12
Йәһуниң сәлтәнитиниң йәттинчи жилида Йәһоаш падиша болди; у қириқ жил Йерусалимда сәлтәнәт қилди. Униң аниси Бәәр-Шебалиқ Зибияһ еди. «Йәһоаш» — «Йоаш»ниң башқа шәкли. Йәһоаш Йәһояда каһин униңға несиһәт қилип турған барлиқ күнләрдә, Пәрвәрдигарниң нәзиридә дурус болғанни қилди. «Йәһоаш Йәһояда каһин униңға несиһәт қилип турған барлиқ күнләрдә, ... дурус болғанни қилди.» — бу сөзгә қариғанда Йоаш Йәһояда өлгәндин кейин Пәрвәрдигарниң йолидин чиқип кәтти; вә дәрвәқә шундақ болди («2Тар.» 24:17-27ни көрүң). Пәқәт «жуқури җайлар»ла йоқитилмиди; хәлиқ йәнила «жуқури җайлар»ға чиқип қурбанлиқ қилип хушбуй яқатти.«жуқури җайлар» — Тәвраттики «Кан.» 12:5-14дә вә башқа мунасивәтлик йәрләрдә, Худа Исраилларға: Бириси Маңа атап қурбанлиқ қилса, пәқәт «Өзүм таллиған җай»да қурбанлиқ қилсун, дәп тапилайду. Исраилниң тарихида Худа мошундақ қурбанлиқ қилидиған бир нәччә җайни бекиткән еди (бир вақитта пәқәт бирла җайни бекитәтти). Бирақ Исраиллар бәлким өз қолайлиғини көзләп (вә бәлким бутпәрәсләрниң иш-һәрикәтлирини дорап) Худаниң әмрини нәзиридин сақит қилип тағ чоққилири қатарлиқ жуқури җайларда Худаға ибадәт қилип қурбанлиқ қилатти. Буниң шундақ бир хәтири бар едики, улар әтрапидики бутпәрәсләрниң тәсирини қобул қилип, шу йәрдә һәр хил бутларғиму чоқунуп, һәтта бутпәрәсләргә әгишип «инсан қурбанлиқ»ларниму қилиши мүмкин вә дәрвәқә көп вақитларда шундақ қилатти (мәсилән, «Әз.» 16:21, 20:26ни көрүң).
Йәһоаш каһинларға: — Пәрвәрдигарниң өйигә Худаға аталған һәммә пул, җүмлидин ройхәттин өткүзүлгән һәр кишиниң баҗ пули, қәсәм ичкәнләрниң пули вә һәр ким ихтияри билән Пәрвәрдигарниң өйигә беғишлап әкәлгән һәммә пулни «ройхәттин өткүзүлгән һәр кишиниң баҗ пули, қәсәм ичкәнләрниң пули» — «Мис.» 30:11-16, «Лав.» 27-бапни көрүң.  2Пад. 22:3-21 каһинлар ғәзничиләрдин тапшурувелип Пәрвәрдигарниң өйиниң қайси йери бузулған болса, шу пулни ишлитип шуларни оңшисун, деди.«каһинлар ғәзничиләрдин...» — яки «каһинлар өз тонушлиридин...». «Каһинлар» — ибраний тилида «Һәр бир каһин...» дейилиду — демәк, һәр бир каһинниң бу ишқа болған айрим мәсъулийити барлиғи сәл тәкитлиниду.
Лекин Йәһоаш падишаниң сәлтәнитиниң жигирмә үчинчи жилиғичә, каһинлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини техичә оңлимиған еди. Андин Йәһоаш падиша Йәһояда каһин вә башқа каһинларни чақирип уларға: — Немишкә ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңшимидиңлар? Мундин кейин ғәзничиләрдин пул алмаңлар вә өзүңлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлатмаңлар, деди.«...Мундин кейин ғәзничиләрдин пул алмаңлар вә өзүңлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлатмаңлар» — бу сөзгә қариғанда каһинлар һеч болмиғанда ибадәтханини оңшитиш хизмитидә мәсъулийәтсизлик қилған болса керәк. Бу сөзләрдин улар мошу пулларни хиянәт қилғанлиғи натайин.
