15
Йерусалимдики сүннәт тоғрисидики жиғин
Шу чағларда бәзиләр Йәһудийә өлкисидин келип, Антакядики қериндашларға:
— Силәр Муса пәйғәмбәргә тапшурулған йосун бойичә хәтнә қилинишни қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр! — дәп тәлим беришкә башлиди.«Силәр Муса пәйғәмбәргә тапшурулған йосун бойичә хәтнә қилинишни қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр!» — Йәһудийәдин кәлгәнләр аллиқачан сүннәт қилинған Йәһудийлар, әлвәттә.  Яр. 17:10; Лав. 12:3; Гал. 5:2.
Бу иш тоғрисида чоң маҗира чиққан болуп, Павлус билән Барнабас иккилән шу кишиләр билән кәскин муназирә қилишқандин кейин, қериндашлар Павлусни, Барнабасни, шундақла уларниң арисидин бир нәччәйләнни бу мәсилә тоғрисида расуллар вә ақсақаллар билән көрүшүшкә Йерусалимға барсун дәп бекитгән.Гал. 2:1.
Шундақ қилип улар җамаәт тәрипидин йолға селинип, сәпиридә Фәникийә райони вә Самарийә өлкисини бесип өтүп, барғанла йеридә әлләрниңму товва қилип етиқат йолиға киргәнлигини тәпсилий сөзлиди. Бу хәвәр барлиқ қериндашларни зор шатлиққа чөмгүзди.«әлләрниңму товва қилип...» — «әлләр» йәнә «Йәһудий әмәсләр» дегән мәнидә. «әлләрниңму товва қилип етиқат йолиға киргәнлиги...» — мошу йәрдә грек тилида: «товва қилип етиқат йолиға кириш» дегән ибарә пәқәт бирла сөз «бурулуш» билән ипадилиниду. Павлуслар Йерусалимға кәлгинидә, улар җамаәттикиләр, расуллар вә ақсақаллар тәрипидин қарши елинип, көпчиликкә Худаниң өзлири арқилиқ барлиқ қилған әмәллирини баян қилип бәрди. Лекин Пәрисий мәзһипидикиләрдин етиқат йолиға киргән бәзиләр орнидин турушуп:
— Мошу ят әлликләрни хәтнә қилиш керәк, шундақла уларға Мусаға чүшүрүлгән Тәврат қануниға әмәл қилиши керәклигини җекиләш керәк! — деди.
Шуңа расуллар билән ақсақаллар бу мәсилини музакирә қилиш үчүн җәм болушти. Узун сөһбәтлишиштин кейин, Петрус орнидин туруп мундақ деди:
— Қериндашлар, дәсләптики күнләрдә Худаниң ичиңлардин мени таллап мениң ағзим арқилиқ хуш хәвәрдики сөз-каламни ят әлликләргә аңлитип уларниң етиқат қилишида васитә қилишқа бекиткәнлигидин хәвириңлар бар. Рос. 10:20; 11:12.
Вә инсанларниң қәлбини билгүчи Худа Муқәддәс Роһни бизгә ата қилғинидәк, уларғиму ата қилди.1Тар. 28:9; 29:17; Зәб. 7:10; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12. Шундақ қилип, Худа уларни биз билән һеч қандақ пәриқләндүрмәй, уларниң қәлблирини етиқат арқилиқ пак қилди.Рос. 10:43, 44.
10 Әһвал мана шундақ екән, әнди силәр немә үчүн өзимиз вә ата-бовилиримизму көтирәлмигән бир боюнтуруқни мухлисларниң бойниға артмақчи болуп, Худани синимақчи болисиләр?! Мат. 23:4. 11 Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз.«Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз» — бу айәттики «биз» Йәһудий етиқачиларни, «улар» Йәһудий болмиған етиқатчиларни көрситиду.  Әф. 2:8; Тит. 3:4.
12 Бу сөздин кейин, Барнабас билән Павлус чиқип, Худа өзлири арқилиқ ят әлликләрниң арисида көрсәткән барлиқ мөҗизилик аламәтләрни вә карамәтләрни баян қилип бәрди; көпчилик уларға қулақ селип сүкүттә турди. 13 Уларниң сөзи түгигәндин кейин, Яқуп мундақ деди:
— Қериндашлар, маңа қулақ селиңлар! 14 Баятин Шимеон Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғини чүшәндүрүп өтти. «Шимеон» —Петрусниң арамий тилидики исми («Симон» болса униң ибраний тилидики шәклидур). «Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғи» — «шапаәт билән йоқлаш» грек тилида пәқәт «йоқлаш» дегән сөзла билән ипадилиниду. 15 Пәйғәмбәрләрниң ейтқанлириму буниңға уйғун келиду, худди муқәддәс язмиларда муну сөзләр пүтүлгәндәк: —
16 — ««Мошу ишлардин кейин, Мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән,
Униң харабиликлирини қайта бена қилип, әслигә кәлтүримән.
17-18 Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» дәйду бу ишларни әмәлгә Ашурғучи вә шундақла уларни әзәлдин аян қилип кәлгән Пәрвәрдигар!»«Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр...» — «җаһандики башқа инсанлар» Йәһудий хәлқидин башқа барлиқ әлләрни көрстиду. «Мениң намим билән аталған барлиқ (ят) әлләр» «Өз хәлқим болушқа чақирған ят әлләр» яки «Мән егидарчилиқ қилған барлиқ әлләр» дегәнләрни билдүриду. «Мошу ишлардин кейин, мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән... шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» — (16-17-айәт) бу нәқил кәлтүрүлгән бешарәтләр «Ам.» 9:11-12 вә «Йәш.» 45:21дин елинған. Яқуп бу бешарәтләрни «Септуагинт» LXX дегән грек тилидики тәрҗимисидин алған. «Амос»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.  Ам. 9:11,12.
19 — Шуниң үчүн хуласәм шуки, ят әлликләр арисидин товва қилип Худаға етиқат бағлиғанларға аварә-еғирчилик селип қоймаслиғимиз керәк; 20 пәқәт уларға: «Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар» дәп тапилап, бир парчә хәт язайли. «Бутларға атилип булғанған нәрсиләр» — грек тилида «Бутлардин булғанған нәрсиләр» дегән билән ипадилиниду; «нәрсиләр» бәлким гөш вә һәр хил йемәк-ичмәкни көрсәтсә керәк. Грекләр арисида «авал бутларға аталған» йемәкликни йейиш «саваблиқ иш» яки «қутлуқ иш» дәйдиғанлар көп еди.  Яр. 9:4; Мис. 20:3; 1Кор. 8:1; 10:20; 1Тес. 4:3. 21 Чүнки қедимки дәвирләрдин тартип һәр шәһәрдә шабат күнидә синагогларда Муса пәйғәмбәрниң ейтқанлири оқулуп, униң көрсәтмилири үгитилип кәлгән.«Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар ...» — (20-айәт) мошу үч пәрһиз Тәврат қанунидин елинған. Етиқат қилған ят әлләрниң буларға риайә қилиши уларниң ниҗатлиққа еришиши үчүн әмәс, бәлки («җинсий бузуқлуқтин ... нери болуңлар»тин башқа) етиқат қилған Йәһудийлар җамаәткә қатнишишида уларниң алдида путликашаң болмаслиғи, Йәһудий әмәс қериндашлири билән арилишиши асан қилинсун үчүн дегән мәхсәт билән тапшурулған (21-айәттин расулларниң бу мәхсити очуқ көрүниду; «1Кор.» 10:14-11:1ниму көрүң).
 
