21
Тул аялниң сәдиқиси һәммисиниңкидин көп
Мар. 12:41-44
У бешини көтирип қаривиди, байларниң өз сәдиқилирини ибадәтханидики сәдиқә сандуғиға ташлиғинини көрди.«У... байларниң өз сәдиқилирини ибадәтханидики сәдиқә сандуғиға ташлиғинини көрди» — «сәдиқә сандуғи» дегән сөз адәттә грек тилида «ғәзнә»ни көрситиду. Лекин мошу йәрдә ибадәтханидики ғәзнә үчүн сәдиқиләр жиғилидиған җай, бәлким чоң бир сандуқни көрсәтсә керәк.  2Пад. 12:10; Мар. 12:41. У йәнә сандуққа икки тийинни ташлаватқан бир намрат тул аялниму көрди.«У йәнә сандуққа икки тийинни ташлаватқан бир намрат тул аялниму көрди» — бу «тийин» (грек тилида «ләптон») «денариус»ниң 1/128и болуп, бир ишләмчиниң бир күнлүк иш һәққи ичидә «алтә минут»луқ пулиға баравәр. Шуниң билән у: — Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу намрат тул аялниң ташлиғини һәммәйләнниңкидин көптур.2Кор. 8:12. Чүнки уларниң һәммиси өзлириниң ашқанлиридин сәдиқә қилип, Худаға атиған садиғиләргә қошуп ташлиди; лекин бу аял намратлиғиға қаримай, өзиниң тирикчилик қилидиғининиң һәммисини сәдиқә қилип ташлиди.
 
