2
Исраилниң Пәрвәрдигарға болған дәсләпки муһәббити
Әнди Пәрвәрдигарниң сөзи маңа келип мундақ дейилди: —
Берип Йерусалимдикиләрниң қулақлириға мундақ җар салғин: — «Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Мән сениң яш вақтиңдики вападарлиғиңни, йәни қизниң ашиқиға болған муһәббитидәк сениң чөл-баяванда, йәни терилмиған йәрләрдә Маңа әгишип жүргәнлириңни сениң үчүн әсләймән. Шу чағда Исраил хәлқи Пәрвәрдигарға пак, алаһидә аталған, улар униң өз һосулиниң тунҗа мевиси дәп қаралған еди; уларни йәвалмақчи болғанларниң һәммиси гунакар дәп һесапланған еди һәм уларниң башлириға балаю-апәт чүшкән еди, — дәйду Пәрвәрдигар.«Шу чағда Исраил хәлқи Пәрвәрдигарға пак, алаһидә аталған» — «...пак, алаһидә аталған» дегән сөз ибраний тилидики «Пәрвәрдигарға «қодәш»» («Пәрвәрдигарға муқәддәслик») дегән сөз билән ипадилиниду. Оқурмәнләргә бәлким аянки, «муқәддәс»ниң әсли мәнаси дәл «Худаға алаһидә аталған, пак» дегәнликтур.
Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә «һосулниң тунҗа мевиси»ни болса Худаға атап, Худаниң вәкили болған каһинларға беғишлаш керәк еди. Худа мошу йәрдә: «Исраил алаһидә Мениңки еди» дәйду. Йәнә бир тәрәптин ейтқанда Исраил Худаниң «һосулиниң тунҗа мевиси» болса, әнди улардин кейин Худаниң йолида маңидиған башқа әлләрдин болғанларму Худаниң йениға келип униңға «һосул болуп» Худаниң Өз хәлқи болушқа келиду.
 