Йәһудий әмәс етиқатчиларға йезилған хәт
22 Шуниң билән расуллар, ақсақаллар, шундақла Йерусалимдики пүткүл җамаәттикиләр өз арисидин бир нәччә адәмни таллап, уларни Павлус вә Барнабас билән биллә Антакяға әвәтишни лайиқ көрди. Әслидә қериндашлар ичидә башламчи болған Йәһуда (Барсабас дәпму атилиду) билән Силаслар буниңға талланди.
23 Хәт болса уларға тапшурулди, униңда мундақ йезилған еди: — «И Антакя, Сурийә вә Киликийәдә туруватқан ят әллик қериндашлар, — Йерусалимдики қериндашлириңлардин, расуллар билән ақсақаллардин силәргә салам!
24 Аримиздин бәзи кишиләр чиқип йениңларға берип, сөзлири билән силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ. «... Силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә: «... Силәрни беарамлиққа селип, сүннәт қобул қилишиңлар, Тәврат қануниға әмәл қилишиңлар керәк дәп көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ» дейилиду.  Гал. 2:4. 25 Шу сәвәптин, биз бу ишта ойлиримиз бир йәрдин чиққандин кейин, аримиздин талланған бир нәччәйләнни сөйүмлүк Барнабас вә Павлусимиз билән биллә йениңларға әвәтишни қарар қилдуқ. 26 Бу иккилән Рәббимиз Әйса Мәсиһниң нами үчүн һаятини хәтәргә тәвәккүл қилған кишиләрдур. Рос. 13:50; 14:19. 27 Шуңа биз Йәһуда билән Силасни язғанлиримизни силәргә өз ағзи биләнму сөзләп бәрсун дәп, йениңларға әвәттуқ. 28 Гәпниң поскаллисиға кәлсәк, Муқәддәс Роһқа, шундақла бизләргиму шу лайиқ көрүнгәнки, төвәндики зөрүр болған ишлардин сирт, силәргә һеч қандақ башқа ишни жүклимәслигимиз керәк: 29 — Бутларға аталған нәрсиләрдин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридин йейиштин вә җинсий бузуқлуқтин нери болуш — силәр мошу бир нәччә иштин сақлансаңлар, яхши қилған болисиләр.
Аман-хатирҗәм болуңлар!»Яр. 9:4; Мис. 20:3; Лав. 17:14; 1Кор. 8:1; 1Тес. 4:3.
30 Шундақ қилип, улар қериндашлар тәрипидин йолға селинип, Антакяға барди. У йәрдә пүтүн җамаәттикиләрни жиғип, хәтни уларға тапшурди. «шундақ қилип, улар қериндашлар тәрипидин йолға селинип...» — грек тилида «шундақ қилип, улар уларниң тәрипидин йолға селинип...». 31 Улар хәтни оқуп, униңдин болған риғбәт-тәсәллидин зор шатланди. 32 Йәһуда вә Силаслар өзлириму пәйғәмбәрләрдин болуп, қериндашларни нурғун сөз-несиһәтләр билән риғбәтләндүрүп, уларни қувәтләндүрди. 33 Йәһуда вә Силаслар у йәрдә бир мәзгилни өткүзгәндин кейин, Антакядики қериндашларниң сәпиригә аманлиқ тилигән һалда узитиши билән, улар өзлирини әвәткән Йерусалимдикиләрниң қешиға қайтти. «Йәһуда вә Силаслар у йәрдә бир мәзгилни өткүзгәндин кейин» — «Йәһуда вә Силаслар» грек тилида «улар». 34-35 Лекин Павлус вә Барнабас Антакяда қелип, башқа нурғун қериндашларниң һәмкарлиғида тәлим берип Рәбниң сөз-каламидики хуш хәвирини җакалап турди.
 