Кәлгүси тоғрисидики бешарәт
Мат. 24:1-14; Мар. 13:1-13
Вә бәзиләр ибадәтханиниң нәпис ташлар вә Худаға сунулған һәдийәләр билән қандақ безәлгәнлиги тоғрисида сөзлишивататти. У:Мат. 24:1; Мар. 13:1.
— Силәр көрүватқан бу барлиқ нәрсиләргә нисбәтән, шу күнләр келидуки, һәтта бир тал ташму таш үстидә қалдурулмай, һәммиси гумран қилиниду, — деди.1Пад. 9:7; Мик. 3:12; Луқа 19:44.
Улар униңдин:
— Устаз, бу дегәнлириң қачан йүз бериду? Бу ишларниң йүз беридиғанлиғини аян қилидиған қандақ аламәт болиду? — дәп сориди.
У мундақ деди:
— Аздурулуп кетиштин һези болуңлар. Чүнки тола кишиләр мениң намимни сетип: «Мана өзүм шудурмән!» вә «Әшу вақит йеқинлашти!» дәйду. Шуңа уларниң кәйнигә кирмәңлар.«Мана өзүм шудурмән» — «Мана өзүм Мәсиһдурмән» дегән мәнини билдүриду. «Әшу вақит» — қиямәт күнини көрситиду.  Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Әф. 5:6; Кол. 2:18; 2Тес. 2:2; 1Юһа. 4:1. Силәр уруш вә топилаңларниң хәвирини аңлиған вақтиңлардиму вәһимигә чүшмәңлар; чүнки бу ишларниң авал йүз бериши муқәррәр. Лекин булар, заман ахири йетип кәлди, дегәнлик әмәс.
10 Андин у йәнә мундақ деди:
— Бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду. «Бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду» — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар.  Йәш. 19:2. 11 Җай-җайларда шиддәтлик йәр тәврәшләр, ачарчилиқлар вә вабалар болиду, йәр йүзидә вәһшәтләр вә асманда һәйвәтлик аламәтләр көрүниду. «Йәр йүзидә вәһшәтләр вә асманда һәйвәтлик аламәтләр көрүниду» — грек тилидики әйни тексттә «йәр йүзидә» дегән сөз йоқ. Бирақ бизниңчә һелиқи «һәйвәтлик аламәтләр» асманда болидиғанлиғи тәкитләнгәндин кейин, «вәһшәтләр» болса чоқум «йәр йүзидә» болуши керәк. 25-айәтнму көрүң. 12 Бирақ бу һәр бир вақиәләр йүз бериштин илгири, кишиләр силәргә қол селип тутқун қилиду вә силәргә зиянкәшлик қилип, силәрни синагогларниң сорақлириға тапшуриду, зинданларға ташлайду; улар мениң намим түпәйлидин силәрни падиша вә һөкүмдарларниң алдиға елип бариду, Мат. 10:17; 24:9; Мар. 13:9; Юһ. 16:2; Рос. 4:3; 5:18; 12:4; 16:24; Вәһ. 2:10. 13 вә буниң билән уларниң алдида гувалиқ бериш пурситиңлар чиқиду. «... буниң билән уларниң алдида гувалиқ бериш пурситиңлар чиқиду» — «гувалиқ бериш» мошу йәрдә хуш хәвәр йәткүзүш, Худаниң ниҗати Рәб Әйса Мәсиһ арқилиқ дунияға кәлди, дәп җакалаштин ибарәт. 14 Униң үчүн әрзгә қандақ җавап бериш тоғрисида алдин-ала һеч ойланмаслиққа қәлбиңларда қәтъий нийәт қилиңлар. Мат. 10:19; Мар. 13:11. 15 Чүнки мән силәргә барлиқ дүшмәнлириңлар рәддийә вә рәт қилалмиғидәк пасаһәтлик тил вә данишмәнлик ата қилимән. Мис. 4:12; Йәш. 54:17; Мат. 10:19; Рос. 6:10. 16 Һәтта ата-ана, ака-ука, уруқ-туққан вә яр-бурадәрлириңларму силәргә хаинлиқ қилип тутуп бериду вә улар араңлардики бәзилириңларни өлтүриду. «хаинлиқ қилип тутуп бериду» — бу бирла сөз билән ипадилиниду.  Мик. 7:6; Рос. 7:59; 12:2. 17 Силәр мениң намим түпәйлидин һәммә адәмниң нәпритигә учрайсиләр. Мат. 10:22; Мар. 13:13. 18 Һалбуки, бешиңлардики бир тал чачму һалак болмайду! 1Сам. 14:45; 2Сам. 14:11; 1Пад. 1:52; Мат. 10:30. 19 Сәвир-чидамлиқ болғиниңларда, җениңларға егә болалайсиләр.«Сәвир-чидамлиқ болғиниңларда, җениңларға егә болалайсиләр» — бу айәттә «җан» яки җисманий һаят яки адәмниң өз вуҗудини, шундақла роһий һаятини көрситиду. Бизниңчә мошу йәрдә инсанниң роһий һаятидики әмәлий җәһәтләрни көрситиду. Бирисидә роһий һаят бар болса, ундақта у өзини туталайдиған, түрлүк роһий һуҗумларға тақабил туралайдиған болиду — мәсилән, өзидә бар болған әнсирәшләр, қорқунучлар, шәһваний һәвәсләр қатарлиқларни Мәсиһгә бойсундуралайду (мәсилән, «2Кор.» 10:5, «1Тес.» 4:4ни көрүң).
 
Йерусалимниң вәйран қилинишидин бешарәт
Мат. 24:15-21; Мар. 13:14-19
20 — Лекин Йерусалимниң дүшмән қошунлири тәрипидин қоршивелинғанлиғини көргиниңларда, униң вәйран болуш вақти йеқинлишип қапту, дәп билиңлар. Дан. 9:27; Мат. 24:15; Мар. 13:14. 21 У чағда Йәһудийә өлкисидә туруватқанлар тағларға қачсун, шәһәр ичидә туруватқанлар униңдин чиқип кәтсун, йезиларда туруватқанлар шәһәргә кирмисун. 22 Чүнки шу чағ «интиқам җазасини тартидиған күнләр»дур; шуниң билән муқәддәс язмиларда барлиқ пүтүлгәнләр әмәлгә ашурулиду.«интиқам җазасини тартидиған күнләр» — «интиқам җазаси» грек тилида бу сөз һәм «интиқам» һәм «толуқ, мутләқ һөкүм чиқириш» дәп ипадилиниду. «Мат.» 23:35ни көрүң. Бу «интиқам» яки «һөкүм чиқирилиш»ни Худа Өзиниң хәлқи Йәһудийлар үстигә жүргүзиду. Бу, мошу йәрдә (12-24-айәт) Йерусалим шәһириниң миладийә 70-жили муһасиригә елиниши вә вәйран қилинишини көрситиған бешарәттур. Кейинки айәтләр ахир заманни көрситиду.  Дан. 9:26,27; Мат. 24:15; Мар. 13:14.
 