Ата-бовилар арисида вапасизлиқниң пәйда болғанлиғи
Пәрвәрдигарниң сөзини аңлаңлар, и Яқупниң җәмәти, Исраил җәмәтиниң барлиқ аилә-тавабиатлири: —
Пәрвәрдигар мундақ дәйду: — Ата-бовилириңлар Мәндә зади қандақ адаләтсизликләрни байқапту, улар Мәндин шунчә жирақлишиду? Улар немишкә бемәна бутларға баш уруп, өзлири бемәна болуп кәтти?Мик. 6:3, 4
Улар һеч қачан: «Бизни Мисир зиминидин қутқузуп чиқирип, баявандин, йәни чөл-дәшт вә тик азгаллар билән қапланған җайлардин, қурғақчилиқ вә өлүм сайиси орап турған йәрләрдин, адәмзат өтмәйдиған һәмдә инсан турмайдиған шу баявандин бизни өткүзгән Пәрвәрдигар қени?» дәп сорап қоюшмаптиғу? Мән силәрни мевиси һәм молчилиғидин һозурлиниш үчүн мунбәт бир зиминға елип кәлгәнмән; силәр келип зиминимни булғидиңлар, Мениң мирасимни жиркиничлик бир нәрсигә айландуруп қойдуңлар.«Мениң мирасим» — бу сөз икки бислиқ болуп, мәнаси: (1) Худа «булар алаһидә Мениңки» дегән Қанаан (Пәләстин) зиминини вә униң үстидики Йәһудий хәлқини көрситиду; (2) «мирас қилип бәргинимни» дегән мәнидә болуп, Худа Исраилға «Силәрниң мирасиңлар болсун» дәп тапшурған зиминни көрситиду. Умумән бу сөз шу зиминни вә шундақла, бәлким, шу зиминдики хәлиқниму көрситиду.
Каһинлар: «Пәрвәрдигар қени?» дәп һеч сорап қоймиди; Тәврат-қанун иҗрачилири мени һеч тонумиди; хәлиқ падичилири маңа асийлиқ қилди; пәйғәмбәрләр болса Баалниң намида бешарәт бәрди, уларниң һәммиси һеч пайдисиз бемәна нәрсиләргә әгишип кәтти.«Тәврат-қанун иҗрачилири» — Тәвратни хәлиққә үгитишкә мәсъул болған каһинларни («Йәр.» 18:18, «Қан.» 33:10) яки Тәвратни көчүрүшкә мәсъул болған Лавийларни («Йәр.» 8:8) көрситиду. «хәлиқ падичилири» — (йәни «бақармәнлири» яки «баққучилар») ибраний тилида «қойчилар», «падичилар», «чупанлар» дейилиду. Адәттә бу сөз чопан-қойчиларни көрситиду. Мошу йәрдә «хәлиқ баққучилири» Исраилниң йетәкчилирини көрситиду, әлвәттә. «Баалниң намида бешарәт бәрди» — «Баал» дегән Пәләстиндикиләрниң жиркиничлик бир бути еди.  Рим. 2:20 Шуңа силәр билән дәвалашмақчимән, балилириңлар һәм балилириңларниң балилири билән дәвалишимән, — дәйду Пәрвәрдигар; 10  — силәр Сипрустики деңиз бойлириға өтүп беқиңлар, Кедарға тәкшүрүшкә адәм әвәтип беқиңлар — мошундақ бир иш зади болуп баққанму-йоқ дәп көрүп беқиңлар — «Сипрус» — Сипрус арили (ибраний тилида «Киттим») болса Пәләстинниң жирақ ғәрбидә; Кедар болса Пәләстинниң жирақ шәрқидә еди — демәк, шәриқтин ғәрипкичә болған йәрләрдиму мошундақ иш болуп бақмиған. 11 Қайси бир әл өз илаһлирини (улар һеч илаһ әмәс, әлвәттә) өзгәрткәнму? Лекин Мениң хәлқим өзлириниң шан-шәриви Болғучисини болса пайдисиз-бемәна бир нәрсигә алмаштурған.Зәб. 105:20
12 Буниңға әҗәблиниңлар, и асманлар; һаң-таң болуңлар! Сарасимигә чүшүңлар! Чөчүңлар! — дәйду Пәрвәрдигар, Қан. 32:1; Йәш. 1:2 13 — чүнки Мениң хәлқим икки рәзил ишни қилди; улар һаятлиқ су мәнбәси болған Мәндин ваз кәчти; андин өзлири үчүн су азгаллирини, йәни су турмайдиған йериқ су азгаллирини йонуп чиқти.Күй. 4:15; Йәр. 17:13
 