Павлус билән Барнабасниң айрилип кетиши
36 Лекин йәнә бир нәччә күнләрдин кейин Павлус Барнабасқа:
Биз бурун Рәбниң сөз-каламини йәткүзгән һәммә шәһәр-йезиларға берип, қериндашларниң йениға берип, һалини сорап келәйли, — деди.
37 Барнабас болса Юһанна (Маркусму дейилиду)ни биллә елип бармақчи болған еди. Мис. 20:3. 38 Бирақ Павлус алдинқи қетим Памфилийә өлкисидә улардин айрилип кәткән, Рәбниң хизмитидә улар билән биллә давамлиқ сәпәр қилмиған Маркусни йәнә елип беришни ақиланилик әмәс дәп қариди. «Рәбниң хизмитидә улар билән биллә давамлиқ сәпәр қилмиған Маркус...» — мошу йәрдә «Рәбниң хизмитидә» грек тилида пәқәт «хизмәттә» дейилиду. 39 Шуниң билән иккилән оттурисида бәк кәскин ихтилап болуп, ахир берип улар бир-биридин айрилип кетишти. Барнабас Маркусни елип, кемигә олтирип Сипрус арилиға кәтти. 40 Павлус болса Силасни таллиди; қериндашларниң иккиләнни Худаниң шапаитигә аманәт қилиши билән у иккиси йолға чиқти. «Павлус болса Силасни таллиди; қериндашларниң иккиләнни Худаниң шапаитигә аманәт қилиши билән у иккиси йолға чиқти» — Павлус вә Барнабас немә үчүн бир-биридин айрилди? Қайсисиниң қарари тоғра? «Қошумчә сөзимиз»дә бу мәсилә тоғрисида азрақ тохтилимиз. 41 У әнди Сурийә вә Киликийә өлкилирини арилап өтүп, һәр қайси җайларда җамаәтләрни қувәтләндүрди.
 
