4
Йәттинчи ойлиниш — той кечиси •••• Сулайман Шуламитқа сөз қилип уни махтайду
«Мана, сән гөзәл, сөйүмлүгүм!
Мана, сән гөзәл!
Чүмпәрдәң кәйнидә көзлириң пахтәкләрдәк екән,
Чачлириң Гилеад теғи бағрида ятқан бир топ өшкиләрдәктур.«Чүмпәрдәң кәйнидә көзлириң пахтәкләрдәк екән» — той қилидиған күнидә қиз чүмпәрдә артиду.
Чишлириң йеңила жуюлуштин чиққан қирқилған бир топ қойлардәк;
Уларниң һәммиси кош гезәк туққанлардин,
Улар арисида һеч бири кам әмәстур.«Улар арисида һеч бири кам әмәстур» — яки «улар арисида һеч бири туғмастур».
Ләвлириң пәрәң тал жиптәк,
Гәплириң йеқимлиқтур;
Чүмбилиң кәйнидә чекилириң парчә анардур.
Бойнуң болса,
Қуралхана болушқа тәйярлиған Давутниң мунаридәктур,
Униң үстигә миң қалқан есиқлиқтур;
Уларниң һәммиси палванларниң сипарлиридур.«Қуралхана болушқа тәйярлиған Давутниң мунаридәктур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәләмпәйлик қилинған Давутниң мунаридәктур».
«изаһат» — кона заманларда «вәтәндин айрилған ләшкәрләр» мәлум шәһәргә яки мәмликәткә қайил болғанда, шу шәһәргә болған садиқлиғини билдүрүш үчүн қалқанлирини шәһәрниң сепилида яки мунарлирида есип қоятти («Әз.» 27:11ни көрүң). Шуңа Сулайманниң бу сөзлири: «Сениң гөзәллигиң шундақки, миң ләшкәрниң қайиллиғиға, садиқлиғиға еришкидәктур» дегән мәнидә. Йәнә келип бәлким Шуламитниң бойниға көплигән марҗанлар есиқлиқ болуши мүмкин.
«Сипар» кичик қалқандур.
Икки көксүң худди икки маралдур,
Нилупәр арисида озуқлиниватқан җәрәнниң кош гезәклиридәктур;
Таң атқичә,
Көләңгиләр қечип йоқиғичә,
Мән өзүмни мурмәккә теғиға,
Мәстики дөңигә елип кетимән.«Таң атқичә, көләңгиләр қечип йоқиғичә, мән өзүмни мурмәккә теғиға, мәстики дөңигә елип кетимән» — Сулайман бәлким пүтүн кечи Шуламитниң толуқ бәдинидин һозурланмақчи.
Сән пүтүнләй гөзәл, и сөйүмлүгүм,
Сәндә һеч дағ йоқтур».
 
Сулайманниң тәкливи
«Ливандин мән билән кәлгин, и җөрәм,
Мән билән Ливандин кәлгин —
Аманаһ чоққисидин қара,
Сенир һәм Һәрмон чоққилиридин,
Йәни ширлар угилиридин,
Илпизларниң тағлиридин қара!»«(8-айәт) шәрһи» — бәзи алимлар, бу сөзләр җинсий муһәббәтниң жуқури пәллисини ипадиләйду, дәп қарайду. Буниң мүмкинчилиги бар болғини билән, биз йәнә бу сөзләрни Сулайманниң сөйүмлүги билән биллә өз падишалиғиниң кәң зимини вә һәйвитигә Һәрмон теғи (Пәләстиндики әң егиз тағ)ниң әң егиз чоққилиридин нәзәр селишқа болған арзусини ипадилигән, дәп қараймиз. Сулайманниң бу тәкливи явайи һайванларниң шу йәрләрни макан қилғанлиғи түпәйлидин хәтәрлик иш болиду, әлвәттә!  Йуһ. 17:24; Әф. 1:15-23
 