Исраил Худаға әмәс, ят илаһларға вә ят әлләргә тайиниду
14 Исраил әсли қулмиди? У ғоҗайинниң өйидә туғулған қулмиди? Немишкә әнди у олҗиға айлинип қалди? 15 Яш ширлар уни олҗа қилип һөкириди; улар авазини қоювәтти; улар Исраил зиминини вәйранә қилди; шәһәрлири көйдүрүлди, адәмзатсиз қалди. «яш ширлар...һөкириди» — ширлар олҗисини тутқандин кейин андин һөкирәйду. Мошу айәттики «ширлар» бәлким Асурийә, андин Бабилни көрситиду.  Йәш. 5:29; Йәр. 4:7 16 Униң үстигә һәтта Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму чоққаңни йеривәтти.«...Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму чоққаңни йеривәтти» — «Ноф вә Таһпанәс» Мисирдики шәһәрләрдур. Йәһуда көп қетим Мисирдин ярдәм сориған еди. Мисир қошулған болсиму, лекин әксичә Исраилға вапасизлиқ қилип кәлгән еди. Ноф кейин «Мәмфис» дәп аталған.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «...Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму баш чоққаңни (рәсва қилиш үчүн) ғирдивәтти».
17 Бу ишларни өзүң кәлтүрүп чиқарған әмәсму? — Чүнки саңа йол башлаватқинида Пәрвәрдигар Худайиңдин ваз кәчкән едиң.
18 Әнди бүгүнки күндә йәнә Шиһор дәриясиниң сүйини ичиш үчүн Мисирниң йолини басқиниң немиси? Әфрат дәриясиниң сүйини ичиш үчүн Асурийәниң йолини басқиниң немиси? «Шиһор дәриясиниң сүйини ичиш үчүн... Әфрат дәриясиниң сүйини ичиш үчүн....» — «Шиһор (Мисирдики бир дәрия яки вади)ниң сулирини ичиш» һәмдә «Әфрат (Асурийәдики дәрия)ниң... сулирини ичиш» Исраил Мисирдин вә Асурийәдин панаһ издигәнлигини көрситиду.  Йәш. 31:1
19 Өз рәзиллигиң өзүңгә савақ елип келиду, өзүңниң йенимдин чәтнәп кәткиниң өзүңгә тәнбиһ болиду; әнди сениң Пәрвәрдигар Худайиңдин ваз кәчкиниң вә Мениң қорқунучумниң сәндә болмаслиғиниң интайин рәзил һәмдә зәрдапқа толған иш екәнлигини билип қой, — дәйду Рәб, самави қошунларниң Сәрдари болған Пәрвәрдигар.Йәш. 3:9; Һош. 5:5
20 Чүнки сән қедимдинла Мән саңа салған боюнтуруқни бузуп, униң риштини үзүп ташливәткәнсән; сән: «Қуллуғуңда болмаймән!» дедиң. Чүнки барлиқ дөң-егизликтә вә барлиқ йешил дәрәқ астида сән паһишә аялдәк керилип ятқансән.«барлиқ дөң-егизликтә вә барлиқ йешил дәрәқ астида сән паһишә аялдәк керилип ятқансән» — Исраил мошу йәрләрдә (дөң-егизликтә ... йешил дәрәқ астида...) бутпәрәслик паалийәтлирини өткүзгән. Уларниң мундақ бутпәрәслиги Худаға вапасизлиқ болуп роһий җәһәттә паһишивазлиқ болупла қалмай, улар Пәләстиндикиләрниң бутпәрәслигини дорап уларниң бутлириға «аталған», бутханида турған паһишә аяллар билән ятатти.
21 Лекин Мән болсам сени әсли есил сортлуқ үзүм телидин, сәрхил уруқтин тиккән едим; сән Маңа нисбәтән қандақму ят вә явайи бир сесиқ үзүм телиға айлинип қалдиң? «ят вә явайи бир сесиқ үзүм тели» — «ят вә ява» әслий ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.  Мис. 15:17; Зәб. 43:3; 79:9 22 Чүнки сән шулта билән жуюнсаңму, көп ақартқуч совун ишләтсәңму сениң қәбиһлигиң Мениң алдимда техи дағ болуп туриду, — дәйду Рәб Пәрвәрдигар.Аюп 9:30