 

15:1 «Силәр Муса пәйғәмбәргә тапшурулған йосун бойичә хәтнә қилинишни қобул қилмисаңлар, қутқузулмайсиләр!» — Йәһудийәдин кәлгәнләр аллиқачан сүннәт қилинған Йәһудийлар, әлвәттә.

15:1 Яр. 17:10; Лав. 12:3; Гал. 5:2.

15:2 Гал. 2:1.

15:3 «әлләрниңму товва қилип...» — «әлләр» йәнә «Йәһудий әмәсләр» дегән мәнидә. «әлләрниңму товва қилип етиқат йолиға киргәнлиги...» — мошу йәрдә грек тилида: «товва қилип етиқат йолиға кириш» дегән ибарә пәқәт бирла сөз «бурулуш» билән ипадилиниду.

15:7 Рос. 10:20; 11:12.

15:8 1Тар. 28:9; 29:17; Зәб. 7:10; Йәр. 11:20; 17:10; 20:12.

15:9 Рос. 10:43, 44.

15:10 Мат. 23:4.

15:11 «Әндиликтә, биз болсақ Рәб Әйсаниң меһри-шәпқитигә тайинип уларға охшаш қутқузулимиз, дәп ишинимиз» — бу айәттики «биз» Йәһудий етиқачиларни, «улар» Йәһудий болмиған етиқатчиларни көрситиду.

15:11 Әф. 2:8; Тит. 3:4.

15:14 «Шимеон» —Петрусниң арамий тилидики исми («Симон» болса униң ибраний тилидики шәклидур). «Худаниң ят әлликләрниму баштинла шапаәт билән йоқлап, уларниң арисидин Өз нами үчүн бир хәлиқ чиқиридиғанлиғи» — «шапаәт билән йоқлаш» грек тилида пәқәт «йоқлаш» дегән сөзла билән ипадилиниду.