Сулайманниң сөзиниң давами
«Сән көңлүмни аламәт сөйүндүрдүң, и сиңлим, и җөрәм,
Көзүңниң бир ләп қилип қариши билән,
Бойнуңдики марҗанниң бир тал һалқиси билән,
Көңлүмни сөйүндүрдүң.
10 Сениң муһәббитиң немидегән гөзәл,
И сиңлим, и җөрәм!
Сениң муһәббәтлириң шараптин шунчә шерин!
Сениң әтирлириңниң пуриғи һәр қандақ тетитқудин пәйзидур!«Сениң муһәббитиң немидегән гөзәл, и сиңлим, и җөрәм!» — Сулайман Шуламитни «сиңлим» дәп чақириду (12-айәттиму): — (1) қедимки замандики бәзи шеирларда ашиқ-мәшуқлар бир-бирини «ака, сиңлим» дәп чақиратти; (2) оттура шәриқтики бәзи җәмиийәтләрдә мөтивәр кишиләр өз әмригә алмақчи болған қизға җәмиийәтниң жуқури тәбиқисидин орун алғузуш үчүн яки никаһини техиму «капаләтлик» қилиш үчүн уни авал «сиңлим» дәп «беқивалатти».
11 Ләвлириң, и җөрәм, һәрә көнигидәк темитиду,
Тилиң астида бал вә сүт бар;
Кийим-кечәклириңниң пуриғи Ливанниң пуриғидур;«Кийим-кечәклириңниң пуриғи Ливанниң пуриғидур» — «Ливанниң пуриғи» орманлиқларниң хуш пуриғи, әлвәттә.
12 Сән печәтләнгән бир бағдурсән, и сиңлим, и җөрәм!
Етиклик бир булақ, йепиқлиқ бир фонтандурсән.«Сән печәтләнгән бир бағдурсән, и сиңлим, и җөрәм! Етиклик бир булақ, йепиқлиқ бир фонтандурсән» — Сулайманниң Шуламитни махтиши шуки, Шуламит өзини һеч қандақ башқа адәмгә бәрмәй, пәқәт болғуси әр үчүн пак сақлап кәлди.
13 Шахлириң болса бир анарлиқ «Ерән бағчиси»дур;
Униңда қиммәтлик мевиләр,
Хенә сумбул өсүмлүклири билән,«Униңда қиммәтлик мевиләр, хенә сумбул өсүмлүклири билән,...» — әтирләр тоғрилиқ: «сумбул» бир хил хушпурақлиқ өсүмлүк.
14 Сумбуллар вә ипарлар,
Каламус вә қовзақдарчин,
Һәр хил мәстики дәрәқлири,
Мурмәккә, муәттәр билән һәммә есил тетитқулар бар.«Сумбуллар вә ипарлар, каламус вә қовзақдарчин, ... мурмәккә, муәттәр билән...» — әтирләр тоғрилиқ: «каламус» бир хил қомушқа охшайдиған өсүмлүктин чиқиду. «мурмәккә» вә «қовзақдарчин» адәттә мәлум дәрәқләрниң қовзиқидин елиниду. «Муәттәр» бир хил өсүмлүкниң йопурмақлиридин елиниду.
15 Бағларда бир фонтан сән,
Һаятлиқ сулирини беридиған, Ливандин ақидиған бир булақсән».«Ливандин ақидиған бир булақсән» — яки «Ливандин ақидиған бир қудуқсән».
«(9-15-айәт) шәрһи» — 11-15-айәтләрдә Сулайман сөйүмлүгини чирайлиқ бағчиға, һәтта «Ерән бағчиси» («Беһиш»)ниң өзигә охшитиду. У йәнә Шуламитниң пүтүн бәдинидин һозурланмақчи екәнлигини билдүриду.
16 «Ойған, шималдики шамал;
Кәлгин, и җәнуптики шамал!
Мениң беғим үстидин учуп өткәй;
Шуниң билән тетитқулири сиртқа пурақ чачиду!
Сөйүмлүгүм өз беғиға кирсун!
Өзиниң қиммәтлик мевилирини йесун!»«(16-айәт) шәрһи» — Шуламит Сулайманниң дегинидәк өзини униңға толуқ бәрмәкчи болуп, муһәббәтлишишкә тәклип қилиду. «Шимал шамили» болса салқин, адәмни йеңиландуриду; «җәнуп шамили» болса адәмни иллитип раһәт бериду. (Пәләстин үчүн «шәриқ шамили» қорқунучлуқ, һәммә нәрсини қурутиветиду).
 
 

4:1 «Чүмпәрдәң кәйнидә көзлириң пахтәкләрдәк екән» — той қилидиған күнидә қиз чүмпәрдә артиду.

4:2 «Улар арисида һеч бири кам әмәстур» — яки «улар арисида һеч бири туғмастур».