23 Сән қандақму: «Мән һеч булғанған әмәсмән, мән «Бааллар»ға һеч әгәшмидим!» дейәләйсән? Җилғида маңған йолуңни көрүп бақ, қилмишлириңни иқрар қил — сән өз йоллирида уян-буян қатрап жүридиған чаққақ һиңгандурсән! «Җилғида маңған йолуңни көрүп бақ, қилмишлириңни иқрар қил» — «җилғида маңған йолуң...» бәлким көп қисим Йәһудадикиләр Йерусалимға йеқин болған «Һинном җилғиси»да өз балилирини бутларға атап «инсан қурбанлиғи» қилғанлиғини көрситиду. Исраилни һиңганға охшитиши бәлким униң һеч қандақ муқим йөлүнүшиниң болмайдиғанлиғини тәкитләйду. 24 Сән чөл-баяванға адәтләнгән, һәвиси қозғалғанда шамални пурап жүридиған бир явайи мада ешәксән! Күйлигәндә ким уни тосалисун? Уни издигән һаңгилар өзлирини һеч упратмайду; шу вақитларда уни издәп тапмақ асандур. «... һәвиси қозғалғанда шамални пурап жүридиған бир явайи мада ешәксән!» — бу охшитиш шүбһисизки, Исраилниң бутларға болған бузуқ һәвәслирини, уни бутпәрәсликтин тосушниң мүмкин әмәслигини көрситиду. 25 И Исраил, бекар жүгүрүп, путуңни аяқсиз, гелиңни уссулуқсиз қилип қойма! Лекин сән буниңға: «Яқ! Хам хиял қилма! Чүнки мән бу ят илаһларни яхши көрүп қалдим, уларниң кәйнидин маңимән!» — дедиң.«путуңни аяқсизлиқтин... гелиңни уссулуқсиз қилип қойма!» — бу сөзләр бәлким икки бислиқ: — (1) бутларниң йолида жүгүрүп меңиш бәрибир бекар иштур — бутлар адәмләргә ярдәмдә болалмайду; (2) әгәр Исраил бутпәрәслиги билән Худаға вапасизлиғини давамлаштурса, улар ахир берип аяқсиз, чаңқап сүргүн болғанлар болиду. «Яқ! Хам хиял қилма!» — ибраний тилида «Яқ! Үмүт йоқ!».
26 Оғри тутулуп қелип хиҗаләткә қалғандәк, Исраил җәмәтиму хиҗаләткә қалиду — йәни өзлири вә уларниң падишалири, каһинлири вә пәйғәмбәрлири — 27 улар яғач көтигигә: «Атам!» вә ташқа: «Сән мени туғдурдуң!» дәйду; чүнки улар йүзини Маңа қаратмай, әксичә Маңа арқисини қилди; лекин күлпәт бешиға чүшкәндә улар: «Орнуңдин туруп, бизни қутқузғайсән!» дәйду. 28 Әнди өзүңгә ясиған илаһлириң қени!? Күлпәт бешиңға чүшкәндә сени қутқузалайдиған болса, улар орнидин турсун! — Чүнки шәһәрлириң қанчә көп болса бутлириңму шунчә көптур, и Йәһуда!Йәш. 2:8; Йәр. 11:13
29 Немишкә силәр Мән билән дәваға чүшмәкчисиләр? Силәр һәммиңлар Маңа асийлиқ қилғансиләр, — дәйду Пәрвәрдигар.
30 Балилириңни бекардин бекар уруп қойдум; улар һеч тәрбийини қобул қилмиди. Өз қиличиң житқуч ширдәк пәйғәмбәрлириңни йәвәтти.Йәш. 1:5; Йәр. 5:3
31 И бу дәвир кишилири! Пәрвәрдигарниң сөзигә көңүл қоюңлар! Мән Исраилға чөл-баяван яки қап қараңғулуқ басқан зимин болуп баққанму? Мениң хәлқим немишкә: «Нәгила барсақ өз әркимиз; әнди йениңға йәнә кәлмәймиз!» — дәйду?Мат. 23:26-39
32 Қиз зибу-зиннәтлирини унтуяламду? Той қилидиған қиз той кийимлирини унтуяламду? Лекин өз хәлқим сан-санақсиз күнлиридә Мени унтуди.Йәр. 3:21
33 Сән ишқ издәп баридиған йолларға шунчә маһир болуп кәттиң! Бәрһәқ, һәтта әң бузуқ аялларға йоллириңни көрсәттиң. 34 Униң үстигә тонуңниң пәшлиридә гунасиз намратларниң қени бар! Сән уларни темиңни тешип оғрилиққа киргини үчүн өлтүрдиңму?! Ишларниң һәммиси шундақ турсиму, «Сән уларни темиңни тешип оғрилиққа киргини үчүн өлтүрдиңму?!» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә оғри кәчтә өйгә бөсүп киргән болса у уруп өлтүрүлсә өй егиси гунасиз һесаплиниду. 35 сән техи: «Мәндә гуна йоқ; Рәб мәндин рәнҗивәрмәйду!» дәйсән. Билип қой! Мән үстүңдин һөкүм чиқиримән, чүнки сән: «Мән гуна садир қилмидим!» — дәверисән.
36 Сән немишкә бунчивала уян-буян қатрап ала көңүллүк қилисән? Сән Асурийә тәрипидин йәргә қаритилғандәк Мисир тәрипидинму йәргә қаритилисән. «Сән немишкә бунчивала уян-буян қатрап ала көңүллүк қилисән?» — демәк, Исраил һәрдайим Худани әмәс, бәлки ят әлләрни өз йөләнчүки қилмақчи. 37 Бәрһәқ, сән Мисирдин қоллириңни бешиңға алған пети чиқисән; чүнки Пәрвәрдигар сән йөләнчүк қилғанларни чәткә қақти; сән улардин һеч пайда көрмәйсән.«сән Мисирдин қоллириңни бешиңға алған пети чиқисән» — демәк, әсир болған пети.
 