Башқа бир хил тәрҗимиси: «Муниңдин башлап ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлитиш мәхситидә башқа ғәзничиләрдин пул алмаңлар». 8-айәт бизниң тәрҗимимизгә масрақ келиду.
Шуниң билән каһинлар мақул болушуп: Биз буниңдин кейин хәлиқтин пул алмаймиз һәм өзимиз ибадәтханиниң бузулған йәрлириниму оңшимаймиз, деди.
Әнди Йәһояда каһин бир сандуқни елип чиқип, япқучидин бир төшүк тешип уни қурбангаһниң йениға қойди; кишиләр Пәрвәрдигарниң өйигә киргәндә, у оң тәрәптә туратти. Дәрвазиға қарайдиған каһинлар Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән барлиқ пулни униңға салатти. 10 Вә шундақ болаттики, улар сандуқта көп пул чүшкәнлигини көрсә, падишаниң кативи билән баш каһин ибадәтханиға чиқип, Пәрвәрдигарниң өйидики пулни халтиға чигип, санап қоятти. 11 Андин улар Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған иш башлириға өлчәп-һесаплап берәтти. Улар болса уни Пәрвәрдигарниң өйини оңшайдиған яғаччи билән тамчилар, 12 ташчилар билән таштирашларға берәтти. Улар мошу пулни Пәрвәрдигарниң өйиниң бузулған йәрлирини оңшашқа лазим болған яғач билән оюлған ташларни сетивелишқа, шуниңдәк ибадәтханини оңшашқа вә һәммә башқа чиқимға ишлитәтти. «таштирашлар» — йәни таш нәқишчиләр еди. 13 Лекин Пәрвәрдигарниң өйигә кәлтүрүлгән пул ибадәтханиға атилидиған күмүч қача-қучилар, пичақлар, пиялиләр, канайлар, я алтундин яки күмүчтин ясалған башқа һәр қандақ нәрсиләрни яситишқа ишлитилмәйтти. 14 Улар бәлки шу пулни иш бешилириға берип, Пәрвәрдигарниң өйини оңшитатти. 15 Улар пулни иш беҗиргүчиләрниң ишләмчиләргә тәқсим қилип бериши үчүн тапшуратти; лекин униң һесаватини қилмайтти; чүнки булар инсап билән иш қилатти. 16 Лекин итаәтсизлик қурбанлиғи пули билән гуна қурбанлиғиға мунасивәтлик пуллар Пәрвәрдигарниң өйигә елип келинмәйтти; у каһинларға тәвә еди.
17 У вақитта Сурийә падишаси Һазаәл Гат шәһиригә һуҗум қилип, уни ишғал қилди. Андин Һазаәл Йерусалимға һуҗум қилишқа йүзләнди. 2Пад. 8:12; 13:25; 2Тар. 24:23 18 Шуниң билән Йәһуданиң падишаси Йәһоаш өз ата-бовилири болған Йәһуда падишалири Йәһошафат, Йорам вә Аһазия Пәрвәрдигарға тәқдим қилған һәммә муқәддәс буюмларни, вә өзи тәқдим қилғанлирини Пәрвәрдигарниң өйи һәм падишаниң ордисиниң ғәзнилиридин издәп тапқан барлиқ алтунға қошуп, һәммисини Сурийәниң падишаси Һазаәлгә әвәтти; андин Һазаәл Йерусалимдин чекинди.2Пад. 18:15
19 Йоашниң башқа әмәллири һәм қилғанлириниң һәммиси «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» дегән китапта пүтүлгән әмәсмиди?«Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» — бу китап Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» униңдин көп учурлар алған еди.
20 Әнди Йәһоашниң хизмәткарлири униңға қәст қилип Силла давини тәрипидики Милло қәлъәсидә уни өлтүрди. 2Пад. 14:5 21 Униң хизмәткарлиридин Шимеатниң оғли Йозақар вә Шомәрниң оғли Йәһозабад уни зәхимләндүрди, шуниң билән у өлди. У өз ата-бовилириниң арисида «Давутниң шәһири»дә дәпнә қилинди. Оғли Амазия униң орнида падиша болди.
 