23 Әнди шу күнләрдә һамилдар аяллар вә бала емитидиғанларниң һалиға вай! Чүнки бу зиминда еғир қисчилиқ болиду вә әрштики ғәзәп бу хәлиқниң бешиға чүшиду; «бу зиминда еғир қисчилиқ болиду...» — яки «йәр йүзидә еғир қисчилиқ болиду». 24 Улар қиличниң бисида жиқитилиду вә тутқун қилинип, барлиқ әлләргә елип кетилиду; «ят әлләрниң вақти» тошқичә, Йерусалим ят әлләрниң аяқ астида қалиду.«Улар ... тутқун қилинип, барлиқ әлләргә елип кетилиду; «ят әлләрниң вақти» тошқичә, Йерусалим ят әлләрниң аяқ астида қалиду» — «әлләр» мошу йәрдә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Ят әлләрниң вақти» — Грек тилида «ят әлләрниң вақитлири». «Ят әлләрниң вақти тошқичә» дегән ибарә Йәһудий хәлқи ахир заманда қайтидин Йерусалимда туридиғанлиғини вә Йерусалимни идарә қилидиғанлиғини көрситиду. Бу ибарә вә шундақла бу бабтики башқа бешарәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.  Рим. 11:25.
 
Мәсиһниң келидиғанлиғи һәққидә
Мат. 24:29-31; Мар. 13:24-27
25 — Қуяш, ай, юлтузлардиму аламәтләр болиду; йәр йүзидики әлләр арисида деңиз-океанларниң гүлдүрлишидин вә долқунларниң давалғушлиридин паракәндичилик болиду. Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 3:4; 3:15; Мат. 24:29; Мар. 13:24; Вәһ. 6:12. 26 Адәмләр қорқуп, йәр йүзигә келидиған апәтләрни вәһимә ичидә күтүп әс-һошини йоқитиду; чүнки асмандики күчләр ләрзигә келиду. «асмандики күчләр ләрзигә келиду» — «асмандики күчләр» бәлким асмандики җисимлар (қуяш, ай, юлтуз қатарлиқлар)ни вә һәм асманда Худаниң пәриштилири билән җәң қиливатқан җин-шәйтанларниму көрситиши мүмкин. 27 Андин кишиләр Инсаноғлиниң күч-қудрәт вә улуқ шан-шәрәп билән бир булут ичидә келиватқанлиғини көриду.Дан. 7:10; Мат. 16:27; 24:30; 25:31; 26:64; Мар. 13:26; 14:62; Рос. 1:11; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.
28 Лекин бу аламәтләр көрүнүшкә башлиғанда, қәддиңларни руслап бешиңларни көтириңлар, чүнки бу силәрни азат қилиштики ниҗат йеқинлашти, дегәнликтур.Рим. 8:23.
 
Әнҗир дәриғидин савақ елиш
Мат. 24:32-35; Мар. 13:28-31
29 У уларға мундақ бир тәмсилни сөзләп бәрди:
— Әнҗир дәриғи вә башқа барлиқ дәрәқләргә қараңлар. Мат. 24:32; Мар. 13:28. 30 Уларниң йеңидин бихланғанда уларға қарап, өзүңлар язниң йетип келишигә аз қалғанлиғини билисиләр. 31 Шуниңдәк, бая дейилгән аламәтләрниң йүз бериватқанлиғини көргиниңларда, Худаниң падишалиғиниң йеқин қалғалнлиғини билиңлар. 32 Мән силәргә бәрһәқ шуни ейтип қояйки, бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду. «бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду» — әгәр тилға елинған аламәт Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (20-24-айәт) қаритилған болса, ундақта «бу дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. (2) әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (27-айәт) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким пүтүн Йәһудийә хәлқини көрситиду; (3) бу айәтләрдә ейтилған вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду. 33 Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду.«Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду» — грек тили «асман-зимин өтиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз өтмәйду».  Зәб. 101:22-28; Йәш. 51:6; Мат. 24:35; Ибр. 1:11.
 
