм әвәтип, Петрус дәпму атилидиған Симон исимлиқ бир адәмни чақиртип кәл, 14 у саңа сени вә пүткүл аиләңгә ниҗатлиқ йәткүзидиған бир хәвәрни ейтип бериду» дегән екән.«у саңа сени вә пүткүл аиләңгә ниҗатлиқ йәткүзидиған бир хәвәрни ейтип бериду» дегән екән» — грек тилида «у саңа сени вә пүткүл аиләңгә қутқузуш васитә болған бир нәччә сөзләрни ейтип бериду».
15 Мән гәпни башлиғинимда, Муқәддәс Роһ худди башта бизниң үстимизгә чүшкинидәк, уларғиму чүшти. «Муқәддәс Роһ худди башта бизниң үстимизгә чүшкинидәк» — расул Петрусниң «башта» дегән сөзидин ениқки, у вә башқа етиқатчиларға нисбәтән Муқәддәс Роһниң өзлиригә кәлгәнлиги толуқ бир йеңи башлиниш болған еди. 16 Шу чағда, Рәбниң сөз-каламини, йәни: «Йәһя кишиләрни суға чөмүлдүргән, лекин силәр болсаңлар Муқәддәс Роһқа чөмүлдүрүлисиләр» дегинини есимгә алдим. Йәш. 44:3; Йо. 2:28-29; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 2:4; 19:4. 17 Шуңа, әгәр Худа әнди мошуларға биз Рәб Әйса Мәсиһкә етиқат қилғинимиздин кейин бизгә бәргән илтипатқа охшаш илтипат ата қилған болса, Худани тосалғидәк мән зади ким едим?Рос. 15:9.
18 Улар бу сөзләрни аңлиғанда, әйипләштин тохтап, Худаға мәдһийә оқуп:
— Бәрһәқ, Худа әлләргиму һаятлиққа елип баридиған товва қилишни несип қипту! — дейишти.
 
