137
137-күй •••• Шәпқәткә рәхмәтләр
1 Давут язған күй: —
Пүтүн қәлбим билән Саңа тәшәккүр ейтимән;
Барлиқ илаһлар алдида Сени күйләймән.□«Барлиқ илаһлар алдида Сени күйләймән» — «илаһлар» тоғрилиқ 95:3 вә изаһатини көрүң.
2 Пак-муқәддәслигиңниң ибадәтханисиға қарап баш уримән,
Өзгәрмәс муһәббитиң һәм һәқиқәт-садақитиң үчүн намиңни тәбрикләймән;
Чүнки Сән пүтүн нам-шөһритиңдинму бәкрәк, вәдәңдә туридиғиниңни улуқ қилғансән.□«Чүнки Сән пүтүн нам-шөһритиңдинму бәкрәк, вәдәңдә туридиғиниңни улуқ қилғансән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чпнки сән өз нам-шөһритиң һәм вәдәңни һәммидин үстүн қилдиң». Лекин бизниңчә мәнаси шуки, Худаға нисбәтән өз вәдисидә туруш һәтта нам-шөһритидин жуқури туриду.
3 Саңа нида қилған күнидә, маңа җавап бәргәнсән;
Җенимға күч киргүзүп, мени риғбәтләндүргәнсән.
4 Ағзиңдики сөзләрни аңлиғанда, и Пәрвәрдигар,
Җаһандики барлиқ шаһлар Сени мәдһийиләйду;
5 Улар Пәрвәрдигарниң йоллирида жүрүп нахша ейтиду,
Чүнки улуқдур Пәрвәрдигарниң шан-шәриви.
6 Чүнки Пәрвәрдигар алийдур;
Бирақ У һали бошларға нәзәр салиду;
Тәкәббуларни болса У жирақтин тонуп йетиду.■Зәб. 112:4-7
7 Зулмәт-мушәққәтләр арисида маңған болсамму,
Сән мени җанландурисән;
Дүшмәнлиримниң ғәзивини тосушқа қолуңни узартисән,
Оң қолуң мени қутқузиду.
8 Пәрвәрдигар маңа тәвә ишларни пүткүзиду;
Меһир-муһәббитиң, и Пәрвәрдигар, мәңгүлүктур;
Өз қоллириң ясиғанни ташлап кәтмигәйсән!
□137:1 «Барлиқ илаһлар алдида Сени күйләймән» — «илаһлар» тоғрилиқ 95:3 вә изаһатини көрүң.
□137:2 «Чүнки Сән пүтүн нам-шөһритиңдинму бәкрәк, вәдәңдә туридиғиниңни улуқ қилғансән» — башқа бир хил тәрҗимиси: «чпнки сән өз нам-шөһритиң һәм вәдәңни һәммидин үстүн қилдиң». Лекин бизниңчә мәнаси шуки, Худаға нисбәтән өз вәдисидә туруш һәтта нам-шөһритидин жуқури туриду.