 

2:3 «Шу чағда Исраил хәлқи Пәрвәрдигарға пак, алаһидә аталған» — «...пак, алаһидә аталған» дегән сөз ибраний тилидики «Пәрвәрдигарға «қодәш»» («Пәрвәрдигарға муқәддәслик») дегән сөз билән ипадилиниду. Оқурмәнләргә бәлким аянки, «муқәддәс»ниң әсли мәнаси дәл «Худаға алаһидә аталған, пак» дегәнликтур. Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә «һосулниң тунҗа мевиси»ни болса Худаға атап, Худаниң вәкили болған каһинларға беғишлаш керәк еди. Худа мошу йәрдә: «Исраил алаһидә Мениңки еди» дәйду. Йәнә бир тәрәптин ейтқанда Исраил Худаниң «һосулиниң тунҗа мевиси» болса, әнди улардин кейин Худаниң йолида маңидиған башқа әлләрдин болғанларму Худаниң йениға келип униңға «һосул болуп» Худаниң Өз хәлқи болушқа келиду.

2:5 Мик. 6:3, 4

2:7 «Мениң мирасим» — бу сөз икки бислиқ болуп, мәнаси: (1) Худа «булар алаһидә Мениңки» дегән Қанаан (Пәләстин) зиминини вә униң үстидики Йәһудий хәлқини көрситиду; (2) «мирас қилип бәргинимни» дегән мәнидә болуп, Худа Исраилға «Силәрниң мирасиңлар болсун» дәп тапшурған зиминни көрситиду. Умумән бу сөз шу зиминни вә шундақла, бәлким, шу зиминдики хәлиқниму көрситиду.

2:8 «Тәврат-қанун иҗрачилири» — Тәвратни хәлиққә үгитишкә мәсъул болған каһинларни («Йәр.» 18:18, «Қан.» 33:10) яки Тәвратни көчүрүшкә мәсъул болған Лавийларни («Йәр.» 8:8) көрситиду. «хәлиқ падичилири» — (йәни «бақармәнлири» яки «баққучилар») ибраний тилида «қойчилар», «падичилар», «чупанлар» дейилиду. Адәттә бу сөз чопан-қойчиларни көрситиду. Мошу йәрдә «хәлиқ баққучилири» Исраилниң йетәкчилирини көрситиду, әлвәттә. «Баалниң намида бешарәт бәрди» — «Баал» дегән Пәләстиндикиләрниң жиркиничлик бир бути еди.

2:8 Рим. 2:20

2:10 «Сипрус» — Сипрус арили (ибраний тилида «Киттим») болса Пәләстинниң жирақ ғәрбидә; Кедар болса Пәләстинниң жирақ шәрқидә еди — демәк, шәриқтин ғәрипкичә болған йәрләрдиму мошундақ иш болуп бақмиған.

2:11 Зәб. 105:20

2:12 Қан. 32:1; Йәш. 1:2

2:13 Күй. 4:15; Йәр. 17:13

2:15 «яш ширлар...һөкириди» — ширлар олҗисини тутқандин кейин андин һөкирәйду. Мошу айәттики «ширлар» бәлким Асурийә, андин Бабилни көрситиду.