Антакя шәһиридики етиқатчилар
19 У чағда, Истипанниң иши билән зиянкәшликкә учрап һәр қайси җайларға тарқилип кәткәнләр Фәникийә райони, Сипрус арили вә Антакя шәһири қатарлиқ җайларғичә йетип берип, бу җайларда сөз-каламни пәқәт Йәһудийларғила йәткүзәтти. «зиянкәшликкә учрап...» — грек тилида «азап-оқубәтләргә учрап...». «Сипрус арили вә Антакя шәһири қатарлиқ җайлар...» — бу Антакя «Сурийәдики Антакя» еди.  Рос. 8:1, 4. 20 Лекин улардин Сипрус арили вә Курини шәһиридин кәлгән бәзиләр Антакя шәһиригә барғанда, Рәб Әйсаниң хуш хәвирини Грекләргиму йәткүзди. «.. Рәб Әйсаниң хуш хәвирини Грекләргиму йәткүзди» — «Грекләр» «Йәһудий әмәсләр» еди, әлвәттә. 21 Рәбниң қоли улар билән биллә болуп, толиму нурғун кишиләр ишинип товва қилип Рәбгә бағланди.«...товва қилип Рәбгә бағланди» — грек тилида «...(«өз йолидин») бурулуп Рәбгә бағланди».  Рос. 2:47; 5:14.
22 Бу хәвәр Йерусалимдики җамаәтниң қулиқиға йетип кәлди. Шуниң билән улар Барнабасни Антакяғичә арилап өтүшкә әвәтти. «... Шуниң билән улар Барнабасни Антакяғичә арилап өтүшкә әвәтти» — мәхсити бәлким, әһвални билип беқип, һәқиқий етиқатчилар болса уларни риғбәтләндүрүш еди. 23 Барнабас йетип берип, Худаниң меһри-шәпқитини көрүп, хошал болди. У уларниң һәммисини җан-дилидин қәтъийлик билән Рәбгә чиң бағлинишқа риғбәтләндүрди. «Барнабас ... Худаниң меһри-шәпқитини көрди...» — бу дегәнликниң бәлким көп җәһәтлири бардур: — (1) адәмләр һәқиқәтән товва қилип рәбгә бағланса бу шүбһисизки, Худаниң меһри-шәпқитиниң зор нәтиҗисидур; (2) Худаниң меһри-шәпқити билән етиқатчиларда һәр хил мевә — муһәббәт, хошаллиқ, хатирҗәмлик қатарлиқлар пәйда болиду; (3) җамаәтниң өсүши вә көпийиши пәқәт Худаниң меһри-шәпқити биләнла болиду.  Рос. 13:43; 14:22. 24 Чүнки у Муқәддәс Роһқа вә иман-ишәшкә толдурулған болуп, яхши бир адәм еди. Шуниң билән зор бир топ адәмләр Рәбгә қошулди.Рос. 4:36; 6:5.
25 Шуниң билән Барнабас Тарсус шәһиригә Саулни издәп барди. Рос. 9:27. 26 Уни тепип Антакяға елип кәлди; шундақ болдики, иккилән җамаәт билән биллә сақ бир жил жиғилип, нурғун адәмгә тәлим бәрди. Мухлисларниң «Христианлар» дәп тунҗа атилиши Антакядин башланди.«мухлисларниң «Христианлар» дәп тунҗа атилиши Антакядин башланди» — «Христианлар» дегән сөз бәлким авал «хрестос» («ахмақ» дегән мәнидә) дегән сөздин кәлгән мәсқирә характеридики сөз болуши мүмкин; лекин ахир берип асасий мәнаси яхши чиқти, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучиниң (Мәсиһниң) адәмлири» («Мәсиһ» болса ибраний тилида «Машияһ» — грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи»).
27 У күнләрдә бәзи пәйғәмбәрләр Йерусалимдин Антакяға чүшүп кәлди. 28 Булардин Агабус исимлиқ бирәйлән оттуриға чиқип, Роһниң вәһийини йәткүзүп, қаттиқ бир ачарчилиқниң пүткүл дунияни басидиғанлиғини алдин-ала ейтти (бу ачарчилиқ дәрвәқә «Клавдиюс Қәйсәр» һөкүм сүргән вақитта йүз бәрди). «Агабус... Роһниң Вәһийи билән ... алдин-ала ейтти» — «Роһ» мошу йәрдә Муқәддәс Роһ, әлвәттә.  Рос. 21:10. 29 Буниң билән Антакядики мухлисларниң һәр бири өз қурбиға қарап пул жиғип, Йәһудийәдә туруватқан қериндашларға ярдәм беришни қарар қилди. «Буниң билән Антакядики мухлисларниң һәр бири өз қурбиға қарап пул жиғип, Йәһудийәдә туруватқан қериндашларға ярдәм беришни қарар қилди» — немишкә улар Йәһудийәдики қериндашларға алаһидә ярдәм әвәтмәкчи? (1) Йәһудий қериндашлар авал Худаниң хизмитини алға сүртүш үчүн көп йәрләрни сетивәткән еди («Рос.» 2-бап); (2) Йерусалим вә Йәһудийә өлкисидә болған зиянкәшлик бәк еғир болғачқа, етиқатчиларниң иқтисадий зийини бәлким аз әмәс еди. 30 Улар бу қарарни ада қилип, сәдиқини Барнабас вә Саулниң қоли арқилиқ Йәһудийәдики җамаәт ақсақаллириға йәткүзүп бәрди.Рос. 12:25.
 
 

11:2 «Йерусалимға қайтқанда» — грек тилида «Йерусалимға чиққанда».

11:3 Мис. 23:32; 34:15; Қан. 7:2; Юһ. 18:28.

11:5 Рос. 10:9.

11:8 Лав. 11:4; Қан. 14:7.

11:12 «һеч иккиләнмәй улар билән биллә бериш...» — яки «(Йәһудий яки Йәһудий әмәсләрни) һеч айримай улар билән биллә бериш...». «мошу алтә қериндаш» — шүбһисизки Йоппа шәһиридин кәлгән алтә қериндашниң шу чағда Петрусниң һәмраһлиғида болғанлиғини көрситиду.