 

12:1 «Йәһоаш» — «Йоаш»ниң башқа шәкли.

12:2 «Йәһоаш Йәһояда каһин униңға несиһәт қилип турған барлиқ күнләрдә, ... дурус болғанни қилди.» — бу сөзгә қариғанда Йоаш Йәһояда өлгәндин кейин Пәрвәрдигарниң йолидин чиқип кәтти; вә дәрвәқә шундақ болди («2Тар.» 24:17-27ни көрүң).

12:3 «жуқури җайлар» — Тәвраттики «Кан.» 12:5-14дә вә башқа мунасивәтлик йәрләрдә, Худа Исраилларға: Бириси Маңа атап қурбанлиқ қилса, пәқәт «Өзүм таллиған җай»да қурбанлиқ қилсун, дәп тапилайду. Исраилниң тарихида Худа мошундақ қурбанлиқ қилидиған бир нәччә җайни бекиткән еди (бир вақитта пәқәт бирла җайни бекитәтти). Бирақ Исраиллар бәлким өз қолайлиғини көзләп (вә бәлким бутпәрәсләрниң иш-һәрикәтлирини дорап) Худаниң әмрини нәзиридин сақит қилип тағ чоққилири қатарлиқ жуқури җайларда Худаға ибадәт қилип қурбанлиқ қилатти. Буниң шундақ бир хәтири бар едики, улар әтрапидики бутпәрәсләрниң тәсирини қобул қилип, шу йәрдә һәр хил бутларғиму чоқунуп, һәтта бутпәрәсләргә әгишип «инсан қурбанлиқ»ларниму қилиши мүмкин вә дәрвәқә көп вақитларда шундақ қилатти (мәсилән, «Әз.» 16:21, 20:26ни көрүң).

12:4 «ройхәттин өткүзүлгән һәр кишиниң баҗ пули, қәсәм ичкәнләрниң пули» — «Мис.» 30:11-16, «Лав.» 27-бапни көрүң.

12:4 2Пад. 22:3-21

12:5 «каһинлар ғәзничиләрдин...» — яки «каһинлар өз тонушлиридин...». «Каһинлар» — ибраний тилида «Һәр бир каһин...» дейилиду — демәк, һәр бир каһинниң бу ишқа болған айрим мәсъулийити барлиғи сәл тәкитлиниду.

12:7 «...Мундин кейин ғәзничиләрдин пул алмаңлар вә өзүңлар ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлатмаңлар» — бу сөзгә қариғанда каһинлар һеч болмиғанда ибадәтханини оңшитиш хизмитидә мәсъулийәтсизлик қилған болса керәк. Бу сөзләрдин улар мошу пулларни хиянәт қилғанлиғи натайин. Башқа бир хил тәрҗимиси: «Муниңдин башлап ибадәтханиниң бузулған йәрлирини оңлитиш мәхситидә башқа ғәзничиләрдин пул алмаңлар». 8-айәт бизниң тәрҗимимизгә масрақ келиду.

12:12 «таштирашлар» — йәни таш нәқишчиләр еди.

12:17 2Пад. 8:12; 13:25; 2Тар. 24:23

12:18 2Пад. 18:15

12:19 «Йәһуда падишалириниң тарих-тәзкирилири» — бу китап Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» әмәс, бирақ шүбһисизки, Тәвраттики «Тарих-тәзкирә» униңдин көп учурлар алған еди.

12:20 2Пад. 14:5