«Һеродлар» тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң. ■Мат. 22:15; Луқа 20:20. 14 Улар келип униңға: — Устаз, силини сәмимий адәм, адәмләргә қәтъий йүз-хатирә қилмайду, һеч кимгә ян басмайду, бәлки кишиләргә Худаниң йолини садиқлиқ билән үгитип келиватиду, дәп билимиз. Силичә, Рим императори Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ? □«Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван бериләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан. 15 Зади баҗ тапшурамдуқ-тапшурмамдуқ? — дейишти.
■12:1 Зәб. 79:9-10; Йәш. 5:1; Йәр. 2:21; 12:10; Мат. 21:33; Луқа 20:9.
■12:7 Яр. 37:18; Зәб. 2:8; Мат. 26:3; Юһ. 11:53
□12:10 «Тамчилар ташливәткән таш болса, бүҗәк теши болуп тикләнди» — «бүҗәк теши» болса һәр қандақ имарәтниң улидики әң муһим уюлташ болуп, һул селинғанда биринчи болуп қоюлидиған таштур. Йәһудий каттивашлар «роһий һаят»ниң бүҗәк теши болған Мәсиһни ташлишивәтмәкчи еди, вә дәрвәқә ташливәтти.
■12:10 Зәб. 117:22-23; Йәш. 28:16; Мат. 21:42; Луқа 20:17; Рос. 4:11; Рим. 9:33; 1Пет. 2:6.
□12:11 «... Бу иш Пәрвәрдигардиндур, көзимиз алдида карамәт бир иштур» — толуқ бешарәт (10-11) «Зәб.» 117:22-23дә тепилиду.
□12:13 «Һерод падишаниң тәрәпдарлири» — Һерод падиша Рим империйәси тәрипидин тайинланған болуп, у Йәһудий болмиғачқа Йәһудийларниң көпинчиси униңға интайин өч еди. Шундақ болғини билән өз мәнпәитини көзләйдиған, уни қоллайдиған «Һерод тәрәпдарлири» бар еди. «Һеродлар» тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имизни көрүң.
■12:13 Мат. 22:15; Луқа 20:20.
□12:14 «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш...» — Римниң һәр бир императориға «Қәйсәр» дегән нам-унван бериләтти; мәсилән Қәйсәр Авғустус, Қәйсәр Юлиус, Қәйсәр Тибериус қатарлиқлар. «Қәйсәргә баҗ-селиқ тапшуруш Тәврат қануниға уйғунму-йоқ?» — әйни вақитта, Йәһудийлар римлиқларниң зулми астида яшаватқан еди. Әгәр Әйса: «Рим императориға баҗ тапшуруш тоғра» десә, бу гәптин азатлиқни истигән Йәһудийлар уни «Мана таза бир ялақчи, хаин екән» дәп тиллишатти. «Баҗ тапшурмаслиқ керәк» дегән болса, у Рим империйәсигә қарши чиққан болатти; андин улар уни Рим валийисиға әрз қилған болатти. Улар мошундақ соалларни сораш арқилиқ Әйсани гепидин тутувелип, римлиқларниң қолиға тапшуруп, униңға зиянкәшлик қилмақчи болушқан.
□12:15 «Маңа бир «динар» пулни әкелиңлар, мән көрүп бақай» — «динар» яки «динариус» дегән Рим империйәсидики бир хил пул бирлиги болуп, үстигә Қәйсәрниң сүрити бесилған еди, әлвәттә. Бир «динариус» тәхминән бир адәмниң күнлүк һәққи болатти («Мат.» 20:2ни көрүң).
□12:17 «Қәйсәрниң һәққини Қәйсәргә, Худаниң һәққини Худаға тапшуруңлар» — демәк, «Қәйсәргә Қәйсәрниң һәққи (униң сүрити чүшүрүлгән нәрсә)ни тапшуруңлар» — Қәйсәргә баҗ төләш керәк. Амма қандақ нәрсә үстидә «Худаниң сүрити» бар? Инсан өзи «Худаниң сүрити» болуп, биз пүтүнимизни Худаға тапшуришимиз керәктур («Яр.» 1:26-27ни көрүң).