11:12 Рос. 10:19; 15:7.

11:14 «у саңа сени вә пүткүл аиләңгә ниҗатлиқ йәткүзидиған бир хәвәрни ейтип бериду» дегән екән» — грек тилида «у саңа сени вә пүткүл аиләңгә қутқузуш васитә болған бир нәччә сөзләрни ейтип бериду».

11:15 «Муқәддәс Роһ худди башта бизниң үстимизгә чүшкинидәк» — расул Петрусниң «башта» дегән сөзидин ениқки, у вә башқа етиқатчиларға нисбәтән Муқәддәс Роһниң өзлиригә кәлгәнлиги толуқ бир йеңи башлиниш болған еди.

11:16 Йәш. 44:3; Йо. 2:28-29; Мат. 3:11; Мар. 1:8; Луқа 3:16; Юһ. 1:26; Рос. 1:5; 2:4; 19:4.

11:17 Рос. 15:9.

11:19 «зиянкәшликкә учрап...» — грек тилида «азап-оқубәтләргә учрап...». «Сипрус арили вә Антакя шәһири қатарлиқ җайлар...» — бу Антакя «Сурийәдики Антакя» еди.

11:19 Рос. 8:1, 4.

11:20 «.. Рәб Әйсаниң хуш хәвирини Грекләргиму йәткүзди» — «Грекләр» «Йәһудий әмәсләр» еди, әлвәттә.

11:21 «...товва қилип Рәбгә бағланди» — грек тилида «...(«өз йолидин») бурулуп Рәбгә бағланди».

11:21 Рос. 2:47; 5:14.

11:22 «... Шуниң билән улар Барнабасни Антакяғичә арилап өтүшкә әвәтти» — мәхсити бәлким, әһвални билип беқип, һәқиқий етиқатчилар болса уларни риғбәтләндүрүш еди.

11:23 «Барнабас ... Худаниң меһри-шәпқитини көрди...» — бу дегәнликниң бәлким көп җәһәтлири бардур: — (1) адәмләр һәқиқәтән товва қилип рәбгә бағланса бу шүбһисизки, Худаниң меһри-шәпқитиниң зор нәтиҗисидур; (2) Худаниң меһри-шәпқити билән етиқатчиларда һәр хил мевә — муһәббәт, хошаллиқ, хатирҗәмлик қатарлиқлар пәйда болиду; (3) җамаәтниң өсүши вә көпийиши пәқәт Худаниң меһри-шәпқити биләнла болиду.

11:23 Рос. 13:43; 14:22.

11:24 Рос. 4:36; 6:5.

11:25 Рос. 9:27.

11:26 «мухлисларниң «Христианлар» дәп тунҗа атилиши Антакядин башланди» — «Христианлар» дегән сөз бәлким авал «хрестос» («ахмақ» дегән мәнидә) дегән сөздин кәлгән мәсқирә характеридики сөз болуши мүмкин; лекин ахир берип асасий мәнаси яхши чиқти, йәни «Мәсиһләнгән Қутқазғучиниң (Мәсиһниң) адәмлири» («Мәсиһ» болса ибраний тилида «Машияһ» — грек тилида «Мәсиһләнгән Қутқазғучи»).

11:28 «Агабус... Роһниң Вәһийи билән ... алдин-ала ейтти» — «Роһ» мошу йәрдә Муқәддәс Роһ, әлвәттә.

11:28 Рос. 21:10.

11:29 «Буниң билән Антакядики мухлисларниң һәр бири өз қурбиға қарап пул жиғип, Йәһудийәдә туруватқан қериндашларға ярдәм беришни қарар қилди» — немишкә улар Йәһудийәдики қериндашларға алаһидә ярдәм әвәтмәкчи? (1) Йәһудий қериндашлар авал Худаниң хизмитини алға сүртүш үчүн көп йәрләрни сетивәткән еди («Рос.» 2-бап); (2) Йерусалим вә Йәһудийә өлкисидә болған зиянкәшлик бәк еғир болғачқа, етиқатчиларниң иқтисадий зийини бәлким аз әмәс еди.

11:30 Рос. 12:25.