130
130-күй •••• Кәмтәрликкә интилиш
«Жуқириға чиқиш нахшиси»; Давут язған күй: —
 
И Пәрвәрдигар, көңлүм тәкәббур әмәс,
Нәзиримму үстүн әмәс;
Мән чоң ишлар биләнму,
Яки чамим йәтмәйдиған карамәт ишлар биләнму мәшғул болмаймән;2Тар. 32:25; Зәб. 100:4-5; Пәнд. 6:17; 16:5
Бәрһәқ, анисиниң қучиғида ятқан әмчәктин айрилған балидәк,
Өз җенимни бесивелип тиничландурдум;
Көңлүм ичимдә әмчәктин айрилған балидәктур.
Исраил Пәрвәрдигарға үмүт бағлисун;
Һазирдин башлап, әбәдил-әбәткичә!
 
 

130:1 2Тар. 32:25; Зәб. 100:4-5; Пәнд. 6:17; 16:5