Һошияр болуңлар
34 — Лекин өзүңларға агаһ болуңларки, көңүллириңлар әйш-ишрәт, мәйхорлуқ вә тирикчиликниң ғәм-әндишилири билән бихудлашмисун, шу күни үстүңларға туюқсиз чүшмисун. «шу күни үстүңларға туюқсиз чүшмисун» — «шу күн» Муқәддәс Китапта дайим дегидәк Мәсиһ дунияға қайтип келидиған, инсанлардин һесап алидиған күнни көрситиду.  Рим. 13:13; 1Тес. 5:6; 1Пет. 4:7. 35 Чүнки у гоя қапқантәк барлиқ йәр йүзидә һәр бир туруватқанларниң бешиға чүшиду. 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15. 36 Шуңа һәр қандақ вақитларда һошияр болуңлар, йүз бериш алдида туруватқан бу ишлардин өзүңларни қачуруп Инсаноғли алдида һазир болуп турушқа лайиқ һесаплиниш үчүн һәрдайим дуа қилиңлар, — деди.«йүз бериш алдида туруватқан бу ишлардин өзүңларни қачуруп» — яки «йүз бериш алдида туруватқан бу ишлардин қутулуп...». Әнди етқадчилар бу дәһшәтлик вақиәләрдин өтүп кетәмду, яки авал елип кетиләмду? Бу муһим мәсилә. Оқурмәнләр мошу айәтниң алди-кәйнидики сөз-айәтләргә қарап өзлири бир хуласигә келәләйду. Биз башқа йәрләрдиму бу тема үстидә тохталған («Тесалоникалиқларға (2)»дики «қошумчә сөз»имиздә). «һазир болуп лайиқ һесаплиниш үчүн...» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «күчләндүрүлүшүңлар үчүн...» дейилиду.  Мат. 24:42; 25:13; Мар. 13:33; Луқа 12:40; 1Тес. 5:6.
37 Әнди у күндүзлири ибадәтханида тәлим берәтти, ахшамлири шәһәрдин чиқип, кечини Зәйтун теғи дәп аталған тағда өткүзәтти. Юһ. 8:2. 38 Вә барлиқ хәлиқ униң тәлимини аңлиғили таң сәһәрдә ибадәтханиға кирип, униң йениға келәтти.
 
 

21:1 «У... байларниң өз сәдиқилирини ибадәтханидики сәдиқә сандуғиға ташлиғинини көрди» — «сәдиқә сандуғи» дегән сөз адәттә грек тилида «ғәзнә»ни көрситиду. Лекин мошу йәрдә ибадәтханидики ғәзнә үчүн сәдиқиләр жиғилидиған җай, бәлким чоң бир сандуқни көрсәтсә керәк.

21:1 2Пад. 12:10; Мар. 12:41.

21:2 «У йәнә сандуққа икки тийинни ташлаватқан бир намрат тул аялниму көрди» — бу «тийин» (грек тилида «ләптон») «денариус»ниң 1/128и болуп, бир ишләмчиниң бир күнлүк иш һәққи ичидә «алтә минут»луқ пулиға баравәр.

21:3 2Кор. 8:12.

21:5 Мат. 24:1; Мар. 13:1.

21:6 1Пад. 9:7; Мик. 3:12; Луқа 19:44.

21:8 «Мана өзүм шудурмән» — «Мана өзүм Мәсиһдурмән» дегән мәнини билдүриду. «Әшу вақит» — қиямәт күнини көрситиду.