■12:17 Мат. 17:25; 22:21; Рим. 13:7.
□12:18 «Садуқийлар» — бу мәзһәпдикиләр тоғрилиқ «Мат.» 16:1дики изаһатни вә «Тәбирләр»ни көрүң.
■12:18 Мат. 22:23; Луқа 20:27; Рос. 23:8.
□12:19 «Бир киши өлүп кетип...» — грек тилида «бирсниң акиси яки укиси өлсә,...». «униң ака яки иниси тул қалған йәңгисини әмригә елип, қериндиши үчүн нәсил қалдуруши лазим» — «Қан.» 25:5.
■12:19 Яр. 38:8; Қан. 25:5, 6.
■12:25 Мат. 22:30; 1Юһа. 3:2.
□12:26 «Мән Ибраһимниң Худаси, Исһақниң Худаси вә Яқупниң Худасидурмән!» — «Мис.» 3:6.
■12:26 Мис. 3:6,15; Мат. 22:31,32; Рос. 7:32; Ибр. 11:16.
□12:27 «У өлүкләрниң Худаси әмәс, бәлки тирикләрниң Худасидур!» — Әйсаниң бу сөзи тоғрилиқ «Матта»дики «қошумчә сөз»имиздә тохтилимиз.
■12:28 Мат. 22:34; Луқа 10:25.
■12:29 Қан. 4:35; 6:4-5; 10:12; Луқа 10:27.
■12:31 Лав. 19:18; Мат. 22:39; Рим. 13:9; Гал. 5:14; Яқ. 2:8.
□12:32 «Чүнки у бирдур, униңдин башқиси йоқтур» — «У» Худани көрситиду, әлвәттә.
■12:34 Қан. 4:35; 6:4-5; Йәш. 45:21
□12:35 «буларға җававән мундақ соални оттуриға қойди» — грек тилида «мундақ җавап бәрди: —». «Давутниң оғли» — мошу йәрдә «Давутниң әвлади»ни көрситиду, әлвәттә.
■12:35 Мат. 22:41; Луқа 20:41.
□12:36 «Пәрвәрдигар мениң Рәббимгә ейттики: — «Мән сениң дүшмәнлириңни тәхтипәриң қилғичә, мениң оң йенимда олтарғин!» — Зәб.» 109:1.
■12:36 Зәб. 109:1; Рос. 2:34; 1Кор. 15:25; Ибр. 1:13; 10:13.
□12:37 «Давут Мәсиһни шундақ «Рәббим» дәп атиған турса, әнди (Мәсиһ) қандақму Давутниң оғли болиду?» — демәк, Қутқузғучи-Мәсиһ падиша Давутниң әвлади болсиму, лекин падиша Давут Мәсиһни «Рәббим» дегән йәрдә Мәсиһ Давуттин улуқ болиду, һәм туғулуштин бурунла «Рәб» сүпитидә еди.
□12:38 «Тәврат устазлири... базарларда кишиләрниң уларға болған узун саламлириға... амрақ келиду» — «узун» дегән сөз грекчә тексттә йоқ; тарих тәтқиқатлириға асасән уларға қилған «саламлар»ни интайин узун вә мурәккәп дәп билимиз.
■12:38 Мат. 23:5, 6; Луқа 11:43; 20:46.
■12:40 Мат. 23:14; Луқа 20:47; 2Тим. 3:6; Тит. 1:11.
□12:41 «сәдиқә сандуғи» — грек тилида бу сөз адәттә «ғәзнә»ни көрситиду. Лекин мошу йәрдә ибадәтханидики ғәзнә үчүн сәдиқиләр жиғилидиған җай, бәлким чоң бир сандуқни көрсәтсә керәк.
■12:41 2Пад. 12:10; Луқа 21:1.
□12:42 «икки ләптон» — «ләптон» дегән бу пул «денариус»ниң 1/128и болуп, бир ишләмчиниң «алтә минут»луқ һәққигә тоғра келәтти.