131
131-күй •••• Худаниң әһдә сандуғи вә Худаниң Давутқа болған вәдиси •••• 1-айәттики изаһатни көрүң
«Жуқириға чиқиш нахшиси»
 
И Пәрвәрдигар, Давут үчүн у тартқан барлиқ җәбир-җапаларни яд әткәйсән;«И Пәрвәрдигар, Давут үчүн у тартқан җәбир-җапаларни яд әткәйсән;....» — бу күй биринчидин, Давутниң Пәрвәрдигар үчүн ибадәтхана қурушқа ичкән қәсимини билдүриду һәм шу чағдики Худаниң Давутқа җавап берип қилған вәдисини («2Сам.» 7-бап) әслитиду; иккинчидин, Давутниң кейин Худаниң әһдә сандуғини Кириат-Йеарим (йәни Әфратаһ, өз жути болған Бәйт-Ләһәмгә йеқин) дегән җайдин әкилип, тәнтәнилик һалда Йерусалимға киргүзгәнлигиниму әслитиду.
Бу күй бәлким Давутниң бир әвлади (Сулайман яки униңдин кейинки бириси) падиша болғанда қилған дуаси болуши мүмкин.
«Давут ... тартқан барлиқ җәбир-җапалар» — мошу йәрдә бәлким Давутниң Худа үчүн муқәддәс бир өйни ясашқа болған әҗирини көрситиши мүмкин.
У Пәрвәрдигарға қандақ қәсәм ичкән,
Яқуптики қудрәт Егисигә қандақ вәдә қилған: —
3-5 «Пәрвәрдигарға турар җайни,
Яқупниң қудрәтлик Егисигә маканни тапмиғичә,
Өйүмдики һуҗриға кирмәймән,
Кариваттики көрпәмгә чиқмаймән,
Көзүмгә уйқини,
Қапақлиримға үгдәшни бәрмәймән».1Тар. 15:1
Мана, биз униң хәвирини Әфратаһда аңлидуқ;
Уни орманлиқ етизлардин таптуқ;«...биз униң хәвирини Әфратаһда аңлидуқ» — «униң хәвири» бәлким биринчидин Худаниң әһдә сандуғини көрситиду; иккинчидин бешарәтлик һалда Мәсиһниң Бәйт-Ләһәмдә туғулушини көрситиши мүмкин. «Уни орманлиқ етизлардин таптуқ» — яки «Уни Яарниң етизлиридин таптуқ». «Яар» «Кириат-Йеарим» болуши мүмкин («1Сам.» 7:1ни көрүң).
Униң турар җайлириға берип кирәйли,
Униң тәхтипәри алдида сәҗдә қилайли;
Орнуңдин турғин, и Пәрвәрдигар,
Сән қудритиңниң ипадиси әһдә сандуғуң билән,
Өз арамгаһиңға киргин!
Каһинлириң һәққанийлиқ билән кийиндүрүлсун,
Мөмин бәндилириң тәнтәнилик авазни яңратсун!
10 Қулуң Давут үчүн,
Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән;«Қулуң Давут үчүн, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән» — бәлким Давутниң падиша болидиған әвлади үчүн қилған дуаси. Худаниң «мәсиһ қилғини» тоғрилиқ жуқуриқи 2-күй вә изаһатларни, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.
11 Пәрвәрдигар Өз һәқиқити билән Давутқа шу қәсәмни қилди,
У униңдин һеч янмайду: —
У: — «Өз пуштиңдин чиққан мевидин бирисини тәхтиңдә олтарғузимән;2Сам. 7:12; 1Пад. 8:25; 2Тар. 6:16; Луқа 1:69
12 Пәрзәнтлириң Мениң әһдәмни,
Һәм Мән уларға үгитидиған агаһ-гувалиримни тутса,
Уларниң пәрзәнтлири мәңгүгә тәхтиңдә олтириду» — дегән.
13 Чүнки Пәрвәрдигар Зионни таллиған;
У Өз макани үчүн уни халиған.
14 Мана У: — «Бу мәңгүгә болидиған арамгаһимдур;
Мошу йәрдә туримән;
Чүнки Мән уни халаймән.Зәб. 67:17; 131:8
15 Мән униң рисқини интайин зор бәрикәтләймән;
Униң йоқсуллирини нан билән қандуримән;
16 Униң каһинлириға ниҗатлиқни кийгүзимән,
Униң мөмин бәндилири шатлиқтин тәнтәнилик авазни яңритиду.2Тар. 6:41
17 Мән бу йәрдә Давутниң мүңгүзини бихландуримән;
Өзүмниң мәсиһ қилғиним үчүн йоруқ бир чирақ бекиткәнмән;Луқа 1:69
18 Униң дүшмәнлиригә шәрмәндиликни кийгүзимән;
Амма униң кийгән таҗи бешида ронақ тапиду» — деди.
 
 

131:1 «И Пәрвәрдигар, Давут үчүн у тартқан җәбир-җапаларни яд әткәйсән;....» — бу күй биринчидин, Давутниң Пәрвәрдигар үчүн ибадәтхана қурушқа ичкән қәсимини билдүриду һәм шу чағдики Худаниң Давутқа җавап берип қилған вәдисини («2Сам.» 7-бап) әслитиду; иккинчидин, Давутниң кейин Худаниң әһдә сандуғини Кириат-Йеарим (йәни Әфратаһ, өз жути болған Бәйт-Ләһәмгә йеқин) дегән җайдин әкилип, тәнтәнилик һалда Йерусалимға киргүзгәнлигиниму әслитиду. Бу күй бәлким Давутниң бир әвлади (Сулайман яки униңдин кейинки бириси) падиша болғанда қилған дуаси болуши мүмкин. «Давут ... тартқан барлиқ җәбир-җапалар» — мошу йәрдә бәлким Давутниң Худа үчүн муқәддәс бир өйни ясашқа болған әҗирини көрситиши мүмкин.

131:3-5 1Тар. 15:1

131:6 «...биз униң хәвирини Әфратаһда аңлидуқ» — «униң хәвири» бәлким биринчидин Худаниң әһдә сандуғини көрситиду; иккинчидин бешарәтлик һалда Мәсиһниң Бәйт-Ләһәмдә туғулушини көрситиши мүмкин. «Уни орманлиқ етизлардин таптуқ» — яки «Уни Яарниң етизлиридин таптуқ». «Яар» «Кириат-Йеарим» болуши мүмкин («1Сам.» 7:1ни көрүң).

131:10 «Қулуң Давут үчүн, Өзүң мәсиһ қилғиниңниң йүзини яндурмиғайсән» — бәлким Давутниң падиша болидиған әвлади үчүн қилған дуаси. Худаниң «мәсиһ қилғини» тоғрилиқ жуқуриқи 2-күй вә изаһатларни, шундақла «Тәбирләр»ниму көрүң.

131:11 2Сам. 7:12; 1Пад. 8:25; 2Тар. 6:16; Луқа 1:69

131:14 Зәб. 67:17; 131:8

131:16 2Тар. 6:41

131:17 Луқа 1:69