21:8 Йәр. 29:8; Мат. 24:4; Әф. 5:6; Кол. 2:18; 2Тес. 2:2; 1Юһа. 4:1.

21:10 «Бир милләт йәнә бир милләт билән урушқа чиқиду, бир падишалиқ йәнә бир падишалиқ билән урушқа чиқиду» — ибраний тилида (шундақла грек тилида) бу ибарә дуния бойичә кеңәйгән урушларни көрситиши мүмкин («Йәш.» 19:2, «2Тар.» 15:3-6дә бу турақлиқ ибарә тоғрилиқ мисаллар бар.

21:10 Йәш. 19:2.

21:11 «Йәр йүзидә вәһшәтләр вә асманда һәйвәтлик аламәтләр көрүниду» — грек тилидики әйни тексттә «йәр йүзидә» дегән сөз йоқ. Бирақ бизниңчә һелиқи «һәйвәтлик аламәтләр» асманда болидиғанлиғи тәкитләнгәндин кейин, «вәһшәтләр» болса чоқум «йәр йүзидә» болуши керәк. 25-айәтнму көрүң.

21:12 Мат. 10:17; 24:9; Мар. 13:9; Юһ. 16:2; Рос. 4:3; 5:18; 12:4; 16:24; Вәһ. 2:10.

21:13 «... буниң билән уларниң алдида гувалиқ бериш пурситиңлар чиқиду» — «гувалиқ бериш» мошу йәрдә хуш хәвәр йәткүзүш, Худаниң ниҗати Рәб Әйса Мәсиһ арқилиқ дунияға кәлди, дәп җакалаштин ибарәт.

21:14 Мат. 10:19; Мар. 13:11.

21:15 Мис. 4:12; Йәш. 54:17; Мат. 10:19; Рос. 6:10.

21:16 «хаинлиқ қилип тутуп бериду» — бу бирла сөз билән ипадилиниду.

21:16 Мик. 7:6; Рос. 7:59; 12:2.

21:17 Мат. 10:22; Мар. 13:13.

21:18 1Сам. 14:45; 2Сам. 14:11; 1Пад. 1:52; Мат. 10:30.

21:19 «Сәвир-чидамлиқ болғиниңларда, җениңларға егә болалайсиләр» — бу айәттә «җан» яки җисманий һаят яки адәмниң өз вуҗудини, шундақла роһий һаятини көрситиду. Бизниңчә мошу йәрдә инсанниң роһий һаятидики әмәлий җәһәтләрни көрситиду. Бирисидә роһий һаят бар болса, ундақта у өзини туталайдиған, түрлүк роһий һуҗумларға тақабил туралайдиған болиду — мәсилән, өзидә бар болған әнсирәшләр, қорқунучлар, шәһваний һәвәсләр қатарлиқларни Мәсиһгә бойсундуралайду (мәсилән, «2Кор.» 10:5, «1Тес.» 4:4ни көрүң).

21:20 Дан. 9:27; Мат. 24:15; Мар. 13:14.

21:22 «интиқам җазасини тартидиған күнләр» — «интиқам җазаси» грек тилида бу сөз һәм «интиқам» һәм «толуқ, мутләқ һөкүм чиқириш» дәп ипадилиниду. «Мат.» 23:35ни көрүң. Бу «интиқам» яки «һөкүм чиқирилиш»ни Худа Өзиниң хәлқи Йәһудийлар үстигә жүргүзиду. Бу, мошу йәрдә (12-24-айәт) Йерусалим шәһириниң миладийә 70-жили муһасиригә елиниши вә вәйран қилинишини көрситиған бешарәттур. Кейинки айәтләр ахир заманни көрситиду.

21:22 Дан. 9:26,27; Мат. 24:15; Мар. 13:14.

21:23 «бу зиминда еғир қисчилиқ болиду...» — яки «йәр йүзидә еғир қисчилиқ болиду».