2:15 Йәш. 5:29; Йәр. 4:7

2:16 «...Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму чоққаңни йеривәтти» — «Ноф вә Таһпанәс» Мисирдики шәһәрләрдур. Йәһуда көп қетим Мисирдин ярдәм сориған еди. Мисир қошулған болсиму, лекин әксичә Исраилға вапасизлиқ қилип кәлгән еди. Ноф кейин «Мәмфис» дәп аталған. Башқа бир хил тәрҗимиси: «...Ноф вә Таһпанәс шәһиридикиләрму баш чоққаңни (рәсва қилиш үчүн) ғирдивәтти».

2:18 «Шиһор дәриясиниң сүйини ичиш үчүн... Әфрат дәриясиниң сүйини ичиш үчүн....» — «Шиһор (Мисирдики бир дәрия яки вади)ниң сулирини ичиш» һәмдә «Әфрат (Асурийәдики дәрия)ниң... сулирини ичиш» Исраил Мисирдин вә Асурийәдин панаһ издигәнлигини көрситиду.

2:18 Йәш. 31:1

2:19 Йәш. 3:9; Һош. 5:5

2:20 «барлиқ дөң-егизликтә вә барлиқ йешил дәрәқ астида сән паһишә аялдәк керилип ятқансән» — Исраил мошу йәрләрдә (дөң-егизликтә ... йешил дәрәқ астида...) бутпәрәслик паалийәтлирини өткүзгән. Уларниң мундақ бутпәрәслиги Худаға вапасизлиқ болуп роһий җәһәттә паһишивазлиқ болупла қалмай, улар Пәләстиндикиләрниң бутпәрәслигини дорап уларниң бутлириға «аталған», бутханида турған паһишә аяллар билән ятатти.

2:21 «ят вә явайи бир сесиқ үзүм тели» — «ят вә ява» әслий ибраний тилида бир сөз биләнла ипадилиниду.

2:21 Мис. 15:17; Зәб. 43:3; 79:9

2:22 Аюп 9:30

2:23 «Җилғида маңған йолуңни көрүп бақ, қилмишлириңни иқрар қил» — «җилғида маңған йолуң...» бәлким көп қисим Йәһудадикиләр Йерусалимға йеқин болған «Һинном җилғиси»да өз балилирини бутларға атап «инсан қурбанлиғи» қилғанлиғини көрситиду. Исраилни һиңганға охшитиши бәлким униң һеч қандақ муқим йөлүнүшиниң болмайдиғанлиғини тәкитләйду.

2:24 «... һәвиси қозғалғанда шамални пурап жүридиған бир явайи мада ешәксән!» — бу охшитиш шүбһисизки, Исраилниң бутларға болған бузуқ һәвәслирини, уни бутпәрәсликтин тосушниң мүмкин әмәслигини көрситиду.

2:25 «путуңни аяқсизлиқтин... гелиңни уссулуқсиз қилип қойма!» — бу сөзләр бәлким икки бислиқ: — (1) бутларниң йолида жүгүрүп меңиш бәрибир бекар иштур — бутлар адәмләргә ярдәмдә болалмайду; (2) әгәр Исраил бутпәрәслиги билән Худаға вапасизлиғини давамлаштурса, улар ахир берип аяқсиз, чаңқап сүргүн болғанлар болиду. «Яқ! Хам хиял қилма!» — ибраний тилида «Яқ! Үмүт йоқ!».

2:28 Йәш. 2:8; Йәр. 11:13

2:30 Йәш. 1:5; Йәр. 5:3

2:31 Мат. 23:26-39

2:32 Йәр. 3:21

2:34 «Сән уларни темиңни тешип оғрилиққа киргини үчүн өлтүрдиңму?!» — Муса пәйғәмбәргә чүшүрүлгән қанун бойичә оғри кәчтә өйгә бөсүп киргән болса у уруп өлтүрүлсә өй егиси гунасиз һесаплиниду.

2:36 «Сән немишкә бунчивала уян-буян қатрап ала көңүллүк қилисән?» — демәк, Исраил һәрдайим Худани әмәс, бәлки ят әлләрни өз йөләнчүки қилмақчи.

2:37 «сән Мисирдин қоллириңни бешиңға алған пети чиқисән» — демәк, әсир болған пети.