15:17-18 «Шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр...» — «җаһандики башқа инсанлар» Йәһудий хәлқидин башқа барлиқ әлләрни көрстиду. «Мениң намим билән аталған барлиқ (ят) әлләр» «Өз хәлқим болушқа чақирған ят әлләр» яки «Мән егидарчилиқ қилған барлиқ әлләр» дегәнләрни билдүриду. «Мошу ишлардин кейин, мән қайтип келип, Давутниң жиқилған чедирини йеңибаштин қуруп тикләймән... шундақ қилип, җаһандики башқа инсанларму, йәни Мениң намим билән аталған барлиқ әлләр Мени издәп тапиду» — (16-17-айәт) бу нәқил кәлтүрүлгән бешарәтләр «Ам.» 9:11-12 вә «Йәш.» 45:21дин елинған. Яқуп бу бешарәтләрни «Септуагинт» LXX дегән грек тилидики тәрҗимисидин алған. «Амос»тики «қошумчә сөз»имизниму көрүң.

15:17-18 Ам. 9:11,12.

15:20 «Бутларға атилип булғанған нәрсиләр» — грек тилида «Бутлардин булғанған нәрсиләр» дегән билән ипадилиниду; «нәрсиләр» бәлким гөш вә һәр хил йемәк-ичмәкни көрсәтсә керәк. Грекләр арисида «авал бутларға аталған» йемәкликни йейиш «саваблиқ иш» яки «қутлуқ иш» дәйдиғанлар көп еди.

15:20 Яр. 9:4; Мис. 20:3; 1Кор. 8:1; 10:20; 1Тес. 4:3.

15:21 «Бутларға атилип булғанған нәрсиләрни йейиштин, җинсий бузуқлуқтин, қанни вә боғуп союлған һайванларниң гөшлиридинму йейиштин нери болуңлар ...» — (20-айәт) мошу үч пәрһиз Тәврат қанунидин елинған. Етиқат қилған ят әлләрниң буларға риайә қилиши уларниң ниҗатлиққа еришиши үчүн әмәс, бәлки («җинсий бузуқлуқтин ... нери болуңлар»тин башқа) етиқат қилған Йәһудийлар җамаәткә қатнишишида уларниң алдида путликашаң болмаслиғи, Йәһудий әмәс қериндашлири билән арилишиши асан қилинсун үчүн дегән мәхсәт билән тапшурулған (21-айәттин расулларниң бу мәхсити очуқ көрүниду; «1Кор.» 10:14-11:1ниму көрүң).

15:24 «... Силәрни беарамлиққа селип көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ. Лекин биз уларға һеч қандақ сөз-әмир қилмидуқ» — бәзи кона көчүрмиләрдә мошу йәрдә: «... Силәрни беарамлиққа селип, сүннәт қобул қилишиңлар, Тәврат қануниға әмәл қилишиңлар керәк дәп көңлүңларни паракәндә қилип қойғанлиғини аңлидуқ» дейилиду.

15:24 Гал. 2:4.

15:26 Рос. 13:50; 14:19.

15:29 Яр. 9:4; Мис. 20:3; Лав. 17:14; 1Кор. 8:1; 1Тес. 4:3.

15:30 «шундақ қилип, улар қериндашлар тәрипидин йолға селинип...» — грек тилида «шундақ қилип, улар уларниң тәрипидин йолға селинип...».

15:33 «Йәһуда вә Силаслар у йәрдә бир мәзгилни өткүзгәндин кейин» — «Йәһуда вә Силаслар» грек тилида «улар».

15:37 Мис. 20:3.

15:38 «Рәбниң хизмитидә улар билән биллә давамлиқ сәпәр қилмиған Маркус...» — мошу йәрдә «Рәбниң хизмитидә» грек тилида пәқәт «хизмәттә» дейилиду.

15:40 «Павлус болса Силасни таллиди; қериндашларниң иккиләнни Худаниң шапаитигә аманәт қилиши билән у иккиси йолға чиқти» — Павлус вә Барнабас немә үчүн бир-биридин айрилди? Қайсисиниң қарари тоғра? «Қошумчә сөзимиз»дә бу мәсилә тоғрисида азрақ тохтилимиз.