21:24 «Улар ... тутқун қилинип, барлиқ әлләргә елип кетилиду; «ят әлләрниң вақти» тошқичә, Йерусалим ят әлләрниң аяқ астида қалиду» — «әлләр» мошу йәрдә Йәһудий әмәсләрни көрситиду. «Ят әлләрниң вақти» — Грек тилида «ят әлләрниң вақитлири». «Ят әлләрниң вақти тошқичә» дегән ибарә Йәһудий хәлқи ахир заманда қайтидин Йерусалимда туридиғанлиғини вә Йерусалимни идарә қилидиғанлиғини көрситиду. Бу ибарә вә шундақла бу бабтики башқа бешарәтләр үстидә «қошумчә сөз»имиздә азрақ тохтилимиз.

21:24 Рим. 11:25.

21:25 Йәш. 13:10; Әз. 32:7; Йо. 3:4; 3:15; Мат. 24:29; Мар. 13:24; Вәһ. 6:12.

21:26 «асмандики күчләр ләрзигә келиду» — «асмандики күчләр» бәлким асмандики җисимлар (қуяш, ай, юлтуз қатарлиқлар)ни вә һәм асманда Худаниң пәриштилири билән җәң қиливатқан җин-шәйтанларниму көрситиши мүмкин.

21:27 Дан. 7:10; Мат. 16:27; 24:30; 25:31; 26:64; Мар. 13:26; 14:62; Рос. 1:11; 2Тес. 1:10; Вәһ. 1:7.

21:28 Рим. 8:23.

21:29 Мат. 24:32; Мар. 13:28.

21:32 «бу аламәтләрниң һәммиси әмәлгә ашурулмай туруп, бу дәвир өтмәйду» — әгәр тилға елинған аламәт Йерусалимниң вәйран болушиға (миладийә 70-жили) (20-24-айәт) қаритилған болса, ундақта «бу дәвир» дегән сөз тәбиийки (1) Әйсаниң дәвридә яшап өткән адәмләрни көрситиду. (2) әгәр Мәсиһниң дунияға қайтип келишигә (27-айәт) қаритилған болса, «дәвир» дегән сөз бәлким пүтүн Йәһудийә хәлқини көрситиду; (3) бу айәтләрдә ейтилған вақиәләрниң башлиниш дәвридә яшиғанларни көрситиду. Шуңа барлиқ вақиәләр шу дәвир ичидә йүз бериду, дегәнлик болиду. Бизниңчә (3)-шәрһ алди-кәйни айәтләргә әң бап келиду.

21:33 «Асман-зимин йоқилиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз йоқалмайду» — грек тили «асман-зимин өтиду, бирақ мениң сөзлирим һәргиз өтмәйду».

21:33 Зәб. 101:22-28; Йәш. 51:6; Мат. 24:35; Ибр. 1:11.

21:34 «шу күни үстүңларға туюқсиз чүшмисун» — «шу күн» Муқәддәс Китапта дайим дегидәк Мәсиһ дунияға қайтип келидиған, инсанлардин һесап алидиған күнни көрситиду.

21:34 Рим. 13:13; 1Тес. 5:6; 1Пет. 4:7.

21:35 1Тес. 5:2; 2Пет. 3:10; Вәһ. 3:3; 16:15.

21:36 «йүз бериш алдида туруватқан бу ишлардин өзүңларни қачуруп» — яки «йүз бериш алдида туруватқан бу ишлардин қутулуп...». Әнди етқадчилар бу дәһшәтлик вақиәләрдин өтүп кетәмду, яки авал елип кетиләмду? Бу муһим мәсилә. Оқурмәнләр мошу айәтниң алди-кәйнидики сөз-айәтләргә қарап өзлири бир хуласигә келәләйду. Биз башқа йәрләрдиму бу тема үстидә тохталған («Тесалоникалиқларға (2)»дики «қошумчә сөз»имиздә). «һазир болуп лайиқ һесаплиниш үчүн...» — бәзи кона көчүрмиләрдә: «күчләндүрүлүшүңлар үчүн...» дейилиду.

21:36 Мат. 24:42; 25:13; Мар. 13:33; Луқа 12:40; 1Тес. 5:6.

21:37 Юһ. 8:2.