4:4 «Қуралхана болушқа тәйярлиған Давутниң мунаридәктур» — башқа бир хил тәрҗимиси: «Пәләмпәйлик қилинған Давутниң мунаридәктур». «изаһат» — кона заманларда «вәтәндин айрилған ләшкәрләр» мәлум шәһәргә яки мәмликәткә қайил болғанда, шу шәһәргә болған садиқлиғини билдүрүш үчүн қалқанлирини шәһәрниң сепилида яки мунарлирида есип қоятти («Әз.» 27:11ни көрүң). Шуңа Сулайманниң бу сөзлири: «Сениң гөзәллигиң шундақки, миң ләшкәрниң қайиллиғиға, садиқлиғиға еришкидәктур» дегән мәнидә. Йәнә келип бәлким Шуламитниң бойниға көплигән марҗанлар есиқлиқ болуши мүмкин. «Сипар» кичик қалқандур.

4:6 «Таң атқичә, көләңгиләр қечип йоқиғичә, мән өзүмни мурмәккә теғиға, мәстики дөңигә елип кетимән» — Сулайман бәлким пүтүн кечи Шуламитниң толуқ бәдинидин һозурланмақчи.

4:8 «(8-айәт) шәрһи» — бәзи алимлар, бу сөзләр җинсий муһәббәтниң жуқури пәллисини ипадиләйду, дәп қарайду. Буниң мүмкинчилиги бар болғини билән, биз йәнә бу сөзләрни Сулайманниң сөйүмлүги билән биллә өз падишалиғиниң кәң зимини вә һәйвитигә Һәрмон теғи (Пәләстиндики әң егиз тағ)ниң әң егиз чоққилиридин нәзәр селишқа болған арзусини ипадилигән, дәп қараймиз. Сулайманниң бу тәкливи явайи һайванларниң шу йәрләрни макан қилғанлиғи түпәйлидин хәтәрлик иш болиду, әлвәттә!

4:8 Йуһ. 17:24; Әф. 1:15-23

4:10 «Сениң муһәббитиң немидегән гөзәл, и сиңлим, и җөрәм!» — Сулайман Шуламитни «сиңлим» дәп чақириду (12-айәттиму): — (1) қедимки замандики бәзи шеирларда ашиқ-мәшуқлар бир-бирини «ака, сиңлим» дәп чақиратти; (2) оттура шәриқтики бәзи җәмиийәтләрдә мөтивәр кишиләр өз әмригә алмақчи болған қизға җәмиийәтниң жуқури тәбиқисидин орун алғузуш үчүн яки никаһини техиму «капаләтлик» қилиш үчүн уни авал «сиңлим» дәп «беқивалатти».

4:11 «Кийим-кечәклириңниң пуриғи Ливанниң пуриғидур» — «Ливанниң пуриғи» орманлиқларниң хуш пуриғи, әлвәттә.

4:12 «Сән печәтләнгән бир бағдурсән, и сиңлим, и җөрәм! Етиклик бир булақ, йепиқлиқ бир фонтандурсән» — Сулайманниң Шуламитни махтиши шуки, Шуламит өзини һеч қандақ башқа адәмгә бәрмәй, пәқәт болғуси әр үчүн пак сақлап кәлди.

4:13 «Униңда қиммәтлик мевиләр, хенә сумбул өсүмлүклири билән,...» — әтирләр тоғрилиқ: «сумбул» бир хил хушпурақлиқ өсүмлүк.

4:14 «Сумбуллар вә ипарлар, каламус вә қовзақдарчин, ... мурмәккә, муәттәр билән...» — әтирләр тоғрилиқ: «каламус» бир хил қомушқа охшайдиған өсүмлүктин чиқиду. «мурмәккә» вә «қовзақдарчин» адәттә мәлум дәрәқләрниң қовзиқидин елиниду. «Муәттәр» бир хил өсүмлүкниң йопурмақлиридин елиниду.

4:15 «Ливандин ақидиған бир булақсән» — яки «Ливандин ақидиған бир қудуқсән». «(9-15-айәт) шәрһи» — 11-15-айәтләрдә Сулайман сөйүмлүгини чирайлиқ бағчиға, һәтта «Ерән бағчиси» («Беһиш»)ниң өзигә охшитиду. У йәнә Шуламитниң пүтүн бәдинидин һозурланмақчи екәнлигини билдүриду.

4:16 «(16-айәт) шәрһи» — Шуламит Сулайманниң дегинидәк өзини униңға толуқ бәрмәкчи болуп, муһәббәтлишишкә тәклип қилиду. «Шимал шамили» болса салқин, адәмни йеңиландуриду; «җәнуп шамили» болса адәмни иллитип раһәт бериду. (Пәләстин үчүн «шәриқ шамили» қорқунучлуқ, һәммә нәрсини қурутиветиду).